< mathiH 22 >

1 anantaraM yIzuH punarapi dRSTAntEna tAn avAdIt,
Әйса уларға йәнә тәмсилләр билән мундақ деди:
2 svargIyarAjyam EtAdRzasya nRpatEH samaM, yO nija putraM vivAhayan sarvvAn nimantritAn AnEtuM dAsEyAn prahitavAn,
Әрш падишалиғи худди өз оғли үчүн той зияпитини тәйярлиған бир падишаға охшайду.
3 kintu tE samAgantuM nESTavantaH|
У чакарлирини той зияпитигә тәклип қилинғанларни чақиришқа әвәтипту, лекин улар келишкә унимапту.
4 tatO rAjA punarapi dAsAnanyAn ityuktvA prESayAmAsa, nimantritAn vadata, pazyata, mama bhEjyamAsAditamAstE, nijavTaSAdipuSTajantUn mArayitvA sarvvaM khAdyadravyamAsAditavAn, yUyaM vivAhamAgacchata|
У йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға тапилап: «Чақирилғанларға: — Мана, мән зияпитимни тәйяр қилдим; мениң топақлирим, бордақ маллирим союлди, һәммә нәрсә тәйяр. Зияпәткә мәрһәмәт қилғай, дәйду, дәп ейтиңлар, — дәпту.
5 tathapi tE tucchIkRtya kEcit nijakSEtraM kEcid vANijyaM prati svasvamArgENa calitavantaH|
Бирақ улар тәкливини етиварға алмай, бириси етизлиғиға кәтсә, йәнә бири содисиға кетипту.
6 anyE lOkAstasya dAsEyAn dhRtvA daurAtmyaM vyavahRtya tAnavadhiSuH|
Қалғанлири болса [падишаниң] чакарлирини тутувелип, хорлап өлтүрүветипту.
7 anantaraM sa nRpatistAM vArttAM zrutvA krudhyan sainyAni prahitya tAn ghAtakAn hatvA tESAM nagaraM dAhayAmAsa|
Падиша буни аңлап қаттиқ ғәзәплинип, әскәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту.
8 tataH sa nijadAsEyAn babhASE, vivAhIyaM bhOjyamAsAditamAstE, kintu nimantritA janA ayOgyAH|
Андин у чакарлириға: «Той зияпити тәйяр болди, лекин чақирилғанлар [меһманлиққа] мунасип кәлмиди.
9 tasmAd yUyaM rAjamArgaM gatvA yAvatO manujAn pazyata, tAvataEva vivAhIyabhOjyAya nimantrayata|
Әнди силәр һәдә йолларға берип, удул кәлгән адәмләрниң һәммисини той зияпитигә тәклип қилиңлар» дәпту.
10 tadA tE dAsEyA rAjamArgaM gatvA bhadrAn abhadrAn vA yAvatO janAn dadRzuH, tAvataEva saMgRhyAnayan; tatO'bhyAgatamanujai rvivAhagRham apUryyata|
Буниң билән чакарлар йолларға чиқип, яхши болсун, яман болсун, удул кәлгәнлиги адәмләрниң һәммисини жиғип әкәпту. Той соруни меһманлар билән лиқ толупту.
11 tadAnIM sa rAjA sarvvAnabhyAgatAn draSTum abhyantaramAgatavAn; tadA tatra vivAhIyavasanahInamEkaM janaM vIkSya taM jagAd,
Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, у йәрдә зияпәт кийими киймигән бир кишини көрүпту.
12 hE mitra, tvaM vivAhIyavasanaM vinA kathamatra praviSTavAn? tEna sa niruttarO babhUva|
Падиша униңдин: «Бурадәр, зияпәт кийими киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши җавап берәлмәй қапту.
13 tadA rAjA nijAnucarAn avadat, Etasya karacaraNAn baddhA yatra rOdanaM dantairdantagharSaNanjca bhavati, tatra vahirbhUtatamisrE taM nikSipata|
Падиша чакарлириға: «Уни пут-қоллиридин бағлап, тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.
