< Cantares de Salomâo 2 >

1 Eu sou uma rosa de Sharon, um lírio dos vales.
Мән болсам Шарун отлиғидики зәпиран, халас; Җилғиларда өскән бир нилупәр, халас!»
2 Como um lírio entre espinhos, Assim é meu amor entre as filhas.
«Тикән-җиғанлар арисидики нилупәрдәк, Мана инсан қизлири арисида мениң амриғим шундақтур!».
3 Como a macieira entre as árvores da madeira, Assim é minha amada entre os filhos. Sentei-me sob sua sombra com grande deleite, sua fruta era doce ao meu paladar.
«Ормандики дәрәқләр арисида өскән алма дәриғидәк, Оғул балилар арисидидур мениң амриғим. Униң сайиси астида дилим аләмчә сөйүнүп олтардим; Униң мевиси маңа шерин тетиди;
4 Ele me trouxe para o salão de banquetes. Seu estandarte sobre mim é o amor.
У мени шарапханиға елип кирди; Униң үстүмдә көтәргән туғи муһәббәттур.
5 Strengthen me com uvas passas, refrescar-me com maçãs; pois estou desmaiado de amor.
Мени кишмиш пошкаллар билән қувәтләңлар; Алмилар билән мени йеңиландуруңлар; Чүнки муһәббәттин зәиплишип кәттим;
6 Sua mão esquerda está sob minha cabeça. Sua mão direita me abraça.
Униң сол қоли бешим астида, Униң оң қоли мени силаватиду.
7 Eu vos conjuro, filhas de Jerusalém, pelas ovas, ou pelo vento do campo, que não se agita, nem se desperta o amor, até que o deseje.
И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
8 A voz de minha amada! Eis que ele vem, saltando sobre as montanhas, saltando sobre as colinas.
«Сөйүмлүгүмниң авази! Мана, у келиватиду! Тағлардин сәкрәп, Едирлардин ойнақлап келиватиду!
9 Minha amada é como uma ova ou um jovem cervo. Eis que ele está atrás de nosso muro! Ele olha para as janelas. Ele olha através da grade.
Мениң сөйүмлүгүм җәрән яки яш буғидәктур; Мана, у бизниң өйниң теминиң кәйнидә туриду; У деризиләрдин қарайду, У пәнҗирә-пәнҗириләрдин марап бақиду».
10 Minha amada falou, e me disse, “Levanta-te, meu amor, meu lindo, e vem embora”.
«Мениң сөйүмлүгүм маңа сөз қилип мундақ деди: — «Орнуңдин тур, амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин;
11 Pois eis que o inverno é passado. A chuva acabou e se foi.
Чүнки мана, қиш өтүп кәтти, Ямғур йеғип түгиди, у кетип қалди;
12 As flores aparecem sobre a terra. Chegou a hora de cantar, e a voz da rola é ouvida em nossa terra.
Йәр йүзидә гүлләр көрүнди; Нахшилар сайраш вақти кәлди, Зиминимизда пахтәкниң садаси аңланмақта;
13 A figueira amadurece seus figos verdes. As videiras estão em floração. Eles dão sua fragrância. Levantai-vos, meu amor, meu lindo, e sair”.
Әнҗир дәриғи қишлиқ әнҗирлирини пишармақта, Үзүм таллири чечәкләп өз пуриғини чачмақта; Орнуңдин тур, мениң амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин!
14 Minha pomba nas fendas da rocha, nos esconderijos da encosta da montanha, deixe-me ver seu rosto. Deixe-me ouvir sua voz; pois sua voz é doce e seu rosto é lindo.
Аһ мениң пахтиким, Қорам таш йериқи ичидә, Қия далдисида, Маңа авазиңни аңлатқайсән, Чүнки авазиң шерин, җамалиң йеқимлиқтур!»
15 Apanhe para nós as raposas, as pequenas raposinhas que saqueiam os vinhedos; para nossos vinhedos estão em floração.
«Түлкиләрни тутувалайли, Йәни үзүмзарларни бузғучи кичик түлкиләрни тутувалайли; Чүнки үзүмзарлиримиз чечәклимәктә».
16 Minha amada é minha, e eu sou dele. Ele navega entre os lírios.
«Сөйүмлүгүм мениңкидур, мән униңкидурмән; У нилупәрләр арисида падисини беқиватиду».
17 Até o dia ficar frio e as sombras fugirem, volta, minha amada, e ser como uma ova ou um jovem cervo nas montanhas de Bether.
«Таң атқичә, Көләңгиләр қечип йоқиғичә, Маңа қарап бурулуп кәлгин, и сөйүмлүгүм, Һиҗранлиқ тағлири үстидин сәкрәп келидиған җәрән яки буғидәк болғин!».

< Cantares de Salomâo 2 >