< 1 Samuelova 10 >

1 Tada Samuilo uze uljanicu, i izli mu ulje na glavu, pa ga cjelova, i reèe mu: eto, nije li te pomazao Gospod nad našljedstvom svojim da mu budeš voð?
Самуил бир май комзикини елип униң бешиға төкүп уни сөйүп мундақ деди: — «Мана бу, Пәрвәрдигарниң сени Өз мирасиға әмир болушқа мәсиһ қилғини әмәсму?
2 Kad otideš danas od mene, naæi æeš dva èovjeka kod groba Rahiljina u kraju Venijaminovu u Selsi, koji æe ti reæi: našle su se magarice, koje si pošao da tražiš, i evo otac tvoj ne mareæi za magarice zabrinuo se za vas govoreæi: šta æu èiniti poradi sina svojega?
Сән бүгүн мәндин айрилғандин кейин Бинямин зимининиң чегарисидики Зәлзаһға йетип барғиниңда Раһиләниң қәбриниң йенида саңа икки киши учрайду; улар саңа: «Сән издәп барған ешәкләр тепилди, вә мана, атаң ешәкләрдин ғәм қилмай, бәлки силәр үчүн: Оғлумни қандақ қилип тапармән, дәп әнсиримәктә» дәп ейтиду.
3 I otišavši odande dalje kad doðeš u ravnicu Tavorsku, srešæe te ondje tri èovjeka iduæi k Bogu u Vetilj, noseæi jedan tri jareta, a drugi noseæi tri hljeba, a treæi noseæi mješinu vina.
Сән у йәрдин меңип, Табордики дуб дәриғигә йәткәндә Пәрвәрдигарниң алдиға бериш үчүн Бәйт-Әлгә чиқип кетиватқан үч кишигә учрайсән. Улардин бири үч оғлақ, бири үч нан вә йәнә бири бир тулум шарапни көтирип келиду.
4 Pa æe te upitati za zdravlje, i daæe ti dva hljeba, koje primi iz ruku njihovijeh.
— Улар саңа салам қилип икки нанни суниду; сән бәргинини қоллиридин алғин.
5 Potom æeš doæi na hum Božji, gdje je straža Filistejska, i kad uðeš u grad, srešæe te gomila proroka slazeæi s gore, a pred njima psaltiri i bubnji i svirale i gusle; i oni æe prorokovati.
Андин сән «Худаға [аталған] Гибеаһ шәһәригә барисән (у йәрдә Филистийләрниң бир ләшкәргаһи бар); сән шу шәһәргә кәлсәң чилтар, тәмбур, нәй вә лириларни көтирип жуқури җайидин чүшкән бир бөләк пәйғәмбәрләр саңа учрайду. Улар бешарәтлик сөзләрни қилиду.
6 I siæi æe na te duh Gospodnji, te æeš prorokovati s njima, i postaæeš drugi èovjek.
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Роһи сениң вуҗудуңға чүшиду, сән улар билән бирликтә бешарәтлик сөзләрни қилисән вә йеңи бир адәм болисән.
7 I kad ti doðu ti znaci, èini što ti doðe na ruku, jer je Bog s tobom.
Мошу аламәтләр саңа кәлгәндә, қолуңдин немә кәлсә шуни қилғин. Чүнки Худа сән билән биллидур.
8 Potom æeš otiæi prije mene u Galgal, i gle, ja æu doæi k tebi da prinesem žrtve paljenice i da prinesem žrtve zahvalne. Sedam dana èekaj dokle doðem k tebi i kažem ti šta æeš èiniti.
Андин мәндин илгири Гилгалға чүшүп барисән. Мана, мән һәм йениңға чүшүп көйдүрмә қурбанлиқлар сунуш вә енақ қурбанлиқлар қилиш үчүн келимән. Мән йениңға берип, немә қилишиң керәклигини уқтурмиғичә, мени йәттә күн сақлап турғин».
9 I kad se okrete da ide od Samuila, Bog mu dade drugo srce; i svi se oni znaci zbiše onaj dan.
Вә шундақ болдики, у бурулуп Самуилдин айрилғанда Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди; вә бу аламәтләрниң һәммиси әшу күни әмәлдә көрситилди.
10 I kad doðoše na hum, gle, srete ga gomila proroka, i doðe na nj duh Božji, i prorokova meðu njima.
Улар Гибеаһға йетип кәлгәндә мана, бир бөләк пәйғәмбәрләр униңға учриди; Худаниң Роһи униң вуҗудиға чүшти, буниң билән у уларниң арисида бешарәт қилишқа башлиди.
11 I kad ga vidješe svi koji ga poznavahu od preðe gdje prorokuje s prorocima, rekoše jedan drugome: šta to bi od sina Kisova? eda li je i Saul meðu prorocima?
Уни илгири тонуйдиғанларниң һәммиси униң пәйғәмбәрләрниң арисида бешарәт қилғинини көргәндә улар бир-биригә: — Кишниң оғлиға немә бопту? Саулму пәйғәмбәрләрдин бири болдиму немә? — дейишти.
12 A jedan odande odgovori i reèe: ko li im je otac? Otuda posta prièa: eda li je i Saul meðu prorocima?
Амма йәрлик бир адәм: — Буларниң атилири кимләр? — деди. Шуниң билән: «Саулму пәйғәмбәрләрниң биримиду?» дәйдиған гәп пәйда болди.
13 I prestavši prorokovati doðe na goru.
Әнди Саул бешарәтлик сөзләрни қилип болуп, жуқури җайға чиқип кәтти.
