< От Матфея святое благовествование 15 >

1 Тогда приступиша ко Иисусови иже от Иерусалима книжницы и фарисее, глаголюще:
Бу чағда, Тәврат устазлиридин вә Пәрисийләрдин бәзилири Йерусалимдин келип Әйсаниң алдиға берип:
2 почто ученицы Твои преступают предание старец? Не умывают бо рук своих, егда хлеб ядят.
— Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә хилаплиқ қилиду? Чүнки улар қоллирини жуймай тамақ йәйдикәнғу, — деди.
3 Он же отвещав рече им: почто и вы преступаете заповедь Божию за предание ваше?
Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Силәрчу, силәр немишкә әнъәнимизни сақлаймиз дәп Худаниң әмригә хилаплиқ қилисиләр?
4 Бог бо заповеда, глаголя: чти отца и матерь: и: иже злословит отца или матерь, смертию да умрет.
Чүнки Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған.
5 Вы же глаголете: иже аще речет отцу или матери: дар, имже бы от мене пользовался еси:
Лекин силәр: — Һәр қандақ киши «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан [Худаға] ативәттим — десила,
6 и да не почтит отца своего или матере: и разористе заповедь Божию за предание ваше.
униң ата-анисиға һөрмәт-вападарлиқ қилиш мәҗбурийити қалмайду, — дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар.
7 Лицемери, добре пророчествова о вас Исаиа, глаголя:
Әй сахтипәзләр! Йәшая пәйғәмбәр бәргән мошу бешарәт топтоғра силәр тоғрилиқ екән: —
8 приближаются Мне людие сии усты своими и устнами чтут Мя: сердце же их далече отстоит от Мене:
«Мошу хәлиқ ағзида мени һөрмәтлигини билән, Бирақ қәлби мәндин жирақ.
9 всуе же чтут Мя, учаще учением, заповедем человеческим.
Улар маңа беһудә ибадәт қилиду. Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».
10 И призвав народы, рече им: слышите и разумейте:
Андин у халайиқни йениға чақирип, уларға: — Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки,
11 не входящее во уста сквернит человека: но исходящее изо уст, то сквернит человека.
Инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.
12 Тогда приступльше ученицы Его реша Ему: веси ли, яко фарисее слышавше слово соблазнишася?
Кейин мухлислири униң алдиға келип: — Сениң бу сөзүңни Пәрисийләр аңлап, униңдин бизар болуп рәнҗигәнлигини билдиңму? — деди.
13 Он же отвещав рече: всяк сад, егоже не насади Отец Мой Небесный, искоренится:
Лекин у мундақ җавап қайтурди: — Әрштики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин жулунуп ташлиниду.
14 оставите их: вожди суть слепи слепцем: слепец же слепца аще водит, оба в яму впадетася.
Силәр уларға писәнт қилмаңлар; улар корларға йол башлайдиған корлардур. Әгәр кор корға йол башлиса, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.
15 Отвещав же Петр рече Ему: скажи нам притчу сию.
Лекин Петрус униңға: — Бая ейтқан тәмсилни бизгә чүшәндүрүп бәргәйсән, — деди.
16 Иисус же рече (им): единаче ли и вы без разума есте?
Лекин у: — Силәрму техичә чүшәнчигә еришимидиңлар?! — деди.
17 Не у ли разумеваете, яко всяко, еже входит во уста, во чрево вмещается и афедроном исходит?
Еғизға киргән барлиқ нәрсиләрниң аш қазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини техи чүшәнмәмсиләр?
18 Исходящая же изо уст, от сердца исходят, и та сквернят человека:
Лекин еғиздин чиқидиғини қәлбтин чиқиду, инсанни напак қилидиғиниму шудур.
19 от сердца бо исходят помышления злая, убийства, прелюбодеяния, любодеяния, татьбы, лжесвидетелства, хулы:
Чүнки яман ойлар, қатиллиқ, зинахорлуқ, бузуқчилиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәт қатарлиқлар қәлбтин чиқиду.
20 сия суть сквернящая человека: а еже неумовенныма рукама ясти, не сквернит человека.
Инсанни напак қилидиғанлар мана шулардур; жуюлмиған қоллар билән тамақ йейиш инсанни напак қилмайду.
21 И изшед оттуду Иисус, отиде во страны Тирския и Сидонския.
Әйса у йәрдин чиқип, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики жутларға барди.
22 И се, жена Хананейска, от предел тех изшедши, возопи к Нему глаголющи: помилуй мя, Господи, сыне Давидов, дщи моя зле беснуется.
