< Книга пророка Исаии 46 >
1 Паде Вил, сокрушися Дагон, быша ваяния их во звери и скоты: носите я связана яко бремя труждающемуся и разслабевшу,
Бәл болса тиз пүкти, Небо еңишиватиду; Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти; Силәр көтәргән нәрсилириңлар әнди улақларға артилған болуп, Һалсиз улақларға еғир жүк болиду!
2 и алчущу и не могущу вкупе, иже не возмогут спастися от рати, сами же пленени приведошася.
Улар еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду; Улар мошу жүкни қутқузалмайду, Бәлки өзлири әсиргә чүшиду.
3 Послушайте Мене, доме Иаковль и весь останок Израилев, носимии от чрева и наказуемии от детска даже до старости:
И Яқупниң җәмәти, Шундақла Исраил җәмәтиниң қалдиси, Анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар, Балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр, — Маңа қулақ селиңлар!
4 Аз есмь, и дондеже состареетеся, Аз есмь, Аз терплю вам, Аз сотворих и Аз понесу, Аз подиму и спасу вы.
Силәр қериғучиму Мән йәнила шундақтурмән, Чечиңлар ақарғучиму Мән силәрни йүдүп жүримән; Силәрни ясиған Мәндурмән, силәрни көтиримән; Силәрни йүдүп қутқузимән.
5 Кому Мя уподобисте? Видите, ухитрите, заблуждающии,
Әнди Мени кимгә охшатмақчи, Яки кимни Маңа тәң қилмақчисиләр? Уни Маңа охшаш дәп, Силәр кимни Мән билән селиштурмақчисиләр?
6 слагающии злато из меха, и сребро весом поставляют в мериле, и наемше златаря сотвориша рукотворенная, и преклоншеся покланяются им:
Улар болса һәмянидин алтунни чечип берип, Күмүчниму таразиға салиду, Бир зәргәрни ялливалиду, У бир мәбудни ясап бериду; Улар жиқилиду, дәрвәқә чоқуниду!
7 воздвижут я на рамех и ходят: аще же положат я на месте своем, ту лежат, ниже подвижутся: и иже аще возопиет к ним, не услышат, от бед не спасут его.
Улар уни мүрисигә артиду, Уни көтирип, өз орниға қойиду; Андин у әшу йәрдә өрә туриду; У орнидин қозғилалмайду; Бириси униңға йелинип тиләйду, Лекин у җавап бәрмәйду; У кишини аваричилигидин қутқузмайду.
8 Помяните сия и возстените, покайтеся, прельстившиися, обратитеся сердцем
Мошу ишларни есиңларда тутуңлар; Шундақла өзүңларни һәқиқий әркәкләрдәк көрситиңлар; И, итаәтсизләр, Буни есиңларға кәлтүрүңлар;
9 и помяните первая от века, яко Аз есмь Бог, и несть еще разве Мене:
Илгәрки ишларни, йәни қедимдин болған ишларни есиңларға кәлтүрүңлар; Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа бири йоқтур; Мән Худадурмән, Маңа охшашлар йоқтур;
10 возвещаяй первее последняя, прежде неже быти им, и абие сбышася: и рекох: весь совет Мой станет, и вся, елика совещах, сотворю.
Мән: «Мениң бекиткиним орунлиниду, Көңлүмгә барлиқ пүккәнләрни әмәлгә ашурмай қоймаймән» дәп, Ишниң нәтиҗисини баштила, Алдин-ала техи қилинмиған ишларни аян қилип ейтқучидурмән;
11 Призываяй от восток птицу, и от земли издалеча, о нихже совещах: рекох и приведох, создах и сотворих, приведох и и благопоспеших путь его.
Күнчиқиштин житқуч бир қушни, Йәни көңлүмгә пүккинимни ада қилғучи бир адәмни жирақ жуттин чақирғучидурмән. Бәрһәқ, Мән сөз қилған, Бәрһәқ, Мән уни чоқум әмәлгә ашуримән; Буни нийәт қилғанмән, Бәрһәқ, Мән уни вуҗудқа чиқиримән.
12 Послушайте Мене, погубльшии сердце, сущии далече от правды:
И һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар, Маңа қулақ селиңлар: —
13 приближих правду Мою, и не удалится, и спасение, еже от Мене, не умедлю: дах в Сионе спасение Израилю во прославление.
Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән, У жирақлашмайду; Шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду; Мән Зионға ниҗат йәткүзүп, Исраилға җулалиқ-гөзәллигимни тикләп беримән».