< Книга Судей израилевых 9 >

1 И пойде Авимелех сын Иероваалов в Сихем ко братии матере своея и глагола к ним и ко всему сродству дому отца матере своея, глаголя:
Әнди Йәруббаалниң оғли Абимәләк Шәкәмдики анисиниң ака-укилириниң қешиға берип, улар вә анисиниң атисиниң пүткүл җәмәтидикиләргә: —
2 глаголите во ушы всех мужей Сихемских: что лучше вам, еже владети вами седмидесяти мужем всем сыном Иеровааловым, или владети вами мужу единому? И помяните, яко кость ваша и плоть ваша есмь аз.
Силәр Шәкәмдики барлиқ адәмләрниң қулиқиға сөз қилип уларға: «Силәр үчүн йәтмиш киши, йәни Йәруббаалниң оғуллири үстүңләргә һөкүм сүргини яхшиму яки бирла адәмниң үстүңләрдин һөкүм сүргини яхшиму? Есиңларда болсунки, мән силәрниң қан-қериндишиңлармән» — дегән гепимни йәткүзүңлар, — деди.
3 И глаголаша братия матере его о нем во ушы всех мужей Сихемских вся словеса сия. И уклонися сердце их вслед Авимелеха, рекоша бо: брат наш есть.
Шуниң билән униң анисиниң ака-укилири у тоғрилиқ бу гәпләрниң һәммисини Шәкәмдикиләрниң қулақлириға ейтти. Уларниң көңли Абимәләккә майил болуп: — У бизниң қериндишимиз екәнғу, дийишип,
4 И даша ему седмьдесят сребреник от дому Ваалверифа: и ная ими Авимелех мужей праздных и скитающихся, и поидоша вслед его.
Баал-Беритниң бутханисидин йәтмиш шәкәл күмүчни елип, униңға бәрди. Бу пул билән Абимәләк бир мунчә бекар тәләп лүкчәкләрни яллап, уларға баш болди.
5 И вниде в дом отца своего во Ефрафу, и изби братию свою, сыны Иеровааловы, седмьдесят мужей, на камени единем, и остася Иоафам сын Иеровааль юнейший, зане скрыся.
Андин у Офраһқа, атисиниң өйигә берип өзиниң ака-укилири, йәни Йәруббаалниң оғуллири болуп җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Лекин Йәруббаалниң кичик оғли Йотам йошурунивалғачқа, қутулуп қалди.
6 И собрашася вси мужие Сихемстии и весь дом Маалов, и поидоша, и поставиша Авимелеха царем у дуба стана, иже в Сихемех.
Андин пүткүл Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллодикиләрниң һәммиси жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падиша қилип тиклиди.
7 И поведаша Иоафаму, и пойде, и ста на версе горы Гаризин: и воздвиже глас свой, и воззва, и рече им: послушайте мене, мужие Сихемстии, и да услышит вас Бог.
Бу хәвәр Йотамға йәткүзүлди; у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап: — Әй Шәкәм чоңлири, мениң сөзүмгә қулақ селиңлар, андин Худаму силәргә қулақ салиду.
8 Идуще идоша древа помазати себе царя и реша масличине: буди нам царь.
Күнләрдин бир күни дәрәқләр өзлириниң үстигә һөкүм сүридиған бир дәрәқни мәсиһләп падиша тикләшкә издәп чиқип, зәйтун дәриғигә: — Үстимизгә падиша болуп бәргин, дәптикән.
9 И рече им масличина: еда оставивши тучность мою, юже во мне прослави бог и человецы, пойду владети древами?
Зәйтун дәриғи уларға җавап берип: — Худаға вә инсанларға болған һөрмәтни ипадиләйдиған мейимни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
10 И рекоша древа смоковнице: прииди, царствуй над нами.
Буни аңлап дәрәқләр әнҗир дәриғиниң қешиға берип: — Сән келип үстимизгә падиша болғин, дәп илтиҗа қипту;
11 И рече им смоковница: еда оставивши мою сладость и плод мой благий, пойду владети древами?
