< Lucas 11 >
1 E aconteceu que, estando ele a orar num certo lugar, quando acabou lhe disse um dos seus discípulos: Senhor, ensina-nos a orar, como também João ensinou aos seus discípulos.
Әнди шундақ болдики, у бир йәрдә дуа қиливататти; дуа аяқлашқанда, мухлислиридин бири униңдин: — И Рәб, Йәһя өз мухлислириға үгәткинидәк, сәнму бизгә дуа қилишни үгәтсәң, — деди.
2 E ele lhes disse: Quando orardes, dizei: Pai nosso, que estás nos céus, santificado seja o teu nome: venha o teu reino: seja feita a tua vontade, assim na terra como no céu;
У уларға мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «И Ата, Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай. Сениң падишалиғиң кәлгәй.
3 Dá-nos cada dia o nosso pão quotidiano.
Һәр күнлүк ненимизни бизгә һәр күни бәргәйсән.
4 E perdoa-nos os nossos pecados, pois também nós perdoamos a qualquer que nos deve; e não nos metas em tentação, mas livra-nos do mal
Бизгә қәриздар болған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән».
5 Disse-lhes também: Qual de vós terá um amigo, e, se for procura-lo à meia noite, e lhe disser: Amigo, empresta-me três pães,
У сөзини [давам қилип] уларға мундақ деди: — Силәрниң ичиңлардин бириңларниң бир дости болуп, йерим кечидә униң қешиға берип: Әй достум, маңа үч нан өтнә бәргин;
6 Porquanto um amigo meu chegou a minha casa, vindo de caminho, e não tenho que apresentar-lhe;
чүнки маңа сәпәрдин бир достум кәлди вә униң алдиға қойғидәк бир нәрсәм қалмапту, десә,
7 Ele, respondendo de dentro, diga: Não me importunes; já está a porta fechada, e os meus filhos estão comigo na cama: não posso levantar-me para tos dar?
у өйиниң ичидә туруп: «Мени аварә қилмиғин, ишик тақақлиқ, балилар орунда йенимда ятиду. Саңа елип беришкә қопалмаймән», дейиши мүмкин.
8 Digo-vos que, ainda que se não levante a dar-lhos, por ser seu amigo, levantar-se-a, todavia, por causa da sua importunação, e lhe dará tudo o que houver míster.
Силәргә шуни ейтимәнки, гәрчә у униң дости болуш сүпити билән беришкә орнидин турмисиму, униң хиҗил болмай қайта-қайта ялвуруши билән у чоқум орнидин туруп, қанчә лазим болса униңға бериду.
9 E eu digo-vos, a vós: Pedi, e dar-se-vos-a: buscai, e achareis: batei, e abrir-se-vos-a;
Шуниң үчүн мән силәргә ейтайки, тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр. Ишикни чекиңлар, ечилиду.
10 Porque qualquer que pede recebe; e quem busca, acha; e a quem bate abrir-se-lhe-a.
Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
11 E qual o pai dentre vós que, se o filho lhe pedir pão, lhe dará uma pedra? Ou também, se lhe pedir peixe, lhe dará por peixe uma serpente?
Араңларда ата болғучилар өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?! Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
12 Ou também, se lhe pedir um ovo, lhe dará um escorpião?
Тухум тәләп қилса, чаян беридиғанлар барму?
13 Pois se vós, sendo maus, sabeis dar boas dádivas aos vossos filhos, quanto mais dará o nosso Pai celestial o Espírito Santo àqueles que lho pedirem?
Әнди силәр рәзил туруп өз пәрзәнтлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Ата Өзидин тилигәнләргә Муқәддәс Роһни техиму ата қилмасму?
14 E estava expulsando um demônio, o qual era mudo. E aconteceu que, saindo o demônio, o mudo falou; e maravilhou-se a multidão.
Әнди у бир кишидин «адәмни гача қилғучи» җинни һайдивәткәндә, шундақ болдики, җин униңдин чиққанда, гача зуванға кәлди. Халайиқ буниңға интайин һәйран болушти.
15 Porém alguns deles diziam: ele expulsa os demônios por Belzebú, príncipe dos demônios.
Бирақ улардин бәзилири: «У җинларни җинларниң әмри болған Бәәлзәбулға тайинип һайдиветиду» — деди.
16 E outros, tentando-o, pediam-lhe um sinal do céu.
Вә башқа бәзиләр уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилғили турди.
17 Mas, conhecendo ele os seus pensamentos, disse-lhes: Todo o reino, dividido contra si mesmo, será assolado; e a casa, dividida contra si mesma, cairá.
Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди: — Өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан һәр қандақ падишалиқ вәйран болиду; вә һәр қандақ аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду.
