< Zvakazarurwa 19 >
1 Shure kwaizvozvi, ndakanzwa inzwi kudenga rakaita sokutinhira wavazhinji zhinji richiti: “Hareruya! Ruponeso nokubwinya nesimba ndezvaMwari wedu,
Бу ишлардин кейин, әрштә зор бир топ адәмләрниң вақирашлиридәк бир авазни аңлидим. Улар: — — Һәмдусана! Ниҗат, шан-шәрәп вә қудрәт Худайимизға мәнсуптур!
2 nokuti kutonga kwake ndokwechokwadi uye kunoruramisira. Akatonga chifeve chikuru chakaodza nyika noupombwe hwacho. Akatsiva paari ropa ravaranda vake.”
Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур; У йәр йүзини өз бузуқлуғи билән бузған чоң паһишиниң үстидин һөкүм чиқирип, Өз қул-хизмәткарлириниң қениниң интиқамини униңдин алди, — дейишәтти.
3 Uyezve vakadanidzira vachiti: “Hareruya! Utsi hunobuda maari hunokwira nokusingaperi-peri.” (aiōn )
Улар иккинчи қетим: — «Һәмдусана!» дейишти. Униңдин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәткичә пурқирайду! (aiōn )
4 Vakuru makumi maviri navana nezvisikwa zvipenyu zvina vakawira pasi vakanamata Mwari, akanga agere pachigaro choushe. Uye vakadanidzira vachiti: “Ameni, Hareruya!”
Жигирмә төрт ақсақал вә төрт һаят мәхлуқ йәргә жиқилип: — «Амин! Һәмдусана!» дәп, тәхттә олтарған Худаға сәҗдә қилишти.
5 Ipapo inzwi rakabva pachigaro choushe, richiti: “Rumbidzai Mwari wedu, imi varanda vake mose, imi munomutya, mose vaduku navakuru!”
Андин тәхттин көтирилгән бир аваз мундақ деди: — «Әй униң барлиқ қул-хизмәткарлири, Униңдин қорқидиған каттилар болсун, төвәнләр болсун, Һәммиңлар Худайимизни мәдһийиләңлар!»
6 Ipapo ndakanzwa zvakanga zvichiita savazhinji zhinji, somumvumo wemvura zhinji uye senzwi guru rokutinhira kwemabhananʼana, richiti: “Hareruya! Nokuti Ishe Mwari wedu Wamasimba Ose anotonga.
Андин зор бир топ адәмләрниң авазиға, нурғун суларниң шарқиришиға, қаттиқ гүлдүрмамиларниң гүлдүрлишигә охшаш бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Һәмдусана! Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худаймиз сәлтәнәт қилди!
7 Ngatifarei uye tifarisise uye timurumbidze! Nokuti mutambo wokuwana weGwayana wasvika, uye mwenga waro azvigadzirira.
Шатлинайли, тәнтәнә қилайли вә уни мәдһийиләп улуқлайли! Чүнки Қозиниң той-мәрикә күни йетип кәлди, Қиз өзини тәйяр қилди!»
8 Akapiwa mucheka wakachena, wakanaka uye unopenya kuti aupfeke.” (Mucheka wakanaka ndiwo mabasa akarurama avatsvene.)
Қизға кийиш үчүн пакиз, пақирап туридиған нәпис либас берилди (нәпис либас болса муқәддәс бәндиләрниң һәққаний әмәллиридур).
9 Ipapo mutumwa akati kwandiri, “Nyora uti: ‘Vakaropafadzwa avo vakakokwa kuchirariro chokuwana cheGwayana!’” Uye akatizve, “Aya mashoko echokwadi aMwari.”
Андин, [пәриштә] маңа: — Муну сөзләрни хатириливал: — «Қозиниң той зияпитигә чақирилғанлар бәхитликтур!» — деди. У маңа йәнә: — Булар Худаниң һәқиқий сөзлиридур, — деди.
10 Pakarepo ndakawira patsoka dzake kuti ndimunamate. Asi iye akati kwandiri, “Rega kudaro! Ndiri muranda pamwe chete newe uye nehama dzako dzinobatirira pakupupura Jesu. Namata Mwari! Nokuti uchapupu hwaJesu ndiwo mweya wouprofita.”
Мән униңға сәҗдә қилғили айиғиға жиқилдим. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргүчи қериндашлириң билән охшаш қул-хизмәткармән. Худағила ибадәт қил! Чүнки вәһий-бешарәтниң роһ-маһийити болса Әйса һәққидә гувалиқ бериштур, — деди.
