< မာရ္ကး 8 >

1 တဒါ တတ္သမီပံ ဗဟဝေါ လောကာ အာယာတာ အတသ္တေၐာံ ဘောဇျဒြဝျာဘာဝါဒ် ယီၑုး ၑိၐျာနာဟူယ ဇဂါဒ, ၊
Шу күнләрдә, йәнә зор бир топ халайиқ жиғилған еди. Уларниң йегидәк һеч немиси болмиғачқа, у мухлислирини йениға чақирип:
2 လောကနိဝဟေ မမ ကၖပါ ဇာယတေ တေ ဒိနတြယံ မယာ သာရ္ဒ္ဓံ သန္တိ တေၐာံ ဘောဇျံ ကိမပိ နာသ္တိ၊
— Бу халайиққа ичим ағрийду. Чүнки улар мениң йенимда турғили үч күн болди, уларда йегидәк һеч нәрсиму қалмиди.
3 တေၐာံ မဓျေ'နေကေ ဒူရာဒ် အာဂတား, အဘုက္တေၐု တေၐု မယာ သွဂၖဟမဘိပြဟိတေၐု တေ ပထိ က္လမိၐျန္တိ၊
Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурсам, йолда һалидин кетиши мүмкин. Чүнки бәзилири жирақтин кәлгән екән, — деди.
4 ၑိၐျာ အဝါဒိၐုး, ဧတာဝတော လောကာန် တရ္ပယိတုမ် အတြ ပြန္တရေ ပူပါန် ပြာပ္တုံ ကေန ၑကျတေ?
Мухлислири буниңға җававән: — Бундақ хилвәт бир җайда бу кишиләрни тойдурғидәк нанни нәдин тапқили болсун? — дейишти.
5 တတး သ တာန် ပပြစ္ဆ ယုၐ္မာကံ ကတိ ပူပါး သန္တိ? တေ'ကထယန် သပ္တ၊
— Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди у. Йәттә, — дейишти улар.
6 တတး သ တာလ္လောကာန် ဘုဝိ သမုပဝေၐ္ဋုမ် အာဒိၑျ တာန် သပ္တ ပူပါန် ဓၖတွာ ဤၑွရဂုဏာန် အနုကီရ္တ္တယာမာသ, ဘံက္တွာ ပရိဝေၐယိတုံ ၑိၐျာန် ပြတိ ဒဒေါ်, တတသ္တေ လောကေဘျး ပရိဝေၐယာမာသုး၊
Буниң билән у хәлиқни йәрдә олтиришқа буйруди. Андин йәттә нанни қолиға алди вә [Худаға] тәшәккүр-мәдһийә ейтип уштуп, көпчиликкә тутушқа мухлислириға бәрди. Улар халайиққа үләштүрүп бәрди.
7 တထာ တေၐာံ သမီပေ ယေ က္ၐုဒြမတ္သျာ အာသန် တာနပျာဒါယ ဤၑွရဂုဏာန် သံကီရ္တျ ပရိဝေၐယိတုမ် အာဒိၐ္ဋဝါန်၊
[Мухлислар]да йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. У Худаға тәшәккүр ейтип уларни бәрикәтләп, мухлислириға үләштүрүп беришни ейтти.
8 တတော လောကာ ဘုက္တွာ တၖပ္တိံ ဂတာ အဝၑိၐ္ဋခါဒျဲး ပူရ္ဏား သပ္တဍလ္လကာ ဂၖဟီတာၑ္စ၊
Халайиқ тойғичә йеди; улар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә теривалди.
9 ဧတေ ဘောက္တာရး ပြာယၑ္စတုး သဟသြပုရုၐာ အာသန် တတး သ တာန် ဝိသသရ္ဇ၊
Йегәнләр төрт миңчә киши еди. У уларни йолға салди,
10 အထ သ ၑိၐျး သဟ နာဝမာရုဟျ ဒလ္မာနူထာသီမာမာဂတး၊
андин мухлислири билән биллә дәрһал кемигә чүшүп, Далманута тәрәплиригә барди.