14 itthaM bahava AhUtA alpE manObhimatAH|
Чүнки чақирилғанлар көп, лекин талланғанлар аздур.
15 anantaraM phirUzinaH pragatya yathA saMlApEna tam unmAthE pAtayEyustathA mantrayitvA
Буниң билән Пәрисийләр у йәрдин чиқип, қандақ қилип уни өз сөзи билән қапқанқа чүшүрүш һәққидә мәслиһәтләшти.
16 hErOdIyamanujaiH sAkaM nijaziSyagaNEna taM prati kathayAmAsuH, hE gurO, bhavAn satyaH satyamIzvarIyamArgamupadizati, kamapi mAnuSaM nAnurudhyatE, kamapi nApEkSatE ca, tad vayaM jAnImaH|
Улар мухлислирини Һеродниң тәрәпдарлири билән биллә униң йениға әвәтип: — Устаз, силини сәмимий адәм, кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду вә адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмай һеч кимгә ян басмайду, дәп билимиз.
17 ataH kaisarabhUpAya karO'smAkaM dAtavyO na vA? atra bhavatA kiM budhyatE? tad asmAn vadatu|
Қени, қандақ ойлайла? [Рим императори] Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дейишти.
18 tatO yIzustESAM khalatAM vijnjAya kathitavAn, rE kapaTinaH yuyaM kutO mAM parikSadhvE?
Лекин Әйса уларниң рәзил нийитини билип: — Әй сахтипәзләр, мени немишкә синимақчисиләр?
19 tatkaradAnasya mudrAM mAM darzayata| tadAnIM taistasya samIpaM mudrAcaturthabhAga AnItE
Қени, баҗға тапшурулидиған бир тәңгә маңа көрситиңлар, — деди. Улар бир динар пулини әкәлди.
20 sa tAn papraccha, atra kasyEyaM mUrtti rnAma cAstE? tE jagaduH, kaisarabhUpasya|
У улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди.
21 tataH sa uktavAna, kaisarasya yat tat kaisarAya datta, Izvarasya yat tad IzvarAya datta|
Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. У уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.
22 iti vAkyaM nizamya tE vismayaM vijnjAya taM vihAya calitavantaH|
Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуп қелишти-дә, униң йенидин кетип қалди.
23 tasminnahani sidUkinO'rthAt zmazAnAt nOtthAsyantIti vAkyaM yE vadanti, tE yIzErantikam Agatya papracchuH,
Шу күни, «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди:
24 hE gurO, kazcinmanujazcEt niHsantAnaH san prANAn tyajati, tarhi tasya bhrAtA tasya jAyAM vyuhya bhrAtuH santAnam utpAdayiSyatIti mUsA AdiSTavAn|
— Устаз, Муса [пәйғәмбәр Тәвратта]: «Бир киши пәрзәнтсиз өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп тапилиған.
25 kintvasmAkamatra kE'pi janAH saptasahOdarA Asan, tESAM jyESTha EkAM kanyAM vyavahAt, aparaM prANatyAgakAlE svayaM niHsantAnaH san tAM striyaM svabhrAtari samarpitavAn,
Бурун аримизда йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин өлүп кәтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, аялини иккинчи қериндишиниң әмригә қалдурди.
26 tatO dvitIyAdisaptamAntAzca tathaiva cakruH|
Бирақ иккинчисидики әһвалму униңкигә охшаш болди, андин бу иш үчинчисидә таки йәттинчи қериндашқичә охшаш давамлашти.
27 zESE sApI nArI mamAra|
Ахирда, у аялму өлүп кәтти.
28 mRtAnAm utthAnasamayE tESAM saptAnAM madhyE sA nArI kasya bhAryyA bhaviSyati? yasmAt sarvvaEva tAM vyavahan|
Әнди тирилиш күнидә бу аял йәттә ака-укиниң қайсисиниң аяли болиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алған-дә!