18 E, se também Satanás está dividido contra si mesmo, como subsistirá o seu reino? Pois dizeis que eu expulso os demônios por Belzebú;
Шуниңға охшаш, әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиққан болса, ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? Чүнки силәр мени, «Җинларни Бәәлзәбулға тайинип һайдайдикән» дәйсиләр.
19 E, se eu expulso os demônios por Belzebú, por quem os expulsam os vossos filhos? eles pois serão os vossos juízes.
Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!
20 Mas, se eu expulso os demônios pelo dedo de Deus, certamente a vós é chegado o reino de Deus.
Лекин мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам, ундақта Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшүп намайән болған болиду.
21 Quando o homem valente guarda armado a sua casa, em segurança está tudo quanto tem.
Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду;
22 Mas, sobrevindo outro mais valente do que ele, e vencendo-o, tira-lhe toda a sua armadura em que confiava, e reparte os seus despojos.
лекин униңдин күчтүңгүр бири униң үстигә һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗа қилип өзидикиләргә тәқсим қилип бериду.
23 Quem não é comigo é contra mim; e quem comigo não ajunta espalha.
Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә [адәмләрни] жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
24 Quando o espírito imundo tem saído do homem, anda por lugares secos, buscando repouso; e, não o achando, diz: Tornarei para minha casa, de onde saí.
Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилиши билән, у қурғақ җайларни чөргиләп жүрүп бирәр арамгаһни издәйду; бирақ тапалмиғандин кейин, «мән чиққан маканимға қайтай!» дәйду.
25 E, chegando, acha-a varrida e adornada.
Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә,
26 Então vai, e leva consigo outros sete espíritos piores do que ele, e, entrando, habitam ali: e o último estado desse homem é pior do que o primeiro.
берип өзидинму бәттәр йәттә роһни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду.
27 E aconteceu que, dizendo ele estas coisas, uma mulher dentre a multidão, levantando a voz, lhe disse: bem-aventurado o ventre que te trouxe e os peitos em que mamaste.
Вә шундақ болдики, у бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял авазини көтирип: — Сени көтәргән қосақ вә емиткән әмчәк бәхитликтур! — деди.
28 Mas ele disse: Antes bem-aventurados os que ouvem a palavra de Deus e a guardam.
Бирақ у җававән: — Бәлки Худаниң сөзини аңлап, Униңға итаәт қилидиғанлар бәхитликтур! — деди.
29 E, ajuntando-se a multidão, começou a dizer: Maligna é esta geração: ela pede um sinal; e não lhe será dado outro sinal, senão o sinal do profeta Jonas:
Шу чағда, топ-тап адәмләр униң әтрапиға олашқанда, у мундақ сөзләшкә башлиди: — Бу дәвир дәрвәқә рәзил бир дәвирдур; у мөҗизилик бир аламәтниң көристилишни истәп жүриду. Бирақ буниңға «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ иккинчи бир аламәт көрситилмәйду.
30 Porque, assim como Jonas foi sinal para os ninivitas, assim o Filho do homem o será também para esta geração.
Чүнки Юнус пәйғәмбәрниң өзи Нинәвә шәһиридикиләргә аламәт-карамәт болғиниға охшаш, Инсаноғлиму бу дәвиргә йәнә шундақ болиду.
31 A rainha do sul se levantará no juízo com os homens desta geração, e os condenará; pois até dos confins da terra veio ouvir a sabedoria de Salomão; e eis aqui está quem é maior do que Salomão
Қиямәт күни «Җәнуптин кәлгән аял падиша»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, Сулаймандинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду.
32 Os homens de Nínive se levantarão no juízo com esta geração, e a condenarão; pois se converteram com a pregação de Jonas, e eis aqui está quem é maior do que Jonas.
Қиямәт күни Нинәвәлигиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап товва қилған; вә мана, Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду!
33 E ninguém, acendendo a candeia, a põe em lugar oculto, nem debaixo do alqueire; porém no velador, para que os que entrarem vejam a luz.
Һеч ким чирақни йеқип қоюп, уни йошурун җайда қоймас, яки үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
34 A candeia do corpo é o olho. Sendo pois o teu olho simples, também todo o teu corpo será luminoso, mas, se for mau, também o teu corpo será tenebroso.
Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду. Лекин әгәр көзүң хунүк болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду.
35 Vê pois que a tua luz que em ti há não sejam trevas.
Шуниң үчүн һези болғинки, вуҗудуңдики «йоруқлуқ» қараңғулуқ болмисун!
36 Se, pois, todo o teu corpo é luminoso, não tendo em trevas parte alguma, todo será luminoso, como quando a candeia te alumia com o seu resplendor.
