< Книга пророка Иеремии 49 >
1 К сыном Аммоним тако глаголет Господь: еда не суть сынове Израилевы, или наследника несть им? Почто убо прия наследие Мелхом Гада, и людие его во градех его живяху?
Аммонийлар тоғрилиқ. Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилниң пәрзәнтлири йоқмикән? Униң мирасхорлири йоқмиду? Әнди немишкә Милком Гадниң зиминиға варислиқ қилди, Милкомға тәвә болған хәлиқ немишкә Гадниң шәһәрлиридә туриду?
2 Сего ради, се, дние грядут, глаголет Господь, и оглашу на Равваф сынов Аммоних ратный звук, и будет в непроходная и в пагубу, и требища его огнем сожжена будут, и восприимет Израиль власть свою, глаголет Господь.
Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә җәң садалирини аңлитимән; у харабилик дөң болиду; тәвә шәһәрлири от қоюп күйдүрүлиду; Исраил қайтидин өзлирини егиливалғанларға егидарчилиқ қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
3 Возопий, Есевоне, яко погибе Гай: возопийте, дщери Раввафски, препояшитеся вретищами, рыдайте и бегайте по забралом, яко Мелхом во плен отведется, священницы и князи его вкупе.
— Зарлаңлар, и Һәшбон! Чүнки Айи шәһири харабә қилинған! Раббаһ қизлири, өзүңларға бөз рәхтни бағлап матәм тутуңлар; сепил ичидә уян-буян патипарақ жүгүрүңлар; чүнки Милком вә униң каһинлири, униңға тәвәлик әмирлири сүргүн болиду.
4 Что хвалишися во удолиих? Стече удолие твое, дщи безстудная, уповающая на богатства своя, глаголющи: кто приидет на мя?
Немишкә күч-һәйвитиңни даңлайсән? Сениң күчүң еқип кетиватиду, и: «Ким маңа йеқинлишишқа петиналисун?» дәп өз байлиқлириңға таянған, асийлиқ қилғучи қиз!
5 Се, Аз наведу на тя страх, глаголет Господь Вседержитель, от всех сущих окрест тебе: и разсеетеся вси от лица его, и не будет собирающаго бежащих.
Мана, Мән барлиқ әтрапиңдикиләрдин вәһшәт чиқирип үстүңгә чүшүримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән силәр һәр бириңлар һайдиветилисиләр, алди-кәйбиңгә қаримай қачисиләр; қачқанларни йәнә жиғғучи һеч ким болмайду.
6 И посем возвращу пленники сынов Аммоних, глаголет Господь.
Лекин кейинки күнләрдә, Аммонийларни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
7 Ко Идумеи сия глаголет Господь Вседержитель: еда есть ктому мудрость во Фемане? Погибе совет от разумных, непотребна бысть мудрость их,
Едом тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Теманда һазир даналиқ тепилмамду? Данишмәнлиридин несиһәт йоқап кәттиму? Уларниң даналиқини дат бесип қалғанму?!
8 попрано бысть место их: снидите в пропасть к седению, живущии во Дедане: яко жестокая сотвори: (погибель Исавлю) наведох нань во время, в неже посетих его.
Бурулуп қечиңлар, пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Деданда туруватқанлар! Чүнки Мән Әсавға тегишлик балаю-апәтни, йәни уни җазалайдиған күнини бешиға чүшүримән.
9 Яко оымателие вина приидоша на тя, не оставят тебе останков: аки татие в нощи возложат руки своя.
Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, улар азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму? Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, улар өзлиригә чушлуқла бузуп, оғрилайду әмәсму?
10 Яко (Аз) обнажих Исава, открых тайная его, не возможет утаитися, погибе рукою брата своего и соседа своего,
Мән Әсавни ялаңачливетимән, у йошурунғидәк җай қалмиғичә далда җайлирини ечип ташлаймән; униң нәсли, қериндашлири һәм хошнилири йоқайду; у өзи йоқ болиду.
11 и несть остатися сироте твоей, да живет: Аз же сотворю жити, и вдовицы на Мя уповаша.
Лекин житим-йесирлириңни қалдур, Мән уларниң һаятини сақлаймән; тул хотуниңлар Маңа таянсун.
12 Тако бо глаголет Господь: се, имже не бе закона пити чашу, пиюще испиют: и ты ли аки неповинный останешися? Не будеши неповинен, но пия испиеши.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, [ғәзивимниң] қәдәһидин ичишкә тегишлик болмиғанлар чоқум униңдин ичмәй қалмайдиған йәрдә, сән җазаланмай қаламсән? Сән җазаланмай қалмайсән; сән чоқум униңдин ичисән.
