< 4 Мојсијева 16 >

1 А Кореј, син Исара сина Ката сина Левијевог, и Датан и Авирон синови Елијавови, и Авнан син Фалета сина Рувимовог побунише се,
Лавийниң әвриси, Коһатниң нәвриси, Изһарниң оғли Кораһ вә Рубәнниң әвлатлиридин Елиабниң оғуллири Датан билән Абирам вә Пәләтниң оғли Он
2 И усташе на Мојсија, и с њима двеста и педесет људи између синова Израиљевих, главара народних, који се сазиваху на збор и беху људи знатни.
Исраиллар ичидики җамаәт әмирлири болған, җамаәт ичидин сайлап чиқилған мөтивәрләрдин икки йүз әллик кишини башлап келип Мусаға қарши чиқти.
3 И скупише се на Мојсија и на Арона и рекоше им: Доста нек вам је; сав овај народ, сви су свети, и међу њима је Господ; зашто се ви подижете над збором Господњим?
Улар жиғилип Мусаға қарши һәм Һарунға қарши чиқип: — Силәр һәддиңлардин бәк аштиңлар, пүткүл җамаәтниң һәммиси пак-муқәддәс, Пәрвәрдигарму уларниң арисида, шундақ туруғлуқ силәр немә дәп өзүңләрни Пәрвәрдигарниң җамаитидин үстүн қоюсиләр? — деди.
4 Кад то чу Мојсије, паде ничице.
Муса уларниң гепини аңлап дүм жиқилип, Кораһ билән униң гуруһидикиләргә сөз қилип: — Әтә әтигәндә Пәрвәрдигар кимләрниң Өзигә мәнсуп екәнлигини, кимләрниң пак-муқәддәс екәнлигини аян қилиду; шу кишини Өзигә йеқинлаштуриду; кимни таллиған болса, уни Өзигә йеқинлаштуриду.
5 Потом рече Кореју и свој дружини његовој говорећи: Сутра ће показати Господ ко је Његов, и ко је свет, и кога је пустио к себи, јер кога је изабрао оног ће пустити к себи.
6 Ово учините: Узмите кадионице, Кореј са свом дружином својом.
Силәр мундақ қилиңлар: — Сән Кораһ вә сениң гуруһиңдикиләр һәммиси хушбуйданларни әпкелиңлар;
7 И метните сутра у њих огња и метните у њих када пред Господом, и кога избере Господ онај ће бити свет. Доста нек вам је, синови Левијеви!
әтә Пәрвәрдигарниң алдида хушбуйданларға от йеқип, хушбуйни униң үстигә қоюңлар; Пәрвәрдигар кимни таллиса, шу муқәддәс-пак болған болсун! Әй силәр Лавийлар, һәддиңлардин бәк аштиңлар! — деди.
8 И рече Мојсије Кореју: Чујте синови Левијеви!
Муса йәнә Кораһқа: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар.
9 Мало ли вам је што вас је Бог Израиљев одвојио од збора Израиљевог пустивши вас к себи да вршите службу у шатору Господњем и да стојите пред збором и служите за њ?
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар силәрни Өзиниң чедириниң ишлирини қилсун дәп һәмдә җамаәтниң алдида уларниң хизмитидә болсун дәп Өзигә йеқинлаштуруш үчүн силәрни Исраил җамаитидин айрип чиққан — йәни Пәрвәрдигар сени вә сениң һәммә қериндашлириң болған Лавийниң әвлатлирини бирдәк Өзигә йеқинлаштурғанлиғи силәрчә кичик ишму? Силәр йәнә техи каһинлиқ вәзиписини тама қиливатамсиләр?
10 Пустио је к себи тебе и сву браћу твоју, синове Левијеве, с тобом, а ви тражите још и свештенство?
11 Зато ти и сва дружина твоја скупите се на Господа. Јер Арон шта је да вичете на њ?
Шу вәҗидин сән вә сениң гуруһиңдикиләр һәммиси жиғилип Пәрвәрдигарға қарши чиқиветипсиләр-дә; Һарун немиди, силәр униң үстидин шунчилик ағринип ғотулдишип кәткидәк? — деди.
