< Числа 31 >
1 И рече Господь к Моисею, глаголя:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 отмсти месть сынов Израилевых от Мадианитов, и последи приложишися к людем своим.
Сән Мидиянлардин Исраилларниң интиқамини ал, андин өз хәлиқлириңгә қошулисән, — деди.
3 И рече Моисей к людем, глаголя: вооружите от вас мужы и ополчитеся пред Господем на Мадиама, отдати отмщение от Господа Мадиаму:
Муса хәлиққә мундақ деди: — Араңлардин җәңгә чиқишқа бир түркүм адәмләрни қуралландуруңлар; андин улар Мидиянлардин Пәрвәрдигар үчүн интиқам елишқа атлансун.
4 тысящу от племене и тысящу от племене, от всех племен сынов Израилевых, послите ополчитися.
Силәр Исраилларниң һәр бир қәбилисидин җәң қилишқа миңдин адәм маңдуруңлар.
5 И сочтоша от тысящ Израилевых, по тысящи от племене, дванадесять тысящ вооруженых на брань.
Шуниң билән түмәнлигән Исраил хәлқиниң һәр қәбилисидин миңдин, җәмий он икки миң адәм җәң қилишқа қуралландурулди.
6 И посла я Моисей тысящу от племене и тысящу от племене с силою их, и Финееса сына Елеазарова сына Аарона жерца: и сосуды святыя, и трубы знаменныя в руках их.
Муса һәр қәбилидин миңдин адәмни җәң қилишқа маңдурди һәмдә Әлиазарниң оғли Финиһасни улар билән биллә маңдурди, Финиһасниң қолида муқәддәс әсваплар вә агаһ канай бар еди.
7 И ополчишася на Мадиама, якоже повеле Господь Моисею, и избиша весь мужеск пол:
Улар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә Мидиянлар билән соқушқили чиқип, әркәкләрниң һәммисини өлтүрүвәтти;
8 и царей Мадиамских убиша вкупе с язвеными их, и Евина и Рокома, и Сура и Ура и ровока, пять царей Мадиамлих: и Валаама сына Веорова убиша мечем с язвеными их:
мошу өлтүрүлгәнләрдин башқа, йәнә Мидиянниң Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба дегән бәш падишасини өлтүрди; йәнә Беорниң оғли Балаамни қилич билән чепип ташлиди.
9 и плениша жен Мадиамлих и имения их, и скоты их и вся притяжания их, и силу их плениша:
Исраиллар Мидиянларниң хотун-қизлири вә балилирини тутқун қилип кәтти, йәнә уларниң пүтүн чарва маллири, қой падилири вә мал-мүлүклирини олҗа қилди;
10 и вся грады их, яже во обитаниих их, и веси их пожгоша огнем,
улар туруватқан йәрләрдики барлиқ шәһәр вә барлиқ баргаһлириға от қоювәтти;
11 и взяша весь плен их и вся корысти их, от человека до скота:
улар адәм болсун мал болсун барлиқ ғәниймәт, барлиқ олҗини елип кәтти;
12 и приведоша к Моисею и ко Елеазару жерцу и ко всем сыном Израилевым плен и корысти и имение в полк, во аравоф Моавль, иже есть у Иордана при Иерихоне.
улар тутқан әсирләрни һәм олҗа-ғәниймәтни Моаб түзләңликлиригә, Иордан дәрияси бойиға җайлашқан Йерихониң удулидики баргаһқа әкилип, Муса билән каһин Әлиазарға, шундақла Исраилларниң җамаитигә тапшурди.
13 И изыде Моисей и Елеазар жрец и вси князи сонма в сретение им вне полка.
Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң барлиқ әмирлири баргаһниң сиртиға чиқип уларни қарши алди.
14 И разгневася Моисей на надзирателей силы, тысященачалников и стоначалников идущих от ополчения брани.
Лекин Муса җәңдин қайтқан һәрбий сәрдарларға, йәни миң беши, йүз бешиларға хапа болуп: —
15 И рече им Моисей: вскую жив остависте весь женск пол?
Силәр аялларниң һәммисини тирик қалдурдуңларму?
16 Тыя бо быша сыном Израилевым, по словеси Валаамлю, еже отступити и презрети слово Господне Фогора ради, и бысть язва в сонме Господни:
Қараңлар, дәл шулар Балаамниң һейлә-мәслиһәти билән Пеордики ишта Исраилларни Пәрвәрдигар алдида гунаға патқузуши билән, Пәрвәрдигарниң җамаитигә ваба яғдурулған әмәсму?
17 и ныне избийте всяк мужеск пол во всяком возрасте, и всяку жену, яже позна ложе мужеско, избийте:
Әнди силәр барлиқ оғул балиларни өлтүрүветиңлар, әрләр билән мунасивәт өткүзгән аялларни қоймай өлтүрүветиңлар.