14 A stric Saulov reèe njemu i momku njegovu: kuda ste išli? A on odgovori: da tražimo magarice; i kad vidjesmo da ih nigdje nema, otidosmo k Samuilu.
Саулниң тағиси униңдин вә униң хизмәткаридин: — Нәгә берип кәлдиңлар? дәп сориди. У: — Ешәкләрни издигили чиқтуқ; лекин уларни тапалмай Самуилниң қешиға бардуқ, деди.
15 A stric Saulov reèe: kaži mi šta vam je rekao Samuilo?
Саулниң тағиси: — Самуилниң силәргә немә дегинини маңа ейтип бәргинә, деди.
16 A Saul reèe stricu svojemu: kazao nam je da su se našle magarice. Ali mu ne reèe za carstvo što mu je kazao Samuilo.
Саул тағисиға: — У җәзм билән бизгә ешәкләр тепилди, дәп хәвәр бәрди, деди. Лекин Самуилниң падишалиқ иши тоғрилиқ ейтқан сөзини униңға дәп бәрмиди.
17 A Samuilo sazva narod u Mispu ka Gospodu.
Самуил әнди хәлиқни Пәрвәрдигарниң алдиға җәм болуңлар дәп, Мизпаһқа чақирди.
18 I reèe sinovima Izrailjevijem: ovako veli Gospod Bog Izrailjev: ja izvedoh Izrailja iz Misira, i izbavih vas iz ruku Misirskih i iz ruku svijeh carstava koja vas muèahu.
У Исраилға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән силәр Исраилни Мисирдин чиқирип мисирлиқларниң қолидин азат қилип, силәргә зулум қилған һәммә падишалиқларниң қолидин қутқуздум.
19 A vi danas odbaciste Boga svojega, koji vas sam izbavlja od svijeh zala vaših i nevolja vaših, i rekoste mu: postavi cara nad nama. Sada dakle stanite pred Gospodom po plemenima svojim i po tisuæama svojim.
Лекин бүгүнки күндә силәрни бешиңларға чүшкән барлиқ балаю-апәтләрдин вә барлиқ мушәққәтләрдин қутқузғучи Худайиңлардин ваз кечип униңға: «Яқ. Үстимизгә бир падиша бекитип бәргәйсән» — дедиңлар. Әнди өзүңларни қәбиләңлар бойичә, җәмәтиңлар бойичә Пәрвәрдигарниң алдиға һазир қилиңлар» — деди.
20 I privede Samuilo sva plemena Izrailjeva, i pade na pleme Venijaminovo.
Шуниң билән Самуил Исраилниң һәммә қәбилилирини алдиға җәм қилип, чәк ташливиди, чәк Бинямин қәбилисигә чиқти.
21 Potom privede pleme Venijaminovo po porodicama njegovijem, i pade na porodicu Matrijevu; potom pade na Saula sina Kisova. I tražiše ga, ali se ne naðe.
У Бинямин қәбилисини җәмәт-җәмәтлири бойичә өз алдиға кәлтүрүп чәк ташливиди, чәк Матриниң җәмәтигә чиқти. Андин кейин йәнә чәк ташливиди, Кишниң оғли Саулға чиқти. Улар уни издивиди, амма уни тапалмиди.
22 Tada opet upitaše Gospoda: hoæe li još doæi ovamo taj èovjek? A Gospod reèe: eto sakrio se za prtljagom.
Шуңа улар Пәрвәрдигардин йәнә: — У киши бу йәргә келәмду? — дәп сориди. Пәрвәрдигар җававән: — Мана, у жүк-тақларниң арисиға йошурунивалди, деди.
23 Tada otrèaše, i dovedoše ga odande. I stade usred naroda, i bijaše glavom viši od svega naroda.
Шуңа улар жүгүрүп берип уни шу йәрдин елип кәлди. У хәлиқниң оттурисида турғанда халайиқниң бойи униң мүрисигиму кәлмиди.
24 I reèe Samuilo svemu narodu: vidite li koga je izabrao Gospod da niko nije kao on u svemu narodu? I sav narod povika i reèe: da živi car!
Самуил барлиқ хәлиққә: — Әнди Пәрвәрдигар таллиған кишигә қараңлар! Дәрвәқә барлиқ хәлиқниң ичидә униңға йетидиған бириси йоқтур, деди. Вә хәлиқниң һәммиси: — Падиша яшисун! — дәп товлашти.
25 Tada Samuilo kaza narodu prava carska i napisa u knjigu, i metnu je pred Gospodom. Potom Samuilo raspusti narod da ide svak svojoj kuæi.
Самуил хәлиққә падишалиқ һоқуқ-қанунлирини уқтурди вә уни орам язма қилип йезип чиқип, Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. Андин Самуил һәммә хәлиқни, һәр қайсисини өз өйлиригә қайтурди.
26 I Saul takoðer otide svojoj kuæi u Gavaju, i s njim otidoše vojnici, kojima Bog taknu srca.
Саулму һәм Гибеаһдики өйигә қайтти; көңүллири Худа тәрипидин тәсирләндүрүлгән бир түркүм батур киши униң билән биллә барди.
27 A ljudi nevaljali rekoše: taj li æe nas izbaviti? I prezirahu ga, niti mu donesoše dara. Ali se on uèini kao da nije èuo.
Лекин бир нәччә рәзил киши: — Бу киши қандақму бизни қутқузалисун? — дәп уни кәмситип униңға һеч соғат бәрмиди; амма у аңлимаслиққа салди.

< 1 Samuelova 10 >