< От Матфея святое благовествование 26 >

1 И бысть, егда сконча Иисус вся словеса сия, рече учеником Своим:
Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин, мухлислириға:
2 весте, яко по двою дню Пасха будет, и Сын Человеческий предан будет на пропятие.
— Силәргә мәлумки, икки күндин кейин «өтүп кетиш һейти» болиду, шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
3 Тогда собрашася архиерее и книжницы и старцы людстии во двор архиереов, глаголемаго Каиафы,
Баш каһинлар вә ақсақаллар Қаяфа исимлиқ баш каһинниң сарийида җәм болушти.
4 и совещаша, да Иисуса лестию имут и убиют:
Улар Әйсани қандақ қилип һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүш тоғрисида мәслиһәт қилишти.
5 глаголаху же: но не в праздник, да не молва будет в людех.
Бирақ улар: — Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
6 Иисусу же бывшу в Вифании, в дому Симона прокаженнаго,
Әнди Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида,
7 приступи к Нему жена, сткляницу мира имущи многоценнаго, и возливаше на главу Его возлежаща.
бир аял униң йениға кирди. У ақ қаштеши шешидә наһайити қиммәтлик әтирни елип кәлгән болуп, Әйса дәстиханда олтарғанда, әтирни униң бешиға қуйди.
8 Видевше же ученицы Его негодоваша, глаголюще: чесо ради гибель сия (бысть)?
Лекин мухлислар буни көрүп хапа болушуп: — Зади немишкә бундақ исрапчилиқ қилиниду?
9 Можаше бо сие миро продано быти на мнозе и датися нищым.
Чүнки бу әтирни көп пулға сетип, пулини кәмбәғәлләргә сәдиқә қилса болаттиғу! — дейишти.
10 Разумев же Иисус рече им: что труждаете жену? Дело бо добро содела о Мне:
Лекин Әйса уларниң көңлидикини билип уларға: — Бу аялниң көңлини немә дәп ағритисиләр? Чүнки у мән үчүн яхши бир ишни қилди.
11 всегда бо нищыя имате с собою, Мене же не всегда имате:
Чүнки кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда болиду, лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!
12 возлиявши бо сия миро сие на тело Мое, на погребение Мя сотвори:
Бу аялниң бу әтирни бәдинимгә қуюши мениң дәпнә қилинишимға тәйяр болушум үчүн болди.
13 аминь глаголю вам: идеже аще проповедано будет Евангелие сие во всем мире, речется и еже сотвори сия, в память ея.
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
14 Тогда шед един от обоюнадесяте, глаголемый Иуда Искариотский, ко архиереом,
Бу иштин кейин, он иккиләндин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип:
15 рече: что ми хощете дати, и аз вам предам Его? Они же поставиша ему тридесять сребреник:
— Уни тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униң алдиға оттуз күмүч тәңгә қойди.
16 и оттоле искаше удобна времене, да Его предаст.
Йәһуда шуниңдин етиварән уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә башлиди.
17 В первый же день опресночный приступиша ученицы ко Иисусу, глаголюще Ему: где хощеши уготоваем Ти ясти пасху?
Петир нан һейтиниң биринчи күни, мухлислар Әйсаниң йениға келип: — Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.
18 Он же рече: идите во град ко онсице, и рцыте ему: Учитель глаголет: время Мое близ есть: у тебе сотворю пасху со ученики Моими.
У уларға: — Шәһәргә кирип паланчиниң өйигә берип униңға: «Устаз: — Вақит-саитим йеқинлишип қалди, өтүп кетиш һейтини мухлислирим билән бирликтә сениң өйүңдә өткүзәй — дәйду» дәп ейтиңлар, — деди.
19 И сотвориша ученицы, якоже повеле им Иисус, и уготоваша пасху.
Мухлислар Әйсаниң тапилиғинидәк өтүп кетиш һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлиди.
20 Вечеру же бывшу, возлежаше со обеманадесяте ученикома:
Кәчқурун, у он иккилән билән дәстиханда олтарди.
21 и ядущым им, рече: аминь глаголю вам, яко един от вас предаст Мя.
