< Књига пророка Данила 8 >

1 Треће године царовања Валтасаровог показа се мени Данилу утвара после оне која ми се показала пре.
Падиша Бәлшазар тәхткә олтирип үчинчи жили, мәнки Даниял иккинчи бир ғайипанә аламәтни көрдүм.
2 И видех у утвари; а бејах у Сусану у граду који је у земљи Еламу, кад видех, и видех у утвари и бејах на води Улају.
Ғайипанә көрүнүштә, өзүмни Елам өлкисидики Шушан қәлъәсидә көрдүм. Көрүнүштә мән Улай чоң өстиңи бойида едим.
3 И подигох очи своје и видех, и гле, стајаше крај воде ован, који имаше два рога, а рогови беху високи, али један виши од другог, и виши нарасте после.
Бешимни көтирип қарисам, икки мүңгүзи бар бир қочқарниң чоң өстәң алдида турғанлиғини көрдүм. Униң мүңгүзи егиз болуп, бир мүңгүз йәнә биридин егиз еди; егизрәк болған мүңгүз йәнә бирисидин кейинрәк өсүп чиққан еди.
4 Видех овна где боде на запад и на север и на југ, и ниједна звер не могаше му одолети, и не беше никога ко би избавио од њега, него чињаше шта хоћаше, и осили.
Мән қочқарниң ғәрип, шимал вә җәнуп тәрәпләргә үсүватқинини көрдүм. Һеч қандақ һайван униңға тәң келәлмәйтти вә һеч ким һеч кимни униң чаңгилидин қутқузалмайтти. У немә қилишни халиса, шуни қилатти, барғансери һәйвәтлик болуп кетивататти.
5 А кад ја мотрах, гле, иђаше јарац од запада поврх све земље, а не дотицаше се земље; и тај јарац имаше рог знаменит међу очима својим.
Мән бу тоғрилиқ ойлавататтим, мана, ғәрип тәрәптин бир текә путлири йәргә тәгмигән һалда пүтүн җаһанни кезип жүгүрүп кәлди. Униң икки көзи арисиға көрүнәрлик чоң бир мүңгүз өсүп чиққан еди.
6 И дође до овна који имаше два рога, ког видех где стоји крај воде, и потрча на њ гневно силом својом.
У мән дәсләп көргән һелиқи өстәң бойида турған икки мүңгүзлүк қочқарға қарап қәһри билән шиддәтлик етилди.
7 И видех га где дође до овна, и разгневивши се на њ удари овна, те му сломи оба рога и не беше силе у овну да му одоли, него га обори на земљу и погази га, и не беше никога да избави овна од њега.
Мән униң қочқарға йеқин келип, ғәзәп билән қочқарни үсүп икки мүңгүзини сундуривәткәнлигини көрдүм. Қочқарниң қаршилиқ көрсәткидәк мадари қалмиған еди, текә уни йәргә жиқитип, дәссәп-чәйлиди, текиниң чаңгилидин уни қутқузивалидиған адәм чиқмиди.
8 И јарац поста врло велик; а кад осили, сломи се велики рог, и место њега нарастоше знаменита четири рога према четири ветра небеска.
Текә барғансери һәйвәтлик болуп кәтти; лекин у хелә күчийип болғанда, чоң мүңгүзи сунуп чүшүп, әслидики җайидин асмандики төрт шамалға қарап туридиған, көзгә көрүнәрлик төрт мүңгүз өсүп чиқти.
9 И из једног од њих изиђе један рог мален и нарасте врло велик према југу и истоку и према красној земљи.
Бу төрт мүңгүзниң ичидики биридин йәнә бир мүңгүз өсүп чиқти. У кичик мүңгүз өсүп интайин һәйвәтлик болди, җәнуп, шәриқ тәрәпләргә вә «гөзәл зимин»ға қарап тәсир күчини кеңәйтти.
10 И нарасте дори до војске небеске, и обори на земљу неке од војске и од звезда, и погази их.
У интайин һәйвәтлик болуп, һәтта самавий қошундикиләргә һуҗум қилғидәк дәриҗигә йәтти, самавий қошундикиләрдин вә юлтузлардин бир мунчисини йәргә ташлап, уларниң үстигә дәссиди
11 И нарасте дори до поглавара тој војсци, и узе Му свагдашњу жртву, и свети стан Његов обори.
(у толиму мәғрурлинип, һәтта самавий қошунниң Сәрдари билән тәң болмақчи болуп, ибадәтханида Сәрдарға атап күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурди, һәмдә Сәрдарниң ибадәтханисидики «муқәддәс җай»ни вәйран қиливәтти.
12 И војска би дана у отпад од жртве свагдашње, и обори истину на земљу, и шта чињаше напредоваше му.
Асийлиқ түпәйлидин Худаниң хәлқи вә күндилик қурбанлиқ чоң мүңгүзгә тапшурулиду). У һәқиқәтни аяқ асти қилиду; униң барлиқ ишлири наһайити оңушлуқ болди.
13 Тада чух једног свеца где говораше; и један светац рече некоме који говораше: Докле ће трајати та утвара за свагдашњу жртву и за отпад пустошни да се гази светиња и војска?
Кәйнидин, бир муқәддәс [пәриштиниң] сөз қилғанлиғини аңлидим, шуниң билән йәнә бир муқәддәс [пәриштә] сөз қилған [пәриштидин]: — Ғайипанә аламәттә көрүнгән бу вақиәләр, йәни «вәйран қилғучи» асийлиқ, күндилик қурбанлиқниң әмәлдин қалдурулуши, һәмдә муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң һәм Худаниң хәлқиниң аяқ асти қилиниши қанчилик вақит давамлишиду? — дәп сориғанлиғини аңлидим.
