< Послание к Ефесянам 2 >
1 И вас сущих прегрешеньми мертвых и грехи вашими,
Вә силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,
2 в нихже иногда ходисте по веку мира сего, по князю власти воздушныя, духа, иже ныне действует в сынех противления, (aiōn )
бу дунияниң дәвригә әгишип, һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдарға, йәни бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһқа әгишип, бу ишларда илгири маңғансиләр; (aiōn )
3 в нихже и мы вси жихом иногда в похотех плоти нашея, творяще волю плоти и помышлений, и бехом естеством чада гнева, якоже и прочии:
биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз, әтлиримиз һәм өз ой-хиялимизниң хаһишлириға әмәл қилип, башқиларға охшаш, маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз;
4 Бог же, богат сый в милости, за премногую любовь Свою, еюже возлюби нас,
бирақ Худа, мол рәһим-шәпқәтни көрсәткүчи болуп, бизни сөйгәндә бизгә көрсәткән аләмбәхш меһир-муһәббити түпәйлидин, —
5 и сущих нас мертвых прегрешеньми, сооживи Христом: благодатию есте спасени:
һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),
6 и с Ним воскреси, и спосади на небесных во Христе Иисусе,
бизни Униң билән биллә тирилдүрүп, әршләрдә Мәсиһ Әйса билән биллә олтарғузған;
7 да явит в вецех грядущих презелное богатство благодати Своея благостынею на нас о Христе Иисусе. (aiōn )
мәхсити кәлгүси заманларда Униң Мәсиһ Әйсада бизгә қаритилған меһриванлиғи билән ипадиләнгән шапаитиниң шунчә ғайәт зор екәнлигини көситиштин ибарәттур; (aiōn )
8 Благодатию бо есте спасени чрез веру: и сие не от вас, Божии дар:
чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу иш өзүңлардин кәлгән иш әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипат,
9 не от дел, да никтоже похвалится.
у задила адәмләрниң әмәл-әҗридин кәлмәйду, бу һәм һеч кимниң махтанмаслиғи үчүндур.
10 Того бо есмы творение, создани во Христе Иисусе на дела благая, яже прежде уготова Бог, да в них ходим.
Чүнки биз Худаниң ишлигән һүниридурмиз, хәйрхаһ ишлар үчүн Мәсиһ Әйсада яритилғанмиз; Худа әсли бизниң уларда меңишимиз үчүн бу ишларни алдин-ала тәйярлиған еди.
11 Темже поминайте, яко вы, иже иногда языцы во плоти, глаголемии необрезание от рекомаго обрезания во плоти, рукотвореннаго,
Шуңа силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңларни, — инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңларни,
12 яко бесте во время оно без Христа, отчуждени жития Израилева и чужди от завет обетования, упования не имуще и безбожни в мире:
шундақла шу чағда Мәсиһсиз болуп, Исраилниң пухралиқиниң сиртида туруп, вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип, бу дунияда үмүтсиз һәм худасиз яшиғиниңларни есиңларда тутуңлар;
13 ныне же о Христе Иисусе вы, бывшии иногда далече, близ бысте Кровию Христовою.
лекин әсли жирақларда болған силәр һазир Мәсиһниң қени арқилиқ йеқин қилиндиңлар;
14 Той бо есть мир наш, сотворивый обоя едино, и средостение ограды разоривый,
чүнки У бизниң енақлиғимиздур, У икки тәрәпни бир қилип оттуридики ара тамни чеқивәтти;
15 вражду Плотию Своею, закон заповедий ученьми упразднив, да оба созиждет Собою во единаго новаго человека, творя мир,
йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди;
16 и примирит обоих во единем теле Богови крестом, убив вражду на нем:
кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди;
17 и пришед благовести мир вам, дальним и ближним,
андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди.
18 зане Тем имамы приведение обои во единем Дусе ко Отцу.
Чүнки һәр иккимизниң Униң арқилиқ бир Роһта Ата алдиға кириш һоқуқимиз бардур.
19 Темже убо ктому несте странни и пришелцы, но сожителе святым и приснии Богу,
Шуңа шуниңдин башлап силәр мусапирлар, яқа жуттикиләр әмәс, бәлки муқәддәс бәндиләргә вәтәндаш болисиләр, Худаниң өйидикилиридин болисиләр;
20 наздани бывше на основании Апостол и пророк, сущу краеугольну Самому Иисусу Христу,
силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ Өзидур;
21 о немже всяко создание составляемо растет в церковь святую о Господе:
Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта.
22 о немже и вы созидаетеся в жилище Божие Духом.
Силәрму [қошулуп] Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр.