< Первое послание к Коринфянам 7 >
1 А о нихже писасте ми, добро человеку жене не прикасатися.
Әнди һазир силәр хетиңларда оттуриға қойған соалларға келәйли, — «Әр аял затиниң тенигә тәгмисә яхшидур».
2 Но блудодеяния ради кийждо свою жену да имать, и каяждо (жена) своего мужа да имать.
Дурус. Амма бузуқчилиқлардин сақлиниш үчүн, һәр бир әркәкниң өзиниң аяли болсун, һәр бир аялниң өзиниң ери болсун.
3 Жене муж должную любовь да воздает: такожде и жена мужу.
Әр аялиға нисбәтән әрлик мәҗбурийитини ада қилсун, аялму еригә нисбәтән аяллиқ мәҗбурийитини ада қилсун.
4 Жена своим телом не владеет, но муж: такожде и муж своим телом не владеет, но жена.
Аял өз тениниң егиси әмәс, бәлки ери униң егисидур; шуниңға охшашла, әр өз тениниң егиси әмәс, бәлки аяли униң егисидур.
5 Не лишайте себе друг друга, точию по согласию до времене, да пребываете в посте и молитве, и паки вкупе собирайтеся, да не искушает вас сатана невоздержанием вашим.
Пәқәт пүтүн зеһниңлар билән дуаларға берилиш мәхситидә өз мақуллуғуңлар билән вақтинчә биргә ятмаслиққа келишкәндинла башқа, әр-аял өз ара бир-бириниң җинсий һәқ-тәливини рәт қилмисун. Шундақ алаһидә мәзгилдин кейин йәнә биргә болуңлар. Болмиса, өзүңларни тутувалалмайдиғанлиғиңлардин Шәйтан силәрни аздуруш пурситини тепиши мүмкин.
6 Сие же глаголю по совету, (а) не по повелению.
Амма мундақ дейишим буйруқ йолида әмәс, бәлки мәслиһәт йолидидур.
7 Хощу бо, да вси человецы будут, якоже и аз: но кийждо свое дарование имать от Бога, ов убо сице, ов же сице.
Әнди мән барлиқ адәмләрниң маңа охшаш [бойтақ] болушини халайттим; лекин бу ишта Худаниң һәммә адәмгә бәргән өз илтпати бар; бириси ундақ, йәнә бириси бундақ.
8 Глаголю же безбрачным и вдовицам: добро им есть, аще пребудут якоже и аз:
Амма мән җорисиз тәнһа яшиғанлар вә тулларға шуни ейтимәнки, мәндәк тәнһа туривәрсә яхши болиду;
9 аще ли не удержатся, да посягают: лучше бо есть женитися, нежели разжизатися.
амма өзүңларни тутувалалмисаңлар, никаһлиниңлар; чүнки [ишқ] отида көйгәндин көрә никаһлиқ болған яхши.
10 А оженившымся завещаваю не аз, но Господь: жене от мужа не разлучатися:
Амма никаһланғанларға кәлсәк, уларға мән шуни тапилаймәнки, — (бу әмәлийәттә мениң тапилиғиним әмәс, йәнила Рәбниңки), аял еридин аҗрашмисун
11 аще ли же и разлучится, да пребывает безбрачна, или да смирится с мужем (своим): и мужу жены не отпущати.
(амма у аҗрашқан болса, у тәнһа өтсун, яки ери билән яришивалсун); вә әрму аялини қоюп бәрмисун.
12 Прочым же аз глаголю, (а) не Господь: аще который брат жену имать неверну, и та благоволит жити с ним, да не оставляет ея:
Қалғанлириңларға кәлсәк, мән шуни ейтимәнки (бу Рәбниң ейтқини әмәс), қериндашниң етиқатсиз аяли болса вә аяли униң билән туруверишкә рази болса, у уни қоюп бәрмисун;
13 и жена аще имать мужа неверна, и той благоволит жити с нею, да не оставляет его:
[етиқатчи] аялниң етиқатсиз ери болса вә ери униң билән туруверишкә рази болса, у еридин аҗришип кәтмисун.