Улар ғизалиниватқанда у: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
22 И скорбяще зело, начаша глаголати Ему един кийждо их: еда аз есмь, Господи?
[Буни аңлап] улар интайин қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин: — Я Рәб, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
23 Он же отвещав рече: омочивый со Мною в солило руку, той Мя предаст:
У җававән: — Қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргән киши, маңа сатқунлуқ қилғучи шу болиду.
24 Сын убо Человеческий идет, якоже есть писано о Нем: горе же человеку тому, имже Сын Человеческий предастся: добро бы было ему, аще не бы родился человек той.
Инсаноғли дәрвәқә [муқәддәс язмиларда] өзи тоғрисида пүтүлгинидәк [өлүмгә] кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса яхши болатти! — деди.
25 Отвещав же Иуда предаяй Его, рече: еда аз есмь, Равви? Глагола ему: ты рекл еси.
Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. У униңға: — Өзүң дедиң җуму, — деди.
26 Ядущым же им, приемь Иисус хлеб и благословив преломи, и даяше учеником, и рече: приимите, ядите: сие есть Тело Мое.
Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип [Худаға] тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә: —Елиңлар, йәңлар, бу мениң теним, — деди.
27 И приемь чашу и хвалу воздав, даде им, глаголя: пийте от нея вси:
Андин, қолиға җамни елип [Худаға] тәшәккүр-һәмдусана ейтип, уни мухлислириға тутуп: — Һәммәйлән буниңдин ичиңлар.
28 сия бо есть Кровь Моя, Новаго Завета, яже за многия изливаема во оставление грехов.
Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур.
29 Глаголю же вам, яко не имам пити отныне от сего плода лознаго, до дне того, егда е пию с вами ново во Царствии Отца Моего.
Лекин мән шуни силәргә ейтайки, Атамниң падишалиғида силәр билән бирликтә йеңидин шараптин ичмигичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
30 И воспевше изыдоша в гору Елеонску.
Улар мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
31 Тогда глагола им Иисус: вси вы соблазнитеся о Мне в нощь сию: писано бо есть: поражу пастыря, и разыдутся овцы стада:
Андин Әйса уларға: — Бүгүн кечә силәр һәммиңлар мениң түпәйлимдин тандурулуп путлишисиләр, чүнки [муқәддәс язмиларда]: — «Мән падичини уруветимән, Падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.
32 по воскресении же Моем варяю вы в Галилеи.
Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
33 Отвещав же Петр рече Ему: аще и вси соблазнятся о Тебе, аз никогдаже соблажнюся.
Петрус униңға җававән: — Һәммәйлән сениң түпәйлиңдин тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди.
34 Рече ему Иисус: аминь глаголю тебе, яко в сию нощь, прежде даже алектор не возгласит, трикраты отвержешися Мене.
Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.
35 Глагола Ему Петр: аще ми есть и умрети с Тобою, не отвергуся Тебе. Такожде и вси ученицы реша.
Петрус униңға: — Сән билән биллә өлүшүм керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған мухлисларниң һәммисиму шундақ дейишти.
36 Тогда прииде с ними Иисус в весь, нарицаемую Гефсиманиа, и глагола учеником: седите ту, дондеже шед помолюся тамо.
Андин Әйса улар билән биллә Гетсиманә дегән йәргә кәлди. У мухлисларға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар» деди.
37 И поемь Петра и оба сына Зеведеова, начат скорбети и тужити.
У Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғлини биргә елип маңди вә қаттиқ азаплинип, көңли толиму пәришан болушқа башлиди.
38 Тогда глагола им Иисус: прискорбна есть душа Моя до смерти: пождите зде и бдите со Мною.
У уларға: — Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, мән билән бирликтә ойғақ туруңлар, — девиди,
39 И прешед мало, паде на лицы Своем, моляся и глаголя: Отче Мой, аще возможно есть, да мимоидет от Мене чаша сия: обаче не якоже Аз хощу, но якоже Ты.
Вә сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм йетип дуа қилип: — И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.
