< От Луки святое благовествование 7 >

1 Егда же сконча вся глаголголы Своя в слухи людем, вниде в Капернаум.
Әйса көпчиликкә бу сөзләрниң һәммисини қилип болғандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә [қайта] кирди.
2 Сотнику же некоему раб боля зле, хотяше умрети, иже бе ему честен.
У йәрдә мәлум бир йүз бешиниң әтиварлиқ қули еғир кесәл болуп, сәкратта ятатти.
3 Слышав же о Иисусе, посла к Нему старцы Иудейския, моля Его, яко да пришед спасет раба его.
Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, униң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти.
4 Они же пришедше ко Иисусови, моляху Его тощно, глаголюще, яко достоин есть, емуже даси сие:
Улар Әйсаниң алдиға кәлгәндә униңға: — Бу ишни тилигүчи болса, тилигини иҗабәт қилишиңизға һәқиқәтән әрзийдиған адәм.
5 любит бо язык наш, и сонмище той созда нам.
Чүнки у бизниң [Йәһудий] елимизни яхши көриду вә һәтта биз үчүн бир синагогму селип бәрди, — дәп җиддий қияпәттә өтүнүшти.
6 Иисус же идяше с ними. И уже Ему не далече сущу от храмины, посла к Нему сотник други, глаголя Ему: Господи, не движися: несмь бо достоин, да под кров мой внидеши:
Әйса улар билән биллә барди. Бирақ өйигә аз қалғанда, йүз беши Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтип униңға мундақ дегүзди: — «Тәхсир, өзлирини аварә қилмисила, өзлириниң торусумниң астиға келишлиригә әрзимәймән.
7 темже ни себе достойна сотворих приити к Тебе: но рцы слово, и изцелеет отрок мой:
Шуңа өзүмниму силиниң алдилириға беришқа лайиқ һесаплимидим. Сили пәқәт бир еғиз сөз қилип қойсила, қулум сақийип кетиду.
8 ибо и аз человек есмь под владыкою учинен, имея под собою воины: и глаголю сему: иди, и идет: и другому: прииди, и приидет: и рабу моему: сотвори сие, и сотворит.
Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, қол астимдиму ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду; қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду».
9 Слышав же сия Иисус, чудися ему, и обращься идущему по Нем народу рече: глаголю вам, ни во Израили толики веры обретох.
Әйса бу гәпни аңлап [йүз бешиға] тәәҗҗүбләнди. У бурулуп кәйнигә әгәшкән халайиққа: Дәрвәқә, һәтта Исраилдиму бундақ зор ишәшни тапалмиған едим! — деди.
10 И возвращшеся посланнии обретоша болящаго раба изцелевша.
Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди.
11 И бысть посем, идяше во град, нарицаемый Наин: и с Ним идяху ученицы Его мнози и народ мног.
Бу иштин кейин у Наин дегән бир шәһәргә барди. Униң мухлислири вә йәнә топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
12 Якоже приближися ко вратом града, и се изношаху умерша, сына единородна матери своей, и та бе вдова: и народ от града мног с нею.
У шәһәр қовуқиға йеқинлашқанда, мана кишиләр җиназа көтирип чиқиватқан еди. Өлгүчи анисиниң йәккә-йеганә оғли еди, униң үстигә аниси тул аял еди. Шәһәрдин чоң бир топ адәм аялға һәмраһ болуп чиққан еди.
13 И видев ю Господь, милосердова о ней, и рече ей: не плачи.
Рәб уни көрүп, униңға ичини ағритип: — Жиғлимиғин, — деди.
14 И приступль коснуся во одр: носящии же сташа: и рече: юноше, тебе глаголю, востани.
Шуниң билән у өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди, тавут көтәргәнләр тохтиди. У: — Жигит, саңа ейтимән, ойған! — деди.
15 И седе мертвый, и начат глаголати: и даде его матери его.
Өлгүчи болса руслинип тик олтарди вә гәп қилишқа башлиди. [Әйса] уни анисиға тапшуруп бәрди.
16 Прият же страх всех, и славляху Бога, глаголюще: яко пророк велий воста в нас, и яко посети Бог людий Своих.
Һәммәйләнни қорқунуч бесип, улар Худани улуқлап: — «Аримизда улуқ бир пәйғәмбәр турғузулди!» вә «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — дейишти.
17 И изыде слово сие по всей Иудеи о Нем, и по всей стране.
