< Первое послание к Фессалоникийцам 1 >
1 Павел и Силуан и Тимофей церкви Солунстей о Бозе Отце и Господе Иисусе Христе: благодать вам и мир от Бога Отца нашего и Господа Иисуса Христа.
Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам. Силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
2 Благодарим Бога всегда о всех вас, поминание о вас творяще в молитвах наших,
Биз дуалиримизда силәрни яд етип туруп, Худаға силәр үчүн һәрдайим тәшәккүр ейтимиз;
3 непрестанно поминающе ваше дело веры, и труд любве, и терпение упования Господа нашего Иисуса Христа, пред Богом и Отцем нашим,
ХудаАтимизниң алдида етиқатиңлардин болған әмәллириңларни, меһир-муһәббәттин чиққан җапалиқ әҗриңларни, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүттә болған чидамлиғиңларни изчил әсләп туруватимиз.
4 ведяще, братие возлюбленная, от Бога избрание ваше:
Чүнки әй қериндашлар, Худа сөйгәнләр, Униң силәрни таллиғанлиғи бизгә аян.
5 яко благовествование наше не бысть к вам в слове точию, но и в силе, и в Дусе Святе, и во извещении мнозе, якоже и весте, какови быхом в вас ради вас.
Чүнки хуш хәвиримиз силәргә йәткүзүлгинидә сөзләр биләнла әмәс, бәлки күч-қудрәт билән, Муқәддәс Роһ билән, мутләқ җәзмләштүрүлгән һалда силәргә йәткүзүлгән; униң үстигә, бизниң силәрниң араңларда болғинимизда силәрни дәп өзимизни қандақ тутқанлиғимизни убдан билисиләр.
6 И вы подобницы бысте нам и Господу, приемше слово в скорби мнозе с радостию Духа Святаго,
Шуниң билән силәр еғир азап-оқубәт ичидә туруқлуқму, Муқәддәс Роһниң шатлиғи билән сөз-каламни қобул қилип, бизни, шундақла Рәбниң Өзини үлгә қилип әгәштиңлар,
7 яко быти вам образ всем верующым в Македонии и Ахаии.
шуниң билән силәр Македонийә вә Ахая өлкилиридики барлиқ етиқатчиларға үлгә болуп чиқтиңлар;
8 От вас бо промчеся слово Господне не токмо в Македонии и Ахаии, но и во всяко место вера ваша, яже к Богу, изыде, яко не требовати нам глаголати что.
чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң [шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ] һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди.
9 Тии бо о нас возвещают, каков вход имехом к вам, и како обратистеся к Богу от идол, работати Богу живу и истинну
Чүнки [биз барғанлиги җайдики] кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни, силәрниң бутлардин қандақ ваз кечип тирик вә һәқиқий Худаниң хизмитидә болушқа, шундақла Униң Оғлиниң, йәни У өлүмдин тирилдүргән, кәлгүсидә келидиған ғәзәптин бизни қутқузғучи Әйсаниң әрштин келишини күтүшкә Худаға баққанлиғиңларни баян қилишиду.
10 и ждати Сына Его с небес, Егоже воскреси из мертвых, Иисуса, избавляющаго нас от гнева грядущаго.