11 တတး ပရံ ဖိရူၑိန အာဂတျ တေန သဟ ဝိဝဒမာနာသ္တသျ ပရီက္ၐာရ္ထမ် အာကာၑီယစိဟ္နံ ဒြၐ္ဋုံ ယာစိတဝန္တး၊
Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишип, униң билән муназириләшкили турди.
12 တဒါ သော'န္တရ္ဒီရ္ဃံ နိၑွသျာကထယတ်, ဧတေ ဝိဒျမာနနရား ကုတၑ္စိနှံ မၖဂယန္တေ? ယုၐ္မာနဟံ ယထာရ္ထံ ဗြဝီမိ လောကာနေတာန် ကိမပိ စိဟ္နံ န ဒရ္ၑယိၐျတေ၊
У ичидә бир улуқ-кичик тинип: — Бу дәвир немишкә бир «мөҗизилик аламәт»ни истәп жүриду? Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, бу дәвиргә һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду, — деди.
13 အထ တာန် ဟိတွာ ပုန ရ္နာဝမ် အာရုဟျ ပါရမဂါတ်၊
Андин улардин айрилип, йәнә кемигә чиқип, деңизниң у четигә өтүп кәтти.
14 ဧတရှိ ၑိၐျဲး ပူပေၐု ဝိသ္မၖတေၐု နာဝိ တေၐာံ သန္နိဓော် ပူပ ဧကဧဝ သ္ထိတး၊
Мухлислар нан елип келишни унтуған болуп, кемидә бир тал нандин башқа йәйдиғини йоқ еди.
15 တဒါနီံ ယီၑုသ္တာန် အာဒိၐ္ဋဝါန် ဖိရူၑိနာံ ဟေရောဒၑ္စ ကိဏွံ ပြတိ သတရ္ကား သာဝဓာနာၑ္စ ဘဝတ၊
У уларни агаһландуруп: — Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар, — деди.
16 တတသ္တေ'နျောနျံ ဝိဝေစနံ ကရ္တုမ် အာရေဘိရေ, အသ္မာကံ သန္နိဓော် ပူပေါ နာသ္တီတိ ဟေတောရိဒံ ကထယတိ၊
Мухлислар өз ара мулаһизилишип: — Униң бундақ дейиши нан әкәлмигәнлигимиздин болса керәк, — дейишти.
17 တဒ် ဗုဒွွာ ယီၑုသ္တေဘျော'ကထယတ် ယုၐ္မာကံ သ္ထာနေ ပူပါဘာဝါတ် ကုတ ဣတ္ထံ ဝိတရ္ကယထ? ယူယံ ကိမဒျာပိ ကိမပိ န ဇာနီထ? ဗောဒ္ဓုဉ္စ န ၑက္နုထ? ယာဝဒဒျ ကိံ ယုၐ္မာကံ မနာံသိ ကဌိနာနိ သန္တိ?
Әйса уларниң немә [дейишиватқанлиғини] билип: — Немишкә нан йоқлуғи тоғрисида мулаһизә қилисиләр? Силәр техичә пәм-парасәт яки чүшәнчигә егә болмидиңларму? Қәлблириңлар техиму бихудлишип кетиватамду?
18 သတ္သု နေတြေၐု ကိံ န ပၑျထ? သတ္သု ကရ္ဏေၐု ကိံ န ၑၖဏုထ? န သ္မရထ စ?
Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиқиңлар туруп аңлимайватамсиләр? Есиңларда йоқму?
19 ယဒါဟံ ပဉ္စပူပါန် ပဉ္စသဟသြာဏာံ ပုရုၐာဏာံ မဓျေ ဘံက္တွာ ဒတ္တဝါန် တဒါနီံ ယူယမ် အဝၑိၐ္ဋပူပဲး ပူရ္ဏာန် ကတိ ဍလ္လကာန် ဂၖဟီတဝန္တး? တေ'ကထယန် ဒွါဒၑဍလ္လကာန်၊
Бәш миң кишигә бәш нанни уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә кичик севәтни жиғивалдиңлар? — деди. — Он иккини, — җавап бәрди улар.
