< Первое послание Иоанна 1 >
1 Еже бе исперва, еже слышахом, еже видехом очима нашима, еже узрехом, и руки нашя осязаша, о Словеси животнем:
Әзәлдин бар болғүчи, өзимиз аңлиған, өз көзлиримиз тикилип қариған вә қоллиримиз билән тутуп силиған һаятлиқ Калами тоғрисида [силәргә баян қилимиз]
2 и живот явися, и видехом, и свидетелствуем, и возвещаем вам живот вечный, иже бе у Отца и явися нам: (aiōnios )
(бу һаятлиқ бизгә аян болуп, биз уни көрдуқ. Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз) (aiōnios )
3 еже видехом и слышахом, поведаем вам, да и вы общение имате с нами: общение же наше со Отцем и с Сыном Его Иисусом Христом.
— силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур.
4 И сия пишем вам, да радость ваша будет исполнена.
Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, буларни силәргә йезиватимиз.
5 И сие есть обетование, еже слышахом от Него и поведаем вам, яко Бог свет есть, и тмы в Нем несть ни единыя.
Вә биз Униңдин аңлиған һәм силәргә баян қилидиған хәвиримиз мана шудурки, Худа нурдур вә Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.
6 Аще речем, яко общение имамы с Ним, и во тме ходим, лжем и не творим истины:
Әгәр биз Униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.
7 аще же во свете ходим, якоже Сам Той есть во свете, общение имамы друг ко другу, и Кровь Иисуса Христа Сына Его очищает нас от всякаго греха.
Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду.
8 Аще речем, яко греха не имамы, себе прельщаем, и истины несть в нас.
Әгәр гунайимиз йоқ десәк, өз өзимизни алдиған болимиз һәмдә биздә һәқиқәт турмайду.
9 Аще исповедаем грехи нашя, верен есть и праведен да оставит нам грехи нашя и очестит нас от всякия неправды.
Гуналиримизни иқрар қилсақ, У бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур.
10 Аще речем, яко не согрешихом, лжа творим Его, и слово Его несть в нас.
Әгәр гуна қилмидуқ десәк, Уни ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөз-калами биздин орун алмиған болиду.