< Êxodo 18 >
1 E ouviu Jetro, sacerdote de Midiã, sogro de Moisés, todas as coisas que Deus havia feito com Moisés, e com Israel seu povo, e como o SENHOR havia tirado a Israel do Egito:
Мусаниң қейинатиси, йәни Мидиянниң каһини Йәтро Худаниң Муса үчүн һәмдә Өз хәлқи Исраил үчүн барлиқ қилғанлири тоғрилиқ аңлиди, йәни Пәрвәрдигарниң Исраилни Мисирдин чиқарғанлиғидин хәвәр тапти.
2 E tomou Jetro, sogro de Moisés a Zípora a mulher de Moisés, depois que ele a enviou,
Шуниң билән Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң әслидә өз йениға әвәтивәткән аяли Зиппораһ вә униң икки оғлини елип йолға чиқти (биринчи оғлиниң исми Гәршом дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «мән яқа жутта мусапир болуп туруватимән» дегән еди.
3 E a seus dois filhos; um se chamava Gérson, porque disse: Peregrino fui em terra alheia;
4 E o outro se chamava Eliézer, porque disse, O Deus de meu pai me ajudou, e me livrou da espada de Faraó.
Йәнә бириниң исми Әлиезәр дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «Атамниң Худаси маңа ярдәмдә болуп, мени Пирәвнниң қиличидин қутқузди», дегән еди).
5 E Jetro o sogro de Moisés, com seus filhos e sua mulher, chegou a Moisés no deserto, onde tinha o acampamento junto ao monte de Deus;
Шундақ қилип Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң оғуллири билән аялини елип, Мусаниң чөлдә, Худаниң теғиниң йенида чедир тикгән йеригә йетип кәлди.
6 E disse a Moisés: Eu teu sogro Jetro venho a ti, com tua mulher, e seus dois filhos com ela.
У әслидә Мусаға: — «Мана, мәнки қейинатаң Йәтро сениң аялиңни вә униң икки оғлини елип йениңға кетиватимән» дәп хәвәр әвәткән еди.
7 E Moisés saiu a receber a seu sogro, e inclinou-se, e beijou-o: e perguntaram-se um ao outro como estavam, e vieram à tenda.
Шуниң билән Муса өз қейинатисиниң алдиға чиқип, тазим қилип, уни сөйди. Улар бир-биридин һал-әһвал соришип чедирға кирди;
8 E Moisés contou a seu sogro todas as coisas que o SENHOR havia feito a Faraó e aos egípcios por causa de Israel, e todo o trabalho que haviam passado no caminho, e como os havia livrado o SENHOR.
Андин Муса қийнатисиға Исраилниң вәҗидин Пәрвәрдигарниң Пирәвн вә мисирлиқларға қилған һәммә әмәллирини сөзләп, уларниң йол бойи бешиға чүшкән җәбир-җапаларни баян қилип, Пәрвәрдигарниң қандақ қилип уларни қутқузғинини ейтип бәрди.
9 E alegrou-se Jetro de todo o bem que o SENHOR havia feito a Israel, que o havia livrado da mão dos egípcios.
Буни аңлап Йәтро Пәрвәрдигарниң Исраилға көрсәткән барлиқ яхшилиғидин, уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузғанлиғидин шатланди.
10 E Jetro disse: Bendito seja o SENHOR, que vos livrou da mão dos egípcios, e da mão de Faraó, e que livrou ao povo da mão dos egípcios.
Йәтро [шадлинип]: — Силәрни мисирлиқларниң вә Пирәвнниң қолидин қутқузған Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр болғай! У бу қовмни мисирлиқларниң қолидин қутқузди!
11 Agora conheço que o SENHOR é maior que todos os deuses, até naquilo em que se vangloriavam contra o povo.
Мән Пәрвәрдигарниң барлиқ илаһлардин үстүн туридиғанлиғини әнди билдим; чүнки У дәл улар йоғанчилиқ қилған ишта Өзиниң улардин үстүн туридиғанлиғини намайән қилди — деди.
12 E tomou Jetro, sogro de Moisés, holocaustos e sacrifícios para Deus: e veio Arão e todos os anciãos de Israel a comer pão com o sogro de Moisés diante de Deus.
Андин Мусаниң қейинатиси Йәтро Худаға атап бир көйдүрмә қурбанлиқ вә бир нәччә [тәшәккүр] қурбанлиқлирини елип кәлди; Һарун билән Исраилниң һәр бир ақсақили Мусаниң қейинатиси билән биллә Худаниң һозурида таам йейишкә кәлди.
13 E aconteceu que outro dia se sentou Moisés a julgar ao povo; e o povo esteve diante de Moisés desde a manhã até à tarde.
Әтиси Муса хәлиқниң иш-дәвалири үстидин һөкүм чиқиришқа олтарди; хәлиқ әтигәндин тартип кәчкичә Мусаниң чөрисидә турушти.