Мана, у чәт йәрләрдин кәлгән қананий бир аял униң алдиға келип: — И Рәб! Давутниң оғли, һалимға рәһим қилғайсиз! Қизимға җин чаплишивалған екән, қийнилип кетиватиду! — дәп униңға нида қилип зарлиди.
23 Он же не отвеща ей словесе. И приступльше ученицы Его, моляху Его, глаголюще: отпусти ю, яко вопиет вслед нас.
Лекин у у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Мухлислири униң йениға келип: — Бу аялни йолға салсаң! Чүнки у кәйнимиздин әгишип ялвуруп нида қиливатиду, — деди.
24 Он же отвещав рече: несмь послан, токмо ко овцам погибшым дому Израилева.
Әнди у җавап берип: — Мән пәқәт йолдин тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләргә әвәтилгәнмән, — деди.
25 Она же пришедши поклонися Ему, глаголющи: Господи, помози ми.
Амма һелиқи аял униң алдиға келип сәҗдә қилип: — Рәб, маңа ярдәм қилғайсән! — дәп ялвурди.
26 Он же отвещав рече: несть добро отяти хлеба чадом и поврещи псом.
У униңға: — Балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш яхши әмәс, — деди.
27 Она же рече: ей, Господи: ибо и пси ядят от крупиц падающих от трапезы господей своих.
Лекин һелиқи аял: — Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән увақларни йәйдиғу, — деди.
28 Тогда отвещав Иисус рече ей: о, жено, велия вера твоя: буди тебе якоже хощеши. И изцеле дщи ея от того часа.
Шуниң билән Әйса униңға: — Әй ханим, ишәшиң күчлүк екән! Тилигиниңдәк болсун! — деди. У аялниң қизи шуан сақийип кәтти.
29 И прешед оттуду Иисус, прииде на море Галилейское, и возшед на гору, седе ту.
Әйса у йәрдин чиқип, Галилийә деңизиниң бойидин өтүп, таққа чиқип олтарди.
30 И приступиша к Нему народи мнози, имуще с собою хромыя, слепыя, немыя, бедныя и ины многи, и привергоша их к ногама Иисусовыма: и изцели их:
Униң алдиға топ-топ халайиқ жиғилди. Улар токур, қариғу, гача, чолақ вә нурғун башқа хил кесәлләрниму елип келип, униң айиғи алдиға қоюшти; у уларни сақайтти.
31 якоже народом дивитися, видящым немыя глаголюща, бедныя здравы, хромыя ходящя и слепыя видящя: и славляху Бога Израилева.
Шуниң билән халайиқ гачиларниң сөзләләйдиған болғанлиғини, чолақларниң сақайғинини, токурларниң маңғанлиғини вә қариғуларниң көридиған болғанлиғини көрүп, һәйран болди вә Исраилниң Худасини улуқлиди.
32 Иисус же призвав ученики Своя, рече (им): милосердую о народе (сем), яко уже дни три приседят Мне и не имут чесо ясти: и отпустити их не ядших не хощу, да не како ослабеют на пути.
Андин Әйса мухлислирини йениға чақирип: — Бу халайиққа ичим ағрийду; чүнки улар үч күндин бери йенимда болди, йегидәк бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қайтурушни халимаймән, йолда һалидин кетиши мүмкин, — деди.
33 И глаголаша Ему ученицы Его: откуду нам в пустыни хлеби толицы, яко да насытится толик народ?
Мухлислар униңға: — Бу чөлдә бунчивала адәмни тойғузғидәк көп нанни нәдин тапимиз? — дейишти.
34 И глагола им Иисус: колико хлебы имате? Они же реша: седмь, и мало рыбиц.
Әйса улардин: Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди. — Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиқ бар, — дейишти улар.
35 И повеле народом возлещи на земли,
Буниң билән у халайиқни йәрдә олтиришқа буйруди.
36 и приемь седмь хлебы и рыбы, хвалу воздав преломи и даде учеником Своим, ученицы же народом.
Андин, йәттә нан билән белиқларни қолиға елип [Худаға] тәшәккүр ейтип, уларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислар халайиққа үләштүрди.
37 И ядоша вси и насытишася: и взяша избытки укрух, седмь кошниц исполнь:
Һәммәйлән тойғичә йеди; андин [мухлислар] ешип қалған парчиларни жиғип йәттә чоң севәтни тошқузди.
38 ядших же бяше четыре тысящы мужей, разве жен и детей.
Тамақ йегәнләрниң сани балилар вә аяллардин башқа төрт миң киши еди.
39 И отпустив народы, влезе в корабль и прииде в пределы Магдалински.
У халайиқни йолға салғандин кейин, кемигә чүшүп, Магадан жутиниң чәт йәрлиригә барди.

< От Матфея святое благовествование 15 >