< Књига пророка Данила 4 >

1 Цар Навуходоносор свим народима, племенима и језицима што су по свој земљи, мир да вам се умножи.
«Мәнки падиша Небоқаднәсардин йәр йүзидики һәр бир әл-жутқа, һәр қайси таипиләргә, һәр хил тилларда сөзлишидиған қовмларға аман-есәнлик ешип-тешип турғай!
2 Свиде ми се да објавим знаке и чудеса што ми учини Бог Вишњи.
Һәммидин Алий Худа маңа көрсәткән аламәтләрни вә карамәтләрни җакалашни лайиқ таптим.
3 Знаци Његови како су велики! И чудеса Његова како су силна! Царство је Његово царство вечно, и власт Његова од колена до колена.
Униң көрсәткән мөҗизилик аламәтлири немидегән улуқ! Униң карамәтлири немәдегән қалтис! Униң падишалиғи пүтмәс-түгимәстүр, Униң һакимлиғи дәвирдин-дәвиргичә давамлишиду!
4 Ја Навуходоносор бејах миран у кући својој и цветах у двору свом.
Мәнки Небоқаднәсар өйүмдә бихараман олтарғинимда, ордамда баяшат турмуш көчүриватқинимда,
5 Усних сан, који ме уплаши, и мисли на постељи мојој и утваре главе моје узнемирише ме.
мени интайин қорқитивәткән бир чүшни көрдүм, орнумда ятқинимда бешимдики ойлар вә калламдики ғайипанә аламәтләр мени алақзадә қилди.
6 И заповедих да се доведу преда ме сви мудраци вавилонски да ми кажу шта значи сан.
Бабилдики барлиқ данишмәнләрни алдимға чақиришқа пәрман берип, уларниң чүшүмгә тәбир беришини буйрудим.
7 Тада дођоше врачари, звездари, Халдеји и гатари, и приповедих им сан, али ми не могоше казати шта значи.
Шуниң билән барлиқ рәмчи-палчи, пир-устаз, калдийләр вә мунәҗҗимлар келишти. Мән чүшүмни ейтип бәрдим, лекин улар маңа тәбирини берәлмиди.
8 Најпосле дође преда ме Данило, који се зове Валтасар по имену бога мог, и у коме је дух светих богова, и приповедих му сан.
Лекин ахирда Даниял кирди (униң йәнә бир исми Бәлтәшасар болуп, мениң илаһимниң намиға асасән қоюлған). Муқәддәс илаһларниң роһи униңда екән. Мән чүшүмни ейтип, униңға:
9 Валтасаре, поглаваре врачима, знам да је дух светих богова у теби и никаква тајна није ти тешка; кажи сан мој што сам снио и шта значи.
— Әй палчиларниң башлиғи Бәлтәшасар, муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екәнлигини, саңа һеч қандақ сир тәс кәлмәйдиғанлиғини билдим, шуңа мениң көргән чүшүмдики ғайипанә аламәтләрни чүшәндүргәйсән, шундақла униңға тәбир бәргәйсән, — дедим.
10 А утвара главе моје на постељи мојој беше: Видех, гле, дрво усред земље, и висина му велика.
— Мән орнумда ятқинимда калламда мундақ ғайипанә аламәтләрни көрдүм: Мана, йәр йүзиниң оттурисида бир түп дәрәқ бар екән; у толиму егизмиш.
11 Дрво беше велико и јако, и висина му досезаше до неба, и виђаше се до краја све земље.
У барғансери чоң һәм мәзмут өсүп, асманға тақишипту, у дунияниң чәтлиригиму көрүнидикән.
12 Лишће му беше лепо и род обилат, и на њему беше хране свему, зверје пољско одмараше се у хладу његовом, и на гранама његовим становаху птице небеске, и од њега се храњаше свако тело.