Униң тоғрисидики бу хәвәр пүтүн Йәһудийә зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
18 И возвестиша Иоанну ученицы его о всех сих.
Йәһяниң мухлислири әнди бу барлиқ ишларниң хәвирини униңға йәткүзди. Йәһя мухлислиридин иккиләнни өзигә чақирип,
19 И призвав два некая от ученик своих Иоанн, посла ко Иисусу, глаголя: Ты ли еси Грядый, или иного чаем?
Уларни Әйсаниң алдиға әвәтип: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә әвәтти.
20 Пришедша же к Нему мужа, реста: Иоанн Креститель посла нас к Тебе, глаголя: Ты ли еси Грядый, или иного чаем,
Улар Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһя бизни сәндин: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә йениңға әвәтти — деди.
21 в Той же час изцели многи от недуг и ран и дух злых и многим слепым дарова прозрение.
Дәл шу вақитта [Әйса] ағриқ-силақ вә кесәл-ваба басқан вә яман роһлар чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун қариғуларни көридиған қилди.
22 И отвещав Иисус рече има: шедша возвестита Иоанну, яже видеста и слышаста: яко слепии прозирают, хромии ходят, прокаженнии очищаются, глусии слышат, мертвии востают, нищии благовествуют:
Шуниң билән у [Йәһяниң мухлислириға]: — Силәр қайтип берип, Йәһяға өз аңлиған вә көргәнлириңлар тоғрилиқ хәвәр йәткүзүп — «Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар.
23 и блажен есть, иже аще не соблазнится о Мне.
[Униңға йәнә]: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
24 Отшедшема же ученикома Иоанновома, начат глаголати к народом о Иоанне: чесо изыдосте в пустыню видети, трость ли ветром колеблему?
Йәһяниң әлчилири кәткәндин кейин, у топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөз ечип: — «Силәр [бурун Йәһяни издәп] чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму?
25 Но чесо изыдосте видети? Человека ли в мягки ризы одеяна? Се, иже во одежди славней и пищи сущии, во царствии суть.
Яки есил кийим кийгән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиғанлар падишаларниң ордилиридин тепилидуғу!
26 Но чесо изыдосте видети? Пророка ли? Ей, глаголю вам, и лишше пророка.
Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, [бу болса] пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур.
27 Сей (бо) есть, о немже писано есть: се, Аз послю Ангела Моего пред лицем Твоим, иже устроит путь Твой пред Тобою.
Чүнки [муқәддәс язмилардики]: — «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп йезилған сөз мана дәл униң тоғрисида йезилғандур.
28 Глаголю бо вам: болий в рожденных женами пророка Иоанна Крестителя никтоже есть: мний же во Царствии Божии болий его есть.
Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида Йәһядинму улуғи йоқ; амма Худаниң падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду
29 И вси людие слышавше и мытарие оправдиша Бога, крещшеся крещением Иоанновым:
(әнди [Йәһяни] аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди.
30 фарисее же и законницы совет Божий отвергоша о себе, не крещшеся от него.
Лекин Пәрисийләр вә Тәвратшунаслар Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхсәт-ирадисини чәткә қаққан еди).
31 Рече же Господь: кому убо уподоблю человеки рода сего, и кому суть подобни?
Лекин бу заманниң кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар кимләргә охшайду?
32 Подобни суть отрочищем седящым на торжищих, и приглашающым друг друга, и глаголющым: пискахом вам, и не плясасте: рыдахом вам, и не плакасте.
Улар худди рәстә-базарларда олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп [қақшайдиған тутуруқсиз] балиларға охшайду.
33 Прииде бо Иоанн Креститель ни хлеба ядый, ни вина пия, и глаголете: беса имать.
Чүнки Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, [шарап] ичмәйтти. Шуниң билән силәр: «Униңға җин чаплишипту» дейишисиләр.
34 Прииде Сын Человеческий ядый и пия, и глаголете: сей человек ядца и винопийца, друг мытарем и грешником.
Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана силәр: «Таза бир тоймас вә мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң достидур» дейишисиләр.
35 И оправдися премудрость от чад своих всех.
Лекин даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду».
36 Моляше же Его некий от фарисей, дабы ял с ним: и вшед в дом фарисеов, возлеже.
