< Лука 16 >
1 А ученицима својим говораше: Беше један човек богат који имаше пристава, и тога облагаше код њега да му просипа имање,
У мухлислириға йәнә мундақ деди: — Бир байниң бир ғоҗидари бар екән. Бириси байға: «Бу ғоҗидариңиз мал-мүлкиңизни бузуп чачти» дәп шикайәт қипту.
2 И дозвавши га рече му: Шта ово ја чујем за тебе? Дај рачун како си кућио кућу: јер више не можеш кућом управљати.
У ғоҗидарни чақирип, униңға: «Мениң сениң тоғраңда аңлиғанлирим зади қандақ гәп? Ғоҗидарлиғиңдики һесап-китапни ениқ тапшур; чүнки мундин кейин сән ғоҗидар болмайсән» — дәпту.
3 А пристав од куће рече у себи: Шта ћу чинити? Господар мој узима од мене управљање куће: копати не могу, просити стидим се.
Ғоҗидар әнди өз ичидә: «Немә қилай? Чүнки ғоҗайиним мени ғоҗидарлиқтин мәһрум қилиду. Кәтмән чапай десәм унчилик мағдур йоқ, тиләмчилик қилай десәм номус қилимән.
4 Знам шта ћу чинити да би ме примили у куће своје кад ми се одузме управљање куће.
Һә, таптим! Ғоҗидарлиқтин қалғинимда кишиләрниң мени өйлиригә қарши елиши үчүн, немә қилишимни әнди билдим» дәп
5 И дозвавши редом дужнике господара свог рече првом: Колико си дужан господару мом?
өз ғоҗайиниға қәриздар болғанларни бирдин-бирдин чақирип келип, биринчисидин: «Ғоҗайинимға қанчилик қәрзиңиз бар?» дәп сорапту.
6 А он рече: Сто ока уља. И рече му: Узми писмо своје и седи брзо те напиши педесет.
Вә қәриздар: «Йүз туң зәйтун мейи» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Мана, һесапат дәптириңизни елип, бу йәрдә олтирип әллик туңға өзгәртиветиң!» дәпту.
7 А потом рече другом: А ти колико си дужан? А он рече: Сто ока пшенице. И рече му: Узми писмо своје и напиши осамдесет.
Андин у йәнә биригә: «Сизчу, қанчилик қәриз болдиңиз?» дәп сорапту. У: «Йүз күрә буғдай» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Һесапат дәптириңизни елип сәксән күригә өзгәртиветиң!» дәпту.
8 И похвали господар неверног пристава што мудро учини; јер су синови овог века мудрији од синова видела у свом нараштају. (aiōn )
Шуниң билән униң ғоҗайини сәмимийәтсиз ғоҗидарниң бу иштики пәмликлиги үчүн униңға қайил болуп махтапту. Чүнки бу дунияниң пәрзәнтлири өз дәвридә нурниң пәрзәнтлиридин пәмликтур. (aiōn )
9 И ја вама кажем: начините себи пријатеље неправедним богатством, да би вас кад осиромашите примили у вечне куће. (aiōnios )
Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған [күнидә] шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду. (aiōnios )
10 Који је веран у малом и у многом је веран; а ко је неверан у малом и у многом је неверан.
Кимки кичиккинә ишта садиқ болса, чоң иштиму садиқ болиду; вә кимки кичиккинә ишта сәмимийәтсиз болса, чоң иштиму сәмимийәтсиз болиду.
11 Ако дакле у неправедном богатству верни не бисте, ко ће вам у истином веровати?
Шуңа әгәр «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния»да садиқ болмисаңлар, ким силәргә һәқиқий байлиқларни тапшурсун?
12 И ако у туђем не бисте верни, ко ће вам дати ваше?
Вә башқиларниң нәрсилиридә садиқ болмисаңлар ким силәргә өзүңларниң нәрсисини бәрсун?
13 Никакав пак слуга не може два господара служити; јер или ће на једног мрзети, а другог љубити, или ће једног волети а за другог не марити. Не можете служити Богу и богатству.
Һеч ким икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға өзини пүтүнләй беғишлап, униңға етиварсиз қарайду. [Шуниңға охшаш], силәрниңму бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
14 А ово све слушаху и фарисеји, који беху среброљупци, и ругаху Му се.
Әнди Пәрисийләр (улар пулға амрақ еди) буларниң һәммисини аңлап Әйсани мәсқирә қилишти.
15 И рече им: Ви сте они који се градите праведни пред људима; али Бог зна срца ваша; јер шта је у људи високо оно је мрзост пред Богом.
Вә у уларға мундақ деди: — «Силәр өзүңларни адәмләрниң алдида һәққаний қилип көрсәткүчидурсиләр; лекин Худа қәлбиңларни билиду. Чүнки адәмләрниң арисида қәдирлинидиғини Худаниң нәзиридә жиркиничликтур.
16 Закон и пророци су до Јована; одселе се царство Божије проповеда јеванђељем, и сваки наваљује да уђе у њега.
Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң язмилири [чөмүлдүргүчи] Йәһяғичә һидайәт болуп кәлди; шу вақиттин башлап Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири җакалинип келиватиду; [падишалиққа] кирмәкчи болғанларниң һәр бири униңға бөсүп киривелиши керәктур.
17 Лакше је, пак, небу и земљи проћи неголи једној титли из закона пропасти.
Лекин асман билән зиминниң йоқ қиливетилиши Тәвратниң бир чекити бекар қилиништин асандур.
18 Сваки који пушта жену своју и узима другу, прељубу чини; и који се жени пуштеницом, прељубу чини.
— Һәр ким өз аялини талақ қилип башқа бирини алса зина қилған болиду вә кимки өз еридин талақ қилинғанни алса зина қилған болиду».
19 Човек неки, пак, беше богат, који се облачаше у скерлет и у свилу, и живљаше сваки дан господски и весељаше се.
— Бурун бир бай адәм бар еди; у сөсүн рәңлик тон вә канап кийимләрни кийип, һәр күни әйш-ишрәт ичидә тәнтәнә қилатти.
20 А беше један сиромах, по имену Лазар, који лежаше пред његовим вратима гнојав,
Вә пүтүн әзайини чақа-җаһарәт бесип кәткән Лазарус исимлиқ бир йоқсул бар еди; у байниң дәрвазисиниң алдиға [һәркүни] ятқузуп қоюлатти.
21 И жељаше да се насити мрвама које падаху с трпезе богатог; још и пси долажаху и лизаху гној његов.
Униң дәстихинидин чүшүп қалған парчи-пуратлардин қосиғини тойғузғушқа тәшна еди. Һалбуки, иштлар келип униң ярилирини ялайтти.
22 А кад умре сиромах, однесоше га анђели у наручје Авраамово; а умре и богати, и закопаше га.
Әнди шундақ болдики, йоқсул өлди вә пәриштиләр уни Ибраһимниң қучиғиға апарди. Бай һәм өлүп дәпнә қилинди;
23 И у паклу кад беше у мукама, подиже очи своје и угледа издалека Авраама и Лазара у наручју његовом, (Hadēs )
вә тәһтисарада қаттиқ қийнилип, бешини көтирип, жирақтин Ибраһимни вә униң қучиғидики Лазарусни көрүп: (Hadēs )
24 И повикавши рече: Оче Аврааме! Смилуј се на ме и пошљи ми Лазара нека умочи у воду врх од прста свог, и да ми расхлади језик; јер се мучим у овом пламену.
«Әй ата Ибраһим, маңа рәһим қилғайсән! Лазарусни әвәткәйсән, у бармиғиниң учини суға чилап, тилимға темитип совутқай. Чүнки мән бу от ялқунида қаттиқ азаплиниватимән!» дәп вақирап ялвурди.
25 А Авраам рече: Синко! Опомени се да си ти примио добра своја у животу свом, и Лазар опет зла; а сад се он теши, а ти се мучиш.
Лекин Ибраһим мундақ деди: «Әй оғлум, һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көргиниңни вә Лазарусниң дәрд-бала тартқинини ядиңға кәлтүргин. Һазир у тәсәлли тапти, амма сән азап тартиватисән.
26 И преко свега тога постављена је међу нама и вама велика пропаст, да ови који би хтели одовуд к вама прећи, не могу, нити они отуда к нама да прелазе.
Вә булардин башқа, биз билән силәрниң арилиғимизда йоған бир һаң бекитилгәндурки, бу йәрдин силәр тәрәпкә өтәйли дегәнләр өтәләмәс вә андин биз тәрәпкә өтимиз дегәнләр өтәлмәс».
27 Тада рече: Молим те дакле, оче, да га пошаљеш кући оца мог,
Әнди бай йәнә: «Ундақта, и ата, сәндин [Лазарусни] атамниң өйигә әвәтишиңни өтүнимән.
28 Јер имам пет браће: нека им посведочи да не би и они дошли на ово место мучења.
Чүнки мениң бәш ака-укам бар; уларниң бу азап-оқубәтлик йәргә кәлмәслиги үчүн [Лазарус] уларни қаттиқ агаһландуруп қойсун» — деди.
29 Рече му Авраам: Они имају Мојсија и пророке, нека њих слушају.
Бирақ Ибраһим җавап берип униңға: «Уларда Муса вә [башқа] пәйғәмбәрләрниң [агаһ-гувалиғи] бар; улар шуларни аңлисун» — деди.
30 А он рече: Не, оче Аврааме! Него ако им дође ко из мртвих покајаће се.
Лекин у: «Яқ, и Ибраһим ата, әгәр өлгәнләрдин бири тирилип уларниң алдиға барса, улар товва қилиду» — деди.
31 А Авраам рече му: Ако не слушају Мојсија и пророке, да ко и из мртвих устане неће веровати.
Амма Ибраһим униңға: «Әгәр улар Муса вә [башқа] пәйғәмбәрләрниң [гувалиқини] аңлимиса, һәтта өлгәнләрдин бириси тирилсиму, улар йәнила ишинишни рәт қилиду» — деди.