40 И пришед ко учеником, и обрете их спящих, и глагола Петрови: тако ли не возмогосте единаго часа побдети со Мною?
У мухлисларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму ойғақ туралмидиңларму?!
41 Бдите и молитеся, да не внидете в напасть: дух убо бодр, плоть же немощна.
Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.
42 Паки вторицею шед помолися, глаголя: Отче Мой, аще не может сия чаша мимоити от Мене, аще не пию ея, буди воля Твоя.
У иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — И Атам, әгәр мән бу қәдәһни ичмисәм у мәндин кәтмисә, ундақта сениң ирадәң ада қилинсун, — деди.
43 И пришед обрете их паки спящих: беста бо им очи отяготене.
У уларниң йениға [қайтип] кәлгинидә, йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди.
44 И оставль их, шед паки, помолися третицею, тожде слово рек.
Шуниң билән у улардин айрилип үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
45 Тогда прииде ко учеником Своим и глагола им: спите прочее и почивайте: се, приближися час, и Сын Человеческий предается в руки грешников:
Андин у мухлисларниң йениға келип уларға: — Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Мана, вақит-саити йеқинлашти; Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулиду.
46 востаните, идем: се, приближися предаяй Мя.
Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
47 И еще Ему глаголющу, се, Иуда, един от обоюнадесяте, прииде, и с ним народ мног со оружием и дрекольми, от архиерей и старец людских.
Униң сөзи техи түгимәйла, он иккиләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди.
48 Предаяй же Его даде им знамение, глаголя: Егоже аще лобжу, Той есть: имите Его.
Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуңлар» дәп келишкән еди.
49 И абие приступль ко Иисусови, рече: радуйся, Равви. И облобыза Его.
У удул Әйсаниң алдиға берип: — Салам, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.
50 Иисус же рече ему: друже, (твори, ) на неже еси пришел. Тогда приступльше возложиша руце на Иисуса и яша Его.
Әйса униңға: — Ағинәм, немә дәп кәлдиң? — деди. Шуниң билән, һелиқи адәмләр йопурулуп келип, Әйсаға қол селип, уни тутқун қилди.
51 И се, един от сущих со Иисусом, простер руку, извлече нож свой, и удари раба архиереова, и уреза ему ухо.
Вә мана, Әйсаниң йенидикиләрдин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти.
52 Тогда глагола ему Иисус: возврати нож твой в место его: вси бо приемшии нож ножем погибнут:
Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду.
53 или мнится ти, яко не могу ныне умолити Отца Моего, и представит Ми вящше неже дванадесяте легеона Ангел?
Яки мени Атисиға нида қилалмайдиған болди, дәп ойлап қалдиңму?! Шундақ қилсамла У маңа шуан он икки қисимдин артуқ пәриштә маңдурмамду?
54 Како убо сбудутся Писания, яко тако подобает быти?
Бирақ мән ундақ қилсам, муқәддәс язмилардики бу ишлар муқәррәр болиду дегән бешарәтләр қандақму әмәлгә ашурулсун? — деди.
55 В той час рече Иисус народом: яко на разбойника ли изыдосте со оружием и дрекольми яти Мя? По вся дни при вас седех учя в церкви, и не ясте Мене.
Шу пәйттә Әйса топлашқан адәмләргә қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу? Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә олтирип тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар.
56 Се же все бысть, да сбудутся писания пророческая. Тогда ученицы вси оставльше Его бежаша.
Лекин бу пүтүн ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмилирида алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди. Бу чағда, мухлисларниң һәммиси уни ташлап қечип кетишти.
57 (Воини) же емше Иисуса ведоша к Каиафе архиереови, идеже книжницы и старцы собрашася.
Әнди Әйсани тутқун қилғанлар уни баш каһин Қаяфаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән ақсақалларму у йәрдә җәм болушқан еди.
58 Петр же идяше по Нем издалеча до двора архиереова: и вшед внутрь, седяше со слугами, видети кончину.
Петрус униңға таки баш каһинниң сарийиниң [һойлисиғичә] жирақтин әгишип келип, ишниң ақиветини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң арисида олтарди.
