< Псалми 52 >

1 Што се хвалиш неваљалством, силни? Милост је Божија сваки дан са мном.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған «Масқил»; Едомлуқ Доәг Саул падишаниң йениға берип: «Давут Ахимәләкниң өйигә кирди» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған: — И ночи батур, Немә үчүн рәзиллигиңдин махтинисән? Тәңриниң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур.
2 Неправду измишља језик твој; он је у тебе као бритва наоштрена, лукави!
Өткүр устира кәби, Тилиң зәһәр чачмақчи, У ялғанчилиқ тоқуватиду.
3 Волиш зло него добро, волиш лагати него истину говорити.
Сән яхшилиқниң орнида яманлиқни, Һәқ сөзләшниң орнида ялғанчилиқни яхши көрисән;
4 Љубиш свакојаке речи од погибли, и језик лукав.
Һаман адәмни набут қилидиған сөзләрни яхши көрисән, и алдамчи тил!
5 Тога ради Бог ће те поразити сасвим, избациће те и ишчупаће те из стана, и корен твој из земље живих.
Бәрһәқ, Тәңри охшашла сени мәңгүгә йоқитиду; У сени тутувалиду, йәни өз чедириңдин тартип чиқиду; Тирикләрниң зиминидин сени йилтизиңдин қомуруп ташлайду. (Селаһ)
6 Видеће праведници и побојаће се, и подсмеваће му се:
Һәққанийлар буни көрүп қорқушиду, Вә уни мәсқирә қилип күлүп: —
7 Гле човека који не држаше у Богу крепости своје, него се уздаше у величину богатства свог и утврђиваше се злоћом својом.
«Қараңлар, Худани өз йөләнчиси қилмиған адәм, Пәқәт өз байлиқлириниң көплүгигә таянған адәм; У ач көзлүги билән күчләнди» — дәйду.
8 А ја, као маслина зелена у дому Господњем, уздам се у милост Божију без престанка и довека.
Мән болсам Худаниң өйидә өскән барақсан зәйтун дәрәқтәкмән, Мән Худаниң өзгәрмәс муһәббитигә мәңгүгә тайинимән.
9 Довека ћу хвалити Тебе, јер добро чиниш, и уздаћу се у име Твоје; јер си добар к свецима својим.
Мән Саңа әбәдил-әбәт тәшәккүр ейтимән; Чүнки Сән бу ишларни қилдиңсән; Мөмин бәндилириң алдида намиңға тәлмүрүп күтимән; Мошундақ қилиш әладур.

< Псалми 52 >