Униң йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол екән. Униңда пүткүл дунияға йәткидәк озуқ бар екән. Униң астида даладики һайванлар сайидашидикән, шахлирида асмандики учар-қанатлар макан қилидикән; мевисидин барлиқ әт егилириму озуқлинидикән.
13 Видех у утварама главе своје на постељи својој, и гле, Стражар и Светац сиђе с неба.
Орнумда йетип, калламда көргән ғайипанә аламәтләрни көрүватимән, мана, асмандин бир күзәтчи муәккәл, йәни муқәддәс бир пәриштә чүшүп,
14 Повика јако и рече овако: Посеците дрво, и окрешите му гране, покидајте му лишће и разметните му род; нека побегну звери испод њега и птице с грана његових.
мундақ җакалиди: — «Дәрәқни кесип, шахлирини қирқип, йопурмақлирини вә мевилирини қеқип чүшүрүп чечиветиңлар. Дәрәқ түвидики явайи һайванлар униңдин жирақлашсун, униң шахлиридики қушлар тезип кәтсун.
15 Али пањ са жилама оставите му у земљи, у оковима гвозденим и бронзаним у трави пољској, нека га кваси роса небеска и део да му је са зверјем од траве земаљске.
Йәрдә пәқәт көтүгинила йилтизи билән, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. Униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун.
16 Срце човечје нека му се промени, и срце животињско нека му се да, и седам времена нека прође преко њега.
Адәмий әқлидин мәһрум қилинип, униңға явайи һайванларниң әқли берилсун, шундақла шу һаләттә «йәттә вақит» турсун.
17 То су одредили стражари и изрекли свети да би познали живи да Вишњи влада царством људским, и даје га коме хоће, и поставља над њим најнижег између људи.
Дуниядики җан егилири Һәммидин Алий Болғучиниң инсанларниң падишалиғиниң һәммисини идарә қилидиғанлиғи, шундақла униң падишалиқ һоқуқини өзи таллиған киши (мәйли у һеч немигә әрзимәс адәм болсиму)гә беридиғанлиғини билсун дәп, бу һөкүм қариғучи муәккәлләрниң пәрмани билән, йәни муқәддәс пәриштиләрниң қарар буйруғи билән бәлгүләнгәндур».
18 Тај сан сних ја, цар Навуходоносор; а ти, Валтасаре, кажи шта значи, јер ниједан мудрац у царству мом не може да ми каже шта значи; а ти можеш, јер је у теби дух светих богова.
— Мән падиша Небоғаднәсар мана шундақ чөшни көрдум. Әй Бәлтәшасар, чүшүмгә тәбир бәргәйсән. Падишаһлиғимдики данишмәнләр ичидә мән үчүн буниңға тәбир берәләйдиған бирму адәм чиқмиди. Лекин сән тәбир берәләйсән, чүнки әң муқәддәс илаһларниң роһи сәндә екән.
19 Тада Данило, који се зваше Валтасар, оста у чуду за један сат, и мисли га узнемираваху. А цар проговори и рече: Валтасаре, сан и значење му да те не узнемирује. А Валтасар одговори и рече: Господару мој, сан да буде твојим ненавидницима, и значење његово непријатељима твојим.
Шуниң билән Бәлтәшасар дәпму аталған Даниял бир һаза һәйранлиқта алақзадә болди вә чүш тоғрисида ойлап толиму беарам болди. Падишаһ: — Әй Бәлтәшасар, бу чүш вә униң тәбири сени алақзадә қилмисун, — деди. Бәлтәшасар җававән: — И алийлири, бу чүш силидин нәпрәтләнгәнләргә болсун, униң тәбири өзлиригә әмәс, дүшмәнлиригә чүшкәй!