Әнҗир дәриғи уларға җавап берип: — Мән өз ширнәм билән яхши мевәмни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
12 И рекоша древа к лозе виноградней: прииди, буди нам царь.
Шуниң билән дәрәқләр үзүм таллиғиниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту,
13 И рече им лоза виноградная: еда оставивши вино мое, веселящее бога и человеки, пойду владети древами?
үзүм тели уларға җавап берип: — Мән Худа билән адәмләрни хуш қилидиған йеңи шарапни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
14 И рекоша вся древа тернию: прииди, буди нам царь.
Андин дәрәқләрниң һәммиси азғанниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту;
15 И рече терние ко древам: аще по истине помазуете себе царя мене над вами, приидите и внидите под сень мою: аще ли же ни, да изыдет огнь из терния и пояст кедры Ливанския.
азған уларға җавап берип: — Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән үстүңләргә падиша қилишни халисаңлар, келип мениң сайәмниң астида панаһлиниңлар; болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду! — дәпту.
16 И ныне аще по истине и по совершенству сотвористе, и постависте Авимелеха царем, и аще благо сотвористе со Иероваалом и с домом его, и аще по воздаянию руки его сотвористе ему,
Әгәр силәрниң Абимәләкни падиша қилғиниңлар раст сәмимий вә дурус нийәт билән болған болса, Йәруббаал вә униң аилисидикиләргә яхшилиқ қилған, униң қилған әмәллири бойичә униңға қайтурған болсаңлар —
17 якоже воева отец мой по вас, и поверже душу свою в страну, и избави вас от руки Мадиамли:
(чүнки атам силәр үчүн җәң қилип, өз җенини хәтәргә тәвәккул қилип силәрни Мидиянниң қолидин қутқузди!
18 и вы востасте на дом отца моего днесь и избисте сыны его, седмьдесят мужей, на единем камени, и постависте царем Авимелеха сына рабыни его над мужи Сикимскими, яко брат ваш есть:
Лекин силәр бүгүн атамниң җәмәтигә қарши қозғилип, униң оғуллирини, җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүп, униң дедигиниң оғли Абимәләкни туққиниңлар болғини үчүн Шәкәм хәлқиниң үстигә падиша қилип тикләпсиләр!)
19 и аще по истине и по совершенству сотвористе со Иероваалом и домом его днесь, благословени вы будите, и возвеселитеся о Авимелесе, и той о вас да возвеселится:
— әнди әгәр силәр Йәруббаал вә җәмәтигә сәмимий вә дурус муамилә қилған болсаңлар, силәр Абимәләктин хошаллиқ тапқайсиләр, уму силәрдин хошаллиқ тапқай!
20 аще же ни, да изыдет огнь от Авимелеха и пояст мужы Сикимски и дом Мааллонь: и да изыдет огнь от мужей Сикимских и от дому Мааллоня и да пояст Авимелеха.
Лекин болмиса, Абимәләктин от чиқип, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқини йәп кәтсун; шундақла, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқидин от чиқип, Абимәләкни йәп кәтсун! — деди.
21 И избеже Иоафам, и побеже, и пойде в Виру, и вселися тамо от лица Авимелеха брата своего.
Йотам қериндиши Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип, у йәрдә олтирақлишип қалди.
22 И облада Авимелех во Израили три лета.
Абимәләк Исраилға үч жил сәлтәнәт қилди.
23 И посла Бог дух зол между Авимелехом и между мужи Сикимскими: и возгнушашася мужие Сикимстии домом Авимелеховым,
Худа Абимәләк билән Шәкәмниң адәмлири оттурисиға бир яман роһ әвәтти; шуниң билән Шәкәмдикиләр Абимәләккә асийлиқ қилишқа қозғалди.