13 Собою бо кляхся, глаголет Господь, яко в пустыню и в поругание и в посмех и в проклятие будеши посреде его, и вси гради его будут в пустыню вечную.
Чүнки Өз намим билән қәсәм ичкәнмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бозраһ дәһшәт басидиған һәм рәсва қилинидиған бир объекти, харабилик вә ләнәт сөзи болиду; униң әтрапидики шәһәрлири дайимлиқ харабилик болиду.
14 Слух слышах от Господа, и послов во языки посла: соберитеся и идите противу ему и востаните на ополчение.
Мән Пәрвәрдигардин шу бир хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдум, — вә бир әлчи әлләр арисиға әвәтилгән еди — У: «Униңға һуҗум қилишқа жиғилиңлар! Униңға җәң қилишқа орнуңлардин туруңлар!» — дәп хәвәр бериду.
15 Се, мала дах тя во языцех и поругаема в людех.
Мана, Мән сени әлләр арисида кичик, Инсанлар арисида кәмситилгән қилимән.
16 Играние твое прельсти тя, безстудие сердца твоего обиташе в разселинах каменных, похити крепость холма высокаго: егда вознесеши яко орел гнездо свое, оттоле свергу тя, глаголет Господь.
Сениң өзгиләргә дәһшәт салидиғанлиғиң, Көңлүңдики тәкәббурлуғуң өзүңни алдап қойди; Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, Туралғуң егизликниң жуқури тәрипидә болғучи, Гәрчә сән чаңгаңни бүркүтниңкидәк жуқури ясисаңму, Мән шу йәрдин сени чүшүриветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
17 И будет Идумеа в запустение, всяк ходяй чрез ню подивится и позвиждет над всякою язвою ея.
— Вә Едом толиму вәһимилик болиду; Едомдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп, уш-уш қилиду.
18 Якоже превращена есть Содома и Гоморра и соседи ея, глаголет Господь, не поживет тамо муж, ниже пребудет тамо сын человечь.
Содом, Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрлири билән биргә өрүветилгәндәк Едомму шундақ болиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.
19 Се, якоже лев изыдет от среды Иордана на место сильнаго, яко скоро сотворю им бежати от него, и кто будет избран, егоже поставлю над ним? Кто бо подобен Мне? И кто противостанет Ми? И кто есть сей пастырь, иже сопротивится лицу Моему?
Мана, Иордан дәриясидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики [қойларни] тарқатқан бир ширдәк Мән [Едомдикиләрни] бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни Едомниң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?
20 Сего ради слышите совет Господень, егоже совеща на Едома, и умышление Его, еже умысли на живущих во Фемане, не свергут ли их малая от стад, и не разметано ли будет на них жилище их?
Шуңа Пәрвәрдигарниң Едомни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк Темандикиләрни җазалаш нийитини аңлаңлар: уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин Пәрвәрдигар униң яйлиғини вәйранә қилиду.
21 От гласа бо падения их потрясеся земля, и вопль на мори Чермнем слышася гласа их.
Уларниң жиқилип кәткән садасини аңлап йәр йүзидикиләр тәвринип кетиду; налә-пәрядлири «Қизил деңиз»ғичә аңлиниду.
22 Се, яко орел взыдет и возлетит и прострет криле свои над твердыньми его: и будет сердце сильных Идумейских в той день, яко сердце жены родящия.
Мана, бириси бүркүттәк қанат йейип пәрваз қилип, Бозраһ үстигә шуңғуп чүшиду. Шу күни Едомдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.
23 К Дамаску: посрамися Емаф и Арфаф, яко слух зол слышаша, ужасошася, возмутишася на мори, (за попечение) упокоитися не могут.
Дәмәшқ тоғрилиқ: — Хамат, Арпад шәһиридикиләр хиҗаләткә қалдурулиду; чүнки улар шум хәвәр аңлайду; уларниң жүриги су болуп кетиду; давулғуп кәткән деңиздәк улар һеч тиничлиналмайду.
24 Расторжеся Дамаск, обратися на бежание, трепет объят и, скорбь и болезнь одержаша его яко раждающую.
Дәмәшқ зәипләшти, қечишқа бурулиду; уни вәһимә басиду; азаплар толғаққа чүшкән аялни тутқандәк, азап вә дәрд-қайғу уни тутиду.
25 Како не оставиша града славнаго, крепости любезныя?