20 အပရဉ္စ ယဒါ စတုးသဟသြာဏာံ ပုရုၐာဏာံ မဓျေ ပူပါန် ဘံက္တွာဒဒါံ တဒါ ယူယမ် အတိရိက္တပူပါနာံ ကတိ ဍလ္လကာန် ဂၖဟီတဝန္တး? တေ ကထယာမာသုး သပ္တဍလ္လကာန်၊
— Йәттә нанни төрт миң кишигә уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә севәтни жиғивалдиңлар? — деди у. — Йәттини, — Җавап бәрди улар.
21 တဒါ သ ကထိတဝါန် တရှိ ယူယမ် အဓုနာပိ ကုတော ဗောဒွွုံ န ၑက္နုထ?
У уларға: — Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр? — деди.
22 အနန္တရံ တသ္မိန် ဗဲတ္သဲဒါနဂရေ ပြာပ္တေ လောကာ အန္ဓမေကံ နရံ တတ္သမီပမာနီယ တံ သ္ပြၐ္ဋုံ တံ ပြာရ္ထယာဉ္စကြိရေ၊
Улар Бәйт-Саида йезисиға кәлди; халайиқ бир кор адәмни униң алдиға елип келип, униңға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнди.
23 တဒါ တသျာန္ဓသျ ကရော် ဂၖဟီတွာ နဂရာဒ် ဗဟိရ္ဒေၑံ တံ နီတဝါန်; တန္နေတြေ နိၐ္ဌီဝံ ဒတ္တွာ တဒ္ဂါတြေ ဟသ္တာဝရ္ပယိတွာ တံ ပပြစ္ဆ, ကိမပိ ပၑျသိ?
У кор адәмниң қолидин тутуп йезиниң сиртиға йетиләп барди; униң көзлиригә түкүрүп, үстигә қоллирини тәккүзүп: — Бирәр нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.
24 သ နေတြေ ဥန္မီလျ ဇဂါဒ, ဝၖက္ၐဝတ် မနုဇာန် ဂစ္ဆတော နိရီက္ၐေ၊
У бешини көтирип: — Кишиләрни көрүватимән; улар худди меңип жүрүватқан дәрәқләрдәк көрүнүватиду, — деди.
25 တတော ယီၑုး ပုနသ္တသျ နယနယော ရှသ္တာဝရ္ပယိတွာ တသျ နေတြေ ဥန္မီလယာမာသ; တသ္မာတ် သ သွသ္ထော ဘူတွာ သ္ပၐ္ဋရူပံ သရွွလောကာန် ဒဒရ္ၑ၊
Андин у қайтидин қоллирини у адәмниң көзлиригә тәккүзди. У көзлирини ечивиди, көзлири әслигә келип, һәммә нәрсини ениқ көрди.
26 တတး ပရံ တွံ ဂြာမံ မာ ဂစ္ဆ ဂြာမသ္ထံ ကမပိ စ ကိမပျနုက္တွာ နိဇဂၖဟံ ယာဟီတျာဒိၑျ ယီၑုသ္တံ နိဇဂၖဟံ ပြဟိတဝါန်၊
Әйса уни өйигә қайтуруп: — Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма, — дәп тапилиди.
27 အနန္တရံ ၑိၐျဲး သဟိတော ယီၑုး ကဲသရီယာဖိလိပိပုရံ ဇဂါမ, ပထိ ဂစ္ဆန် တာနပၖစ္ဆတ် ကော'ဟမ် အတြ လောကား ကိံ ဝဒန္တိ?
Әйса мухлислири билән чиқип Қәйсәрийә-Филиппи райониға қарашлиқ кәнт-йезиларға барди. Йолда у мухлислиридин: — Кишиләр мени ким дәйду? — дәп сориди.
28 တေ ပြတျူစုး တွာံ ယောဟနံ မဇ္ဇကံ ဝဒန္တိ ကိန္တု ကေပိ ကေပိ ဧလိယံ ဝဒန္တိ; အပရေ ကေပိ ကေပိ ဘဝိၐျဒွါဒိနာမ် ဧကော ဇန ဣတိ ဝဒန္တိ၊
Улар униңға: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр] вә йәнә бәзиләр илгәрки пәйғәмбәрләрдин бири дәп қарайдикән, — дәп җавап беришти.
