< Дела апостолска 14 >

1 У Иконији пак догоди се да они заједно уђоше о зборницу јеврејску, и говораху тако да верова велико мноштво Јевреја и Грка.
Коня шәһиридә шундақ болдики, Павлус билән Барнабас Йәһудийларниң синагогиға киргәндә, җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди
2 А Јевреји који не вероваху подбунише и раздражише душе незнабожаца на браћу.
(һалбуки, ишәнмигән Йәһудийлар [ят] әлликләрниң көңүллирини зәһәрләп, уларни қериндашларға қарши турушқа қутратти).
3 Али они осташе доста времена говорећи слободно у Господу који сведочаше реч благодати своје и даваше те се твораху знаци и чудеса рукама њиховим.
Шуңа [Павлус билән Барнабас] у йәрдә хелә узун туруп, Рәбгә тайинип жүрәклик һалда [хуш хәвәрни] җакалиди; Рәб уларниң қоллири билән мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип өз меһри-шәпқитиниң сөз-каламиға гувалиқ бәрди.
4 А мноштво градско раздели се, и једни беху с Јеврејима, а једни с апостолима.
Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип, бәзилири Йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса расуллар тәрәптә турди.
5 А кад навалише и незнабошци и Јевреји са својим поглаварима да им досаде и камењем да их побију,
Ахирда, бир қисим ят әлликләр билән Йәһудийлар арисида (өз башлиқлири билән бирликтә) расулларни қийнап, чалма-кесәк қилиш қутратқулуғи баш көтәрди.
6 Они дознавши побегоше у градове ликаонске, у Листру и у Дерву и у околину њихову.
Лекин улар бу иштин хәвәр тепип, шу йәрдин қечип Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәмдә әтраптики жутларға қарап маңди. Улар шу йәрләрдә хуш хәвәрни давамлиқ җакалавәрди.
7 И онамо проповедаху јеванђеље.
8 И један човек у Листри сеђаше немоћан у ногама, и беше хром од утробе матаре своје, и не беше никад ходио.
Шу чағда, Листра шәһиридә путлирида мағдури йоқ, һеч меңип бақмиған бир туғма паләч олтиратти.
9 Овај слушаше Павла где говори. Павле погледавши на њ и видевши да верује да ће оздравити,
Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип,
10 Рече великим гласом: Теби говорим у име Господа Исуса Христа, устани на своје ноге управо. И скочи, и хођаше.
жуқури аваз билән: — Орнуңдин дәс тур! — деди. Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди.
11 А кад виде народ шта учини Павле, подигоше глас свој говорећи ликаонски: Богови начинише се као људи, и сиђоше к нама.
Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән: — Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти.
12 И називаху Варнаву Јупитером, а Павла Меркуријем, јер он управљаше речју.
Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти.
13 А свештеник Јупитера који беше пред градом њиховим доведе јунце, и донесе венце пред врата, и с народом хтеде да приноси жртву.
Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу [бутханидики] каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди.
14 А кад чуше апостоли, Варнава и Павле, раздреше хаљине своје, и скочише међу народ вичући и говорећи:
Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди:
15 Људи! Шта то чините? И ми смо као и ви смртни људи, који вам проповедамо јеванђеље да се од ових лажних ствари обратите к Богу Живом, који створи небо и земљу и море и све што је у њима;
— Халайиқ, бу ишларни немә дәп қиливатисиләр?! Биз силәргә охшаш һессияттики инсанлармиз! Биз силәргә бу әрзимәс нәрсиләрни ташлап, асман-зимин, деңиз-океан вә улардики барлиқ мәхлуқларни Яратқучи һаят Худағила ибадәт қилишиңлар керәк дәп җакалаватимиз!
16 Који у прошавшим нараштајима беше пустио све народе да иду својим путевима:
Бурунқи дәвирләрдә, у һәр қайси әлләрни өз йоллирида меңишқа йол қойған.
17 И опет не остави себе непосведоченог, чинећи добро, дајући нам с неба дажд и године родне, пунећи срца наша јелом и весељем.
Шундақ болсиму, У Өзини испатлайдиған гувалиқни қалдурмиған әмәс. Чүнки У һемишә силәргә шапаәт көрситип, ямғурни өз вақтида әрштин яғдуруп мол һосул ата қилип, аш-тамақ билән силәрни тойғузуп, қәлбиңларни хошаллиққа чөмдүрүп кәлди.
18 И ово говорећи једва уставише народ да им не приносе жртве, него да иде сваки својој кући. А док они живљаху онде и учаху,
Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди.
19 Дођоше из Антиохије и из Иконије некакви Јевреји, и кад се они препираху слободно, подговорише народ да их одустану, говорећи да ништа право не говоре, него све лажу. И подговоривши народ засуше Павла камењем и извукоше га из града мислећи да је мртав.
Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти.
20 А кад га опколише ученици његови, устаде и уђе у град, и сутрадан изиђе с Варнавом у Дерву.
Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
21 И проповедивши јеванђеље граду оном и научивши многе вратише се у Листру и Иконију и Антиохију.
Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни [Мәсиһгә] мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
22 Утврђујући душе ученика и саветујући их да остану у вери, и да нам кроз многе невоље ваља ући у царство Божје.
Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишалиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.
23 И поставивши им старешине по свим црквама, и помоливши се Богу с постом, предадоше их Господу кога вероваше.
Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди.
24 И прошавши Писидију дођоше у Памфилију.
Иккилән Писидийә районидин өтүп Памфилийә өлкисигә кәлди.
25 И говоривши реч Господњу у Перзи сиђоше у Аталију.
Улар Пәргә шәһиридә сөз-каламни йәткүзгәндин кейин, Атталя шәһиригә барди.
26 И оданде отпловише у Антиохију, одакле беху предани благодати Божјој на дело које свршише.
Андин у йәрдин кемигә чиқип, [Сурийәдики] Антакяға қарап кәтти. Улар әслидә шу йәрдә өзлири һазир тамамлиған бу вәзипини ада қилишқа [җамаәттикиләр тәрипидин] Худаниң меһри-шәпқитигә тапшурулған еди.
27 А кад дођоше и сабраше цркву, казаше све шта учини Бог с њима, и како отвори незнабошцима врата вере.
Қайтип кәлгәндә, улар җамаәтни бир йәргә җәм қилғанда, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қилған барлиқ әмәллирини, шундақла Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди.
28 И осташе онде не мало времена с ученицима.
Улар у йәрдә мухлислар билән биллә узун мәзгил турди.

< Дела апостолска 14 >