29 tatO yIzuH pratyavAdIt, yUyaM dharmmapustakam IzvarIyAM zaktinjca na vijnjAya bhrAntimantaH|
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн азғансиләр.
30 utthAnaprAptA lOkA na vivahanti, na ca vAcA dIyantE, kintvIzvarasya svargasthadUtAnAM sadRzA bhavanti|
Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки Худаниң әрштики пәриштилиригә охшаш болиду.
31 aparaM mRtAnAmutthAnamadhi yuSmAn pratIyamIzvarOktiH,
Әнди өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә ейтқан:
32 "ahamibrAhIma Izvara ishAka IzvarO yAkUba Izvara" iti kiM yuSmAbhi rnApAThi? kintvIzvarO jIvatAm Izvara: , sa mRtAnAmIzvarO nahi|
«Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң Худасидурмән!» дегән шу сөзини оқумидиңларму? Худа өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!».
33 iti zrutvA sarvvE lOkAstasyOpadEzAd vismayaM gatAH|
Бу сөзни аңлиған хәлиқ униң тәлимидин һәйрануһәс қелишти.
34 anantaraM sidUkinAm niruttaratvavArtAM nizamya phirUzina Ekatra militavantaH,
Пәрисийләр униң Садуқийларниң ағзини тувақлиғанлиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти.
35 tESAmEkO vyavasthApakO yIzuM parIkSituM papaccha,
Уларниң арисидики бир Тәврат-қанун устази уни синаш мәхситидә униңдин:
36 hE gurO vyavasthAzAstramadhyE kAjnjA zrESThA?
— Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп қистап сориди.
37 tatO yIzuruvAca, tvaM sarvvAntaHkaraNaiH sarvvaprANaiH sarvvacittaizca sAkaM prabhau paramEzvarE prIyasva,
У униңға мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин»
38 ESA prathamamahAjnjA| tasyAH sadRzI dvitIyAjnjaiSA,
— әң улуқ, биринчи орунда туридиған әмир мана шу.
39 tava samIpavAsini svAtmanIva prEma kuru|
Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй».
40 anayO rdvayOrAjnjayOH kRtsnavyavasthAyA bhaviSyadvaktRgranthasya ca bhArastiSThati|
Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң сөзлири бу икки әмиргә есилған һалда маңиду.
41 anantaraM phirUzinAm Ekatra sthitikAlE yIzustAn papraccha,
Пәрисийләр җәм болуп турған вақитта, Әйса улардин:
42 khrISTamadhi yuSmAkaM kIdRgbOdhO jAyatE? sa kasya santAnaH? tatastE pratyavadan, dAyUdaH santAnaH|
— Мәсиһ тоғрисида қандақ ойлаватисиләр? У кимниң оғли? — дәп сориди. Давутниң оғли, — дейишти улар.
43 tadA sa uktavAn, tarhi dAyUd katham AtmAdhiSThAnEna taM prabhuM vadati?
У уларға мундақ деди: Ундақта, немә үчүн [Зәбурда] Давут уни Роһта «Рәббим» дәп атап, —
44 yathA mama prabhumidaM vAkyamavadat paramEzvaraH| tavArIn pAdapIThaM tE yAvannahi karOmyahaM| tAvat kAlaM madIyE tvaM dakSapArzva upAviza| atO yadi dAyUd taM prabhuM vadati, rtiha sa kathaM tasya santAnO bhavati?
«Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни айиғиң астида дәссәткичә, Оң йенимда олтарғин!» — дәйду?
45 tadAnIM tESAM kOpi tadvAkyasya kimapyuttaraM dAtuM nAzaknOt;
Давут [Мәсиһни] шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди у қандақму Давутниң оғли болиду?
46 taddinamArabhya taM kimapi vAkyaM praSTuM kasyApi sAhasO nAbhavat|
Вә һеч ким униңға җававән бир еғизму сөз қайтуралмиди; шу күндин етиварән, һеч ким униңдин соал сорашқиму петиналмиди.

< mathiH 22 >