< ရောမိဏး 9 >

1 အဟံ ကာဉ္စိဒ် ကလ္ပိတာံ ကထာံ န ကထယာမိ, ခြီၐ္ဋသျ သာက္ၐာတ် သတျမေဝ ဗြဝီမိ ပဝိတြသျာတ္မနး သာက္ၐာန် မဒီယံ မန ဧတတ် သာက္ၐျံ ဒဒါတိ၊
Мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән, ялған гәп ейтмаймән, виҗданим Муқәддәс Роһниң илкидә болуп өзәмгә гувалиқ қилмақта —
2 မမာန္တရတိၑယဒုးခံ နိရန္တရံ ခေဒၑ္စ
Қәлбимдә зор дәрд-әләм вә түгимәс азап бар.
3 တသ္မာဒ် အဟံ သွဇာတီယဘြာတၖဏာံ နိမိတ္တာတ် သွယံ ခြီၐ္ဋာစ္ဆာပါကြာန္တော ဘဝိတုမ် အဲစ္ဆမ်၊
Чүнки мениң бурадәрлирим, йәни җисманий җәһәттики қериндашлирим болған Исраилларни [ниҗат тапқузалисам] [Худаниң] ләнитигә қелип Мәсиһтин мәһрум қилинишимни тиләшкә рази едим; улар Исраиллар! — уларға оғуллуқ һоқуқи, [Худаниң] шан-шәривиниң аян қилиниши, әһдилири, Тәврат қануниниң аманәт болуши, ибадәт хизмәтлири вә [Тәврат] вәдилири несивә қилинди.
4 ယတသ္တ ဣသြာယေလသျ ဝံၑာ အပိ စ ဒတ္တကပုတြတွံ တေဇော နိယမော ဝျဝသ္ထာဒါနံ မန္ဒိရေ ဘဇနံ ပြတိဇ္ဉား ပိတၖပုရုၐဂဏၑ္စဲတေၐု သရွွေၐု တေၐာမ် အဓိကာရော'သ္တိ၊
5 တတ် ကေဝလံ နဟိ ကိန္တု သရွွာဓျက္ၐး သရွွဒါ သစ္စိဒါနန္ဒ ဤၑွရော ယး ခြီၐ္ဋး သော'ပိ ၑာရီရိကသမ္ဗန္ဓေန တေၐာံ ဝံၑသမ္ဘဝး၊ (aiōn g165)
Улуқ [ибраний] ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин! (aiōn g165)
6 ဤၑွရသျ ဝါကျံ ဝိဖလံ ဇာတမ် ဣတိ နဟိ ယတ္ကာရဏာဒ် ဣသြာယေလော ဝံၑေ ယေ ဇာတာသ္တေ သရွွေ ဝသ္တုတ ဣသြာယေလီယာ န ဘဝန္တိ၊
— Бирақ Худаниң [Исраилға болған] сөзи бекар болди, демәймән; чүнки Исраилдин болғанларниң һәммисила һәқиқий Исраил һесапланмайду;
7 အပရမ် ဣဗြာဟီမော ဝံၑေ ဇာတာ အပိ သရွွေ တသျဲဝ သန္တာနာ န ဘဝန္တိ ကိန္တု ဣသှာကော နာမ္နာ တဝ ဝံၑော ဝိချာတော ဘဝိၐျတိ၊
шуниңдәк, Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири һесапланмайду. Чүнки [муқәддәс язмиларда Ибраһимға]: «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — дейилгән.
8 အရ္ထာတ် ၑာရီရိကသံသရ္ဂာတ် ဇာတား သန္တာနာ ယာဝန္တသ္တာဝန္တ ဧဝေၑွရသျ သန္တာနာ န ဘဝန္တိ ကိန္တု ပြတိၑြဝဏာဒ် ယေ ဇာယန္တေ တဧဝေၑွရဝံၑော ဂဏျတေ၊
Демәк, җисманий җәһәттин [Ибраһимдин] төрәлгән пәрзәнтләр Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки [Худаниң] вәдиси арқилиқ төрәлгәнләр [Ибраһимниң] һәқиқий нәсли һесаплиниду.
9 ယတသ္တတ္ပြတိၑြုတေ ရွာကျမေတတ်, ဧတာဒၖၑေ သမယေ 'ဟံ ပုနရာဂမိၐျာမိ တတ္ပူရွွံ သာရာယား ပုတြ ဧကော ဇနိၐျတေ၊
Чүнки Худаниң бәргән вәдиси мундақ еди: «[Келәр жили] мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду».
10 အပရမပိ ဝဒါမိ သွမနော'ဘိလာၐတ ဤၑွရေဏ ယန္နိရူပိတံ တတ် ကရ္မ္မတော နဟိ ကိန္တွာဟွယိတု ရ္ဇာတမေတဒ် ယထာ သိဒ္ဓျတိ
Униң үстигә, Ривкаһ бир әрдин, йәни әҗдатимиз Исһақтин [кош гезәкгә] һамилдар болғанда,
11 တဒရ္ထံ ရိဗ္ကာနာမိကယာ ယောၐိတာ ဇနဲကသ္မာဒ် အရ္ထာဒ် အသ္မာကမ် ဣသှာကး ပူရွွပုရုၐာဒ် ဂရ္ဘေ ဓၖတေ တသျား သန္တာနယေား ပြသဝါတ် ပူရွွံ ကိဉ္စ တယေား ၑုဘာၑုဘကရ္မ္မဏး ကရဏာတ် ပူရွွံ
Пәрзәнтлири техи туғулмиғанда, һеч қандақ яхши яки яман ишниму қилмаста, Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн, Ривкаһға: «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — дейилгән еди.
12 တာံ ပြတီဒံ ဝါကျမ် ဥက္တံ, ဇျေၐ္ဌး ကနိၐ္ဌံ သေဝိၐျတေ,
13 ယထာ လိခိတမ် အာသ္တေ, တထာပျေၐာဝိ န ပြီတွာ ယာကူဗိ ပြီတဝါန် အဟံ၊
Худди йәнә муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим».
14 တရှိ ဝယံ ကိံ ဗြူမး? ဤၑွရး ကိမ် အနျာယကာရီ? တထာ န ဘဝတု၊
Ундақта, буларға немә дәйли? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз йоқ!
15 ယတး သ သွယံ မူသာမ် အဝဒတ်; အဟံ ယသ္မိန် အနုဂြဟံ စိကီရ္ၐာမိ တမေဝါနုဂၖဟ္လာမိ, ယဉ္စ ဒယိတုမ် ဣစ္ဆာမိ တမေဝ ဒယေ၊
Чүнки Худа Мусаға мундақ дегән: — «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».
16 အတဧဝေစ္ဆတာ ယတမာနေန ဝါ မာနဝေန တန္န သာဓျတေ ဒယာကာရိဏေၑွရေဏဲဝ သာဓျတေ၊
Демәк, бу иш инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки рәһимдиллиқ көрсәткүчи Худаға бағлиқтур.
17 ဖိရော်ဏိ ၑာသ္တြေ လိခတိ, အဟံ တွဒ္ဒွါရာ မတ္ပရာကြမံ ဒရ္ၑယိတုံ သရွွပၖထိဝျာံ နိဇနာမ ပြကာၑယိတုဉ္စ တွာံ သ္ထာပိတဝါန်၊
Чүнки Худа муқәддәс язмиларда Пирәвнгә мундақ дегән: — «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши».
18 အတး သ ယမ် အနုဂြဟီတုမ် ဣစ္ဆတိ တမေဝါနုဂၖဟ္လာတိ, ယဉ္စ နိဂြဟီတုမ် ဣစ္ဆတိ တံ နိဂၖဟ္လာတိ၊
Демәк, Худа халиқиниға рәһим қилиду, халиқинини таш жүрәк қилиду.
19 ယဒိ ဝဒသိ တရှိ သ ဒေါၐံ ကုတော ဂၖဟ္လာတိ? တဒီယေစ္ဆာယား ပြတိဗန္ဓကတွံ ကရ္တ္တံ ကသျ သာမရ္ထျံ ဝိဒျတေ?
Әнди бәлким сән маңа: «Худаниң ирадисигә һеч ким қарши чиқалмайдиған турса, ундақта Худа немә үчүн инсанни әйипләйду?» — дейишиң мүмкин.
20 ဟေ ဤၑွရသျ ပြတိပက္ၐ မရ္တျ တွံ ကး? ဧတာဒၖၑံ မာံ ကုတး သၖၐ္ဋဝါန်? ဣတိ ကထာံ သၖၐ္ဋဝသ္တု သြၐ္ဋြေ ကိံ ကထယိၐျတိ?
Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллашқидәк кимсән? Қелипта шәкилләндүрүливатқан нәрсә өзини шәкилләндүргүчигә: — «Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» — дейәләмду?
21 ဧကသ္မာန် မၖတ္ပိဏ္ဍာဒ် ဥတ္ကၖၐ္ဋာပကၖၐ္ဋော် ဒွိဝိဓော် ကလၑော် ကရ္တ္တုံ ကိံ ကုလာလသျ သာမရ္ထျံ နာသ္တိ?
Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?