59 Архиерее же и старцы и сонм весь искаху лжесвидетелства на Иисуса, яко да убиют Его,
Баш каһинлар, ақсақаллар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған гува-испат издәйтти.
60 и не обретаху: и многим лжесвидетелем приступльшым, не обретоша. Послежде же приступивша два лжесвидетеля,
Нурғун ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, улар булардин һеч қандақ испатқа еришәлмиди. Ахирда, икки ялған гувачи оттуриға чиқип:
61 реста: Сей рече: могу разорити церковь Божию и треми денми создати ю.
— Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән, деди.
62 И востав архиерей рече Ему: ничесоже ли отвещаваеши, что сии на Тя свидетелствуют?
Баш каһин орнидин туруп, униңға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — деди.
63 Иисус же молчаше. И отвещав архиерей рече Ему: заклинаю Тя Богом живым, да речеши нам, аще Ты еси Христос, Сын Божий?
Лекин Әйса сүкүт қилип туривәрди. Баш каһин униңға: — [Мәңгү] һаят болғучи Худа билән сениң қәсәм қилишиңни буйруймәнки, бизгә ейт, Худаниң Оғли Мәсиһ сәнму?» — деди.
64 Глагола ему Иисус: ты рекл еси: обаче глаголю вам: отселе узрите Сына Человеческаго седяща одесную силы и грядуща на облацех небесных.
Әйса мундақ җавап қайтурди: — Шундақ, сениң дегиниңдәк. Лекин шуниму силәргә ейтайки, буниңдин кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр.
65 Тогда архиерей растерза ризы своя, глаголя, яко хулу глагола: что еще требуем свидетелей? Се, ныне слышасте хулу Его:
Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап: — У күпүрлүк қилди! Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити? Мана, өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар!
66 что вам мнится? Они же отвещавше реша: повинен есть смерти.
Буниңға немә дәйсиләр? — деди. — У өлүм җазасиға лайиқтур! — дәп җавап қайтурушти улар.
67 Тогда заплеваша лице Его и пакости Ему деяху: овии же за ланиту удариша,
Буниң билән улар униң йүзигә түкүрүп, униңға мушт атқили турди. Бәзилири уни качатлап:
68 глаголюще: прорцы нам, Христе, кто есть ударей Тя?
— Әй Мәсиһ, пәйғәмбәрчилик қилмамсән, ейтип баққина, сени ким урди? — дейишти.
69 Петр же вне седяше во дворе. И приступи к нему едина рабыня, глаголющи: и ты был еси со Иисусом Галилейским.
Әнди Петрус сарайниң ташқириқи һойлисида олтиратти. Бир дедәк униң йениға келип: — Сән Галилийәлик Әйса билән биргә едиңғу, — деди.
70 Он же отвержеся пред всеми, глаголя: не вем, что глаголеши.
Лекин у һәммәйләнниң алдида инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — деди.
71 Изшедшу же ему ко вратом, узре его другая, и глагола сущым тамо: и сей бе со Иисусом Назореом.
Андин у даланға чиққанда, уни көргән йәнә бир дедәк у йәрдә турғанларға: — Бу адәмму Насарәтлик Әйса билән биргә еди, — деди.
72 И паки отвержеся с клятвою, яко не знаю Человека.
У йәнә инкар қилип: — Мән у адәмни тонумаймән! — дәп қәсәм ичти.
73 Помале же приступивше стоящии, реша Петрови: воистинну и ты от них еси, ибо беседа твоя яве тя творит.
Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусниң йениға келип униңға: — Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду, — дейишти.
74 Тогда начат ротитися и клятися, яко не знаю Человека. И абие петель возгласи.
[Петрус] қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип: — У адәмни зади тонумаймән! — дейишигила ғораз чиллиди.
75 И помяну Петр глаголгол Иисусов, реченный ему, яко прежде даже петель не возгласит, трикраты отвержешися Мене. И изшед вон плакася горько.
Петрус Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә алди. У ташқириға чиқип, қаттиқ жиға-зерә көтәрди.

< От Матфея святое благовествование 26 >