< Псалми 62 >
1 Та, у Бога је мир души мојој, од Њега је спасење моје!
Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; Мениң ниҗатлиғим униңдиндур.
2 Та, Он је град мој и спасење моје, уточиште моје, нећу посрнути нимало.
Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән.
3 Докле ћете нападати на човека? Сви хоћете да га оборите као зид наваљен, као ограду испроваљивану.
Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр?
4 Баш наумише да га свргну с висине, омиле им лаж, устима благосиљају, а у срцу куну.
Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. (Селаһ)
5 Да, у Богу се смири, душо моја; јер је у Њему нада моја.
И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур.
6 Он је град мој и спасење моје, уточиште моје, нећу посрнути.
Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән.
7 У Богу је спасење моје и слава моја, тврди град и пристаниште мени је у Богу.
Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур.
8 Народе! Уздај се у Њега у свако доба; изливајте пред Њим срце своје; Бог је наше уточиште.
И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; Худа бизниң панаһгаһимиздур! (Селаһ)
9 Та, синови су простачки ништа, синови су господски лаж, да се метну на мерила, били би лакши него ништа.
Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, Есилзадиләрму бир алдам сөз халас; Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, Бир тиниқтинму йениктур.
10 Не уздајте се у власт ни у отимање, немојте бити ништави; кад расте богатство, не дајте да вам срце прионе за њ.
Зомигәрликкә таянмаңлар; Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар;
11 Једном рече Бог и више пута чух, да је крепост у Бога.
Худа бир қетим ейтқанки, Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — «Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур».
12 И у Тебе је, Господе, милост; јер Ти плаћаш свакоме по делима његовим.
Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.