< Книга Есфири 4 >

1 Мардохей же разумев замышляемое, раздра ризы своя и облечеся во вретище и посыпася пепелом: и скочив в пространную улицу града, возопи воплем великим и горьким: взимается род ничтоже преступивый.
Мордикай болуватқан ишлардин хәвәр тапқандин кейин егинлирини житип, үстигә бөз артип, вә усти-бешиға күл чечип, шәһәрниң оттурисиға чиқип наһайити қаттиқ вә әләмлик пәряд көтәрди.
2 И прииде даже до врат царевых и ста: не леть бо бе ему внити во двор во вретище облечену и пепелом осыпану сущу.
У орда дәрвазиси алдиға келип тохтап қалди; чүнки боз йепинған һәр қандақ адәмниң орда дәрвазисидин киришигә рухсәт йоқ еди.
3 И во всяцей стране, идеже показовахуся писания (царева), вопль бе и плачь и рыдание превелие Иудеом, вретище и пепел постилаху себе.
Падишаһниң әмри вә ярлиғи йәткүзүлгән һәр қайси өлкиләрдә Йәһудийлар арисида қаттиқ налә-пәряд көтирилди; улар роза тутуп, көз йеши қилип, жиға-зерә қилди; нурғун кишиләр боз йепинип күлдә еғинап йетишти.
4 И внидоща рабыни и евнуси царицыны и возвестиша ей. И смятеся услышавши бывшее: и посла ризы облещи Мардохеа и сняти вретище его. И не послуша.
Әстәрниң хизмитидә болған дедәклири вә һәрәмъағилири бу ишни униңға ейтивиди, ханишниң көңли интайин еғир болди; Мордикайниң бозни ташлап, кийивелишиға кийим-кечәк чиқартип бәрди, лекин Мордикай қобул қилмиди.
5 Есфирь же призва Ахрафеа скопца своего, предстоящаго ей,
Шуниң билән Әстәр өзиниң хизмитидә болушқа падиша тайинлап әвәткән һәрәмъағилиридин Һатақ исимлиқ бирини чақирип, уни Мордикайниң қешиға берип, бу ишниң зади қандақ иш екәнлигини, немә сәвәптин болуватқанлиғини тиң-тиңлап келишкә әвәтти.
6 и посла его уведати от Мардохеа истину.
Шуниң билән Һатақ орда дәрвазиси алдидики мәйданға келип Мордикай билән көрүшти.
7 Мардохей же сказа ему бывшее, и обещание, еже обеша Аман царю в сокровищный дом (положити) десять тысящ талант сребра, да погубит Иудей:
Мордикай бешиға кәлгән һәммә ишни, Һаман Йәһудийларниң нәслини қурутуветиш үчүн падишаниң ғәзнилиригә тапшурушқа вәдә қилған күмүчниң санини қалдурмай ейтип бәрди.
8 и списание (повеления) изданнаго в Сусех (граде) на погубление их даде ему, да покажет Есфири: и рече ему, заповедати ей ити молити царя и просити его о людех, поминаюши дни смирения твоего, како воспитана еси в руце моей, зане Аман вторый по цари глагола противу нам на смерть: призови Господа и глаголи царю о нас, да избавит нас от смерти.
Мордикай йәнә Һатаққа Шушанда җакаланған, Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики ярлиқниң көчүрмисини Әстәрниң көрүп беқишиға йәткүзүп беришкә тапшурди һәмдә униңға Әстәргә әһвални чүшәндүрүп, ордиға кирип падиша билән көрүшүп өз хәлқи үчүн падишадин өтүнүп илтиҗа қилип беқишқа үндәшни тапилиди.
9 Вшед же Ахрафей, поведа Есфири вся глаголы сия.
Һатақ қайтип келип Мордикайниң гәплирини Әстәргә йәткүзди.
10 И рече Есфирь ко Ахрафею: иди к Мардохею и рцы:
Әстәр Һатаққа Мордикайға ейтидиған гәпләрни тапшуруп, уни Мордикайниң йениға йәнә әвәтти: —
11 понеже вси языцы царствия ведят, яко всяк муж или жена, иже аще внидет ко царвеи во внутренний дом не призван, несть ему спасения, точию к немуже аще прострет царь златый жезл, сей спасен будет: аз же несмь звана внити ко царю се уже тридесять дний.
«Падишаһниң барлиқ хизмәткарлири вә һәр қайси өлкә хәлиқлири, мәйли әр болсун аял болсун, чақиртилмай туруп ички һойлиға, падишаниң һозуриға өз мәйличә кирсә, падиша униңға илтипат көрситип алтун һасисини тәңләп өлүмдим кәчүрүм қилмиса, ундақта у кишигә нисбәтән бешиға чүшидиған бирла қанун-бәлгүлимә бардур: — у өлүм җазасини тартиду. Һазир мениң падиша билән көрүшүшкә чақиртилмиғинимға оттуз күн болди».
12 И возвести Ахрафей Мардохею вся глаголы Есфирины.
Әстәрниң сөзлири Мордикайға йәткүзүлүвиди,
13 И рече Мардохей ко Ахрафею: иди и рцы ей: Есфире, да не речеши в себе, яко ты едина спасешися во царствии паче всех Иудей:
Мордикай муну гәпләрни Әстәргә йәткүзүшни һавалә қилди: — «Сән көңлүңдә мән ордида яшаватимән, шуңа барлиқ башқа Йәһудийлардин бехәтәр болуп қутулимән, дәп хиял әйлимә.
14 зане аще преслушаеши в сие время, отинуду помощь и покров будет Иудеом, ты же и дом отца твоего погибнете: и кто весть, аще на сие время воцарилася еси?
Әгәр бу чағда сән җим турувалсаң, Йәһудийларға башқа тәрәптин мәдәт вә ниҗат чиқиши мумкин; лекин у чағда сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән. Ким билсун, сениң ханишлиқ мәртивисигә еришкиниң дәл бүгүнки мошундақ пәйт үчүн болғанму?».
15 И посла Есфирь пришедшаго к ней ко Мардохею, глаголющи:
Әстәр Мордикайға мундақ дәп җавап қайтурди: —
16 шед собери Иудеи иже в Сусех, и поститеся о мне, и не ядите ниже пийте три дни день и нощь: аз же и служебницы моя (такожде) не имамы ясти: и тогда вниду ко царю кроме закона, аще и погибнути ми приключится.
«Сән берип, Шушандики барлиқ Йәһудийларни жиққин; мениң үчүн роза тутуп, үч кечә-күндүз һеч йемәңлар, һеч ичмәңлар; мән һәм дедәклиримму шундақ роза тутимиз. Андин кейин мән қанунға хилаплиқ қилип падишаниң һозуриға киримән, маңа өлүм кәлсә, өләй!».
17 И шед Мардохей сотвори, елика заповеда ему Есфирь.
Шуниң билән Мордикай у йәрдин кетип, Әстәрниң тапилиғинидәк қилди.

< Книга Есфири 4 >