< Књига о судијама 1 >
1 А по смрти Исусовој упиташе синови Израиљеви Господа говорећи: Ко ће између нас ићи први на Хананеје да се бије с њима?
Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди.
2 И Господ рече: Јуда нека иде; ето дао сам му земљу у руке.
Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди.
3 А Јуда рече Симеуну брату свом: Хајде са мном на мој део да се бијемо с Хананејима; пак ћу и ја ићи с тобом на твој део. И пође Симеун с њим.
У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип [соқушимән], девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти.
4 И изиђе Јуда; и даде им Господ Хананеје и Ферезеје у руке, и побише их у Везеку десет хиљада људи.
Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди.
5 Јер нађоше Адони-Везека у Везеку, и ударише на њ, и побише Хананеје и Ферезеје.
Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падиша билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди.
6 И побеже Адони-Везек, а они га потераше и ухвативши га одсекоше му палце у руку и у ногу.
Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти.
7 Тада рече Адони-Везек: Седамдесет царева одсечених палаца у руку и у ногу купише шта беше под мојим столом; како сам чинио, тако ми плати Бог. И одведоше га у Јерусалим, и онде умре.
Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падиша дәстихинимниң тегидики увақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди. Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди.
8 Јер синови Јудини ударише на Јерусалим и узеше га, и исекоше грађане оштрим мачем, а град сажегоше огњем.
Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти.
9 Потом изиђоше синови Јудини да војују на Хананеје, који живљаху у гори и на југу и у равни.
Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти.
10 И Јуда изиђе на Хананеје који живљаху у Хеврону, а Хеврону беше пре име Киријат-Арва; и побише Сесаја и Ахимана и Талмаја.
Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти).
11 А одатле отидоше на Давиране, а Давиру пре беше име Киријат-Сефер.
Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти).
12 И рече Халев: Ко савлада Киријат-Сефер и узме га, даћу му Ахсу кћер своју за жену.
Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
13 И узе га Готонило, син Кенезов, млађи брат Халевов; и даде му Ахсу кћер своју за жену.
Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
14 И кад полажаше, наговараше је да иште у оца њеног поље: Па скочи с магарца. А Халев јој рече: Шта ти је?
Вә шундақ болдики, қиз [ятлиқ болуп] униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
15 А она му рече: Дај ми дар; кад си ми дао суву земљу, дај ми и изворе водене. И даде јој Халев изворе горње и изворе доње.
У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин [қағҗирақ] йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
16 А и синови Кенеја таста Мојсијевог изиђоше из града палмовог са синовима Јудиним у пустињу Јудину, која је на југу од Арада. И дошавши живљаху с народом.
Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди.
17 Потом изиђе Јуда са Симеуном братом својим, и побише Хананеје који живљаху у Сефату, и раскопаше га, и прозва се град Орма.
Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған.
18 И Газу узе Јуда с међама њеним, и Аскалон с међама његовим, и Акарон с међама његовим.
Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди.
19 Јер Господ беше с Јудом, те освоји гору; али не изагна оне који живљаху у долини, јер имаху гвоздена кола.
Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди.
20 И дадоше Халеву Хеврон, као што беше заповедио Мојсије, а он изагна оданде три сина Енакова.
Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти.
21 А синови Венијаминови не изагнаше Јевусеја који живљаху у Јерусалиму; него Јевусеји осташе у Јерусалиму са синовима Венијаминовим до овог дана.
Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта.
22 Изиђоше и синови Јосифови на Ветиљ, и Господ беше с њима.
Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди.
23 И уходише Ветиљ синови Јосифови, а име граду беше пре Луз.
Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди).
24 И уходе видеше човека који иђаше из града и рекоше му: Хајде покажи нам куда ћемо ући у град, па ћемо ти учинити милост.
Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди.
25 А он им показа куда ће ући у град: и исекоше у граду све оштрим мачем, а оног човека пустише са свом породицом његовом.
Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди.
26 И отиде онај човек у земљу хетејску, и онде сазида град, и прозва га Луз; то му је име до данас.
У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта.
27 А Манасија не изагна становнике из Вет-Сана и села његових, ни из Танаха и села његових, ни становнике из Дора и села његових, ни становнике из Ивлеама и села његових, ни становнике из Мегида и села његових; и Хананеји стадоше живети у тој земљи.
Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди.
28 А кад ојача Израиљ, удари на Хананеје данак, али их не изагна.
Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди.
29 Ни Јефрем не изагна Хананеје који живљаху у Гезеру; него осташе Хананеји с њим у Гезеру.
Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди.
30 Завулон не изагна становнике из Китрона, ни становнике из Налола; него осташе Хананеји с њим, и плаћаху данак.
Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди.
31 Асир не изагна становнике из Акона, ни становнике из Сидона ни из Алава, ни из Ахазива, ни из Хелве, ни из Афика, ни из Реова;
Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди.
32 Него Асир живљаше међу Хананејима, становницима оне земље, јер их не изагна.
Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди.
33 Нефталим не изагна становнике из Вет-Семеса, ни становнике из Вет-Аната; него живљаше међу Хананејима становницима оне земље; и становници у Вет-Семесу и у Вет-Анату плаћаху им данак.
Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди.
34 А Амореји притешњаваху синове Данове у гори, и не даваху им силазити у долину.
Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди.
35 И Амореји стадоше живети у гори Ересу, у Ајалону и у Салвиму; а кад осили рука дома Јосифовог, плаћаше данак.
Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди.
36 А међа Аморејима беше од горе акравимске, од стене па навише.
Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти.