< Псалтирь 12 >
1 В конец, о осмей, псалом Давиду. Спси мя, Господи, яко оскуде преподобный: яко умалишася истины от сынов человеческих.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, шеминит билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Қутқузғайсән, Пәрвәрдигар, чүнки ихласмән адәм түгәп кәтти; Адәмләр арисидин садиқ мөминләр ғайип болди.
2 Суетная глагола кийждо ко искреннему своему: устне льстивыя в сердцы, и в сердцы глаголаша злая.
Һәр бирси өз йеқинлириға ялған ейтиду; Хушамәтчи ләвләрдә, аликөңүллүк билән сөзлишиду.
3 Потребит Господь вся устны льстивыя, язык велеречивый,
Пәрвәрдигар барлиқ хушамәтчи ләвләрни, Һакавурларчә сөзләйдиған тилни кесивәткәй!
4 рекшыя: язык наш возвеличим, устны наша при нас суть: кто нам господь есть?
Улар: «Тилимиз билән ғәлибә қилимиз; Ләвлиримиз болса өзимизниңкидур; Ким бизгә Рәб болалисун?» — дәйду.
5 Страсти ради нищих и воздыхания убогих ныне воскресну, глаголет Господь: положуся во спасение, не обинюся о нем.
«Езилгүчи аҗизларни басқан зулум вәҗидин, Мискинләрниң аһузарлири вәҗидин, Һазирла орнумдин турай» — дәйду Пәрвәрдигар, «Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән».
6 Словеса Господня словеса чиста, сребро разжжено, искушено земли, очищено седмерицею.
Пәрвәрдигарниң сөзлири болса сап сөзләрдур; Улар йәттә қетим саплаштурулған, Сапал қазанда тавланған күмүчтәктур.
7 Ты, Господи, сохраниши ны и соблюдеши ны от рода сего и во век.
Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән; Сән [мөминләрни] мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән;
8 Окрест нечестивии ходят: по высоте твоей умножил еси сыны человеческия.
[Чүнки] рәзил адәмләр һәрянда ғадийип жүрүшиду, Пәскәшлик инсан балилири арисида алийҗанаблиқ дәп махталмақта!