< Книга пророка Иезекииля 11 >
1 И воздвиже мя дух и возведе мя ко вратом дому Господня, яже прямо зрят на восток: и се, пред преддверием врат яко двадесять и пять мужей: и видех среде их Иехонию сына Иазерова и Фалтию Ванеова, старейшины людския.
Роһ мени көтирип, Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазисиға апарди; вә мана, дәрвазиниң босуғисида жигирмә бәш адәм туратти; мән уларниң оттурисида авамниң ақсақили болған, Аззурниң оғли Җаазания һәм Бәнаяниң оғли Пилатияни көрдүм.
2 И рече Господь ко мне: сыне человечь, сии мужие помышляющии суетная и совет творящии лукав во граде сем,
Вә У маңа: — И инсан оғли, қәбиһликни ойлап чиққучи, мошу шәһәрдә рәзил мәслиһәт бәргүчи адәмләр дәл булардур.
3 глаголющии: не в нове ли соградишася домове? Сей есть коноб, мы же мяса.
Улар: «Өйләрни селиш вақти йеқинлашти әмәсму? Бу шәһәр болса қазан, биз болсақ, ичидики гөш» — дәйду.
4 Сего ради прорцы на ня, прорцы, сыне человечь.
Шуңа уларни әйипләп бешарәт бәргин; — Бешарәт бәргин, и инсан оғли! — деди.
5 И нападе на мя Дух Господень и рече ко мне: глаголи, сия глаголет Господь: тако рекосте, доме Израилев, и умышления духа вашего Аз вем:
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Роһи вуҗудумға урулуп чүшүп, маңа сөз қилған: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» — дегин. «Силәрниң шундақ дегиниңларни, и Исраил җәмәти; көңлүңләргә пүккән ой-пикриңларни, Мән билимән.
6 умножисте мертвецы вашя во граде сем и наполнисте пути его язвенных.
Силәр мошу шәһәрдә адәм өлтүрүшни көпәйткәнсиләр; силәр рәстә-кочиларни өлтүрүлгәнләр билән толдурғансиләр».
7 Того ради тако глаголет Адонаи Господь: мертвецы ваши, яже избисте среде его, тии суть мяса, а сей коноб есть, и вас изведу от среды его.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр өлтүргән кишиләр болса, дәл шу гөштур, шәһәр болса қазандур; бирақ силәрни болса униңдин тартивалимән.
8 Меча боитеся, и мечь наведу на вас, глаголет Адонаи Господь:
Силәр қиличтин қорқуп кәлгәнсиләр, вә Мән үстүңларға бир қилич чүшүримән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
9 и изведу вас от среды его и предам вас в руце чуждих и сотворю в вас суд:
«Шуниң билән Мән силәрни шәһәрдин тартивелип, ят адәмләрниң қолиға тапшуримән, силәрниң үстүңлардин һөкүм чиқирип җазалаймән.
10 мечем падете, на горах Израилевых сужду вам, и увесте, яко Аз Господь:
Силәр қиличлинип жиқилисиләр; Исраил чегаралирида үстүңларға һөкүм чиқирип җазалаймән; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
11 той не будет вам в коноб, и вы не будете посреде его в мяса: на горах Израилевых сужду вам,
Бу шәһәр силәр үчүн «қазан» болмайду, һәм силәрму униңки «гөш»и болмайсиләр; Мән Исраил чегаралирида үстүңлардин һөкүм чиқирип җазалаймән.
12 и увесте, яко Аз Господь, яко по заповедем Моим не ходисте и судов Моих не сотвористе, но по обычаем языков сущих окрест вас сотвористе.
Вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр; силәр Мениң бәлгүлимилиримдә жүрмигән, һөкүмлирим бойичә маңмиғансиләр, бәлки өп-чөрәңлардики әлләрниң һөкүмлири бойичә маңғансиләр».
13 И бысть внегда прорицати ми, и Фалтиа сын Ванеов умре: и падох ниц и возопих гласом великим, глаголя: горе мне, люте мне, Адонаю Господи! На скончание ли твориши Ты останки Израилевы?