29 အထ သ တာနပၖစ္ဆတ် ကိန္တု ကောဟမ်? ဣတျတြ ယူယံ ကိံ ဝဒထ? တဒါ ပိတရး ပြတျဝဒတ် ဘဝါန် အဘိၐိက္တသ္တြာတာ၊
У улардин: — Әнди силәрчу, силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җававән: — Сән Мәсиһдурсән, — деди.
30 တတး သ တာန် ဂါဎမာဒိၑဒ် ယူယံ မမ ကထာ ကသ္မဲစိဒပိ မာ ကထယတ၊
У уларға өзи тоғрилиқ һеч кимгә тинмаслиқни җиддий тапилиди.
31 မနုၐျပုတြေဏာဝၑျံ ဗဟဝေါ ယာတနာ ဘောက္တဝျား ပြာစီနလောကဲး ပြဓာနယာဇကဲရဓျာပကဲၑ္စ သ နိန္ဒိတး သန် ဃာတယိၐျတေ တၖတီယဒိနေ ဥတ္ထာသျတိ စ, ယီၑုး ၑိၐျာနုပဒေၐ္ဋုမာရဘျ ကထာမိမာံ သ္ပၐ္ဋမာစၐ္ဋ၊
Шуниң билән у Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр екәнлигини [мухлислириға] үгитишкә башлиди.
32 တသ္မာတ် ပိတရသ္တသျ ဟသ္တော် ဓၖတွာ တံ တရ္ဇ္ဇိတဝါန်၊
У бу ишни очуқ-ашкарә сөзләп бәрди. Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди.
33 ကိန္တု သ မုခံ ပရာဝရ္တျ ၑိၐျဂဏံ နိရီက္ၐျ ပိတရံ တရ္ဇယိတွာဝါဒီဒ် ဒူရီဘဝ ဝိဃ္နကာရိန် ဤၑွရီယကာရျျာဒပိ မနုၐျကာရျျံ တုဘျံ ရောစတတရာံ၊
Лекин у бурулуп мухлислириға қарап, Петрусни әйипләп: — Арқамға өт, Шәйтан! Сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.
34 အထ သ လောကာန် ၑိၐျာံၑ္စာဟူယ ဇဂါဒ ယး ကၑ္စိန် မာမနုဂန္တုမ် ဣစ္ဆတိ သ အာတ္မာနံ ဒါမျတု, သွကြုၑံ ဂၖဟီတွာ မတ္ပၑ္စာဒ် အာယာတု၊
Андин мухлислири билән халайиқниму чақирип мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
35 ယတော ယး ကၑ္စိတ် သွပြာဏံ ရက္ၐိတုမိစ္ဆတိ သ တံ ဟာရယိၐျတိ, ကိန္တု ယး ကၑ္စိန် မဒရ္ထံ သုသံဝါဒါရ္ထဉ္စ ပြာဏံ ဟာရယတိ သ တံ ရက္ၐိၐျတိ၊
Чүнки кимдәким өз җенини қутқузай десә, чоқум униңдин мәһрум болиду; лекин кимдәким мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өз җенидин мәһрум болса, уни қутқузиду.
36 အပရဉ္စ မနုဇး သရွွံ ဇဂတ် ပြာပျ ယဒိ သွပြာဏံ ဟာရယတိ တရှိ တသျ ကော လာဘး?
Чүнки бир адәм пүткүл дунияға егә болуп, җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
37 နရး သွပြာဏဝိနိမယေန ကိံ ဒါတုံ ၑက္နောတိ?
У немисини җениға тегишсун?!
38 ဧတေၐာံ ဝျဘိစာရိဏာံ ပါပိနာဉ္စ လောကာနာံ သာက္ၐာဒ် ယဒိ ကောပိ မာံ မတ္ကထာဉ္စ လဇ္ဇာသ္ပဒံ ဇာနာတိ တရှိ မနုဇပုတြော ယဒါ ဓရ္မ္မဒူတဲး သဟ ပိတုး ပြဘာဝေဏာဂမိၐျတိ တဒါ သောပိ တံ လဇ္ဇာသ္ပဒံ ဇ္ဉာသျတိ၊
Чүнки кимдәким зинахор вә гунакар бу дәвир алдида мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғлиму атисиниң шан-шәриви ичидә муқәддәс пәриштиләр билән биллә кәлгинидә, униңдин номус қилиду.

< မာရ္ကး 8 >