< 1 Кроничь 7 >

1 Фиий луй Исахар: Тола, Пуа, Иашуб ши Шимрон, патру.
Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Яшуб вә Шимрон дегән төртәйлән еди.
2 Фиий луй Тола: Узи, Рефая, Иериел, Иахмай, Ибсам ши Самуел, кэпетенииле каселор пэринцилор лор, ануме ай луй Тола, оамень витежь ын нямул лор; пе время луй Давид нумэрул лор ера де доуэзечь ши доуэ де мий шасе суте.
Толаниң оғуллири: — Уззи, Рефая, Йерийәл, Яһмай, Йибсам вә Самуилдин ибарәт, буларниң һәммиси җәмәт беши еди. Давутниң заманида Толаниң адәм сани нәсәбнамиләрдә жигирмә икки миң алтә йүз батур җәңчи дәп хатириләнгән.
3 Фиул луй Узи: Израхия. Фиий луй Израхия: Микаел, Обадия, Иоел, Ишия, де тоць чинч кэпетений;
Уззиниң оғли Израқия еди, Израқияниң оғуллири Микаил, Обадия, Йоел вә Ишия еди. Бу бәшәйләнниң һәммиси җәмәт беши еди.
4 авяу ку ей, дупэ нямуриле лор, дупэ каселе пэринцилор лор, трейзечь ши шасе де мий де оамень, осташь ынармаць пентру рэзбой, кэч авяу мулте невесте ши фий.
Нәсәбнамиләр бойичә улар билән биллә һесапланғанлардин җәңгивар оттуз алтә миң адәм бар еди; чүнки уларниң хотун, бала-җақилири наһайити көп еди.
5 Фраций лор, дупэ тоате фамилииле луй Исахар, оамень витежь, ерау де тоць оптзечь ши шапте де мий скришь ын спицеле де ням.
Буларниң Иссакарниң барлиқ җәмәтлири ичидики батур җәңчи қериндашлири билән қошулуп, нәсәб бойичә тизимға елинған җәмий сәксән йәттә миң адими бар еди.
6 Фиий луй Бениамин: Бела, Бекер ши Иедиаел, трей.
Биняминниң Бела, Бәкәр вә Йәдияйәл дегән үч оғли бар еди.
7 Фиий луй Бела: Ецбон, Узи, Узиел, Иеримот ши Ири, чинч кэпетений але каселор пэринцилор лор, оамений витежь ши скришь ын спицеле де ням ын нумэр де доуэзечь ши доуэ де мий трейзечь ши патру.
Беланиң Езбон, Уззи, Уззиәл, Йәримот вә Ири дегән бәш оғли болуп, һәммиси җәмәт беши еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә икки миң оттуз төрт батур җәңчи бар еди.
8 Фиий луй Бекер: Земира, Иоаш, Елиезер, Елиоенай, Омри, Иеремот, Абия, Анатот ши Аламет; тоць ачештя ерау фий ай луй Бекер
Бәкәрниң оғуллири Земираһ, Йоаш, Әлиезәр, Әлйойинай, Омри, Йәрәмот, Абия, Анатот вә Аламәт еди. Буларниң һәммиси Бәкәрниң оғуллири болуп,
9 ши скришь ын спицеле де ням, дупэ нямуриле лор, дрепт кэпетений але каселор пэринцилор лор, оамень витежь, ын нумэр де доуэзечь де мий доуэ суте.
Җәмәт башлири еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә миң икки йүз батур җәңчи бар еди.
10 Фиул луй Иедиаел: Билхан. Фиий луй Билхан: Иеуш, Бениамин, Ехуд, Кенаана, Зетан, Тарсис ши Ахишахар;
Йәдияйәлниң оғли Билһан еди; Билһанниң оғуллири Йәуш, Бинямин, Әхуд, Кәнаанаһ, Зетан, Таршиш вә Ахишаһар еди;
11 тоць ачештя ерау фий ай луй Иедиаел, кэпетений але каселор пэринцилор лор, оамень витежь, ын нумэр де шаптеспрезече мий доуэ суте, ын старе сэ поарте армеле ши сэ мяргэ ла рэзбой.
Буларниң һәммиси Йәдияйәлниң әвлатлири, җәмәт башлири вә батур җәңчиләр еди. Уларниң нәсәбнамилиригә тизимланғанларниң җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий он йәттә миң икки йүз еди.
12 Шупим ши Хупим, фиий луй Ир; Хушим, фиул луй Ахер.
