< ယောဟနး 7 >

1 တတး ပရံ ယိဟူဒီယလောကာသ္တံ ဟန္တုံ သမဲဟန္တ တသ္မာဒ် ယီၑု ရျိဟူဒါပြဒေၑေ ပရျျဋိတုံ နေစ္ဆန် ဂါလီလ် ပြဒေၑေ ပရျျဋိတုံ ပြာရဘတ၊
Бу ишлардин кейин, Әйса Галилийәдә айлинип жүрди. У Йәһудийәдә айлинип жүрүшни халимайтти, чүнки [шу йәрдики] Йәһудийлар униңға қәст қилмақчи еди.
2 ကိန္တု တသ္မိန် သမယေ ယိဟူဒီယာနာံ ဒူၐျဝါသနာမောတ္သဝ ဥပသ္ထိတေ
Бу чағда, Йәһудийларниң «кәпиләр һейти»ға аз қалған еди.
3 တသျ ဘြာတရသ္တမ် အဝဒန် ယာနိ ကရ္မ္မာဏိ တွယာ ကြိယန္တေ တာနိ ယထာ တဝ ၑိၐျား ပၑျန္တိ တဒရ္ထံ တွမိတး သ္ထာနာဒ် ယိဟူဒီယဒေၑံ ဝြဇ၊
Шуңа Әйсаниң инилири униңға: — Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму [карамәт] әмәллириңни көрәләйду!
4 ယး ကၑ္စိတ် သွယံ ပြစိကာၑိၐတိ သ ကဒါပိ ဂုပ္တံ ကရ္မ္မ န ကရောတိ ယဒီဒၖၑံ ကရ္မ္မ ကရောၐိ တရှိ ဇဂတိ နိဇံ ပရိစာယယ၊
Чүнки өзини хәлиқ-аләмгә тонутмақчи болған һеч ким йошурун җайда иш қилмайду. Бу әмәлләрни қиливатқан екәнсән, өзүңни дунияға көрсәт! — дейишти.
5 ယတသ္တသျ ဘြာတရောပိ တံ န ဝိၑွသန္တိ၊
Чүнки униң инилириму униңға етиқат қилмиған еди.
6 တဒါ ယီၑုသ္တာန် အဝေါစတ် မမ သမယ ဣဒါနီံ နောပတိၐ္ဌတိ ကိန္တု ယုၐ္မာကံ သမယး သတတမ် ဥပတိၐ္ဌတိ၊
Шуңа Әйса уларға: — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.
7 ဇဂတော လောကာ ယုၐ္မာန် ၒတီယိတုံ န ၑကြုဝန္တိ ကိန္တု မာမေဝ ၒတီယန္တေ ယတသ္တေၐာံ ကရ္မာဏိ ဒုၐ္ဋာနိ တတြ သာက္ၐျမိဒမ် အဟံ ဒဒါမိ၊
Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8 အတဧဝ ယူယမ် ဥတ္သဝေ'သ္မိန် ယာတ နာဟမ် ဣဒါနီမ် အသ္မိန္နုတ္သဝေ ယာမိ ယတော မမ သမယ ဣဒါနီံ န သမ္ပူရ္ဏး၊
Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.
9 ဣတိ ဝါကျမ် ဥက္တ္တွာ သ ဂါလီလိ သ္ထိတဝါန္
Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10 ကိန္တု တသျ ဘြာတၖၐု တတြ ပြသ္ထိတေၐု သတ္သု သော'ပြကဋ ဥတ္သဝမ် အဂစ္ဆတ်၊
Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11 အနန္တရမ် ဥတ္သဝမ် ဥပသ္ထိတာ ယိဟူဒီယာသ္တံ မၖဂယိတွာပၖစ္ဆန် သ ကုတြ?
Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12 တတော လောကာနာံ မဓျေ တသ္မိန် နာနာဝိဓာ ဝိဝါဒါ ဘဝိတုမ် အာရဗ္ဓဝန္တး၊ ကေစိဒ် အဝေါစန် သ ဥတ္တမး ပုရုၐး ကေစိဒ် အဝေါစန် န တထာ ဝရံ လောကာနာံ ဘြမံ ဇနယတိ၊
Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13 ကိန္တု ယိဟူဒီယာနာံ ဘယာတ် ကောပိ တသျ ပက္ၐေ သ္ပၐ္ဋံ နာကထယတ်၊
Бирақ Йәһудий [чоңлиридин] қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.
