< Псалтирь 113 >

1 Хвалите, отроцы, Господа, хвалите имя Господне.
Һәмдусана! Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири, Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар!
2 Буди имя Господне благословено отныне и до века.
Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
3 От восток солнца до запад хвально имя Господне.
Күн чиқардин күн патарға, Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!
4 Высок над всеми языки Господь: над небесы слава Его.
Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди; Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур.
5 Кто яко Господь Бог наш? На высоких живый,
Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун — Өз макани жуқурида болсиму,
6 и на смиренныя призираяй на небеси и на земли:
Асманларға һәм йәргә қараш үчүн, Өзини төвән қилғучиға?
7 воздвизаяй от земли нища, и от гноища возвышаяй убога:
Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду; Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;
8 посадити его с князи, с князи людий своих:
Уни есилзадиләр қатариға, Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду;
9 вселяя неплодовь в дом, матерь о чадех веселящуся.
У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп, Уни оғулларниң хошал аниси қилиду. Һәмдусана!

< Псалтирь 113 >