12 И посла Мојсије да дозову Датана и Авирона, синове Елијавове. А они одговорише: Нећемо да идемо.
Муса Елиабниң оғли Датан билән Абирамни қичқирип келишкә адәм әвәтивиди, улар: — Бармаймиз!
13 Мало ли је што си нас извео из земље у којој тече млеко и мед да нас побијеш у овој пустињи, него још хоћеш да владаш над нама?
Сениң бизни сүт билән һәсәл ақидиған зиминдин башлап чиқип бу чөл-җәзиридә өлтәрмәкчи болғанлиғиңниң өзи кичик ишму? Сән техи өзүңни падиша һесаплап бизниң үстимиздин һөкүмранлиқ қилмақчиму?
14 Јеси ли нас одвео у земљу где тече млеко и мед? И јеси ли нам дао да имамо њиве и винограде? Хоћеш ли очи овим људима да ископаш? Нећемо да идемо.
Һалбуки, сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған жутқа башлап кәлмидиң, етиз вә үзүмзарлиқларниму бизгә мирас қилип бәрмидиң. Сән бу хәқниң көзиниму оювалмақчиму? Биз бармаймиз! — деди.
15 Тада се расрди Мојсије врло, и рече Господу: Немој погледати на дар њихов; ниједног магарца нисам узео од њих, нити сам коме од њих учинио какво зло.
Буни аңлап Муса қаттиқ ғәзәплинип Пәрвәрдигарға: — Уларниң соғат-һәдийәсигә етивар қилмиғайсән; мән уларниң һәтта бирәр ешигиниму тартивалмидим, бирәр адимигиму һеч зиян-зәхмәт йәткүзмидим, — деди.
16 Потом рече Мојсије Кореју: Ти и сви твоји станите сутра пред Господом, ти и они и Арон.
Муса Кораһқа: — Әтә сән вә сениң гуруһиңдикиләр — сән, улар вә Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар.
17 И узмите сваки своју кадионицу, и метните у њих када, и станите пред Господом сваки са својом кадионицом, двеста и педесет кадионица, и ти и Арон, сваки са својом кадионицом.
Һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни әкилип униң үстигә хушбуйни селиңлар; һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни, йәни җәмий икки йүз әллик хушбуйданни елип уни Пәрвәрдигарниң һозурида тутуп туруңлар; сәнму, Һарунму һәр бириңлар өз хушбуйданлириңларни елип келиңлар, — деди.
18 И узеше сваки своју кадионицу, и метнувши у њих огња метнуше у њих када, и стадоше на врата шатора од састанка с Мојсијем и Ароном.
Шуниң билән һәр бир адәм өзиниң хушбуйданини елип, отни йеқип, хушбуй селип, Муса вә Һарун билән бирликтә җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида турушти.
19 А Кореј сабра на њих сав збор на врата шатора од састанка; тада се показа слава Господња свему збору.
Кораһ Муса билән Һарунға һуҗум қилғили пүтүн җамаәтни жиғип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келивиди, Пәрвәрдигарниң җуласи пүткүл җамаәткә аян болди.
20 И рече Господ Мојсију и Арону говорећи:
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
21 Одвојте се из тог збора, да их одмах сатрем.
Силәр бу хәлиқниң арисидин нери туруңлар, мән көз жумуп ачқичә уларни жутуветимән, — девиди,
22 А они падоше ничице и рекоше: Боже, Боже духовима и сваком телу! Овај један згрешио, и на сав ли ћеш се збор гневити?
Муса билән Һарун дүм жиқилип: — И Тәңрим, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, бир адәм гуна қилса, ғәзивиңни пүтүн җамаәткә чачамсән? — деди.
23 Опет рече Господ Мојсију говорећи:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
24 Реци збору и кажи: Одступите од шатора Корејевог и Датановог и Авироновог.
Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди.
25 И уставши Мојсије отиде к Датану и Авирону, а за њим отидоше старешине Израиљеве.
Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди.