14 святится бо муж неверен о жене верне, и святится жена неверна о мужи верне: иначе бо чада ваша нечиста были бы, ныне же свята суть.
Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса [етиқат қилған] қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрзәнтлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди.
15 Аще ли неверный отлучается, да разлучится: не поработися (бо) брат или сестра в таковых: в мир бо призва нас (Господь) Бог.
Лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ака-укилар, һәдә-сиңиллар [никаһ мәҗбурийитигә] бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур.
16 Что бо веси, жено, аще мужа спасеши? Или что веси, мужу, аще жену спасеши?
Әй [етиқатчи] аял, ериңни [етиқат қилдуруп] қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй [етиқатчи] әр, хотунуңни [етиқат қилдуруп] қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?
17 Точию коемуждо якоже разделил есть Бог, кийждо якоже призван бысть Господем, тако да ходит: и тако во всех церквах повелеваю.
Һалбуки, Рәб һәр қайсимизға қандақ тәқсим қилған болса, қандақ һаләттә чақирған болса, у шуниңда меңивәрсун; мән һәммә җамаәтләрдә шундақ йолйоруқни тапилаймән.
18 Во обрезании ли кто призван бысть? Да не отторгнется: в необрезании ли кто призван бысть? Да не обрезуется.
Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун; бириси сүннәтсиз һаләттә чақирилдиму? У әнди сүннәт қилинмисун.
19 Обрезание ничтоже есть, и необрезание ничтоже есть, но соблюдение заповедий Божиих.
Сүннәтлик болуш һеч нәрсә һесапланмас, сүннәтсиз болушму һеч нәрсә һесапланмас; [һесап болидиғини] Худаниң әмирлиригә әмәл қилиштин ибарәттур.
20 Кийждо в звании, в немже призван бысть, в том да пребывает.
Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун.
21 Раб ли призван был еси? Да не нерадиши: но аще и можеши свободен быти, болше поработи себе.
Сән чақирилғанда қул һалитидә едиңму? Униң билән кариң болмисун; лекин әгәр һөрлүк пурсити кәлсә, уни қолуңдин бәрмә.
22 Призванный бо о Господе раб, свободник Господень есть: такожде и призванный свободник, раб есть Христов.
Чүнки Рәбтә чақирилған қул болса Рәбниң һөр адимидур; униңға охшаш, чақирилип һөр болғучиму Мәсиһниң қулидур.
23 Ценою куплени есте: не будите раби человеком.
Силәр чоң бәдәл билән сетивелиндиңлар; инсанларға қул болмаңлар.
24 Кийждо, в немже призван бысть, братие, в том да пребывает пред Богом.
И қериндашлар, һәр бириңлар қайси һаләттә чақирилған болсаңлар, шу һаләттә Худа билән биллә туруңлар.
25 О девах же повеления Господня не имам, совет же даю, яко помилован от Господа верен быти.
Амма никаһланмиғанлар тоғрилиқ Рәбдин буйруқ тапшурувалмидим; шундақтиму Рәбдин болған рәһим-шәпқәткә муйәссәр болғанлиғим үчүн садиқ адәм сүпитидә өз пикримни ейтимән.
26 Мню убо сие добро быти за настоящую нужду, яко добро человеку тако быти.
Әнди һазирқи қийинчилиққа қариғанда, әр кишиниң шу [тәнһа] һаләттә болушини яхши иш дәймән.
27 Привязался ли еси жене? Не ищи разрешения. Отрешился ли еси жены? Не ищи жены.
Аялға бағланған болсаң, ундақта, униң билән аҗришишни ойлима; аялиңдин аҗришип кәттиңму? Ундақта йәнә өйлинишни ойлима.
28 Аще ли же и оженишися, не согрешил еси: и аще посягнет дева, не согрешила есть. Скорбь же плоти имети будут таковии: аз же вы щажду.
Лекин өйләнсәң, сән гуна қилған болмайсән; вә никаһланмиғанлар никаһланса, уларму гуна қилған болмайду. Амма шундақ қилса улар җисманий җәһәттә җапаға учрайду; мениң силәрни униңдин халий қилғум бар.
29 Сие же глаголю, братие, яко время прекращено есть прочее, да и имущии жены, якоже не имущии будут:
Амма шуни дегүм барки, и қериндашлар — вақит қисқидур. Шуңа аяллиқ болғанлар аялсизлардәк болсун;
30 и плачущиися, якоже не плачущии: и радующиися, якоже не радующеся: и купующии, яко не содержаще:
матәм тутқанлар матәм тутмиғанлардәк болсун; бәхит-хошаллиқта болғанлар бәхит-хошаллиқта болмиғанлардәк болсун; мал-мүлүк сетивалғанлар мал-мүлүксизләрдәк болсун;
31 и требующии мира сего, яко не требующе: преходит бо образ мира сего.
бу дуниядики байлиқлардин бәһримән болғанлар дунияни өзиниң тәәллуқати дәп билмисун; чүнки бу дуниядики һазирқи һаләт өтүп кетиду.
32 Хощу же вас безпечальных быти. Не оженивыйся печется о Господних, како угодити Господеви:
Амма силәрниң ғәмсиз болушуңларни халаймән. Аялсиз киши болса Рәбниң ишлирини ойлайду, қандақ қилип Рәбни хурсән қилишниң ғемидә болиду.
33 а оженивыйся печется о мирских, како угодити жене. Разделися жена и дева:
Амма аяллиқ киши қандақ қилип аялини хурсән қилиш үчүн бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду;
34 непосягшая печется о Господних, како угодити Господеви, да будет свята и телом и духом: а посягшая печется о мирских, како угодити мужу.
Йәнә келип аял вә никаһланмиған қизниң оттурисида пәриқ бар; никаһланмиған қиз болса Рәбниң ишлириниң, қандақ қилип һәм тәндә һәм роһта пак-муқәддәс болушниң ғемидә болиду; амма ятлиқ болған аял қандақ қилип ерини хурсән қилиш үчүн, бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду.
35 Сие же на пользу вам самем глаголю: не да сило вам наложу, но к благообразию и благоприступанию Господеви безмолвну.
Амма мән бу сөзни силәрниң мәнпәәтиңларни көздә тутуп дәватимән; бойнуңларға сиртмақ селиш үчүн әмәс, бәлки ишлириңларниң гөзәл болуши, көңлүңлар бөлүнмигән һалда Рәбгә берилип Уни күтүшүңлар үчүн дәватимән.
36 Аще ли же кто безобразити о деве своей непщует, аще есть превозрастна, и тако должна есть быти: еже хощет, да творит: не согрешает, аще посягнет.
Амма әгәр бириси нийәт қилған қизға нисбәтән муамиләмниң дурус болмиған йери бар дәп қариса, у қиз яшлиқ баһаридин өтүп кәткән болса, иккиси өзини тутувалалмиса, у халиқинини қилсун, у гуна қилған болмайду; улар никаһ қилсун.
37 А иже стоит твердо сердцем, не имый нужды, власть же имать о своей воли, и се разсудил есть в сердцы своем блюсти деву свою, добре творит.
Бирақ, бириси өз көңлидә муқим туруп, һеч қандақ ишқ бесими астида болмай, бәлки өз ирадисини башқуруп, көңлидә нийәт қилған қизини әмригә алмаслиқни қарар қилған болса, яхши қилған болиду.
38 Темже и вдаяй браку свою деву добре творит: и не вдаяй лучше творит.
Қисқиси, өйләнгәнниң өйләнгиниму яхши иш, өйләнмигәнниң өйләнмигиниму техиму яхши иш.
39 Жена привязана есть законом, в елико время живет муж ея: аще же умрет муж ея, свободна есть, за негоже хощет, посягнути, точию о Господе.
Ери һаят чағда аяли униңға бағланғандур; амма ери өлүмдә ухлиған болса, у халиған кишигә (пәқәт Рәбдә, әлвәттә) никаһлинишқа әркин болиду.
40 Блаженнейша же есть, аще тако пребудет, по моему совету: мнюся бо и аз Духа Божия имети.
Лекин қаришимчә у тул қалса, техиму бәхитлик болиду; мәндиму Худаниң Роһи бар, дәп ишинимән!