11 Ndakaona denga razaruka uye ipapo pamberi pangu pakanga pane bhiza jena, mutasvi waro anonzi Akatendeka uye Chokwadi. Nokururamisira anotonga uye anorwa hondo.
Андин көрдүмки, асман ечилди вә мана, бир ақ ат туратти; үстигә мингүчиниң болса нами «Садиқ» вә «Һәқиқий» болуп, У һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду вә җәң қилиду.
12 Meso ake akaita somurazvo womoto, uye pamusoro wake pane korona zhinji. Ane zita rakanyorwa paari risingazivikanwi nomunhu asi naiye oga.
Униң көзлири от ялқуниға охшайтти, бешида нурғун таҗи болуп, тенидә Өзидин башқа һеч ким билмәйдиған бир нам пүтүклүк еди.
13 Akapfeka nguo dzakanyikwa muropa, uye zita rake ndiye Shoko raMwari.
У учисиға қанға миләнгән бир тон кийгән еди, Униң нами «Худаниң Калами» дәп атилиду.
14 Hondo dzokudenga dzakanga dzichimutevera, akatasva bhiza jena uye akapfeka mucheka wakanaka, wakachena uye usina tsvina.
Униң кәйнидин әгишип келиватқан әрштики қошунлар болса, ақ атларға мингән, аппақ, пак нәпис канап либас билән кийдүрүлгән еди.
15 Mumuromo make munobuda munondo unopinza waanouraya nawo ndudzi. “Achavatonga netsvimbo yesimbi.” Anotsika chisviniro chewaini yokutsamwa kwehasha dzaMwari Wamasimba Ose.
Униң ағзидин өткүр бир қилич чиқип туратти; У буниң билән барлиқ әлләрни уриду; У уларни төмүр калтәк билән падичидәк бақиду; У Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик ғәзивиниң «шарап көлчиги»ниң чәйлигүчисидур.
16 Panguo yake napachidya chake ane zita iri rakanyorwa: mambo wamadzimambo naishe wamadzishe
Униң тони вә янпиши үстигә «Падишаһларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нам йезилған еди.
17 Uye ndakaona mutumwa amire muzuva, akadanidzira nenzwi guru kushiri dzose dzinobhururuka muchadenga achiti, “Uyai, unganai pamwe chete pachirariro chaMwari,
Андин мән қуяшниң ичидә турған бир пәриштини көрдүм. У асманниң оттурисида учуватқан барлиқ қушларға жуқури аваз билән: —Келиңлар, Худаниң катта зияпитигә жиғилиңлар!
18 kuti muzodya nyama yamadzimambo, yavakuru vehondo, yavarume vane simba, yamabhiza neyavatasvi vawo, nenyama yavanhu vose, vakasununguka nenhapwa, vaduku navakuru.”
Падишаһларниң, сәрдарларниң вә палванларниң, атларниң вә уларға мингәнләрниң, шундақла барлиқ әт егилириниң, қулларниң һәм һөрләрниң, каттиларниң һәм төвәнләрниң гөшлирини йәңлар! — деди.
19 Ipapo ndakaona chikara namadzimambo enyika uye nehondo dzavo dzakaungana pamwe chete kuti dzindorwa nomutasvi akanga ari pabhiza uye nehondo yake.
Шуниң билән мән дивә, йәр йүзидики падишалар вә уларниң қошунлириниң атқа Мингүчи һәм Униң қошуни билән җәң қилиш үчүн топланғанлиғини көрдүм.
20 Asi chikara chakabatwa, pamwe chete nomuprofita wenhema akanga aita zviratidzo pachinzvimbo chacho. Nezviratidzo izvi akanga atsausa avo vakanga vagamuchira mucherechedzo wechikara uye vanamata mufananidzo wacho. Vaviri ava vakakandwa mudziva romoto unopfuta nesafuri vari vapenyu. (Limnē Pyr )
Әнди дивә вә униңға вакалитән мөҗизилик аламәтләрни көрсәткән сахта пәйғәмбәрниң һәр иккиси тутувелинди (сахта пәйғәмбәр шу аламәтләр билән дивиниң тамғисини қобул қилған һәмдә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларни аздуруп жүргән еди). Улар иккиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди. (Limnē Pyr )
21 Vakasara vavo vakaurayiwa nomunondo wakabuda mumuromo wouyo akanga akatasva bhiza, uye shiri dzose dzakagutswa nenyama yavo.
Қалғини болса атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән қирилди. Барлиқ пүтүн учар-қанатлар буларниң гөши билән йәп тоюнди.