18 и всяк возраст женск, яже не познаша ложа мужеска, живых оставите я:
Бирақ яш қизлар, йәни әрләр билән мунасивәт өткүзмигәнләрни болса, өзлириңларға тирик қалдуруңлар.
19 и вы станите вне полка седмь дний: всяк убивый душу и прикоснувыйся убиеному да очистится в третий день и в день седмый, вы и плен ваш:
Силәр баргаһ сиртида йәттә күн чедир тикип туруңлар; адәм өлтүргән вә өлүккә тәккән һәр ким үчинчи күни вә йәттинчи күни өзини паклисун; силәр вә силәр әсир қилған кишиләрниң һәммиси шундақ қилсун.
20 и всяку одежду, и всяк сосуд кожан, и всяко соделаное от козличины, и всяк сосуд древян очистите.
Барлиқ кийим-кечәк, терә әсвап үскүниләр, тивитта тоқулған барлиқ нәрсиләр һәм яғач әсвап-үскүниләрниң һәммисини паклаңлар, — деди.
21 И рече Елеазар жрец к мужем силы приходящым от ополчения ратнаго: сие оправдание закона, еже заповеда Господь Моисею:
Каһин Әлиазар җәңгә чиқип қайтқан ләшкәрләргә: — Мана Пәрвәрдигар Мусаға буйруған қанун-бәлгүлимә:
22 кроме сребра и злата, и меди и железа, и касситера и олова,
алтун, күмүч, мис, төмүр, қәләй, қоғушун қатарлиқ
23 всяка вещь, яже пройдет сквозе огнь, и (огнем) очистится, но и водою очищения очистится: и вся, елика аще не пройдут сквозе огнь, да пройдут сквозе воду:
отқа чидамлиқ нәрсиләрниң һәммисини оттин өткүзүңлар, шундақ қилсаңлар пак һесаплиниду; шундақтиму, йәнила «напаклиқни чиқарғучи су» билән пакизлаңлар; отқа чидамсиз нәрсиләрни шу судин өткүзүңлар.
24 и исперите ризы вашя в день седмый, и очиститеся: и по сих внидете в полк.
Йәттинчи күни кийимлириңларни жуюңлар, андин силәр пак һесаплинисиләр; андин кейин баргаһқа кирсәңлар болиду, — деди.
25 И рече Господь к Моисею, глаголя:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
26 возмите сочисление корыстей плена от человека до скота, ты и Елеазар жрец и князи отечеств сонма,
Сән каһин Әлиазар вә җамаәт ичидики қәбилә каттилири билән бирликтә елинған олҗа-ғәнимәтниң, адәм болсун, чарпай болсун, шуларниң умумий санини һесаплап чиққин;
27 и разделите корысти между воины ходившими на брань и между всем сонмом,
олҗа-ғәниймәтни иккигә бөл, йеримини җәңгә чиққанларға бәр, қалған йеримини барлиқ җамаәткә бәр.
28 и отлучите дань Господу от людий военных ходивших на брань, едину душу от пяти сот, от человек и от скотов, и от волов и от овец и от ослят,
Сән йәнә чиқип җәңгә қатнашқан ләшкәрләр алидиған адәм, кала, ешәк яки қой падилиридин бәш йүздин бирини Пәрвәрдигарға аталған үлүш болсун дәп айриғин;
29 и от половины их да возмете, и даси Елеазару жерцу начатки Господни:
силәр шуни ләшкәрләргә тәвә болған йеримидин елип Пәрвәрдигарға аталған «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһин Әлиазарға тапшуруңлар.
30 и от половины сынов Израилевых да возмеши едино от пятидесяти человек, и от волов и от овец, и от ослят и от всех скотов, и даси я левитом, иже стрегут стражбы в скинии Господни.
Исраилларға тәвә болған йериминиң адәм, кала, ешәк, қой падилири, шундақла һәр хил һайванлардин әлликтин бирини Пәрвәрдигарниң җамаәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға бериңлар.
31 И сотвори Моисей и Елеазар жрец, якоже повеле Господь Моисею.
Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилди.
32 И бысть множество плена, егоже плениша мужи воинстии, от овец шесть сот седмьдесят пять тысящ,
Әнди олҗа-ғәниймәт, йәни җәңгә чиққан ләшкәрләр еливалған нәрсиләрдин қалғини қой җәмий алтә йүз йәтмиш бәш миң,
33 и волов седмьдесят две тысящы,
кала йәтмиш икки миң,
34 и ослов шестьдесят едина тысяща,
ешәк атмиш бир миң,
35 и душ человеческих от женска полу, яже не познаша ложа мужеска, всех душ тридесять две тысящы:
әркәкләр билән мунасивәт өткүзмигән қизлар оттуз икки миң чиқти.
