< Јован 4 >
1 Кад разуме, дакле, Господ да су чули фарисеји да Исус више ученика добија и крштава него Јован
Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин
2 (Исус пак сам не крштаваше него ученици Његови),
(әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти)
3 Остави Јудеју, и отиде опет у Галилеју.
у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти.
4 А ваљало Му је проћи кроз Самарију.
Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.
5 Тако дође у град самаријски који се зове Сихар, близу села које даде Јаков Јосифу, сину свом.
Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.
6 А онде беше извор Јаковљев; и Исус уморан од пута сеђаше на извору; а беше око шестог сахата.
Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.
7 Дође жена Самарјанка да захвати воде; рече јој Исус; дај ми да пијем.
Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: — Маңа ичкили су бәргин, — деди.
8 (Јер ученици Његови беху отишли у град да купе јела.)
9 Рече Му жена Самарјанка; како ти, Јеврејин будући, можеш искати од мене, жене Самарјанке, да пијеш? Јер се Јевреји не мешају са Самарјанима.
Аял униңдин: — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).
10 Одговори Исус и рече јој: Да ти знаш дар Божји, и ко је тај који ти говори: Дај ми да пијем, ти би искала у Њега и дао би ти воду живу.
Әйса униңға җававән: — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти.
11 Рече Му жена: Господе! Ни захватити немаш чим, а студенац је дубок; одакле ћеш дакле узети воду живу?
Аял униңдин: — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз?
12 Еда ли си ти већи од нашег оца Јакова, који нам даде овај студенац, и он из њега пијаше и синови његови и стока његова?
Әҗәба, бу қудуқни бизгә [мирас] қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.
13 Одговори исус и рече јој: Сваки који пије од ове воде опет ће ожеднети;
Әйса униңға җававән: — Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду.
14 А који пије од воде коју ћу му ја дати неће ожеднети довека; него вода што ћу му ја дати биће у њему извор воде која тече у живот вечни. (aiōn , aiōnios )
Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди. (aiōn , aiōnios )
15 Рече Му жена: Господе! Дај ми те воде да не жедним нити да долазим овамо на воду.
Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.
16 Рече јој Исус: Иди зовни мужа свог, и дођи овамо.
Әйса: — Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди.
17 Одговори жена и рече Му: Немам мужа. Рече јој Исус: Добро си казала: Немам мужа;
— Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп, раст ейттиң.
18 Јер си пет мужева имала, и сад кога имаш није ти муж; то си право казала.
Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса.
19 Рече Му жена: Господе! Видим да си ти пророк.
Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз!
20 Оци наши молише се Богу на овој гори, а ви кажете да је у Јерусалиму место где се треба молити.
Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр [Йәһудийлар] «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.
21 Рече јој Исус: Жено! Веруј ми да иде време кад се нећете молити Оцу ни на овој гори ни у Јерусалиму.
Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду.
22 Ви не знате чему се молите; а ми знамо чему се молимо: јер је спасење од Јевреја.
Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду.
23 Али иде време, и већ је настало, кад ће се прави богомољци молити Оцу духом и истином, јер Отац хоће такве богомољце.
Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә.
24 Бог је Дух; и који Му се моле, духом и истином треба да се моле.
Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.
25 Рече Му жена: Знам да ће доћи Месија који се зове Христос, кад Он дође казаће нам све.
Аял униңға: — Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди.
26 Рече јој Исус: Ја сам који с тобом говорим.
Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.
27 И тада дођоше ученици Његови, и чуђаху се где говораше са женом; али ниједан не рече: Шта хоћеш? Или шта говориш с њом?
Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди.
28 А жена остави судове своје и отиде у град и рече људима:
Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә:
29 Ходите да видите човека који ми каза све што сам учинила: да није то Христос?
— Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди.
30 Изиђоше, дакле, из града и пођоше к Њему.
Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти.
31 А ученици Његови мољаху Га, међутим, говорећи: Рави! Једи.
Шу арилиқта мухлислири униңға: — Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти.
32 А Он им рече: Ја имам јело да једем за које ви не знате.
Лекин у уларға: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди.
33 Тада ученици говораху међу собом: Већ ако Му ко донесе да једе?
Мухлислар бир-биригә: — Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти.
34 А Он им рече: Јело је моје да извршим вољу Оног који ме је послао, и да свршим Његов посао.
Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң [маңа тапшурған] хизмитини тамамлаштур.
35 Не кажете ли ви да су још четири месеца па ће жетва приспети? Ето, велим вам: подигните очи своје и видите њиве како су већ жуте за жетву.
— Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!
36 И који жње прима плату, и сабира род за живот вечни, да се радују заједно и који сеје и који жње; (aiōnios )
Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. (aiōnios )
37 Јер је у том истинита беседа да је други који сеје а други који жње.
Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.
38 Ја вас послах да жњете где се ви не трудисте; други се трудише, а ви у посао њихов уђосте.
Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.
39 И из града оног многи од Самарјана вероваше Га за беседу жене која сведочаше: Каза ми све што сам учинила.
Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди.
40 Кад дођоше, дакле, Самарјани к Њему, мољаху Га да би остао код њих; и онде оста два дана.
Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.
41 И много их више верова за Његову беседу.
Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди.
42 А жени говораху: Сад не верујемо више за твоју беседу, јер сами чусмо и познасмо да је Овај заиста спас свету, Христос.
Улар аялға: — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти.
43 А после два дана изиђе оданде, и отиде у Галилеју:
Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди
44 Јер сам Исус сведочаше да пророк на својој постојбини нема части.
(чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди).
45 А кад дође у Галилеју, примише Га Галилејци који беху видели све што учини у Јерусалиму на празник; јер и они идоше на празник.
Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң [өтүп кетиш] һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди).
46 Дође пак Исус опет у Кану галилејску, где претвори воду у вино. И беше неки царев човек чији син боловаше у Капернауму.
Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). [Шу күнләрдә], Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.
47 Овај чувши да Исус дође из Јудеје у Галилеју, дође к Њему и мољаше Га да сиђе и да му исцели сина; јер беше на самрти.
У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: — [Өйүмгә] чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.
48 И рече му Исус: Ако не видите знака и чудеса, не верујете.
Шуниң билән, Әйса униңға: — Силәр [Галилийәликләр] мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.
49 Рече Му царев човек: Господе! Сиђи док није умрло дете моје.
Орда әмәлдари Әйсаға: — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди.
50 Рече му Исус: Иди, син је твој здрав. И верова човек речи коју му рече Исус, и пође.
Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди.
51 И одмах кад он силажаше, гле, сретоше га слуге његове и јавише му говорећи: Син је твој здрав.
Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.
52 Тада питаше за сахат у који му лакше би; и казаше му: Јуче у седмом сахату пусти га грозница.
Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти.
53 Тада разуме отац да беше онај сахат у који му рече Исус: Син је твој здрав. И верова он и сва кућа његова.
Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти.
54 Ово опет друго чудо учини Исус кад дође из Јудеје у Галилеју.
Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.