20 Дрво што си видео, велико и јако, коме висина досезаше до неба и које се виђаше по свој земљи,
Барғансери өсүп мәзмут болған, егизлиги асманға тақишидиған, пүткүл дунияға көрүнидиған, йопурмақлири чирайлиқ, мевиси интайин мол болған, пүткүл дунияға йәткидәк озуқ болидиған, сайисида явайи һайванлар туридиған, шахлирида учар қушлар макан қилидиған дәрәқ болса, йәни сән көргән дәрәқ — дәл өзлиридур, и алийлири! — Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди.
21 Коме лишће беше лепо и род обилан, и на коме беше хране свему, под којим становаше зверје пољско и на гранама му сеђаху птице небеске,
22 То си ти, царе, који си велик и силан, и величина је твоја висока и досеже до неба и власт твоја до крајева земаљских.
— Чүнки сили чоң вә мәзмут өстила; силиниң һәйвәтлири ешип пәләккә йәтти; һөкүмранлиқлири йәр йүзиниң чәтлиригә йетип барди.
23 А што цар виде Стражара и Свеца где силажаше с неба и говораше: Посеците дрво и потрите га, али му пањ са жилама оставите у земљи у оковима гвозденим и бронзаним у трави пољској, да га кваси роса небеска, и са зверјем пољским нека му је део докле седам времена прође преко њега,
Алийлири қарап турған вақитлирида асмандин бир қариғучи, йәни бир муқәддәс пәриштә чүшүп: «Бу дәрәқни кесип, харап қилиңлар. Халбуки, йәрдә көтүгинила йилтизи билән қалдурурп, мис вә төмүр билән чәмбәрләп, юмран от-чөпләр билән биллә далада қалдуруңлар. У асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп турсун. «Йәттә вақит» бешидин өткичә униң несивиси от-чөп йәйдиған явайи һайванлар билән биллә болсун, — дәпту.
24 Ово значи, царе, и ово је наредба Вишњег која ће се извршити на мом господару цару:
— И алийлири, чүшлириниң мәнаси мана шу — Булар болса Һәммидин Алий Болғучиниң пәрмани билән ғоҗам падишаниң бешиға чүшидиған ишлар —
25 Бићеш прогнан између људи, и са зверима ћеш пољским живети, и храниће те травом као говеда, и роса ће те небеска квасити, и седам ће времена проћи преко тебе докле познаш да Вишњи влада царством људским и даје га коме хоће.
Өзлири кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә яшайдила, калилардәк от-чөп билән озуқландурулидила, далада асмандики шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп туридила. Таки сили Һәммидин Алий Болғучиниң пүткүл инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә, йәттә вақит башлиридин өтиду.
26 А што се рече да се остави пањ са жилама од дрвета, царство ће ти остати, кад познаш да небеса владају.
«Дәрәқниң көтигини йилтизи билән йәрдә қалдуруңлар» дәп буйрулған екән, өзлири әршләрниң һәммини идарә қилидиғаннлиғини билип йәткәндин кейин падишалиқлири өзлиригә қайтурулиду.
27 Зато, царе, да ти је угодан мој савет, опрости се греха својих правдом, и безакоња својих милошћу према невољнима, е да би ти се продужио мир.
Шуңа и алийлири, мениң нәсиһитим силигә лайиқ көрүлгәй, гуналиридин қол үзгәйла, ишта һәққаний болғайла, қәбиһликлиридин тохтап кәмбәғәлләргә рәһимдиллик қилғайла. Шундақ қилғандила бәлким давамлиқ гүлләп яшнимамдила?
28 Све ово дође на цара Навуходоносора.
Бу ишларниң һәммиси падиша Небоқаднәсарниң бешиға чүшти.
29 После дванаест месеци ходаше по царском двору у Вавилону.
Он икки айдин кейин, у Бабилдики падишалиқ ордисиниң өгүзидә сәйлә қиливетип:
30 И проговори цар и рече: Није ли то Вавилон велики што га ја сазидах јаком силом својом да је столица царска, и слава величанству мом?