24 еже навести неправду седмидесяти сынов Иероваалих и крови их возложити на Авимелеха брата их, иже уби их, и на мужы Сикимски, яко укрепиша руце его избити братию свою:
Буниң мәхсити, Йәруббаалниң йәтмиш оғлиға қилинған зораванлиқ вә қан қәризни уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бойниға чүшүрүш, шундақла өз ака-укилирини өлтүрүшкә уни қоллап-қувәтлигән Шәкәмдики кишиләрниң бешиға чүшүрүштин ибарәт еди.
25 и поставиша нань мужие Сикимстии подсады на версех гор, и разграбляху всех идущих к ним на пути. И возвестися сие Авимелеху.
Шәкәмдики кишиләр Абимәләкни тутмақчи болуп, тағларниң чоққилириға пайлақчиларни бөктүрмә қилип турғузди; улар у йәрдин өткән йолучиларниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу иш Абимәләккә йәткүзүлди.
26 И прииде Гаал сын Аведов и братия его, и преидоша в Сикиму, и уповаша на него мужие Сикимстии:
Әбәдниң оғли Гаал өз ака-укилири билән Шәкәмгә көчүп келивиди, Шәкәмдики кишиләр униңға ишәш бағлап уни өз яр-йөлиги қилди.
27 и изыдоша на село, и обраша винограды своя, и изгнетоша, и сотвориша лики: и ходиша во храм богов своих, и ядоша и пиша, кленуще Авимелеха.
Шундақ қилип улар шәһәрдин етизлиққа чиқип, үзүмзарларниң үзүмлирини үзүп сиқип, шарап ясап, шатлиқ қилип өз бутиниң ибадәтханисиға кирип, йәп-ичишип Абимәләкниң үстидин ләнәт оқуғили турди.
28 И рече Гаал сын Аведов: кто есть Авимелех, и кто есть сын Сихемль, яко да поработаем ему? Не сын ли Иеровааль, и Зевул страж его раб его с мужи Еммора отца Сихемля? И почто имамы работати ему?
Әбәдниң оғли Гаал: — Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму? Зәбул униң назатәтчиси әмәсму? Силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду! Биз немишкә Абимәләкниң хизмитидә болидикәнмиз?
29 И кто даст люди сия в руку мою? И преставлю Авимелеха, и реку ко Авимелеху: умножи силу твою, и изыди.
Кашки бу хәлиқ мениң қол астимда болса еди! У чағда мән Абимәләкни һайдивтәттим! Мән Абимәләккә: — Өз қошуниңни көпәйтип, җәңгә чиққин! — дегән болаттим.
30 И услыша Зевул князь града словеса Гаала сына Аведова, и разгневася яростию:
Әнди шәһәр башлиғи Зәбул Әбәдниң оғли Гаалниң бу сөзлирини аңлиғинида, аччиғи келип,
31 и посла послы ко Авимелеху отай, глаголя: се, Гаал сын Аведов и братия его приидоша в Сихему, и се, сии обседят на тя град:
әлчиләрни Абимәләкниң қешиға йошурунчә әвәтип: «Мана, Гаалниң оғли қериндашлири билән Шәкәмгә келиватиду; мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду.
32 и ныне востани нощию ты и людие иже с тобою, и засяди до заутрия на селе:
Шуңа сили адәмлирини елип бүгүн кечә [шәһәр] әтрапидики етизлиққа берип марап олтарғайла;
33 и будет рано, егда взыдет солнце, обутрееши и протягнешися ко граду: и се, той и людие иже с ним изыдут к тебе, и сотвориши ему, елико возможет рука твоя.
әтә күн чиққан һаман қозғилип шәһәргә һуҗум қилғайла; у вә униң адәмлири силигә қарши чиққанда, сили әһвалға қарап униңға тақабил турғайла, — деди.
34 И воста Авимелех и вси людие, иже с ним, нощию, и заседоша на Сихем на четыри части.
Буни аңлап, Абимәләк һәммә адәмлирини елип, кечиси чиқип, төрт топқа бөлүнүп, йошурунуп Шәкәмгә һуҗум қилишқа марап олтарди.