Шуппийлар вә Хуппийлар болса йәнә Ирниң әвлатлири еди; Хушийлар Ахәрниң әвлатлири еди.
13 Фиий луй Нефтали: Иахциел, Гуни, Иецер ши Шалум, фиий Билхей.
Нафталиниң оғуллири: Яһзиәл, Гуни, Йәзәр, Шаллом; буларниң һәммиси Билһаһниң оғуллири еди.
14 Фиий луй Манасе: Асриел, пе каре л-а нэскут циитоаря са сириянэ; еа а нэскут пе Макир, татэл луй Галаад.
Манассәһниң оғуллири: — Униң Сурийәлик тоқилидин Асриәл төрәлгән; униңдин йәнә Гилеадниң атиси Макир туғулған.
15 Макир а луат де невастэ пе сора луй Хупим ши Шупим. Нумеле сурорий луй ера Маака. Нумеле челуй де ал дойля фиу ера Целофхад; ши Целофхад а авут фете.
Макир Шуппийлар вә Хуппийлар арисидинму аял алған (Макирниң сиңлисиниң исми Маакаһ еди). Макирниң йәнә бир әвладиниң исми Зәлофиһад еди, Зәлофиһадниң пәқәт бир нәччә қизила болған.
16 Маака, неваста луй Макир, а нэскут ун фиу ши й-а пус нумеле Переш; нумеле фрателуй сэу ера Шереш ши фиий сэй ерау Улам ши Рекем.
Макирниң аяли Маакаһ оғул туғуп, униңға Пәрәш дәп ат қойған; Пәрәшниң инисиниң исми Шәрәш еди; Шәрәшниң оғли Улам вә Ракәм еди.
17 Фиул луй Улам: Бедан. Ачештя сунт фиий луй Галаад, фиул луй Макир, фиул луй Манасе.
Уламниң оғли Бедан еди. Буларниң һәммиси Гилеадниң әвлатлири; Гилеад Макирниң оғли, Макир Манассәһниң оғли еди.
18 Сорэ-са Хамолекет а нэскут пе Ишход, пе Абиезер ши пе Махла.
Гилеадниң сиңлиси Һаммоләкәттин Ишһод, Абиезәр вә Маһалаһ туғулған.
19 Фиий луй Шемида ерау: Ахиан, Сихем, Лики ши Аниам.
Шемиданиң оғуллири Ахиян, Шәкәм, Ликхи вә Аниам еди.
20 Фиий луй Ефраим: Шутелах; Беред, фиул сэу; Тахат, фиул сэу; Елеада, фиул сэу; Тахат, фиул сэу;
Әфраимниң әвлатлири: Униң оғли Шутилаһ, Шутилаһниң оғли Бәрәд, Бәрәдниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Елиадаһ, Елиадаһниң оғли Таһат,
21 Забад, фиул сэу; Шутелах, фиул сэу; Езер ши Елеад. Оамений дин Гат, нэскуць ын царэ, й-ау оморыт, пентру кэ се коборысерэ сэ ле я турмеле.
Таһатниң оғли Забад, Забадниң оғли Шутилаһ еди (Езәр билән Елиад Гатлиқларниң чарва маллирини булаң-талаң қилғили чүшкәндә, шу йәрлик Гатлиқлар тәрипидин өлтүрүлгән.
22 Ефраим, татэл лор, с-а желит мултэ време, ши фраций сэй ау венит сэ-л мынгые.
Уларниң атиси Әфраим бу балилири үчүн хелә күнләргичә матәм тутқачқа, униң бурадәрлири униңға тәсәлли бәргили кәлгән.
23 Апой а интрат ла невастэ-са, ши еа а зэмислит ши а нэскут ун фиу; ел й-а пус нумеле Берия, пентру кэ ненорочиря ера ын касэ.
Әфраим аяли билән биллә қайта бир ястуққа баш қойған. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туққан; Әфраим униңға аиләм бала-қазаға йолуқти дәп, Берияһ дәп исим қойған.
24 А авут ка фийкэ пе Шеера, каре а зидит Бет-Хоронул де Жос ши Бет-Хоронул де Сус ши пе Узен-Шеера.
Униң қизи Үстүн Бәйт-Һорон билән Төвән Бәйт-Һоронни вә Уззән-Шәәраһни бена қилған).
25 Рефах, фиул сэу, ши Решеф; Телах, фиул сэу; Тахан, фиул сэу.