14 И рече ми: До две хиљаде и три стотине дана и ноћи; онда ће се светиња очистити.
Һелиқи пәриштә маңа җававән: — Бу ишлар икки миң үч йүз кечә-күндүз давамлишиду. Бу мәзгилдин кейин муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай» пакизлинип әслигә кәлтүрүлиду, — деди.
15 А кад видех ја Данило ову утвару, и заисках да разумем, гле, стаде преда ме као човек.
Бу ғайипанә көрүнүшни көргәндин кейин, мәнки Даниял униң мәнасини ойлаватқинимда, мана, алдимда адәмниң қияпитидә бириси пәйда болуп өрә турди.
16 И чух глас човечији насред Улаја, који повика и рече: Гаврило, кажи овоме утвару.
Улай өстиңиниң оттурисидин: — Әй Җәбраил, бу адәмгә ғайипанә аламәтни чүшәндүрүп бәр, — дегән бир адәмниң күчлүк авазини аңлидим.
17 И дође где ја стајах; и кад дође уплаших се, и падох на лице своје; а он ми рече: Пази, сине човечији, јер је ова утвара за последње време.
[Җәбраил] йенимға кәлди. Кәлгәндә, мән наһайити қорқуп кетип йәргә жиқилип дүм чүштүм. У маңа: — Әй инсан оғли, сән шуни чүшинишиң керәкки, бу ғайипанә аламәт ахир заман тоғрисидидур, — деди.
18 А док ми он говораше, ја бејах изван себе лежећи ничице на земљи; а он ме се дотаче, и исправи ме, те стадох.
У гәп қиливатқанда мән беһош һалда йәрдә дүм ятаттим. Лекин у маңа шундақ бир йеник тегипла мени турғузди вә маңа мундақ деди: —
19 И рече: Ево, ја ћу ти казати шта ће бити на крају гнева; јер ће у одређено време бити крај.
«Мән һазир саңа [Худаниң] ғәзиви кәлгән мәзгилдә кейинки ишларниң қандақ болидиғанлиғини көрситип берәй. Чүнки бу ғайипанә аламәт заманларниң бекитилгән ахирқи нуқтиси тоғрисидидур.
20 Ован што си га видео, који има два рога, то су цареви мидски и персијски.
Сән көргән икки мүңгүзлүк қочқар Медиа билән Парс падишалирини көрситиду.
21 А руњави је јарац цар грчки; и велики рог што му беше међу очима, то је први цар.
Явайи текә болса Гретсийә падишалиғи болуп, көзиниң оттурисидки көзгә көрүнәрлик мүңгүз болса, униң биринчи падишасидур.
22 А шта се он сломи, и место њега нарастоше четири, то су четири царства, која ће настати иза тог народа, али не његовом силом.
У мүңгүз сунуп кәткәндин кейин орнидин өсүп чиққан һелиқи төрт мүңгүз бу әлниң төрт падишалиққа бөлүнидиғанлиғини көрситиду. Бирақ уларниң күчи биринчи падишалиққа йәтмәйду.
23 А на крају царовања њиховог, кад безаконици наврше меру, настаће цар бестидан и лукав.
Бу падишалиқларниң ахирқи мәзгилидә, асийлиқ қилғучиларниң гунайи тошуши билән толиму номуссиз, чигиш мәсилиләрни бир тәрәп қилалайдиған бир падиша мәйданға чиқиду.
24 Сила ће му бити јака, али не од његове јачине, и чудесно ће пустошити, и биће срећан и свршиваће, и губиће силне и народ свети.
Униң күчи хелә зор болиду, лекин әмәлийәттә бу күч өзлүгидин чиқмайду; у мисли көрүлмигән вәйранчилиқни кәлтүрүп чиқириду. Униң ишлири җәзмән оңушлуқ болуп, немини халиса шуни қилалайду. У күчлүкләрни вә [Худаниң] муқәддәс мөмин хәлқини йоқитиду.
25 И лукавством његовим напредоваће превара у његовој руци, и подигнуће се у срцу свом, и у миру ће погубити многе, и устаће на Кнеза над кнезовима, али ће се потрти без руке.
Өз устатлиғи билән униң назарити астида һәр қандақ һейлә-микирлик хелә ронақ тапиду. У көңлидә тәкәббурлишип өзини чоң тутиду; башқиларниң өзлирини бехәтәр һес қилған вақтидин пайдилинип туюқсиз зәрб қилип нурғун кишиләрни һалак қилиду; у һәтта очуқтин очуқ «Әмирләрниң Әмри»гә қарши чиқиду. Лекин у ахирда инсанларниң қолисиз һалак қилиниду.
26 А речена утвара о дану и ноћи истина је; зато ти запечати утвару, јер је за много времена.
Саңа аян қилинған, ахшамдин әтигәнгичә давамлашқан бу ғайипанә аламәт әмәлгә ашмай қалмайду. Лекин сән уни вақтинчә мәхпий тут. Чүнки у көп күнләр кейинки кәлгүси һәққидидур».
27 Тада ја Данило занемогох, и боловах неко време; после устах и врших послове цареве; и чудих се утвари, али нико не дозна.
Мәнки Даниял мағдурумдин қелип, бир нәччә күн ағрип йетип қалдим. Кейин орнумдин туруп йәнила падишаниң ишлирида болдум. Лекин бу ғайипанә аламәт көңлүмни паракәндә қиливәткән еди. Униң мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди.

< Књига пророка Данила 8 >