35 И бысть заутра, и изыде Гаал сын Аведов и ста пред дверию врат градских. И воста Авимелех и людие, иже с ним, от засады.
Әбәдниң оғли Гаал сиртқа чиқип шәһәрниң дәрвазисида өрә турғанда, Абимәләк өз адәмлири билән йошурунған җайдин чиқти.
36 И виде Гаал сын Аведов люди и рече к Зевулу: се, народ людий исходит с верхов гор. И рече к нему Зевул: стень гор ты видиши яко мужы.
Гаал хәлиқни көрүп Зәбулға: — Мана тағ чоққилиридин адәмләр чүшүватиду, деди. Лекин Зәбул униңға җававән: — Тағларниң көләңгиси саңа адәмләрдәк көрүниду, — деди.
37 И приложи еще Гаал глаголати и рече: се, людие исходят при мори от высоты земли, и полк един идет путем дубравы Маоненим.
Гаал йәнә сөз қилип: Мана, бир топ адәмләр дөңләрдин чүшүп келиватиду, йәнә бир топ адәмләр «Палчиларниң дуб дәриғи»ниң йоли билән келиватиду, — деди.
38 И рече к нему Зевул: и где суть ныне уста твоя глаголющая: кто есть Авимелех, яко поработаем ему? Не сии ли суть людие, яже ты уничтожил еси? Изыди убо ныне, и ополчися противу их.
Андин Зәбул униңға: — Сениң: «Абимәләк дегән ким еди, биз униң хизмитидә болаттуқму?» дәп чоң гәп қилған ағзиң һазир қени? Мана булар сән көзгә илмиған хәлиқ әмәсму? Әнди чиқип улар билән соқушуп баққин! — деди.
39 И изыде Гаал пред мужы Сихемски, и ополчися противу Авимелеху:
Шуниң билән Гаал Шәкәмдикиләр билән чиқип Абимәләк билән соқушушқа башлиди.
40 и погна его Авимелех, и побеже от лица его: и падоша язвеннии мнози даже до врат градских.
Лекин Абимәләк уни мәғлуп қилип қоғлиди; у униң алдидин қачти, шундақла нурғун яриланған адәмләр шәһәрниң дәрвазисиғичә йетишип кәткән еди.
41 И вниде Авимелех во Ариму: и Зевул изгна Гаала и братию его, да не живут в Сихеме.
Андин Абимәләк Арумаһда туруп қалди. Зәбул болса Гаал вә униң қериндашлирини қоғлап, уларниң Шәкәмдә турушиға йол қоймиди.
42 И бысть наутрие, и изыдоша и людие на поле, и поведаша Авимелеху:
Әтиси [Гаалдикиләр] далаға чиқти; бу хәвәр Абимәләккә йәткәндә
43 и взя людий, и раздели их на три части, и засяде на селе: и виде, и се, людие изыдоша из града, и воста на ня, и изби их.
у хәлқини елип, уларни үч топқа бөлүп, далада йошурунуп марап турди; у қарап турувиди, Шәкәм хәлқи шәһәрдин чиқти. У қопуп уларға һуҗум қилди.
44 И Авимелех и началницы, иже с ним, протягошася и сташа у дверий врат градских: и две части пролияшася на вся, яже на селе, и избиша я.
Абимәләк вә униң билән болған биринчи топ атлинип шәһәрниң дәрвазисиниң алдиға бесип берип, у йәрдә турди; қалған икки топ етилип берип далада турған адәмләргә һуҗум қилип уларни қиривәтти.
45 Авимелех же добываше града весь день той, и взя град, и люди иже в нем изби, и разори град, и посея в нем соль.
Шу тәриқидә Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, уни елип, униңда туруватқан хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни ханивәйран қилип үстигә тузларни чечивәтти.
46 И услышаша сие вси мужие столпа Сихемля и внидоша в твердь дому (бога) Вефилвериф.
Шәкәм мунаридики адәмләрниң һәммиси буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди.
47 И возвестися Авимелеху, яко собрашася вси мужие столпа Сихемска.