14 E vendo o sogro de Moisés tudo o que ele fazia com o povo, disse: Que é isto que fazes tu com o povo? por que te sentas tu sozinho, e todo o povo está diante de ti desde a manhã até à tarde?
Мусаниң қейинатиси униң хәлқи үчүн қилған ишлирини көргәндә униңдин: — Сениң хәлиққә қиливатқан бу ишиң зади немә иш? Немишкә сән [бу ишта] ялғуз олтирисән, барлиқ хәлиқ немә үчүн әтигәндин кәчкичә сениң чөрәңдә туриду? — деди.
15 E Moisés respondeu a seu sogro: Porque o povo vem a mim para consultar a Deus:
Муса қейинатисиға җавап берип: — Хәлиқ Худадин йол издәшкә мениң қешимға келиду.
16 Quando têm negócios, vem a mim; e eu julgo entre o um e o outro, e declaro as ordenanças de Deus e suas leis.
Қачанки уларниң бир иш-дәваси чиқса улар йенимға келиду; шуниң билән мән уларниң оттурисида һөкүм чиқиримән вә шундақла Худаниң қанун-бәлгүлимилирини уларға билдүримән, — деди.
17 Então o sogro de Moisés lhe disse: Não fazes bem:
Мусаниң қейинатиси униңға: — Бу қилғиниң яхши болмапту.
18 Desfalecerás de todo, tu, e também este povo que está contigo; porque o negócio é demasiado pesado para ti; não poderás fazê-lo tu sozinho.
Сән җәзмән өзүңни һәмдә чөрәңдә турған хәлиқниму чарчитип қойисән; чүнки бу иш саңа бәк еғир келиду. Сән уни ялғуз қилип йетишәлмәйсән.
19 Ouve agora minha voz; eu te aconselharei, e Deus será contigo. Está tu pelo povo diante de Deus, e traze tu os negócios a Deus.
Әнди мениң сөзүмгә қулақ салғин, мән саңа бир мәслиһәт берәй вә [шундақ қилсаң, ] Худа сениң билән биллә болиду: — Сән өзүң Худаниң алдида хәлиқниң вәкили болуп, уларниң ишлирини Худаға мәлум қилғин;
20 E ensina a eles as ordenanças e as leis, e mostra-lhes o caminho por onde andem, e o que hão de fazer.
сән хәлиққә қанун-бәлгүлимиләрни үгитип, маңидиған йолни көрситип, уларниң қандақ бурчи барлиғини уқтурғин.
21 Ademais busca dentre todo o povo homens de virtude, temerosos de Deus, homens de verdade, que odeiem a ganância; e constituirás a estes sobre eles líderes sobre mil, sobre cem, sobre cinquenta e sobre dez.
Шуниң билән бир вақитта сән пүткүл хәлиқниң арисидин Худадин қорқидиған, нәпсанийәтчиликни яман көридиған һәм қабилийәтлик һәм диянәтлик адәмләрни тепип, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип тайинлиғин.
22 Os quais julgarão ao povo ao todo tempo; e será que todo negócio grave o trarão a ti, e eles julgarão todo negócio pequeno: alivia assim a carga de sobre ti, e eles a levarão contigo.
Шуниң билән булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорайду. Әгәр чоң бир иш-дәва чиқип қалса, буни саңа тапшурсун; лекин һәммә кичик иш-дәваларни улар өзлири беҗирисун. Шундақ қилип, улар сениң вәзипәңни йениклитип, жүкүңни көтиришүп бериду.
23 Se isto fizeres, e Deus te o mandar, tu poderás persistir, e todo este povo se irá também em paz a seu lugar.
Әгәр шундақ қилсаң вә Худа саңа шундақ буйруса, өзүң [вәзипәңдә] пут тирәп туралайсән вә хәлқиңму хатирҗәмлик билән өз җайиға қайтип кетиду, деди.
24 E ouviu Moisés a voz de seu sogro, e fez tudo o que disse.
Муса қейинатисиниң сөзигә қулақ селип дегининиң һәммисини қилди.
25 E escolheu Moisés homens de virtude de todo Israel, e os pôs por chefes sobre o povo, líderes sobre mil, sobre cem, sobre cinquenta, e sobre dez.
Муса пүткүл Исраил арисидин қабилийәтлик адәмләрни таллап, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип қойди.
26 E julgavam ao povo ao todo tempo; o negócio árduo traziam-no a Moisés, e eles julgavam todo negócio pequeno.
Булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорап турди; тәсрәк иш-дәваларни болса, Мусаға йоллайтти, кичик иш-дәваларни болса өзлири сорайтти.
27 E despediu Moisés a seu sogro, e foi-se à sua terra.
Андин Муса қейинатисини йолға селип қойди, у өз жутиға қайтип кәтти.