< Psalmi 72 >

1 Bože, daj caru sud svoj, i pravdu svoju sinu carevu:
Сулайман үчүн: — И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.
2 On æe suditi narodu tvojemu po pravdi, i nevoljnicima tvojim po pravici.
Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
3 Rodiæe narodu gore mirom, i humovi pravdom.
Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4 On æe suditi nevoljnima u narodu, pomoæi æe sinovima ništega, i nasilnika æe oboriti,
Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду.
5 Bojaæe se tebe dok je sunca i mjeseca, od koljena do koljena.
Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.
6 Siæi æe kao dažd na pokošenu livadu, kao kaplje koje porašaju zemlju.
У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7 Procvjetaæe u dane njegove pravednik i svuda mir dokle teèe mjeseca.
Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8 Vladaæe od mora do mora, i od rijeke do krajeva zemaljskih.
У деңиздин-деңизларғичә, [Әфрат] дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
9 Pred njim æe popadati divljaci, i neprijatelji njegovi prah æe lizati.
Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10 Carevi Tarsiski i ostrvljani donijeæe dare, carevi Šavski i Savski daæe danak.
Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду.
11 Klanjaæe mu se svi carevi, svi narodi biæe mu pokorni.
Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12 Jer æe izbaviti ubogoga koji cvili i nevoljnoga koji nema pomoænika.
Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13 Biæe milostiv ništemu i ubogom, i duše æe jadnima spasti.
У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14 Od prijevare i nasilja iskupiæe duše njihove, i skupa æe biti krv njihova pred oèima njegovima.
Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15 Oni æe dobro živjeti, i donijeæe mu zlato iz Šave; i svagda æe se moliti za njega, i svaki æe ga dan blagosiljati.
[Падишаһ] яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16 Biæe pšenice na zemlji izobila; po vrhovima gorskim lelijaæe se klasje njezino kao Livanska šuma, i po gradovima cvjetaæe ljudi kao trava na zemlji.
Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. [Миғ-миғ] чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17 Ime æe njegovo biti uvijek; dokle teèe sunca, ime æe njegovo rasti. Blagosloviæe se u njemu, svi æe ga narodi zvati blaženim.
Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.
18 Blagosloven Gospod Bog, Bog Izrailjev, koji jedan èini èudesa!
Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур!
19 I blagosloveno slavno ime njegovo uvijek! slave njegove napuniæe se sva zemlja. Amin i amin.
Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин!
20 Svršiše se molitve Davida, sina Jesejeva.
Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди.

< Psalmi 72 >