Шәкәм мунаридики адәмләр бир йәргә жиғиливапту, дегән хәвәр Абимәләккә йәтти.
48 И взыде Авимелех на гору Селмон сам и вси людие, иже с ним: и взя Авимелех секиру в руку свою, и усече ветвь от древа, и воздвиже ю, и возложи на раму свою: и рече людем иже с ним: еже видесте мя творяща, сотворите скоро якоже и аз.
Шуниң билән Абимәләк адәмлирини елип Залмон теғиға чиқти; у қолиға палтини елип дәрәқниң бир шехини кесип елип, өшнисигә қоюп, андин өзи билән болған хәлиққә: — Мениң немә қилғинимни көрдүңлар, әнди силәрму тездин шундақ қилиңлар, — деди.
49 И усекоша вси людие ветвия и взяша, и поидоша вслед Авимелеха, и возложиша на твердыню, и запалиша на них твердыню огнем: и изомроша вси людие столпа Сихемска до тысящи мужей и жен.
Буни аңлап хәлиқниң һәр бири Абимәләктәк бирдин шахни кесип елип, униңға әгишип берип, шахларни қорғанниң йениға догилап, от қоюп қорған вә униңда болғанларни көйдүрүвәтти. Буниң билән Шәкәмниң мунаридики һәммә адәмләр, җәмий миңчә әр-аял өлди.
50 И иде Авимелех в Фивис и обсяде его, и взя его:
Андин Абимәләк Тәбәзгә берип, у йәрдә баргаһ қуруп Тәбәзкә қоршап, һуҗум қилип уни ишғал қилди.
51 и столп бе тверд среде града, и вбегоша ту вси мужие и жены и вси старейшины града, и заключишася и взыдоша на кров столпа:
Лекин шәһәрниң оттурисида мустәһкәм бир мунар бар еди; барлиқ әр-аял, җүмлидин шәһәрниң һәммә чоңлири у йәргә қечип берип, дәрвазини ичидин тақап, мунарниң үстигә чиқивалди.
52 и прииде Авимелех до столпа, и супротивишася ему: и приступи Авимелех ко вратом столпа, еже запалити его огнем:
Абимәләк мунарға һуҗум қилип, униңға от қоюшқа мунарниң дәрвазисиға йеқинлашқанда,
53 и сверже жена едина уломок жерновный на главу Авимелеха, и сокруши ему темя:
бир аял ярғунчақниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға етип униң баш сүңикини сундуривәтти.
54 и возопи скоро Авимелех ко отроку носящему сосуды его и рече ему: извлецы мечь твой и убий мя, да не рекут, яко жена уби его. И прободе его отрок его, и умре.
Андин Абимәләк дәрһал өз яриғини көтәргүчи жигитни чақирип униңға: — Қиличиңни суғуруп мени өлтүрүвәткин; болмиса, хәлиқ мениң тоғрамда: «Бир аял киши уни өлтүрүветипту» дейишиду, — деди. Буни аңлап жигит уни санҗип өлтүрүвәтти.
55 И видеша мужие Израилстии, яко умре Авимелех: и отидоша кийждо на свое место.
Андин Исраилниң адәмлири Абимәләкниң өлгинини көрүп, уларниң һәммиси өз җайлириға қайтип кетишти.
56 И воздаде Бог зло Авимелеху, еже сотвори отцу своему, убив седмьдесят братий своих:
Шундақ қилип Худа Абимәләкниң өзиниң йәтмиш ака-укисини өлтүрүп, атисиға қилған рәзиллигини униң өз бешиға яндурди;
57 и всяку злобу мужей Сихемлих обрати Бог на главы их: и взыде на ня клятва Иоафама сына Иеровааля.
шуниңдәк Худа Шәкәмниң адәмлири қилған барлиқ яманлиқлириниму уларниң бешиға яндуруп чүшүрди. Буниң билән Йәруббаалниң оғли Йотам ейтқан ләнәт уларниң үстигә кәлди.

< Книга Судей израилевых 9 >