< От Иоанна святое благовествование 18 >
1 (И) сия рек Иисус, изыде со ученики Своими на он пол потока Кедрска, идеже бе вертоград, в оньже вниде Сам и ученицы Его:
Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип Кидрон җилғисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Әйса билән мухлислири у бағчигә кирди.
2 ведяше же Иуда предаяй Его место, яко множицею собирашеся Иисус ту со ученики Своими.
Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму у йәрни биләтти, чүнки Әйса мухлислири билән пат-пат у йәрдә жиғилип олтиратти.
3 Иуда убо приемь спиру и от архиерей и фарисей слуги, прииде тамо со светилы и свещами и оружии.
Шуниң билән Йәһуда бир топ Рим ләшкәрлири билән баш каһинлар һәм Пәрисийләр әвәткән қаравулларни башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.
4 Иисус же ведый вся грядущая Нань, изшед рече им: кого ищете?
Әйса бешиға чүшидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди.
5 Отвещаша Ему: Иисуса Назореа. Глагола им Иисус: Аз есмь. Стояше же и Иуда, иже предаяше Его, с ними.
Насарәтлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Әйса уларға: — Мана мән болимән, — деди. (Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң арисида туратти).
6 Егда же рече им: Аз есмь, идоша вспять и падоша на земли.
Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти.
7 Паки убо вопроси их (Иисус): кого ищете? Они же реша: Иисуса Назореа.
Шуниң билән Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәйсиләр? — дәп сориди. — Насарәтлик Әйсани, — дейишти улар.
8 Отвеща Иисус: рех вам, яко Аз есмь: аще убо Мене ищете, оставите сих ити:
Әйса: — Силәргә ейттимғу, мән шу болимән. Әгәр издигиниңлар мән болсам, буларни кәткили қоюңлар, — деди.
9 да сбудется слово, еже рече, яко ихже дал еси Мне, не погубих от них ни когоже.
Буниң билән өзиниң: «[Ата], Сән маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини жүтүрмидим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
10 Симон же Петр, имый нож, извлече его и удари архиереова раба и уреза ему ухо десное: бе же имя рабу Малх.
Симон Петрусниң йенида бир қилич болғач, у шуан уни суғуруп, баш каһинниң чакириға бирни уруп, оң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. Чакарниң исми Малкус еди.
11 Рече убо Иисус Петрови: вонзи нож в ножницу: чашу, юже даде Мне Отец, не имам ли пити ея?
Әйса Петрусқа: — Қилични ғилапқа сал! Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим? — деди.
12 Спира же и тысящник и слуги Иудейстии яша Иисуса и связаша Его,
Шуниң билән, ләшкәрләр топи билән миң беши һәм Йәһудийларниң қаравуллири Әйсани тутуп бағлашти.
13 и ведоша Его ко Анне первее: бе бо тесть Каиафе, иже бе архиерей лету тому:
Андин уни алди билән Аннасниң алдиға елип беришти. Аннас болса шу жили баш каһин болуп турған Қаяфаниң қейинатиси еди.
14 бе же Каиафа давый совет Иудеом, яко уне есть единому человеку умрети за люди.
Бурун Йәһудий кеңәшмисидикиләргә: «Пүтүн хәлиқниң [һалак болушиниң] орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди.
15 По Иисусе же идяше Симон Петр и другий ученик: ученик же той бе знаемь архиереови и вниде со Иисусом во двор архиереов:
Әнди Симон Петрус билән йәнә бир мухлис Әйсаниң кәйнидин әгишип барған еди. У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа, баш каһинниң сарийиға Әйса билән тәң кирди.
16 Петр же стояше при дверех вне. Изыде убо ученик той, иже бе знаемь архиереови, и рече двернице и введе Петра.
Лекин Петрус болса дәрвазиниң сиртида қалди. Шуңа баш каһинға тонуш болған һелиқи мухлис ташқириға чиқип, дәрвазивән қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди.
17 Глагола же раба дверница Петрови: еда и ты ученик еси Человека Сего? Глагола он: несмь.
Дәрвазивән болған шу дедәк Петрустин: — Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму? — дәп сориди. Яқ, әмәс, — деди Петрус.
18 Стояху же раби и слуги огнь сотворше, яко зима бе, и греяхуся: бе же с ними Петр стоя и греяся.
Әнди һава соғ болғанлиғи үчүн, чакарлар вә қаравуллар шахардин гүлхан яққан болуп, униң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп иссинди.
19 Архиерей же вопроси Иисуса о ученицех Его и о учении Его.
Баш каһин болса Әйсадин мухлислири тоғрилиқ вә тәлими тоғрилиқ соал сорашқа башлиди.
20 Отвеща ему Иисус: Аз не обинуяся глаголах миру: Аз всегда учах на сонмищих и в церкви, идеже всегда Иудее снемлются, и тай не глаголах ничесоже:
Әйса униңға җававән мундақ бәрди: — Мән хәлиқ-аләм алдида ашкарә сөз қилғанмән, барлиқ Йәһудийлар жиғилидиған синагогларда вә ибадәтханида дайим тәлим берип кәлдим, мән йошурун һеч немә демидим.
21 что Мя вопрошаеши? Вопроси слышавших, что глаголах им: се, сии ведят, яже рех Аз.
Буларни немишкә мәндин сорайсән? Ейтқан сөзлиримни аңлиғанлардин сориғин; мана, улар немә дегәнлигимни билиду.
22 Сия же рекшу Ему, един от предстоящих слуг удари в ланиту Иисуса, рек: тако ли отвещаваеши архиереови?
Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған қаравуллардин бири уни бир качат уруп: — Баш каһинға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.
23 Отвеща ему Иисус: аще зле глаголах, свидетелствуй о зле: аще ли добре, что Мя биеши?
— Әгәр яман сөз қилған болсам, униң яман екәнлигини көпчиликниң алдида көрсәткин. Амма ейтқанлирим дурус болса, мени немә үчүн урисән? — деди Әйса униңға.
24 Посла же Его Анна связана к Каиафе архиереови.
Буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди.
25 Бе же Симон Петр стоя и греяся. Реша же ему: еда и ты от ученик Его еси? Он (же) отвержеся и рече: несмь.
Симон Петрус [отниң] алдида иссинип туруватқан еди. [Йенидикиләр]: — Сәнму униң мухлислиридин әмәсмидиң? — дейишти. — Яқ, әмәсмән, — дәп танди Петрус.
26 Глагола един от раб архиереовых, южика сый, емуже Петр уреза ухо: не аз ли тя видех в вертограде с Ним?
У йәрдә баш каһинниң чакарлиридин, Петрус қулиқини кесип ташлиған кишигә туққан бириси бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени униң билән биллә көргән едимғу?! — деди.
27 Паки убо Петр отвержеся, и абие петель возгласи.
Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
28 Ведоша же Иисуса от Каиафы в претор. Бе же утро: и тии не внидоша в претор, да не осквернятся, но да ядят пасху.
Андин улар Әйсани Қаяфаниң йенидин римлиқ валийниң ордисиға елип кәлди (шу чағда таң атқан еди). Уни елип кәлгән [Йәһудийлар] болса өзимизни напак қилип булғимайли дәп, ордиға кирмиди. Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти.
29 Изыде же Пилат к ним вон и рече: кую речь приносите на Человека Сего?
Шуңа [валий] Пилатус сиртқа чиқип, уларниң алдиға берип уларға: — Бу адәмниң үстидин немә әрз қилисиләр? — дәп сориди.
30 Отвещаша и реша ему: аще не бы (был) Сей злодей, не быхом предали Его тебе.
Улар: — Бу адәм җинайәтчи болмиса, уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти.
31 Рече же им Пилат: поимите Его вы и по закону вашему судите Ему. Реша же ему Иудее: нам не достоит убити ни когоже:
— Уни өзүңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә һөкүм чиқириңлар! — деди Пилатус уларға. Йәһудийлар: — Бизниң һеч кимни өлүмгә мәһкүм қилиш һоқуқимиз йоқ турса, — дейишти.
32 да слово Иисусово сбудется, еже рече, назнаменуя, коею смертию хотяше умрети.
Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди.
33 Вниде убо паки Пилат в претор и пригласи Иисуса и рече Ему: Ты ли еси Царь Иудейск?
Андин Пилатус йәнә ордисиға кирип, Әйсани чақиртип, униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.
34 Отвеща ему Иисус: о себе ли ты сие глаголеши, или инии тебе рекоша о Мне?
Әйса униңға: — Бу соални өзүң сораватамәсән, яки башқилар мән тоғрилиқ саңа шундақ ейтқанму? — деди.
35 Отвеща Пилат: еда аз Жидовин есмь? Род Твой и архиерее предаша Тя мне: что еси сотворил?
— Мән бир Йәһудийму?! Сени маңа тапшурғанлар өз хәлқиң вә баш каһинларғу! Немә [җинайәт] өткүзгән едиң? — деди Пилатус.
36 Отвеща Иисус: Царство Мое несть от мира сего: аще от мира сего было бы Царство Мое, слуги Мои (убо) подвизалися быша, да не предан бых был Иудеом: ныне же Царство Мое несть отсюду.
Әйса җававән: — Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур. Әгәр бу дунияға тәвә болған болса, хизмәтчилирим мениң Йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қиливатқан болатти. Һалбуки, мениң падишалиғим бу йәргә тәвә әмәстур, — деди.
37 Рече же Ему Пилат: убо Царь ли еси Ты? Отвеща Иисус: ты глаголеши, яко Царь есмь Аз: Аз на сие родихся и на сие приидох в мир, да свидетелствую истину: (и) всяк, иже есть от истины, послушает гласа Моего.
Шуңа Пилатус униңға: — Ундақта, сән падишаму? Әйса җававән: — Шундақ, ейтқиниңдәк, падишамән. Мән шуниңға туғулғанмән, вә шуниңға дунияға кәлдим: — һәқиқәткә гувалиқ беришим үчүндин ибарәттур. Һәқиқәткә тәвә болған һәр бир киши болса мениң авазимға қулақ салиду, — деди.
38 Глагола Ему Пилат: что есть истина? И сие рек, паки изыде ко Иудеом и глагола им: аз ни единыя вины обретаю в Нем:
Пилатус униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Пилатус мошуларни дәп, йәнә ташқириға, Йәһудийларниң алдиға чиқип уларға: — Мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим.
39 есть же обычай вам, да единаго вам отпущу на Пасху: хощете ли убо, (да) отпущу вам Царя Иудейска?
Лекин һәр жили өтүп кетиш һейтида силәр үчүн [мәһбуслардин] бирни қоюп бериш қаидәм бар. Шуңа бу «Йәһудийларниң падишаси»ни силәргә қоюп беришимни халамсиләр? — деди.
40 Возопиша же паки вси, глаголюще: не Сего, но Варавву. Бе же Варавва разбойник.
Уларниң һәммиси җавап берип: — Бу адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп қийқас-сүрән селишти (Бараббас болса бир қарақчи еди).