< Псалми 118 >

1 Хвалите Господа, јер је добар, јер је довека милост Његова.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки У меһривандур; Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
2 Нека рече Израиљ да је довека милост Његова;
Исраил: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
3 Нека рече дом Аронов да је довека милост Његова;
Һарун җәмәти: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
4 Нека кажу сви који се боје Господа да је довека милост Његова.
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
5 Из тескобе повиках ка Господу и услиши ме, изведе ме на пространо место Господ.
Қистақта қелип Яһға нида қилдим; Яһ җавап берип, мени кәңри-азатиликтә турғузди.
6 Господ је са мном, не бојим се; шта ће ми учинити човек?
Пәрвәрдигар мән тәрәптидур, мән қорқмаймән; Инсан мени немә қилалисун?
7 Господ ми је помоћник: слободно ћу гледати у непријатеље своје.
Пәрвәрдигар маңа ярдәм қилғучилар арисида болуп, мениң тәрипимдидур; Өчмәнлиримниң мәғлубийитини көримән.
8 Боље је уздати се у Господа него ли се ослањати на човека;
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш, Инсанға тайиништин әвзәлдур;
9 Боље је уздати се у Господа неголи се ослањати на кнезове.
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш, Әмирләргә тайиништин әвзәлдур.
10 Сви ме народи опколише; али их у име Господње разбих.
Барлиқ әлләр мени қоршивалди; Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;
11 Оптекоше, опколише ме; али их у име Господње разбих.
Улар мени қоршивалди; бәрһәқ, қоршивалди; Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән;
12 Опколише ме као пчеле саће, и угасише се као огањ у трњу: у име их Господње разбих.
Улар һәриләрдәк мени қоршивалди; Улар йеқилған янтақ отидәк тезла өчүрүлиду; Чүнки Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән.
13 Отиснуо си ме да паднем, али ме Господ прихвати.
Сән [дүшмән] мени зәрб билән иттәрдиң, Жиқилғили тас қалдим; Бирақ Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болди.
14 Господ је хвала моја и песма; Он ми поста Спаситељ.
Күчүм вә нахшам болса Яһдур; У мениң ниҗатлиғим болди!
15 Глас радости и спасења чује се у колибама праведничким: "Десница Господња даје силу;
Һәққанийларниң чедирлирида шатлиқ вә ниҗатлиқниң тәнтәнилири яңритилмақта; Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
16 Десница Господња узвишује, десница Господња даје силу."
Пәрвәрдигарниң оң қоли егиз көтирилгән! Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
17 Нећу умрети, него ћу жив бити, и казивати дела Господња.
Мән өлмәймән, бәлки яшаймән, Яһниң қилғанлирини җакалаймән.
18 Карајући покара ме Господ; али ме смрти не даде.
Пәрвәрдигар маңа қаттиқ тәрбийә бәргән болсиму, Бирақ У мени өлүмгә тапшурмиди.
19 Отворите ми врата од правде, ући ћу на њих, славићу Господа.
Һәққанийәт дәрвазилирини маңа ечип бериңлар; Мән киримән, Яһни мәдһийиләймән.
20 "Ево врата Господња, на која улазе праведници!"
Бу Пәрвәрдигарниң дәрвазисидур; Һәққанийлар буниңдин кириду!
21 Хвалим Те, што си ме услишио, и постао ми Спаситељ.
Мән саңа тәшәккүр ейтимән; Чүнки Сән маңа җавап қайтурдуң, Һәм мениң ниҗатлиғим болдуң.
22 Камен који одбацише зидари, поста глава од угла.
Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди.
23 То би од Господа и дивно је у нашим очима.
Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Бу көзимиз алдида карамәт болди.
24 Ево дан, који створи Господ! Радујмо се и веселимо се у њ!
Бу Пәрвәрдигар яратқан күндур; Биз униңда шатлинип хурсән болимиз.
25 О Господе, помози! О Господе, дај да буде у напредак!
Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимән; Сәндин өтүнимән, бизни яшнатқайсән!
26 Благословен који иде у име Господње! Благосиљамо вас из дома Господњег.
Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Биз Пәрвәрдигарниң өйидә туруп саңа «Мубарәк!» дәп товлидуқ.
27 Господ је Бог крепак, и Он нас обасја; жртву празничну, везану врпцама, водите к роговима жртвенику.
Пәрвәрдигар Тәңридур; У үстимизгә нур бәргән; Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар, — Қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар.
28 Ти си Бог мој, Тебе хвалим, Боже мој, Тебе узвишујем.
Сән мениң Илаһимдурсән, Мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Мениң Худайим, мән Сени улуқлаймән.
29 Хвалите Господа, јер је добар, јер је милост Његова довека.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар; Чүнки У меһривандур; Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!

< Псалми 118 >