Пәрисийләрдин бири униңдин өйүмдә меһман болсиңиз дәп өтүнди. Әнди у Пәрисийниң өйигә кирип дәстиханда олтарди.
37 И се, жена во граде, яже бе грешница, и уведевши, яко возлежит во храмине фарисеове, принесши алавастр мира,
Вә мана, у шәһәрдә бузуқ дәп тонулған бир аял Әйсаниң бу Пәрисийниң өйидә дәстиханда олтарғанлиғини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида мурмәкки елип кәлди.
38 и ставши при ногу Его созади, плачущися, начат умывати нозе Его слезами, и власы главы своея отираше, и облобызаше нозе Его, и мазаше миром.
У жиғлиған пети униң кәйнидә, путиға йеқин туруп, көз яшлири қилип, путлирини һөл қиливәтти; андин чачлири билән униң путлирини ертип қурутти һәм путлирини тохтимай сөйүп, үстигә әтир сүрди.
39 Видев же фарисей воззвавый Его, рече в себе, глаголя: Сей аще бы был пророк, ведел бы, кто и какова жена прикасается Ему: яко грешница есть.
Әнди уни чақирған Пәрисий бу ишни көрүп, ичидә: «Бу адәм раст пәйғәмбәр болған болса, өзигә тегиватқан бу аялниң ким вә қандақ екәнлигини биләтти. Чүнки у бир бузуқ!» дәп ойлиди.
40 И отвещав Иисус рече к нему: Симоне, имам ти нечто рещи. Он же рече: Учителю, рцы.
Шуниң билән Әйса униңға җававән: — Симон, саңа дәйдиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, устаз, — деди Симон.
41 Иисус же рече: два должника беста заимодавцу некоему: един бе должен пятиюсот динарий, другий же пятиюдесят:
— Икки адәм мәлум бир қәриз егисигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч динарға, йәнә бири болса әллик күмүч динарға қәриздар екән.
42 не имущема же има воздати, обема отда. Который убо ею, рцы, паче возлюбит его?
Лекин һәр иккисиниң қәризни қайтурғили һеч нәрсиси болмиғачқа, қәриз егиси меһриванлиқ қилип һәр иккисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә, уларниң қайсиси уни бәкрәк сөйиду? — дәп сориди Әйса.
43 Отвещав же Симон рече: мню, яко емуже вящше отда. Он же рече ему: право судил еси.
Симон җававән: — Мениңчә, [қәрзи] көпрәк кәчүрүм қилинған киши, — деди. — Тоғра һөкүм қилдиң, — деди Әйса.
44 И обращься к жене, Симонови рече: видиши ли сию жену? Внидох в дом твой, воды на нозе Мои не дал еси: сия же слезами облия Ми нозе и власы главы своея отре.
Андин һелиқи аялға бурулуп, Симонға: — Бу аялни көрдүңму? Мән өйүңгә киргиним билән, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң; лекин у көз йеши билән путлиримни жуйди вә чечи билән ертип қурутти.
45 Лобзания Ми не дал еси: сия же, отнелиже внидох, не преста облобызающи Ми нозе.
Сән мени салам берип сөймидиң; лекин у мән киргәндин тартип путлиримни сөйүштин тохтимиди.
46 Маслом главы Моея не помазал еси: сия же миром помаза Ми нозе.
Сән бешимғиму май сүркимигән едиң; бирақ у мениң путлиримға мурмәккини сүркәп қойди.
47 Егоже ради, глаголю ти, отпущаются греси ея мнози, яко возлюби много: а емуже мало оставляется, менше любит.
Шуңа шуни саңа ейтип қояйки, униң нурғун гуналири кәчүрүм қилинди. Чүнки мана, униң көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур әмәсму? Амма кәчүрүми аз болғанларниң меһир-муһәббәтни көрситишиму аз болиду, — деди.
48 Рече же ей: отпущаются тебе греси.
Андин у аялға: — Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
49 И начаша возлежащии с Ним глаголати в себе: кто Сей есть, иже и грехи отпущает?
Улар билән һәмдәстихан олтарғанлар көңлидә: «Кишиләрниң гуналириниму кәчүрүм қилғучи бу адәм зади кимду?» дейишти.
50 Рече же к жене: вера твоя спасе тя: иди в мире.
Әйса һелиқи аялға: — Етиқатиң сени қутқузди; аман-хатирҗәмлик билән қайтқин! — деди.

< От Луки святое благовествование 7 >