Берияһниң оғли Рефаһ билән Рәшәф еди; Рәшәфниң оғли Телаһ, Телаһниң оғли Таһан,
26 Лаедан, фиул сэу; Амихуд, фиул сэу; Елишама, фиул сэу;
Таһанниң оғли Ладан, Ладанниң оғли Аммиһуд, Аммиһудниң оғли Әлишама,
27 Нун, фиул сэу; Иосуа, фиул сэу.
Әлишаманиң оғли Нун, Нунниң оғли Йәшуа еди.
28 Ей авяу ын стэпынире ши ка локуинцэ Бетелул ку сателе луй; ла рэсэрит: Нааранул; ла апус: Гезерул ку сателе луй, Сихемул ку сателе луй, пынэ ла Газа ку сателе ей.
Әфраимларниң зимини вә маканлашқан йәрлири Бәйт-Әл вә униңға тәвә йеза-кәнтләр болуп, күнчиқиш тәрипидә Нараан, күнпетиш тәрипидә Гәзәр билән униңға тәвә йеза-кәнтләр; Шәкәм вә униңға тәвә йеза-кәнтләр, таки Газа вә униңға тәвә йеза-кәнтләргичә созулатти.
29 Фиий луй Манасе стэпыняу Бет-Шеанул ку сателе луй, Таанакул ку сателе луй, Мегидоул ку сателе луй, Дорул ку сателе луй. Ын ачесте четэць ау локуит фиий луй Иосиф, фиул луй Исраел.
Манассәһ қәбилисиниң зиминиға туташқан йәнә Бәйт-Шеан вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Таанақ вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Мәгиддо вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Дор вә униңға тәвә йеза-кәнтләрму бар еди. Исраилниң оғли Йүсүпниң әвлатлири мана мошу йәрләргә маканлашқан еди.
30 Фиий луй Ашер: Имна, Ишва, Ишви ши Берия, ши Серах, сора лор.
Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ; уларниң Сераһ дегән сиңлисиму бар еди.
31 Фиий луй Берия: Ебер ши Малкиел.
Берияһниң оғли Хәбәр билән Малкиәл болуп, Малкиәл Бирзавитниң атиси еди.
32 Малкиел а фост татэл луй Бирзавит. Ши Ебер а нэскут пе Иафлет, пе Шомер ши пе Хотам, ши пе сора лор Шуа.
Хебәрдин Яфләт, Шомәр, Хотам вә уларниң сиңлиси Шуя төрәлгән.
33 Фиий луй Иафлет: Пасак, Бимхал ши Ашват. Ачештя сунт фиий луй Иафлет.
Яфләтниң оғуллири Пасақ, Бимһал вә Ашват; булар Яфләтниң оғуллири еди.
34 Фиий луй Шамер: Ахи, Рохега, Хуба ши Арам.
Шәмәрниң оғуллири Ахи, Роһгаһ, Хуббаһ вә Арам еди.
35 Фиий луй Хелем, фрателе сэу: Цофах, Имна, Шелеш ши Амал.
[Шәмәрниң] иниси Һәләмниң оғли Зофаһ, Йимна, Шәләш вә Амал еди;
36 Фиий луй Цофах: Суах, Харнефер, Шуал, Бери, Имра,
Зофаһниң оғли Суаһ, Һарнәфәр, Шуал, Бери, Имраһ,
37 Бецер, Ход, Шама, Шилша, Итран ши Беера.
Безәр, Ход, Шамма, Шилшаһ, Итран вә Бәәраһ еди.
38 Фиий луй Иетер: Иефуне, Писпа ши Ара.
Йәтәрниң оғуллири Йәфуннәһ, Писпаһ вә Ара еди.
39 Фиий луй Ула: Арах, Ханиел ши Риция.
Улланиң оғуллири Араһ, Ханниәл вә Ризия еди.
40 Тоць ачештя ерау фиий луй Ашер, кэпетенииле каселор пэринцилор лор, оамень алешь ши витежь, кэпетенииле домнилор, скришь ын нумэр де доуэзечь ши шасе де мий де оамень ын старе сэ поарте армеле ши сэ мяргэ ла рэзбой.
Буларниң һәммиси Аширниң әвлатлири болуп, һәр қайсиси җәмәт башлири, аламәт батур җәңчиләр, йолбашчилар еди; уларниң җәмәтлири бойичә нәсәбнамигә тизимланғанда, җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий жигирмә алтә миң еди.

< 1 Кроничь 7 >