< От Матфея святое благовествование 24 >
1 И изшед Иисус идяше от церкве. И приступиша (к Нему) ученицы Его показати Ему здания церковная.
Әйса ибадәтханидин чиқип, алдиға кетиватқанда, мухлислири йениға келип униң диққитини ибадәтхана беналириға тартмақчи болди.
2 Иисус же рече им: не видите ли вся сия? Аминь глаголю вам, не имать остати зде камень на камени, иже не разорится.
У уларға: — Мана буларниң һәммисини көрүватамсиләр? Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу йәрдә бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.
3 Седящу же Ему на горе Елеонстей, приступиша к Нему ученицы на едине, глаголюще: рцы нам, когда сия будут? И что есть знамение Твоего пришествия и кончина века? (aiōn )
У Зәйтун теғида олтарғанда, мухлислири астиғина униң йениға келип: — Бизгә ейтқинчу, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Сениң [қайтип] келишиң вә заманниң ахирини көрситидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сорашти. (aiōn )
4 И отвещав Иисус рече им: блюдите, да никтоже вас прельстит:
Әйса уларға җававән мундақ деди: — Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.
5 мнози бо приидут во имя Мое, глаголюще: Аз есмь Христос: и многи прельстят.
Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мәсиһ мән болимән» дәп, көп адәмләрни аздуриду.
6 Услышати же имате брани и слышания бранем. Зрите, не ужасайтеся, подобает бо всем (сим) быти: но не тогда есть кончина.
Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлайсиләр, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин булар ахирәт әмәс.
7 Востанет бо язык на язык, и царство на царство: и будут глади и пагубы и труси по местом:
Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда ачарчилиқ, вабалар вә йәр тәврәшләр йүз бериду.
8 вся же сия начало болезнем.
Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.
9 Тогда предадят вы в скорби и убиют вы: и будете ненавидими всеми языки имене Моего ради.
Андин кишиләр силәрни тутуп азап-оқубәткә селип, өлтүриду, мениң намим вәҗидин пүткүл әлләр силәрдин нәпрәтлиниду.
10 И тогда соблазнятся мнози, и друг друга предадят, и возненавидят друг друга:
Шуниң билән нурғунлар етиқатидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду.
11 и мнози лжепророцы востанут и прельстят многия:
Нурғун сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқип, нурғун кишиләрни аздуриду.
12 и за умножение беззакония, изсякнет любы многих.
Итаәтсизлик-рәзилликләрниң көпийиши түпәйлидин, нурғун кишиләрдики меһир-муһәббәт совуп кетиду.
13 Претерпевый же до конца, той спасется.
Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.
14 И проповестся сие Евангелие Царствия по всей вселенней, во свидетелство всем языком: и тогда приидет кончина.
Барлиқ әлләргә агаһ-гувалиқ болсун үчүн, [Худаниң] падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр пүткүл дунияға җакалиниду; андин заман ахири болиду.
15 Егда убо узрите мерзость запустения, реченную Даниилом пророком, стоящу на месте святе: иже чтет, да разумеет:
Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң муқәддәс җайда турғинини көргиниңларда (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй),
16 тогда сущии во Иудеи да бежат на горы:
Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун;
17 (и) иже на крове, да не сходит взяти яже в дому его:
өгүздә турған киши өйидики нәрсә-керәклирини алғили чүшмәйла [қачсун].
18 и иже на селе, да не возвратится вспять взяти риз своих.
Етизлиқта турған кишиму чапинини алғили өйигә янмисун.
19 Горе же непраздным и доящым в тыя дни.
У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!
20 Молитеся же, да не будет бегство ваше в зиме, ни в субботу.
Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
21 Будет бо тогда скорбь велия, яковаже не была от начала мира доселе, ниже имать быти.
Чүнки у чағда дуния апиридә болғандин мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған дәһшәтлик азап-оқубәт болиду.
22 И аще не быша прекратилися дние оны, не бы убо спаслася всяка плоть: избранных же ради прекратятся дние оны.
У күнләр азайтилмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайтти; лекин [Худаниң] Өз таллиғанлири үчүн у күнләр азайтилиду.
23 Тогда аще кто речет вам: се, зде Христос, или онде: не имите веры:
Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «[Мәсиһ] әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар.
24 востанут бо лжехристи и лжепророцы и дадят знамения велия и чудеса, якоже прельстити, аще возможно, и избранныя.
Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, қалтис мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, һәтта [Худа] таллиғанларниму аздуратти.
Мана, мән бу ишлар йүз бериштин бурун силәргә уқтуруп қойдум.