14 တတး ပရမ် ဥတ္သဝသျ မဓျသမယေ ယီၑု ရ္မန္ဒိရံ ဂတွာ သမုပဒိၑတိ သ္မ၊
Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди.
15 တတော ယိဟူဒီယာ လောကာ အာၑ္စရျျံ ဇ္ဉာတွာကထယန် ဧၐာ မာနုၐော နာဓီတျာ ကထမ် ဧတာဒၖၑော ဝိဒွါနဘူတ်?
Йәһудийлар: — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.
16 တဒါ ယီၑုး ပြတျဝေါစဒ် ဥပဒေၑောယံ န မမ ကိန္တု ယော မာံ ပြေၐိတဝါန် တသျ၊
Әйса уларға: — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур.
17 ယော ဇနော နိဒေၑံ တသျ ဂြဟီၐျတိ မမောပဒေၑော မတ္တော ဘဝတိ ကိမ် ဤၑွရာဒ် ဘဝတိ သ ဂနသ္တဇ္ဇ္ဉာတုံ ၑက္ၐျတိ၊
Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду.
18 ယော ဇနး သွတး ကထယတိ သ သွီယံ ဂေါ်ရဝမ် ဤဟတေ ကိန္တု ယး ပြေရယိတု ရ္ဂော်ရဝမ် ဤဟတေ သ သတျဝါဒီ တသ္မိန် ကောပျဓရ္မ္မော နာသ္တိ၊
Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур.
19 မူသာ ယုၐ္မဘျံ ဝျဝသ္ထာဂြန္ထံ ကိံ နာဒဒါတ်? ကိန္တု ယုၐ္မာကံ ကောပိ တာံ ဝျဝသ္ထာံ န သမာစရတိ၊ မာံ ဟန္တုံ ကုတော ယတဓွေ?
Муса [пәйғәмбәр] силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.
20 တဒါ လောကာ အဝဒန် တွံ ဘူတဂြသ္တသ္တွာံ ဟန္တုံ ကော ယတတေ?
Көпчилик: — Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.
21 တတော ယီၑုရဝေါစဒ် ဧကံ ကရ္မ္မ မယာကာရိ တသ္မာဒ် ယူယံ သရွွ မဟာၑ္စရျျံ မနျဓွေ၊
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар.
22 မူသာ ယုၐ္မဘျံ တွက္ဆေဒဝိဓိံ ပြဒဒေါ် သ မူသာတော န ဇာတး ကိန္တု ပိတၖပုရုၐေဘျော ဇာတး တေန ဝိၑြာမဝါရေ'ပိ မာနုၐာဏာံ တွက္ဆေဒံ ကုရုထ၊
— Әнди Муса [пәйғәмбәр] силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә [тоғра келип қалсиму] шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр.
23 အတဧဝ ဝိၑြာမဝါရေ မနုၐျာဏာံ တွက္ဆေဒေ ကၖတေ ယဒိ မူသာဝျဝသ္ထာမင်္ဂနံ န ဘဝတိ တရှိ မယာ ဝိၑြာမဝါရေ မာနုၐး သမ္ပူရ္ဏရူပေဏ သွသ္ထော'ကာရိ တတ္ကာရဏာဒ် ယူယံ ကိံ မဟျံ ကုပျထ?
Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр?
24 သပက္ၐပါတံ ဝိစာရမကၖတွာ နျာယျံ ဝိစာရံ ကုရုတ၊
Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар!
25 တဒါ ယိရူၑာလမ် နိဝါသိနး ကတိပယဇနာ အကထယန် ဣမေ ယံ ဟန္တုံ စေၐ္ဋန္တေ သ ဧဝါယံ ကိံ န?
У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири: — [Чоңлар] өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди?
26 ကိန္တု ပၑျတ နိရ္ဘယး သန် ကထာံ ကထယတိ တထာပိ ကိမပိ အ ဝဒန္တျေတေ အယမေဝါဘိၐိက္တ္တော ဘဝတီတိ နိၑ္စိတံ ကိမဓိပတယော ဇာနန္တိ?
Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму?
27 မနုဇောယံ ကသ္မာဒါဂမဒ် ဣတိ ဝယံ ဇာနောမး ကိန္တွဘိၐိက္တ္တ အာဂတေ သ ကသ္မာဒါဂတဝါန် ဣတိ ကောပိ ဇ္ဉာတုံ န ၑက္ၐျတိ၊
Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.