36 и бысть половина часть ходивших на брань, от числа овец триста тридесять седмь тысящ и пять сот:
Җәңгә чиққанларниң үлүши, йәни уларға тәвә йерими, қой җәмий үч йүз оттуз йәттә миң бәш йүз;
37 и бысть дань Господу от овец шесть сот седмьдесят пять:
бу қой падилиридин Пәрвәрдигарға аталғини алтә йүз йәтмиш бәш болди;
38 и волов тридесять шесть тысящ, и дань Господу седмьдесят и два:
кала оттуз алтә миң, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини йәтмиш икки болди.
39 и ослов тридесять тысящ пять сот, и дань Господу шестьдесят един:
Ешәк оттуз миң бәш йүз чиқти, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини атмиш бир болди.
40 и душ человеческих шестьнадесять тысящ, и дань от сих Господу тридесять две души.
Адәм он алтә миң чиқти, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини оттуз икки адәм болди.
41 И даде Моисей дань Господу, участие Божие Елеазару жерцу, якоже повеле Господь Моисею.
Муса Пәрвәрдигар өзигә буйруғини бойичә Пәрвәрдигарға сунулидиған «көтәрмә һәдийә» болған үлүшни каһин Әлиазарға тапшуруп бәрди.
42 От половины сынов Израилевых, ихже раздели Моисей от мужей военных:
Исраилларға тәвә болған йерими, йәни Муса җәңгә чиқип кәлгәнләрдин елип бөлүп бәргини —
43 и бысть половина от сонма, от овец триста и тридесять седмь тысящ и пять сот:
җамаәткә тәвә болған шу йерими — қой үч йүз оттуз йәттә миң бәш йүз,
44 и волов тридесять шесть тысящ:
кала оттуз алтә миң,
45 ослов тридесять тысящ и пять сот:
ешәк оттуз миң бәш йүз,
46 и человечих душ шестьнадесять тысящ:
адәм он алтә миң еди.
47 и взя Моисей от половины сынов Израилевых, едино от пятидесяти, от человек и от скотов, и даде я левитом стрегущым стражбы скинии Господни, якоже повеле Господь Моисею.
Муса Пәрвәрдигар өзигә буйруғини бойичә, Исраилларға тәвә болған шу йериминиң, мәйли адәм яки һайван болсун, әлликтин бирини айрип елип Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға тапшурди.
48 И приидоша к Моисею вси поставленнии над тысящами силы, тысященачалники и стоначалники,
Пүткүл қошунниң сәрдарлири, миң беши, йүз бешилири Муса билән көрүшкили келип,
49 и рекоша к Моисею: отроцы твои взяша сочтение от мужей воинских, иже суть у нас, и никтоже погибе от них:
Мусаға: — Хизмәткарлириниң қол астида җәң қилған ләшкәрләрниң умумий санини санақтин өткүзсәк бириму кам чиқмиди.
50 и принесохом дар Господу, муж еже обрете, сосуд злат и обручие, и гривну и перстень, и усерязи и чепь златую, умолити о нас пред Господем.
Шуңа, мана Пәрвәрдигарниң һозурида өзимизниң гунайиниң кафарити үчүн һәр қайсимиз еришкәнләрни Пәрвәрдигарға аталған һәдийә қилимиз — алтун буюмлар, пут-қол зәнҗирлири, биләйүзүк, мөһүр үзүк, зирә-һалқа, марҗанларниң һәммисини елип кәлдуқ, — деди.
51 И взя Моисей и Елеазар жрец злато от них, всяк сосуд соделан.
Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар улар әкәлгән алтунларни, йәни алтунда ясалған һәр хил буюмларни алди.
52 И бысть всего злата участие, еже отлучися Господу, шестьнадесять тысящ и седмь сот и пятьдесят сикль от тысященачалников и от стоначалников.
Уларниң миң беши вә йүз бешилиридин алғини Пәрвәрдигарға аталған «көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунулди; барлиқ алтун җәмий он алтә миң йәттә йүз әллик шәкәл чиқти
53 И мужи воинстии плениша кийждо себе.
(ләшкәрләрниң һәр бири өзлири үчүн мал-мүлүкни булаң-талаң қилишқан еди).
54 И взяша Моисей и Елеазар жрец злато от тысященачалников и от стоначалников и внесоша е в скинию свидения, в память сынов Израилевых пред Господем.
Муса билән каһин Әлиазар миң беши вә йүз бешилириниң қолидин алтунни елип, җамаәт чедириниң ичигә әкирип, уни Пәрвәрдигарниң һозурида Исраиллар үчүн яднамә қилди.