Шундақ болдики, Мән бешарәт бериватқинимда, Бәнаяниң оғли Пилатия җан үзди. Мән дүм жиқилдим: «Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Исраилниң қалдисини пүтүнләй йоқатмақчимусән?» — дәп қаттиқ авазда нида қилдим.
14 И бысть слово Господне ко мне глаголя:
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
15 сыне человечь, братия твоя и мужие плена твоего и весь дом Израилев скончася, имже рекоша живущии во Иерусалиме: далече удалитеся от Господа, нам дана есть земля в наследие.
И инсан оғли, Йерусалимда туруватқанларниң: «Пәрвәрдигардин жирақ кетиңлар! Чүнки мошу зимин бизгила мирас қилип тәқдим қилинған!» дегән гепи, сениң қериндашлириң, йәни сениң қериндашлириң болған сүргүнләргә һәм Исраилниң пүткүл җәмәтигә қаритип ейтилған.
16 Сего ради рекох: сия глаголет Адонаи Господь: яко отрину я во языки и разсею я по всей земли, и буду им во освящение мало во странах, аможе внидут тамо.
Шуңа уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Гәрчә Мән уларни жирақ йәрләргә, әлләр арисиға йөткивәткән һәм мәмликәтләр ичигә тарқитивәткән болсамму, улар барған йәрләрдиму Мән Өзүм уларға кичиккинә бир пак-муқәддәс башпанаһ болимән».
17 Сего ради рцы: сия глаголет Адонаи Господь: и прииму я от язык и соберу я от стран, идеже разсеях я в них, и дам им землю Израилеву:
Шуңа мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни әлләрдин жиғимән, тарқитиветилгән мәмликәтләрдин силәрни җәм қилимән, андин Исраил зиминини силәргә қайтуруп тәқдим қилимән.
18 и внидут тамо и отвергут вся мерзости ея и вся беззакония ея от нея:
Шуниң билән улар у йәргә қайтип келиду, улар барлиқ ләнәтлик нәрсиләрни һәм барлиқ жиркиничлик ишлирини у йәрдин йоқ қилиду.
19 и дам им сердце ино и дух нов дам им, и исторгну каменное сердце от плоти их и дам им сердце плотяно,
Мән уларға бир қәлбни беримән, ичиңларға йеңи бир роһни салимән; Мән уларниң тенидин таштәк қәлбни елип ташлаймән, уларға меһрлик бир қәлбни беримән.
20 яко да в заповедех Моих ходят и оправдания Моя сохранят и сотворят я: и будут Ми в люди, и Аз им буду в Бога.
Шуниң билән улар Мениң бәлгүлимилиримдә жүриду, Мениң һөкүмлиримни чиң тутуп уларға әмәл қилиду. Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
21 А ихже сердце по гнусностем их и по беззаконием их ходит, пути тех на главы их положу, глаголет Адонаи Господь.
Бирақ көңүллири ләнәтлик нәрсиләргә вә жиркиничлик қилмишлириға беғишланғанлар болса, Мән уларниң йоллирини өз бешиға чүшүримән», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
22 И воздвигоша Херувими крила своя, и колеса держащаяся их: слава же Бога Израилева бе на них свыше их.
Керублар қанатлирини яйди, уларниң чақлири өз йенида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви улар үстидә жуқури туратти;
23 И взыде слава Господня от среды града и ста на горе, яже бяше прямо града на восток.
вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәһәрниң оттурисидин чиқип, шәһәрниң шәриқ тәрипидики тағ үстидә тохтиди.
24 И дух взя мя и принесе мя на землю Халдейску в пленники, в видении, Духом Божиим.
Шуниң билән Роһ мени көтирип, Худаниң Роһи бәргән бу көрүнүштә мени Калдийәгә, йәни сүргүн болғанларға апарди; шуан мән көргән бу көрүнүш мәндин кәтти.
25 И взыдох от видения, еже видех, и глаголах ко пленником вся словеса Господня, яже показа мне.
Шуниң билән мән сүргүн болғанларға Пәрвәрдигар маңа көрсәткән барлиқ ишларни сөзләп бәрдим.