< Деяния святых апостолов 15 >

1 И нецыи сшедше от Иудеи, учаху братию, яко аще не обрежетеся по обычаю Моисеову, не можете спастися.
Шу чағларда бәзиләр Йәһудийә өлкисидин келип, [Антакядики] қериндашларға: — Силәр Муса [пәйғәмбәргә] тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр! — дәп тәлим беришкә башлиди.
2 Бывшей же распри и стязанию не малу Павлу и Варнаве к ним, учиниша взыти Павлу и Варнаве и неким другим от них ко Апостолом и старцем во Иерусалим о вопрошении сем.
Бу иш тоғрисида чоң маҗира чиққан болуп, Павлус билән Барнабас иккилән шу кишиләр билән кәскин муназирә қилишқандин кейин, [қериндашлар] Павлусни, Барнабасни, шундақла уларниң арисидин бир нәччәйләнни бу мәсилә тоғрисида расуллар вә ақсақаллар билән көрүшүшкә Йерусалимға барсун дәп бекитгән.
3 Они же убо, предпослани бывше от церкве, прохождаху Финикию и Самарию, поведающе обращение языков, и творяху радость велию всей братии.
Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип [етиқат] йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.
4 Пришедше же во Иерусалим, прияти быша от церкве и Апостол и старец, сказаша же, елика сотвори Бог с ними и яко отверзе языком дверь веры.
Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди.
5 Восташа же нецыи от ереси фарисейския веровавшии, глаголюще, яко подобает обрезати их, завещавати же блюсти закон Моисеов.
Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: — Мошу [ят әлликләрни] хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
6 Собрашася же Апостоли и старцы ведети о словеси сем.
Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
7 Многу же взысканию бывшу, востав Петр рече к ним: мужие братие, вы весте, яко от дний первых Бог в нас избра усты моими услышати языком слово Благовестия и веровати:
Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар.
8 и Сердцеведец Бог свидетелствова им, дав им Духа Святаго, якоже и нам,
Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.
9 и ничтоже разсуди между нами же и онеми, верою очищь сердца их:
Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.
10 ныне убо что искушаете Бога, (хотяще) возложити иго на выи учеником, егоже ни отцы наши, ни мы возмогохом понести?
[Әһвал мана шундақ екән], әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?!
11 Но благодатию Господа Иисуса Христа веруем спастися, якоже и они.
Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.
12 Умолча же все множество и послушаху Варнавы и Павла поведающею, елика сотвори Бог знамения и чудеса во языцех има.
[Бу сөздин кейин], Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди.
13 По умолчании же ею, отвеща Иаков глаголя: мужие братие, послушайте мене:
Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар!
14 Симеон поведа, яко прежде Бог посети прияти от язык люди о имени Своем:
Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти.
15 и сему согласуют словеса пророк, якоже пишет:
Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди [муқәддәс язмиларда] муну сөзләр пүтүлгәндәк: —
16 по сих обращуся и созижду кров Давидов падший, и раскопаная его созижду и исправлю его,
— ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән, Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән.
17 яко да взыщут прочии человецы Господа, и вси языцы, в нихже наречеся имя Мое, глаголет Господь, творяй сия вся.
18 Разумна от века суть Богови вся дела Его. (aiōn g165)
Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!» (aiōn g165)
19 Сего ради аз сужду не стужати от язык обращающымся к Богу,
— Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк;
20 но заповедати им огребатися от треб идолских и от блуда и удавленины и от крове, и елика неугодна себе суть, иным не творити.
пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.
21 Моисей бо от родов древних по всем градом проповедающыя его имать, в сонмищих по вся субботы чтомый.
Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса [пәйғәмбәр]ниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.
22 Тогда изволися Апостолом и старцем со всею церковию, избравше мужа от них, послати во Антиохию с Павлом и Варнавою, Иуду нарицаемаго Варсаву, и Силу, мужа нарочита в братии,
Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди.
