< Малахия 4 >
1 Ибо вот, придет день, пылающий как печь; тогда все надменные и поступающие нечестиво будут как солома, и попалит их грядущий день, говорит Господь Саваоф, так что не оставит у них ни корня, ни ветвей.
— Чүнки мана шу күн, хумдандәк көйдүргүчи күн келиду; һәр бир тәкәббурлуқ қилғучи һәм һәр бир рәзиллик қилғучи пахалдәк болиду; шу келидиған күн уларни көйдүриветиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — уларға нә йилтиз нә шах қалдурулмайду.
2 А для вас, благоговеющие пред именем Моим, взойдет Солнце правды и исцеление в лучах Его, и вы выйдете и взыграете, как тельцы упитанные,
Лекин намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду; силәр талаға чиқип бордақ мозайлардәк қийғитип ойнайсиләр;
3 и будете попирать нечестивых, ибо они будут прахом под стопами ног ваших в тот день, который Я соделаю, говорит Господь Саваоф.
силәр рәзилләрни чәйләп дәссиветисиләр; улар Мән тәйярлиған күнидә тапиниңлар астида күл болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
4 Помните закон Моисея, раба Моего, который Я заповедал ему на Хориве для всего Израиля, равно как и правила и уставы.
— Мән Һорәб теғида пүткүл Исраил үчүн қулум Мусаға буйруған қанунни, йәни бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни ядиңларда тутуңлар.
5 Вот, Я пошлю к вам Илию, пророка, пред наступлением дня Господня, великого и страшного.
— Мана, Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни келиштин авал Мән силәргә Иляс пәйғәмбәрни әвәтимән.
6 И он обратит сердца отцов к детям и сердца детей к отцам их, чтобы Я, придя, не поразил земли проклятием
У атиларниң көңлини балиларға майил, балиларниң көңлини атиларға майил қилиду; ундақ болмиғанда Мән келип йәр йүзини қарғаш билән уруветимән.