< Исход 20 >

1 И глагола Господь вся словеса сия к Моисею глаголя:
Худа муну барлиқ сөзләрни баян қилип мундақ деди: —
2 Аз есмь Господь Бог твой, изведый тя от земли Египетския, от дому работы:
Мән сени «қуллуқ макани» болған Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән.
3 да не будут тебе бози инии разве Мене.
Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
4 Не сотвори себе кумира и всякаго подобия, елика на небеси горе и елика на земли низу, и елика в водах под землею:
Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима.
5 да не поклонишися им, ни послужиши им: Аз бо есмь Господь Бог твой, Бог ревнитель, отдаяй грехи отец на чада до третияго и четвертаго рода ненавидящым Мене,
Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән,
6 и творяй милость в тысящах любящым Мя и хранящым повеления Моя.
Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән.
7 Не возмеши имене Господа Бога твоего всуе: не очистит бо Господь приемлющяго имя Его всуе.
Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду.
8 Помни день субботный, еже святити его:
Шабат күнини муқәддәс дәп билип тутқили ядиңда сақлиғин.
9 шесть дний делай и сотвориши (в них) вся дела твоя:
Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин;
10 в день же седмый, суббота Господу Богу твоему: да не сотвориши всякаго дела в онь ты и сын твой и дщерь твоя, и раб твой и раба твоя, и вол твой и осля твое и всякий скот твой, и пришлец обитаяй у тебе:
лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур; сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун.
11 зане в шести днех сотвори Господь небо и землю, море и вся яже в них, и почи в день седмый: сего ради благослови Господь день седмый и освяти его.
Чүнки алтә күн ичидә Пәрвәрдигар асман билән зиминни, деңиз билән униң ичидики барини яратти андин йәттинчи күнидә арам алди. Буниң үчүн Пәрвәрдигар шабат күнини бәхит-бәрикәтлик күн қилип, уни муқәддәс күн дәп бекитти.
12 Чти отца твоего и матерь твою, да благо ти будет и да долголетен будеши на земли блазе, юже Господь Бог твой дает тебе.
Ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән.
13 Не убий.
Қатиллиқ қилма.
14 Не прелюбы сотвори.
Зина қилма.
15 Не укради.
Оғрилиқ қилма.
16 Не послушествуй на друга своего свидетелства ложна.
Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә.
17 Не пожелай жены искренняго твоего, не пожелай дому ближняго твоего, ни села его, ни раба его, ни рабыни его, ни вола его, ни осла его, ни всякаго скота его, ни всего, елика суть ближняго твоего.
Сән хошнаңниң өй-имаритигә көз қириңни салма, нә хошнаңниң аяли, нә униң қулиға, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ишиги яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма.
18 И вси людие зряху глас и свещы, и глас трубный и гору дымящуюся: и убоявшеся вси людие сташа издалече,
Пүткүл хәлиқ гүлдүрмамиларни, чеқин-ялқунларни, канайниң авази вә тағдин өрләп чиққан ис-түтәкләрни көрди вә аңлиди; улар буларни көрүп, титришип жирақ турушти
19 и рекоша Моисею: глаголи ты с нами, и да не глаголет к нам Бог, да не когда умрем.
вә Мусаға: — Бизгә сәнла сөз қилғайсән, биз аңлаймиз; лекин Худа бизгә Өзи сөз қилмисун; чүнки ундақ қилса өлүп кетимиз, деди.
20 Рече же им Моисей: дерзайте: искушения бо ради прииде Бог к вам, яко да будет страх Его в вас, да не согрешаете.
Муса халайиққа җававән: — Қорқмаңлар; чүнки Худаниң бу йәргә келиши силәрни синаш үчүн, йәни силәрниң Униң дәһшәтлигини көз алдиңларға кәлтүрүп, гуна қилмаслиғиңлар үчүндур, — деди.
21 Стояху же вси людие издалече: Моисей же вниде во мрак, идеже бяше Бог.
Шуниң билән халайиқ нерида турди; лекин Муса Худа ичидә турған қоюқ булутниң қешиға йеқин барди.
22 Рече же Господь к Моисею: сия речеши дому Иаковлю и возвестиши сыном Израилевым: вы видесте, яко с небесе глаголах к вам:
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән берип Исраилларға муну сөзләрни йәткүзгин: «Силәргә әрштин сөз қилғинимни көрдүңлар.
23 не сотворите себе сами богов сребряных и богов златых не сотворите самым себе:
Силәр Мениң орнумда илаһ дәп күмүчтин бутлар ясимаңлар, яки өзүңлар үчүн алтундин бутларни ясимаңлар.
24 олтарь из земли сотворите Ми и пожрете на нем всесожжения ваша и спасителная ваша, и овцы и телцы вашя, на всяком месте, идеже нареку имя Мое тамо, и прииду к тебе и благословлю тя:
— Сән Мән үчүн тупрақтин бир қурбангаһ ясап, шу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлириңни, қой-өшкә билән калилириңни сунғин. Умумән Мән хәлиққә намимни [һөрмәт билән] әслитидиған барлиқ җайларда, йениңға келип саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән.
25 аще же олтарь от камений сотвориши Ми, да не устроиши их тесаных: сечиво бо твое аще возложиши на них, то осквернятся:
— Әгәр Маңа атап ташлардин қурбангаһ ясимақчи болсаң, ойулған ташлардин ясимиғин; чүнки ташларға әсвавиңни тәккүзсәң, улар напак болуп қалиду.
26 да не взыдеши по степенем ко олтарю Моему, яко да не открыеши срамоты твоея на нем.
Қурбангаһимға чиқидиған пәләмпәй болмисун; ундақ болғанда, пәләмпәйдин чиққичә әвритиң көрүнүп қелиши мүмкин», — деди.

< Исход 20 >