23 написавше рукама их сия: Апостоли и старцы и братия, сущым во Антиохии и Сирии и Киликии братиям, иже от язык, (о Господе) радоватися.
Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — [Йерусалимдики] қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам!
24 Понеже слышахом, яко нецыи от нас изшедше возмутиша вас словесы, развращающе душы вашя, глаголюще обрезатися и блюсти закон, имже мы не завещахом:
Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ.
25 изволися нам собравшымся единодушно, избранныя мужы послати к вам, с возлюбленныма нашима Варнавою и Павлом,
Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
26 человекома предавшема душы своя о имени Господа нашего Иисуса Христа:
Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур.
27 послахом убо Иуду и Силу, и тех словом сказующих таяжде:
Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ.
28 изволися бо Святому Духу и нам, ничтоже множае возложити вам тяготы, разве нуждных сих:
Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк:
29 огребатися от идоложертвенных и крове, и удавленины и блуда: и елика не хощете вам быти, другим не творите: от нихже соблюдающе себе, добре сотворите. Здравствуйте.
— Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр. Аман-хатирҗәм болуңлар!»
30 Они же убо послани бывше приидоша во Антиохию, и собравше народ, вдаша послание.
Шундақ қилип, улар [қериндашлар] тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.
31 Прочетше же, возрадовашася о утешении.
Улар хәтни оқуп, униңдин болған риғбәт-тәсәллидин зор шатланди.
32 Иуда же и Сила, и та пророка суща, словом мнозем утешиста братию и утвердиста.
Йәһуда вә Силаслар өзлириму пәйғәмбәрләрдин болуп, қериндашларни нурғун сөз-несиһәтләр билән риғбәтләндүрүп, уларни қувәтләндүрди.
33 Пребывша же тамо время, отпущена быста с миром от братий ко Апостолом.
[Йәһуда вә Силаслар] у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин, Антакядики қериндашларниң сәпиригә аманлиқ тилигән һалда узитиши билән, улар өзлирини әвәткән [Йерусалимдикиләрниң] қешиға қайтти.
34 Изволися же Силе пребыти тамо, Иуда же возвратися во Иерусалим.
Лекин Павлус вә Барнабас Антакяда қелип, башқа нурғун қериндашларниң һәмкарлиғида тәлим берип Рәбниң сөз-каламидики хуш хәвирини җакалап турди.
35 Павел же и Варнава живяста во Антиохии, учаща и благовествующа слово Господне, и со инеми многими.
36 По неких же днех рече Павел к Варнаве: возвращшеся подобает посетити братию нашу во всех градех, в нихже проповедахом слово Господне, како пребывают.
Лекин йәнә бир нәччә күнләрдин кейин Павлус Барнабасқа: Биз бурун Рәбниң сөз-каламини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, қериндашларниң йениға берип, һалини сорап келәйли, — деди.
37 Варнава же восхоте пояти с собою Иоанна нарицаемаго Марка:
Барнабас болса Юһанна (Маркусму дейилиду)ни биллә елип бармақчи болған еди.
38 Павел же глаголаше отступльшаго от наю от Памфилии и не шедшаго с нама на дело, на неже послани быхом, не пояти сего с собою.
Бирақ Павлус алдинқи қетим Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән, Рәбниң хизмитидә улар билән биллә [давамлиқ] сәпәр қилмиған Маркусни йәнә елип беришни ақиланилик әмәс дәп қариди.
39 Бысть убо распря, яко отлучитися има от себе: Варнава убо поемь Марка отплы в Кипр:
Шуниң билән иккилән оттурисида бәк кәскин ихтилап болуп, ахир берип улар бир-биридин айрилип кетишти. Барнабас Маркусни елип, кемигә олтирип Сипрус арилиға кәтти.
40 Павел же избрав Силу изыде предан благодати Божией от братий,
Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти.
41 прохождаше же Сирию и Киликию, утверждая церкви.
У әнди Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап өтүп, [һәр қайси җайларда] җамаәтләрни қувәтләндүрди.

< Деяния святых апостолов 15 >