< Послание Иакова 3 >

1 Не мнози учителие бывайте, братие моя, ведяще, яко болшее осуждение приимем,
Қериндашлирим, араңлардин көп киши тәлим бәргүчи боливалмаңлар! Чүнки силәргә мәлумки, биз [тәлим бәргүчиләр] башқилардин техиму қаттиқ сораққа тартилимиз.
2 много бо согрешаем вси. Аще кто в слове не согрешает, сей совершен муж, силен обуздати и все тело.
Чүнки һәммимиз көп ишларда хаталишип путлишимиз. [Һалбуки], әгәр бириси тилда хаталашмиса, у камаләткә йәткән, пүткүл тенини тизгинләлигән адәм болиду.
3 Се бо и конем узды во уста влагаем, да повинуются нам, и все тело их обращаем:
Мана, биз атларни өзимизгә беқиндуруш үчүн ағзиға жүгән салимиз; буниң билән пүткүл тәнлирини [халиған тәрәпкә] буралаймиз.
4 се, и корабли велицы суще и от жестоких ветров заточаеми, обращаются малым кормилцем, аможе стремление правящаго хощет:
Мана, кемиләргиму қараңлар; шунчилик йоған болсиму, йәнә келип дәһшәтлик шамаллар тәрипидин урулуп һайдилидиған болсиму, лекин рольчи қәйәргә уларни һайдай десә, у кичиккинә бир роль арқилиқ уни халиған тәрәпкә бурайду.
5 такожде же и язык мал уд есть, и вельми хвалится. Се мал огнь, и коль велики вещи сожигает.
Шуниңға охшаш, гәрчә тил [тенимизниң] кичик бир әзаси болсиму, лекин толиму йоған сөзләйду. Кичиккинә бир от учқуниниң чоң орманға от туташтуралайдиғанлиғини ойлап беқиңлар!
6 И язык огнь, лепота неправды: сице и язык водворяется во удех наших, скверня все тело, и паля коло рождения нашего, и опаляяся от геенны: (Geenna g1067)
Тил — дәрвәқә бир оттур; у әзалиримиз арисидин орун елип қәбиһликкә толған бир аләм болиду. У пүткүл тәнни булғиғучидур; у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду! (Geenna g1067)
7 всяко бо естество зверей же и птиц, гад же и рыб, укрощается и укротится естеством человеческим,
Чүнки һәртүрлүк һайванлар һәм учар-қанатлар, өмилигүчи һайванлар һәм деңиздики мәхлуқлар инсанийәт тәрипидин көндүрүлмәктә һәмдә көндүрүлгән еди.
8 языка же никтоже может от человек укротити: не удержимо бо зло, исполнь яда смертоносна.
Амма тилни һеч ким көндүрәлмәйду; у тинимсиз рәзил бир нәрсә болуп, җанға замин болидиған зәһәргә толғандур.
9 Тем благословляем Бога и Отца, и тем кленем человеки бывшыя по подобию Божию:
Биз тилимиз билән Пәрвәрдигар Атимизға шану-тәшәккүр қайтуримиз, вә йәнә униң билән Худаниң образида яритилған инсанларни қарғаймиз.
10 от техже уст исходит благословение и клятва. Не подобает, братие моя возлюбленная, сим тако бывати.
Демәк, охшаш бир еғиздин һәм тәшәккүр-мубарәк һәм ләнәт-қарғаш чиқиду. И қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
11 Еда ли источник от единаго устия источает сладкое и горькое?
Бир булақ охшаш бир көздин бирла вақитта татлиқ һәм қиртақ су чиқирамду?
12 Еда может, братие моя, смоковница маслины творити, или виноградная лоза смоквы? Такожде ни един источник слану и сладку творит воду.
И қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, яки үзүм тели әнҗирниң мевисини берәләмду? Һәм тузлуқ [булақ] татлиқ суниму чиқиралмайду.
13 Кто премудр и худог в вас, да покажет от добраго жития дела своя в кротости и премудрости.
Араңларда ким дана вә пәмлик? Пәзиләтлик жүрүш-турушидин у даналиққа хас болған мөмин-кәмтәрлик билән әмәллирини көрсәтсун!
14 Аще же зависть горьку имате и рвение в сердцах ваших, не хвалитеся, ни лжите на истину:
Лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар.
15 несть сия премудрость свыше низходящи, но земна, душевна, бесовска:
Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур.
16 идеже бо зависть и рвение, ту нестроение и всяка зла вещь.
Чүнки һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил рәзилликләр болиду.
17 А яже свыше премудрость, первее убо чиста есть, потом же мирна, кротка, благопокорлива, исполнь милости и плодов благих, несуменна и нелицемерна.
Лекин әрштин кәлгән даналиқ болса, у алди билән пактур, у йәнә течлиқпәрвәр, хуш пеил, башқиларниң пикригә қулиқи очуқ, рәһимдил болуп, яхши мевиләр билән толған, униңда тәрәпбазлиқ яки сахтипәзлик йоқтур.
18 Плод же правды в мире сеется творящым мир.
Һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду.

< Послание Иакова 3 >