22 ဤၑွရး ကောပံ ပြကာၑယိတုံ နိဇၑက္တိံ ဇ္ဉာပယိတုဉ္စေစ္ဆန် ယဒိ ဝိနာၑသျ ယောဂျာနိ ကြောဓဘာဇနာနိ ပြတိ ဗဟုကာလံ ဒီရ္ဃသဟိၐ္ဏုတာမ် အာၑြယတိ;
Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту?
23 အပရဉ္စ ဝိဘဝပြာပ္တျရ္ထံ ပူရွွံ နိယုက္တာနျနုဂြဟပါတြာဏိ ပြတိ နိဇဝိဘဝသျ ဗာဟုလျံ ပြကာၑယိတုံ ကေဝလယိဟူဒိနာံ နဟိ ဘိန္နဒေၑိနာမပိ မဓျာဒ္
Вә шуниң билән Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?
24 အသ္မာနိဝ တာနျာဟွယတိ တတြ တဝ ကိံ?
25 ဟောၑေယဂြန္ထေ ယထာ လိခိတမ် အာသ္တေ, ယော လောကော မမ နာသီတ် တံ ဝဒိၐျာမိ မဒီယကံ၊ ယာ ဇာတိ ရ္မေ'ပြိယာ စာသီတ် တာံ ဝဒိၐျာမျဟံ ပြိယာံ၊
Бу худди Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: — «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, Әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»;
26 ယူယံ မဒီယလောကာ န ယတြေတိ ဝါကျမော်စျတ၊ အမရေၑသျ သန္တာနာ ဣတိ ချာသျန္တိ တတြ တေ၊
вә йәнә: — «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, Кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду».
27 ဣသြာယေလီယလောကေၐု ယိၑာယိယော'ပိ ဝါစမေတာံ ပြာစာရယတ်, ဣသြာယေလီယဝံၑာနာံ ယာ သံချာ သာ တု နိၑ္စိတံ၊ သမုဒြသိကတာသံချာသမာနာ ယဒိ ဇာယတေ၊ တထာပိ ကေဝလံ လောကဲရလ္ပဲသ္တြာဏံ ဝြဇိၐျတေ၊
Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ мундақ җакалиған еди: — «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду;
28 ယတော နျာယေန သွံ ကရ္မ္မ ပရေၑး သာဓယိၐျတိ၊ ဒေၑေ သဧဝ သံက္ၐေပါန္နိဇံ ကရ္မ္မ ကရိၐျတိ၊
чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду».
29 ယိၑာယိယော'ပရမပိ ကထယာမာသ, သဲနျာဓျက္ၐပရေၑေန စေတ် ကိဉ္စိန္နောဒၑိၐျတ၊ တဒါ ဝယံ သိဒေါမေဝါဘဝိၐျာမ ဝိနိၑ္စိတံ၊ ယဒွါ ဝယမ် အမောရာယာ အဂမိၐျာမ တုလျတာံ၊
Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: — «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк [йоқалған] болаттуқ».
30 တရှိ ဝယံ ကိံ ဝက္ၐျာမး? ဣတရဒေၑီယာ လောကာ အပိ ပုဏျာရ္ထမ် အယတမာနာ ဝိၑွာသေန ပုဏျမ် အလဘန္တ;
Ундақта, буларға немә дейишимиз керәк? Һәққанийлиққа интилмигән әлликләр һәққанийлиққа, йәни етиқатқа асасланған бир хил һәққанийлиққа еришти.
31 ကိန္တွိသြာယေလ္လောကာ ဝျဝသ္ထာပါလနေန ပုဏျာရ္ထံ ယတမာနာသ္တန် နာလဘန္တ၊
Лекин Исраил һәққанийлиқни көрсәткән Тәврат қануниға интилгини билән қанунниң тәливигә йетәлмиди.
32 တသျ ကိံ ကာရဏံ? တေ ဝိၑွာသေန နဟိ ကိန္တု ဝျဝသ္ထာယား ကြိယယာ စေၐ္ဋိတွာ တသ္မိန် သ္ခလနဇနကေ ပါၐာဏေ ပါဒသ္ခလနံ ပြာပ္တား၊
Немә үчүн? Чүнки уларниң [һәққанийлиққа] интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди. Улар «путликашаң таш»қа путлишип жиқилип чүшти;
33 လိခိတံ ယာဒၖၑမ် အာသ္တေ, ပၑျ ပါဒသ္ခလာရ္ထံ ဟိ သီယောနိ ပြသ္တရန္တထာ၊ ဗာဓာကာရဉ္စ ပါၐာဏံ ပရိသ္ထာပိတဝါနဟမ်၊ ဝိၑွသိၐျတိ ယသ္တတြ သ ဇနော န တြပိၐျတေ၊
худди [муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, Униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас».

< ရောမိဏး 9 >