< Псалтирь 116 >
1 Аллилуия. Я радуюсь, что Господь услышал голос мой, моление мое;
Мән Пәрвәрдигарни сөйимән, Чүнки У мениң авазимни, йелинишлиримни аңлиған.
2 приклонил ко мне ухо Свое, и потому буду призывать Его во все дни мои.
Чүнки У қулиқини маңа салди, Шуңа мән барлиқ күнлиримдә Униңға илтиҗа қилип чақиримән.
3 Объяли меня болезни смертные, муки адские постигли меня; я встретил тесноту и скорбь. (Sheol )
Өлүм асарәтлири мени чирмивалди; Тәһтисараниң дәрдлири мени тутувалди; Мән пешкәлликкә йолуқтум, әләм тарттим; (Sheol )
4 Тогда призвал я имя Господне: Господи! избавь душу мою.
Шуниң билән мән Пәрвәрдигарниң намиға тохтимай нида қилдим: — «Сәндин өтүнимән, и Пәрвәрдигар, Җенимни қутулдурғайсән!
5 Милостив Господь и праведен, и милосерд Бог наш.
Шәпқәтликтур Пәрвәрдигар, һәққанийдур; Худайимиз рәһимдилдур.
6 Хранит Господь простодушных: я изнемог, и Он помог мне.
Пәрвәрдигар наданни сақлайду; Мән харап әһвалға чүшүрүлдум, У мени қутқузди.
7 Возвратись, душа моя, в покой твой, ибо Господь облагодетельствовал тебя.
Һәй җеним, қайтидин хатирҗәм бол; Чүнки Пәрвәрдигар сехийлик, меһриванлиқ көрсәтти;
8 Ты избавил душу мою от смерти, очи мои от слез и ноги мои от преткновения.
Чүнки Сән җенимни өлүмдин, көзлиримни яшлардин, Аяқлиримни путлишиштин қутқузғансән.
9 Буду ходить пред лицем Господним на земле живых.
Мән Пәрвәрдигар алдида тирикләрниң зиминида маңимән: –
10 Аллилуия. Я веровал, и потому говорил: я сильно сокрушен.
Ишәнгиним үчүн мундақ сөз қилғанмән: — «Мән қаттиқ хар қилинғанмән».
11 Я сказал в опрометчивости моей: всякий человек ложь.
Җиддийләшкинимдин: — «адәмләрниң һәммиси ялғанчи!» — Дегәнмән.
12 Что воздам Господу за все благодеяния Его ко мне?
Маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән?
13 Чашу спасения прииму и имя Господне призову.
— Ниҗатлиқ қәдәһини қолумға алимән, Вә Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
14 Обеты мои воздам Господу пред всем народом Его.
Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән.
15 Дорога в очах Господних смерть святых Его!
Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Өз мөмин бәндилириниң өлүми қиммәтлик иштур!
16 О, Господи! я раб Твой, я раб Твой и сын рабы Твоей; Ты разрешил узы мои.
Аһ Пәрвәрдигар, мән бәрһәқ Сениң қулуңдурмән; Мән Сениң қулуңдурмән, дедигиңниң оғли екәнмән; Сән мениң асарәтлиримни йәшкәнсән;
17 Тебе принесу жертву хвалы, и имя Господне призову.
Мән Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән, Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
18 Обеты мои воздам Господу пред всем народом Его,
Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән;
19 во дворах дома Господня, посреди тебя, Иерусалим! Аллилуия.
Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилирида, Сениң оттуруңда туруп, и Йерусалим, [Қәсәмлиримни ада қилимән]! Һәмдусана!