26 И рече збору говорећи: Одступите од шатора тих безбожника, и не додевајте се ничег што је њихово, да не изгинете са свих греха њихових.
Муса җамаәткә: — Силәрдин өтүнимән, бу рәзил адәмләрниң чедирлиридин жирақ кетиңлар, уларниң барлиқ гуналири сәвәвидин улар билән биллә вәйран болмаслиғиңлар үчүн уларниң һеч нәрсисигә қол тәккүзмәңлар, — деди.
27 И одступише са свих страна од шатора Корејевог и Датановог И Авироновог; а Датан и Авирон изашавши стадоше сваки на врата од шатора свог са женама својим и са синовима својим и с децом својом.
Шуниң билән җамаәт Кораһ, Датан, Абирамниң чедирлириниң төрт әтрапидин нери кәтти; Датан билән Абирам болса өз аяллирини, оғул-қизлирини вә бовақлирини елип чиқип өз чедириниң ишиги алдида турди.
28 Тада рече Мојсије: Овако ћете познати да ме је Господ послао да чиним сва ова дела, и да ништа не чиним од себе:
Муса: — Буниңдин силәр шуни билисиләрки, бу ишларниң һәммиси мениң көңлүмдин чиққан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар мени уларни ада қилишқа әвәткән:
29 Ако ови помру као што мру сви људи, и ако буду покарани као што бивају покарани сви људи, није ме послао Господ;
— әгәр бу адәмләрниң өлүми адәттики адәмләрниң өлүмигә охшаш болидиған яки уларниң бешиға чүшидиған қисмәтләр адәттики адәмләр дучар болидиған қисмәтләргә охшаш болидиған болса, Пәрвәрдигар мени әвәтмигән болатти.
30 Ако ли шта ново учини Господ, и земља отвори уста своја и прождре их са свим што је њихово, и сиђу живи у гроб, тада знајте да су ови људи увредили Господа. (Sheol h7585)
Әгәр Пәрвәрдигар йеңи бир ишни қилип, йәр ағзини ечип уларни вә уларниң пүтүн нәрсисини жутуп кетиши билән, улар тирикла тәһтисараға чүшүп кәтсә, у чағда силәр бу адәмләрниң Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигини билип қалисиләр, — деди. (Sheol h7585)
31 А кад изговори речи ове, раседе се земља под њима,
Мусаниң бу гепи ахирлишиши биләнла уларниң пути астидики йәр йерилди.
32 И отворивши земља уста своја прождре их, и домове њихове и све људе Корејеве и све благо њихово.
Йәр ағзини ечип уларни барлиқ аилисидикиләр билән, шуниңдәк Кораһқа тәвә һәммә адәмләрни қоймай тәәллуқатлири билән қошуп жутуп кәтти.
33 И тако сиђоше са свим што имаху живи у гроб, и покри их земља и неста их из збора. (Sheol h7585)
Шундақ қилип, улар вә уларниң тәвәсидикиләрниң һәммиси тирикла тәһтисараға чүшүп кәтти, йәр уларниң үстидә йепилди. Улар шу йол билән җамаәтниң арисидин йоқалди. (Sheol h7585)
34 А сви Израиљци који беху око њих побегоше од вике њихове, јер говораху: Да нас не прождре земља.
Уларниң әтрапида турған Исраилларниң һәммиси уларниң налисини аңлап: «Йәр бизниму жутуп кетәрмекин!» дейишип қечишти.
35 И изађе огањ од Господа, и сажеже оних двеста и педесет људи који принесоше кад.
Андин Пәрвәрдигарниң алдидин бир от чиқип, хушбуй сунуватқан һелиқи икки йүз әллик адәмниму жутуп кәтти.
36 Тада рече Господ Мојсију говорећи:
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
37 Кажи Елеазару, сину Арона свештеника нека покупи кадионице из тог гаришта, и угљевље из њих нека разбаци, јер су свете;
Сән каһин Һарунниң оғли Әлиазарға буйруғин, у хушбуйданларни от арисидин теривелип, чоғлирини жирақларға чечивәтсун, чүнки у хушбуйданлар Худаға аталғандур;
38 Кадионице оних који огрешише душе своје нека раскују на плоче да се окује олтар, јер кадише њима пред Господом, зато су свете, и нека буду синовима Израиљевим знак.