Нам-даңқи чиққан жут, Мән һозур алған шәһәр шу дәриҗидә ташливетилгән болиду!
26 Сего ради падут юноши на стогнах твоих, и вси мужие воинстии падут в той день, глаголет Господь Вседержитель.
Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду, җәңгивар палванлар шу күни йоқитилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
27 И возжгу огнь на стене Дамаска, и пожжет стены сына Адерова.
— һәм Мән Дәмәшқниң сепилигә бир от яқимән, у Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
28 К Кидару, царице двора, егоже порази Навуходоносор царь Вавилонский, тако глаголет Господь: востаните и взыдите на Кидар и погубите сыны восточныя.
Бабил падишаси Небоқаднәсар йәңгән Кедар тоғрилиқ һәм Һазорниң падишалиқлири туғулуқ сөз: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Орнуңдин тур, Кедарға һуҗум қилип, шәриқтики адәмләрни булаң-талаң қил!» — дейилиду;
29 Селения их и стада их возмут: одежды их и вся сосуды их и велблюды их возмут себе, и призовут на ня страх окрест.
Һуҗум қилғанлар уларниң чедирлири һәм падилирини елип кетиду; уларниң чедир пәрдилири, барлиқ қача-қуча, төгилирини булап кетиду; хәқ уларға: «Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду!» дәп вақирайду.
30 Бежите и отидите вскоре, в пропастех сядите, живущии во дворе, глаголет Господь: яко совеща на вы Навуходоносор царь Вавилонский совет и помысли на вас умышление.
Қечип кетиңлар, бәдәр тикип пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Һазордикиләр, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар силәргә җәң қилишқа қәст қилған, силәргә қарап нийити бузулған.
31 Востаните и внидите к людем упокоеным, живущым в прохладе, глаголет Господь: иже ни дверий, ниже заворов имут, едини обитают.
— Орнуңдин тур, сепил-дәрвазиларға егә болмиған арамхуда яшап, теч-аман турған әлгә җәң қилишқа чиқ; улар ялғуз туриду — дәйду Пәрвәрдигар,
32 И будут велблюды их в расхищение и множество скота их в разграбление, и развею я всяким ветром остриженых окрест, и от всех окрестных их приведу на ня погибель, глаголет Господь.
— уларниң төгилири олҗа, топ-топ мал-варанлири ғәниймәт болиду; Мән чекә чачлирини чүшүргәнләрни төрт шамалға тарқитимән, уларниң бешиға һәр әтрапидин күлпәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар;
33 И будет двор в жилище змием и пуст даже до века, не поживет тамо муж, ниже будет живяй в нем сын человечь.
— Һазор болса чилбөриләрниң туралғуси, мәңгүгә вәйранә болиду. Һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.
34 Слово Господне, еже бысть ко Иеремии пророку на Елам, в начале царства Седекии царя Иудина, глаголя:
Йәһуда падишаси Зәдәкия тәхткә олтарған дәсләпки вақитлирида, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң сөзи мундақ еди: —
35 тако глаголет Господь Вседержитель: се, Аз сокрушу лук Еламль, начало силы их,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Еламниң ғоллуқ күчи болған оқясини сундуримән.
36 и наведу на Елам четыри ветры от четырех стран небесных и развею я во вся ветры тыя, и не будет языка, в оньже бы не пришли бежащии Еламитяне.
Асманларниң төрт четидин төрт шамални чиқирип Еламниң үстигә чүшүримән; Мән уларни бу төрт шамалға тарқитимән; шуниң билән Еламдин һайдалғанләрниң бармайдиған әл-мәмликәтләр қалмайду.
37 И устрашу их пред враги их и пред лицем ищущих души их, и наведу на ня злая, по гневу ярости Моея, глаголет Господь: и послю вслед их мечь Мой, дондеже сотру их:
Мән Еламни дүшмәнлири алдида һәм җенини издигүчиләрниң алдида дәккә-дүккигә чүшүримән; дәһшәтлик ғәзивимни бешиға төкүп, күлпәтләрни чүшүримән; уларни бәрбат қилғичә Мән қилични уларниң кәйнидин қоғлашқа әвәтимән.
38 и поставлю престол Мой во Еламе, и иждену оттуду царя и князи, глаголет Господь:
Мән Өз тәхтимни Еламда тикләймән, шу йәрдин падишаси вә шаһзадилирини йоқ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
39 и будет в последния дни, возвращу плен Еламль, глаголет Господь.
— Лекин ахирқи заманларда, Мән Еламни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.