— Қараңлар, мән өз иззитим вә шан-шөһритим намайән қилинсун дәп, шаһанә ордамниң җайлишиши үчүн зор күчүм билән ясиған һәйвәтлик Бабил шәһири мошу әмәсму? — деди.
31 Те речи још беху у устима цару, а глас дође с неба: Теби се говори, царе Навуходоносоре: Царство се узе од тебе.
Униң сөзи ағзидин техи үзүлмәйла, асмандин бир аваз чүшүп: — Әй падиша Небоқаднәсар, бу сөз саңа кәлди: Падишаһлиқ сәндин елинди.
32 И бићеш прогнан између људи, и живећеш са зверјем пољским, храниће те травом као говеда, и седам ће времена проћи преко тебе докле познаш да Вишњи влада царством људским и даје га коме хоће.
Сән кишиләр арисидин һайдиветилип, явайи һайванлар билән биллә макан қилисән вә калилардәк от-чөп йәйсән; сән Һәммидин Алий Болғучиниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә Униң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә тутқузидиғанлиғини билип йәткичә йәттә вақит бешиңдин өтүп кетиду — дейилди.
33 У тај час испуни се та реч на Навуходоносору; и би прогнан између људи и једе траву као говеда, и роса небеска кваси му тело да му нарастоше длаке као пера у орла и нокти као у птица.
Бу сөз Небоқаднәсарда шуан әмәлгә ашти. У кишиләр арисидин һайдиветилип, калилардәк от-чөп йәп, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти. Униң чачлири бүркүтниң пәйлиридәк, тирнақлири қушниң тирнақлиридәк өсүп кәтти.
34 Али после тог времена ја Навуходоносор подигох очи своје к небу, и ум мој врати ми се, и благослових Вишњег, и хвалих и славих Оног који живи довека, чија је власт власт вечна и чије је царство од колена до колена.
Әнди шу күнләр тошқанда, мән Небоқаднәсар асманға көз тикип қаривидим, әқил-һошум әслигә кәлди. Мән Һәммидин Алий Болғучиға һәмдусана ейтип, Мәңгү Һаят Турғучини мәдһийиләп, һөрмәт әйлидим. Униң һакимлиғи мәңгүлүк һакимлиқтур; Униң падишалиғи әвлаттин-әвлатқидур.
35 И сви становници земаљски ништа нису према Њему, и ради шта хоће с војском небеском и са становницима земаљским, и нема никога да би Му руку зауставио и рекао Му: Шта радиш?
Униң алдида йәр йүзидики барлиқ инсанлар һеч немә һесапланмайду; Әрштики қошунлар вә зиминдики инсанлар арисида У немә қилишни халиса шуни қилиду; Униң қолини ким тосалисун яки Униңдин «Немә қилисән?» дәп сорашқа җүръәт қилалисун?
36 У то време ум мој врати ми се, и на слави царства мог врати ми се величанство моје и светлост моја; и дворани моји и кнезови моји потражише ме, и утврдих се у царству свом, и дода ми се више величанства.
Шуанла әқил-һошум әслигә кәлди; падишалиғимниң шан-шәриви, иззитим, падишалиқ һәйвәмму әслигә кәлтүрүлди. Мәслиһәтчи вәзирлирим вә әмир-есилзадилирим мени издәп кәлди. Падишаһлиғим мустәһләмләнди; бурунқидинму зор һәйвигә йеңибаштин егә болдум.
37 Сада ја Навуходоносор хвалим, узвишујем и славим цара небеског, чија су сва дела истина и чији су путеви праведни и који може оборити оне који ходе поносито.
Әнди мәнки Небоқаднәсар әрштики Падишаһға һәмдусана оқуймән, Уни техиму улуқлаймән вә Уни иззәтләймән: — Униң қилғанлири һәқтур, Униң йоллири тоғридур; Униң тәкәббурлуқ йолида маңғанларниң һәйвисини чүшүрүш қудрити бардур!».

< Књига пророка Данила 4 >