шуңа өзиниң җениға өзи замин болған гунакарларниң хушбуйданлирини теривалғин; улар қурбангаһни қаплаш үчүн соқуп непиз түникә қилинсун, чүнки бу хушбуйданлар әслидә Пәрвәрдигарниң һозуриға сунулуп униңға аталип муқәддәс қилинған. Шундақ қилип улар кейин Исраилларға ибрәт болидиған ишарәт-бәлгү болиду.
39 И покупи Елеазар свештеник кадионице бронзане, којима беху кадили они што изгореше, и расковаше их на оков олтару
Шуниң билән каһин Әлиазар отта көйдүрүветилгәнләр сунған мис хушбуйданларни теривалди; улар қурбангаһни қаплитишқа непиз түникә қилип соқулди.
40 За спомен синовима Израиљевим, да не приступа нико други који није рода Ароновог да кади пред Господом, да му не буде као Кореју и дружини његовој, као што му беше казао Господ преко Мојсија.
Шуниң билән [қурбангаһниң бу қаплимиси] Һарунниң әвлатлириға ят адәмләрниң худди Кораһ билән униң гуруһидикиләргә охшаш қисмәткә қалмаслиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң һозурида хушбуй көйдүрүшкә йеқинлашмаслиғиға Исраиллар үчүн бир әсләтмә болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Әлиазарға буйруғанлиридур.
41 А сутрадан викаше сав збор синова Израиљевих на Мојсија и на Арона говорећи: Побисте народ Господњи.
Әтиси пүткүл Исраил җамаити Муса билән Һарунниң яман гепини қилип: — Силәр Пәрвәрдигарниң хәлқини өлтүрдүңлар, — дәп ғотулдашти.
42 А кад се стецаше народ на Мојсија и на Арона, погледаше на шатор од састанка, а то облак на њему, и показа се слава Господња.
Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди.
43 И дође Мојсије и Арон пред шатор од састанка.
Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәт чедириниң алдиға берип турди.
44 И рече Господ Мојсију говорећи:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
45 Уклоните се из тог збора да их одмах потрем. А они падоше ничице.
Мән көзни жумуп ачқичә уларни йоқитип ташлишим үчүн иккиңлар бу җамаәттин чиқип нери кетиңлар, — дәп буйрувиди, иккилән жиқилип йәрдә дүм ятти.
46 И рече Мојсије Арону: Узми кадионицу, и метни у њу огња с олтара, и метни када, и иди брже ка збору, и очисти их; јер гнев жесток изађе од Господа, и помор поче.
Муса Һарунға: — Сән хушбуйданни елип униңға қурбангаһтики оттин сал, униңға хушбуй қоюп, улар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә тезликтә җамаәтниң арисиға апар; чүнки қәһр-ғәзәп Пәрвәрдигарниң алдидин чиқти, ваба басқили турди, — деди.
47 И узевши Арон кадионицу, као што му рече Мојсије, отрча усред збора, и гле, помор већ беше почео у народу; и окадив очисти народ.
Һарун Мусаниң дегинидәк қилип, хушбуйданни елип җамаәтниң арисиға жүгүрүп кирди; вә мана, ваба кишиләрниң арисида башланған еди; у хушбуйни хушбуйданға селип, хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүрди.
48 И стајаше међу мртвима и живима, и устави се помор.
У өлүкләр билән тирикләр оттурисида турувиди, ваба тохтиди.
49 А оних који помреше од тог помора беше четрнаест хиљада и седам стотина, осим оних што изгибоше с Кореја.
Кораһниң вақиәси мунасивити билән өлгәнләрдин башқа, ваба сәвәвидин өлгәнләр он төрт миң йәттә йүз киши болди.
50 И врати се Арон к Мојсију на врата шатора од састанка, кад се устави помор.
Һарун җамаәт чедириниң дәрвазиси йенида турған Мусаниң йениға йенип кәлди; ваба тохтиди.

< 4 Мојсијева 16 >