28 တဒါ ယီၑု ရ္မဓျေမန္ဒိရမ် ဥပဒိၑန် ဥစ္စဲးကာရမ် ဥက္တ္တဝါန် ယူယံ ကိံ မာံ ဇာနီထ? ကသ္မာစ္စာဂတောသ္မိ တဒပိ ကိံ ဇာနီထ? နာဟံ သွတ အာဂတောသ္မိ ကိန္တု ယး သတျဝါဒီ သဧဝ မာံ ပြေၐိတဝါန် ယူယံ တံ န ဇာနီထ၊
Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, [дәватисиләр]?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин [кәлдим], У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр.
29 တမဟံ ဇာနေ တေနာဟံ ပြေရိတ အဂတောသ္မိ၊
Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти.
30 တသ္မာဒ် ယိဟူဒီယာသ္တံ ဓရ္တ္တုမ် ဥဒျတာသ္တထာပိ ကောပိ တသျ ဂါတြေ ဟသ္တံ နာရ္ပယဒ် ယတော ဟေတောသ္တဒါ တသျ သမယော နောပတိၐ္ဌတိ၊
Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.
31 ကိန္တု ဗဟဝေါ လောကာသ္တသ္မိန် ဝိၑွသျ ကထိတဝါန္တော'ဘိၐိက္တ္တပုရုၐ အာဂတျ မာနုၐသျာသျ ကြိယာဘျး ကိမ် အဓိကာ အာၑ္စရျျား ကြိယား ကရိၐျတိ?
Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ [мөҗизә] яриталарму?!» дейишти.
32 တတး ပရံ လောကာသ္တသ္မိန် ဣတ္ထံ ဝိဝဒန္တေ ဖိရူၑိနး ပြဓာနယာဇကာဉ္စေတိ ၑြုတဝန္တသ္တံ ဓၖတွာ နေတုံ ပဒါတိဂဏံ ပြေၐယာမာသုး၊
Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти.
33 တတော ယီၑုရဝဒဒ် အဟမ် အလ္ပဒိနာနိ ယုၐ္မာဘိး သာရ္ဒ္ဓံ သ္ထိတွာ မတ္ပြေရယိတုး သမီပံ ယာသျာမိ၊
Шуниң билән Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән.
34 မာံ မၖဂယိၐျဓွေ ကိန္တူဒ္ဒေၑံ န လပ္သျဓွေ ရတြ သ္ထာသျာမိ တတြ ယူယံ ဂန္တုံ န ၑက္ၐျထ၊
Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.
35 တဒါ ယိဟူဒီယား ပရသ္ပရံ ဝက္တ္တုမာရေဘိရေ အသျောဒ္ဒေၑံ န ပြာပ္သျာမ ဧတာဒၖၑံ ကိံ သ္ထာနံ ယာသျတိ? ဘိန္နဒေၑေ ဝိကီရ္ဏာနာံ ယိဟူဒီယာနာံ သန္နိဓိမ် ဧၐ ဂတွာ တာန် ဥပဒေက္ၐျတိ ကိံ?
Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?
36 နော စေတ် မာံ ဂဝေၐယိၐျထ ကိန္တူဒ္ဒေၑံ န ပြာပ္သျထ ဧၐ ကောဒၖၑံ ဝါကျမိဒံ ဝဒတိ?
«Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти.
37 အနန္တရမ် ဥတ္သဝသျ စရမေ'ဟနိ အရ္ထာတ် ပြဓာနဒိနေ ယီၑုရုတ္တိၐ္ဌန် ဥစ္စဲးကာရမ် အာဟွယန် ဥဒိတဝါန် ယဒိ ကၑ္စိတ် တၖၐာရ္တ္တော ဘဝတိ တရှိ မမာန္တိကမ် အာဂတျ ပိဝတု၊
Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!
38 ယး ကၑ္စိန္မယိ ဝိၑွသိတိ ဓရ္မ္မဂြန္ထသျ ဝစနာနုသာရေဏ တသျာဘျန္တရတော'မၖတတောယသျ သြောတာံသိ နိရ္ဂမိၐျန္တိ၊
Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди
39 ယေ တသ္မိန် ဝိၑွသန္တိ တ အာတ္မာနံ ပြာပ္သျန္တီတျရ္ထေ သ ဣဒံ ဝါကျံ ဝျာဟၖတဝါန် ဧတတ္ကာလံ ယာဝဒ် ယီၑု ရွိဘဝံ န ပြာပ္တသ္တသ္မာတ် ပဝိတြ အာတ္မာ နာဒီယတ၊
(у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. [Худаниң] Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).
