< Јеврејима 13 >
1 Љубав братинска да остане међу вама.
Араңларда қериндашлиқ меһир-муһәббәт тохтимисун.
2 Гостољубивости не заборављајте; јер неки не знајући из гостољубивости примише анђеле на конак.
Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унтумаңлар. Чүнки бәзиләр шу йол билән билмәстин пәриштиләрни меһман қилған.
3 Опомињите се сужња као да сте с њима свезани, оних којима се неправда чини као да сте и сами у телу.
Зинданға ташланғанларни улар билән биллә [зинданда] зәнҗирләнгәндәк яд етиңлар. Хорланғанларни өзүңларму тәндә туруватқан бәндә сүпитидә яд етип туруңлар.
4 Женидбу да држе сви у части, и постеља женидбена да буде чиста; а курварима и прељубочинцима судиће Бог.
Һәммә адәм никаһқа һөрмәт қилсун, әр-хотунларниң ятидиған йери дағсиз болсун; чүнки Худа бузуқчилиқ қилғучилар вә зина қилғучилардин һесап алиду.
5 Не будите среброљупци; будите задовољни оним што имате. Јер Он рече: Нећу те оставити, нити ћу од тебе одступити;
Меңиш-турушуңлар пулпәрәсликтин халий болсун, бариға қанаәт қилиңлар. Чүнки Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
6 Тако да смемо говорити: Господ је мој помоћник, и нећу се бојати; шта ће ми учинити човек?
Шуңа, жүрәклик билән ейталаймизки, «Пәрвәрдигар мениң Ярдәмчимдур, һеч қорқмаймән, Кишиләр мени немә қилалисун?»
7 Опомињите се својих учитеља који вам казиваше реч Божију; гледајте на свршетак њиховог живљења, и угледајте се на веру њихову.
Силәргә Худаниң сөз-каламини йәткүзгән, силәрниң йетәкчилириңларни есиңларда тутуңлар. Уларниң меңиш-турушиниң мевә-нәтиҗисигә көңүл қоюп қарап, уларниң етиқатини үлгә қилиңлар: —
8 Исус Христос јуче је и данас онај исти и вавек. (aiōn )
Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәткичә өзгәрмәйду! (aiōn )
9 У науке туђе и различне не пристајте; јер је добро благодаћу утврђивати срца, а не јелима, од којих не имаше користи они који живљаше у њима.
Шуниң үчүн, һәр хил ғәйрий тәлимләр билән езиқтурулуп кәтмәңлар; чүнки инсанниң қәлби [қурбанлиққа хас] йемәкликләр билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән қувәтләндүрүлгини әвзәл. Чүнки бундақ йемәкликләргә берилип келиватқанлар улардин һеч қандақ пайда көргән әмәс.
10 Имамо, пак, олтар од ког они не смеју јести који служе скинији.
Бизләрниң шундақ бир қурбангаһимиз барки, ибадәт чедирида хизмәттә болғанларниң униңдин йейиш һоқуқи йоқтур.
11 Јер којих животиња крв уноси поглавар свештенички у светињу за грехе, оних се телеса спаљују изван логора.
Чүнки гуна тиләш сүпитидә союлған, қени баш каһин тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кирилгән қурбанлиқ һайванларниң тени болса қараргаһниң сиртиға елип чиқилип көйдүрүләтти.
12 Зато Исус, да освети народ крвљу својом, изван града пострада.
Шуңа Әйсаму Өз қени билән хәлиқни паклап Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
13 Зато дакле да излазимо к Њему изван логора, носећи Његову срамоту.
Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, Униңға қаритилған һақарәткә ортақ бәрдашлиқ берәйли.
14 Јер овде немамо града који ће остати, него тражимо онај који ће доћи.
Чүнки йәр йүзидә мәңгү мәвҗут туридиған шәһиримиз йоқ, бәлки кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
15 Кроз Њега, дакле, да свагда приносимо Богу жртву хвале, то јест плод усана које признају име Његово.
Шуңа, Мәсиһ арқилиқ Худаға қурбанлиқ сүпитидә мәдһийилиримизни тохтавсиз атайли, йәни өз ләвлиримизниң мевиси сүпитидә Униң намини етирап қилайли.
16 А добро чинити и давати милостињу не заборављајте; јер се таквим жртвама угађа Богу.
Әнди хәйр-сахавәт қилишни вә бариңлардин ортақ тәқсимләшни унтумаңлар. Чүнки Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду.
17 Слушајте учитеље своје и покоравајте им се, јер се они старају за душе ваше, као који ће дати одговор, да то с радошћу чине, а не уздишући; јер вам ово не помаже.
Йетәкчилириңларға итаәт қилип, уларға бойсунуңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап беридиғанлар болуп, һемишә җениңлардин хәвәр елишқа ойғақ туриду. Уларниң бу иши қайғу-әләм билән әмәс (чүнки ундақ болса силәргә һеч пайда йәткүзүлмәйду) бәлки хошал-хурамлиқ билән елип берилсун.
18 Молите се Богу за нас. Јер се надамо да имамо добру савест, старајући се у свему добро да живимо.
Биз үчүн дуа қилип туруңлар; чүнки виҗданимизниң пак екәнлигигә, һәр бир ишларда тоғра йолда меңишни халайдиғанлиғимизға қайил қилиндуқ.
19 А одвише молим чините ово, да бих се пре вратио к вама.
Йениңларға патрақ қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
20 А Бог мира, који изведе из мртвих великог Пастира овцама, крвљу завета вечног, Господа нашег Исуса Христа, (aiōnios )
Әнди мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи, хатирҗәмликниң Егиси болған Худа (aiōnios )
21 Да вас саврши у сваком делу добром, да учините вољу Његову, чинећи у вама шта је угодно пред Њиме, кроз Исуса Христа, коме слава ва век века. Амин. (aiōn )
Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )
22 Молим вас пак, браћо, примите реч поучења; јер укратко написах и послах вам.
Силәрдин өтүнимәнки, и қериндашлирим, бу несиһәт сөзүмгә еғир көрмәй қулақ салғайсиләр; силәргә мошунчиликла сөзләрни яздим, халас.
23 Знајте да је отишао наш брат Тимотије, с којим, ако скоро дође, видећу вас.
Қериндишимиз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, мән силәрни йоқлап барғинимда у мән билән биллә бариду.
24 Поздравите све учитеље своје и све свете. Поздрављају вас браћа која су из Талијанске.
Барлиқ йетәкчилириңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр. Италийәдин кәлгәнләр силәргә салам йоллиди.
25 Благодат са свима вама. Амин.
Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай! Амин!