< Псалтирь 43 >

1 Суди меня, Боже, и вступись в тяжбу мою с народом недобрым. От человека лукавого и несправедливого избавь меня,
И Пәрвәрдигар, мән тоғрилиқ һөкүм чиқарғайсән, Дәвайимни әқидисиз бир хәлиқ алдида сориғайсән; Мени һейлигәр һәм қәбиһ адәмдин қутулдурғайсән.
2 ибо Ты Бог крепости моей. Для чего Ты отринул меня? для чего я сетуя хожу от оскорблений врага?
Чүнки Сән панаһгаһим болған Худадурсән; Немишкә мени ташлавәткәнсән? Немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап, Һемишә азап чекип жүриватимән?» — дәймән.
3 Пошли свет Твой и истину Твою; да ведут они меня и приведут на святую гору Твою и в обители Твои.
Өз һәқиқитиң вә нуруңни әвәткин, Улар мени йетәклигәй! Мени муқәддәс теғиңға, Маканиңға елип кәлгәй!
4 И подойду я к жертвеннику Божию, к Богу радости и веселия моего, и на гуслях буду славить Тебя, Боже, Боже мой!
Шуниң билән мән Худаниң қурбангаһи алдиға барай, Йәни мениң чәксиз хушлуғум болған Тәңриниң йениға барай; Бәрһәқ, чилтар челип Сени мәдһийиләймән, и Худа, мениң Худайим!
5 Что унываешь ты, душа моя, и что смущаешься? Уповай на Бога; ибо я буду еще славить Его, Спасителя моего и Бога моего.
И җеним, сән немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ беарам болуп кетисән? Худаға үмүт бағла! Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!

< Псалтирь 43 >