40 ဧတာံ ဝါဏီံ ၑြုတွာ ဗဟဝေါ လောကာ အဝဒန် အယမေဝ နိၑ္စိတံ သ ဘဝိၐျဒွါဒီ၊
Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап: — [Келиши муқәррәр болған] пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән! — дейишти.
41 ကေစိဒ် အကထယန် ဧၐဧဝ သောဘိၐိက္တ္တး ကိန္တု ကေစိဒ် အဝဒန် သောဘိၐိက္တ္တး ကိံ ဂါလီလ် ပြဒေၑေ ဇနိၐျတေ?
Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму?
42 သောဘိၐိက္တ္တော ဒါယူဒေါ ဝံၑေ ဒါယူဒေါ ဇန္မသ္ထာနေ ဗဲတ္လေဟမိ ပတ္တနေ ဇနိၐျတေ ဓရ္မ္မဂြန္ထေ ကိမိတ္ထံ လိခိတံ နာသ္တိ?
Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ [падиша] Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти.
43 ဣတ္ထံ တသ္မိန် လောကာနာံ ဘိန္နဝါကျတာ ဇာတာ၊
Буниң билән, халайиқ униң вәҗидин иккигә бөлүнүп кәтти.
44 ကတိပယလောကာသ္တံ ဓရ္တ္တုမ် အဲစ္ဆန် တထာပိ တဒွပုၐိ ကောပိ ဟသ္တံ နာရ္ပယတ်၊
Бәзилири уни тутайли дегән болсиму, лекин һеч ким униңға қол салмиди.
45 အနန္တရံ ပါဒါတိဂဏေ ပြဓာနယာဇကာနာံ ဖိရူၑိနာဉ္စ သမီပမာဂတဝတိ တေ တာန် အပၖစ္ဆန် ကုတော ဟေတောသ္တံ နာနယတ?
Қаравуллар [ибадәтханидин] баш каһинлар билән Пәрисийләрниң йениға қайтип кәлгәндә, улар қаравулларға: — Немә үчүн уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти.
46 တဒါ ပဒါတယး ပြတျဝဒန် သ မာနဝ ဣဝ ကောပိ ကဒါပိ နောပါဒိၑတ်၊
Қаравуллар: — Һеч ким һеч қачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.
47 တတး ဖိရူၑိနး ပြာဝေါစန် ယူယမပိ ကိမဘြာမိၐ္ဋ?
Пәрисийләр уларға җававән: — Силәрму аздурулдуңларму?
48 အဓိပတီနာံ ဖိရူၑိနာဉ္စ ကောပိ ကိံ တသ္မိန် ဝျၑွသီတ်?
Ақсақаллардин яки Пәрисийләрдин униңға етиқат қилғанлар болғанму?!
49 ယေ ၑာသ္တြံ န ဇာနန္တိ တ ဣမေ'ဓမလောကာဧဝ ၑာပဂြသ္တား၊
Лекин Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду! — дейишти.
50 တဒါ နိကဒီမနာမာ တေၐာမေကော ယး က္ၐဏဒါယာံ ယီၑေား သန္နိဓိမ် အဂါတ် သ ဥက္တ္တဝါန္
Уларниң арисидин бири, йәни бурун ахшамда Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға:
51 တသျ ဝါကျေ န ၑြုတေ ကရ္မ္မဏိ စ န ဝိဒိတေ 'သ္မာကံ ဝျဝသ္ထာ ကိံ ကဉ္စန မနုဇံ ဒေါၐီကရောတိ?
— Тәврат қанунимиз авал кишиниң немә қилғинини өзидин аңлап билмәй туруп, униңға һөкүм чиқирамду!
52 တတသ္တေ ဝျာဟရန် တွမပိ ကိံ ဂါလီလီယလောကး? ဝိဝိစျ ပၑျ ဂလီလိ ကောပိ ဘဝိၐျဒွါဒီ နောတ္ပဒျတေ၊
Улар җавап қилип: — Сәнму Галилийәдинму? [Муқәддәс язмиларни] көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду! — деди.
53 တတး ပရံ သရွွေ သွံ သွံ ဂၖဟံ ဂတား ကိန္တု ယီၑု ရ္ဇဲတုနနာမာနံ ၑိလောစ္စယံ ဂတဝါန်၊
Шуниң билән [уларниң] һәр бири өз өйигә кәтти.

< ယောဟနး 7 >