26 Аще убо рекут вам: се, в пустыни есть, не изыдите: се, в сокровищих, не имите веры:
Шуниң үчүн, бириси силәргә: «Қараңлар, у чөл-баяванда!» десә, у йәргә бармаңлар. «Қараңлар, у ичкиридики өйләрдә!» десә, ишәнмәңлар.
27 якоже бо молния исходит от восток и является до запад, тако будет пришествие Сына Человеческаго:
Чүнки чақмақ шәриқтин ғәрипкә ялт-юлт қилип қандақ чаққан болса, Инсаноғлиниң келиши шундақ болиду.
28 идеже бо аще будет труп, тамо соберутся орли.
Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!
29 Абие же, по скорби дний тех, солнце померкнет, и луна не даст света своего, и звезды спадут с небесе, и силы небесныя подвигнутся:
У күнләрдики азап-оқубәтләр өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду.
30 и тогда явится знамение Сына Человеческаго на небеси: и тогда восплачутся вся колена земная и узрят Сына Человеческаго грядуща на облацех небесных с силою и славою многою:
Андин Инсаноғлиниң аламити асмандин көрүниду; йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду. Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду.
31 и послет Ангелы Своя с трубным гласом велиим, и соберут избранныя Его от четырех ветр, от конец небес до конец их.
У пәриштилирини зор җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин, асманниң бир четидин йәнә бир четигичә һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду.
32 От смоковницы же научитеся притчи: егда уже ваия ея будут млада, и листвие прозябнет, ведите, яко близ есть жатва:
Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр.
33 тако и вы, егда видите сия вся, ведите, яко близ есть, при дверех.
Худди шуниңдәк, [мән бая дегәнлиримниң] һәммисини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.
34 Аминь глаголю вам, не мимоидет род сей, дондеже вся сия будут:
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
35 небо и земля мимоидет, словеса же Моя не мимоидут.
Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
36 О дни же том и часе никтоже весть, ни Ангели небеснии, токмо Отец Мой един:
Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт Атамла билиду.
37 якоже (бо бысть во) дни Ноевы, тако будет и пришествие Сына Человеческаго:
Әнди Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғли [қайтип] кәлгәндиму шундақ болиду.
38 якоже бо беху во дни прежде потопа ядуще и пиюще, женящеся и посягающе, до негоже дне вниде Ное в ковчег,
Чүнки топан келишидин илгәрки күнләрдә, Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, [шу замандики] кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп кәлгән еди.
39 и не уведеша, дондеже прииде вода и взят вся: тако будет и пришествие Сына Человеческаго:
Топан туюқсиз келип һәммисини ғәриқ қилғичә, кишиләр бу ишниң униңдин хәвәрсиз болуп турғанға охшаш, Инсаноғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду.
40 тогда два будета на селе: един поемлется, а другий оставляется:
У күни, етизда икки киши турған болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду;
41 две мелюще в жерновех: едина поемлется, и едина оставляется.
икки аял түгмән бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
42 Бдите убо, яко не весте, в кий час Господь ваш приидет.
Шуниң үчүн, һошияр болуңлар, чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр.
43 Сие же ведите, яко аще бы ведал дому владыка, в кую стражу тать приидет, бдел убо бы и не бы дал подкопати храма своего.
Лекин шуни билиңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қайси җесәктә келидиғанлиғини билгән болса, сәгәк туруп оғриниң өйни тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти.
44 Сего ради и вы будите готови: яко, в оньже час не мните, Сын Человеческий приидет.
Шуниңға охшаш, силәрму тәйяр туруңлар. Чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду!
45 Кто убо есть верный раб и мудрый, егоже поставит господин его над домом своим, еже даяти им пищу во время (их)?
Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиған ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду?
46 Блажен раб той, егоже, пришед господин его, обрящет тако творяща:
Ғоҗайин [өйигә] қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур!
47 аминь глаголю вам, яко над всем имением своим поставит его.
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду.
48 Аще ли же речет злый раб той в сердцы своем: коснит господин мой приити,
Лекин мабада шу чакар рәзил болуп көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп ойлап,
49 и начнет бити клевреты своя, ясти же и пити с пияницами:
башқа чакар бурадәрлирини бозәк қилишқа вә һарақкәшләргә һәмраһ болуп йәп-ичишкә башлиса,
50 приидет господин раба того в день, в оньже не чает, и в час, в оньже не весть,
шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду
51 и растешет его полма, и часть его с неверными положит: ту будет плачь и скрежет зубом.
вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини сахтипәзләр билән охшаш тәғдирдә бекитиду. Шу йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.