Әнди әгәр барчә вуҗудуң йоруқ болса вә униң һеч йери қараңғу болмиса, вуҗудуң худди чирақ парлақ нури билән сени йорутқандәк тамамән айдиң болиду.
37 E, estando ele ainda falando, rogou-lhe um fariseo que fosse jantar com ele; e, entrando, assentou-se à mesa.
Әйса сөз қиливатқанда, бир Пәрисий уни өйигә ғизаға тәклип қилди. Шуниң билән у өйгә кирип, дәстиханда олтарди.
38 Mas o fariseo admirou-se, vendo que se não lavara antes de jantar.
Лекин һелиқи Пәрисий униң тамақтин илгири қол жуймиғинини көрүп, интайин һәйран болди.
39 E o Senhor lhe disse; Vós, os fariseus, limpais agora o exterior do copo e do prato; porém o vosso interior está cheio de rapina e maldade.
Лекин Рәб униңға: — Әнди силәр әй Пәрисийләр, чинә-қачиларниң тешинила жуюп пакизлиғиниңлар билән ичиңлар һәртүрлүк һерислик вә рәзилликкә толғандур.
40 Loucos! o que fez o exterior, não fez também o interior?
Әй наданлар, тешини Яратқучи ичиниму яратқан әмәсму?!
41 Antes dai esmola do que tiverdes, e eis que tudo vos será limpo.
Әнди өз ич-ичиңлардин хәйрхаһлиқ қилиңлар вә мана, һәммә нәрсә силәргә пакиз болиду.
42 Mas ai de vós, fariseus, que dizimais a hortelã, e a arruda, e toda a hortaliça, e desprezais o juízo e amor de Deus. Importava fazer estas coisas, e não deixar as outras.
Һалиңларға вай, әй Пәрисийләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз билән сузапниң вә һәр хил дора-дәрманларниң ондин бирини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю, бирақ адаләт вә Худаниң муһәббитини һеч етиварға алмай кетиверисиләр. Дәрвәқә, авал мошу ишларни орундишиңлар керәк, андин шу ишларниму ада қилмай қоймаслиғиңлар керәк.
43 Ai de vós, fariseus, que amais os primeiros assentos nas sinagogas, e as saudações nas praças.
Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Чүнки силәр синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа, базарларда кишиләрниң силәргә болған [һөрмәтлик] саламлириға амрақсиләр.
44 Ai de vós, escribas e fariseus hipócritas, que sois como as sepulturas que não aparecem, e os homens que sobre elas andam não o sabem.
Силәргә вай! Чүнки силәр худди кишиләр кетиветип, үстигә дәссәп селипму сәзмәй өтүп кәткән гөрләргә охшайсиләр! — деди.
45 E, respondendo um dos doutores da lei, disse-lhe: Mestre, quando dizes isto, também nos afrontas a nós.
Тәврат әһлилиридин бири униңға: — Устаз, буларни ейтқиниң бизгиму һақарәт болди! — деди.
46 Porém ele disse: Ai de vós também, doutores da lei, que carregais os homens com cargas difíceis de transportar, e vós mesmos nem ainda com um dos vossos dedos tocais nas ditas cargas.
У униңға мундақ җавап бәрди: — Силәргиму вай, әй Тәврат әһлилири! Чүнки силәр көтирәлмигидәк еғир жүкләрни адәмләрниң зиммисигә артип қойсиләр-ю, амма өзүңлар бу жүкләрни көтиришкә бирму бармиғиңларни тәккүзмәйсиләр!
47 Ai de vós que edificais os sepulcros dos profetas, e vossos pais os mataram.
Силәргә вай! Чүнки пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап келиватисиләр, лекин ата-бовилириңлар уларни өлтүрди.
48 Bem testificais, pois, que consentis nas obras de vossos pais; porque eles os mataram, e vós edificais os seus sepulcros.
Шуниң билән силәр ата-бовилириңлар қилғанлириға рази болғанлиғиңларға гувалиқ берисиләр. Чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүрди вә силәр уларниң қәбирлирини ясайсиләр.
49 Portanto diz também a sabedoria de Deus: profetas e apóstolos lhes mandarei; e eles matarão uns, e perseguirão outros;
Бу сәвәптинму Худаниң даналиғи дәйдуки: «Мән уларға пәйғәмбәрләр вә расулларни әвәтимән вә булардин бәзилирини улар өлтүриду вә бәзилирини зиянкәшлик билән қоғливетиду».
50 Para que desta geração seja requerido o sangue de todos os profetas que, desde a fundação do mundo, foi derramado,
Шуниң билән дуния апиридә болғандин буянқи барлиқ пәйғәмбәрләрниң төкүлгән қан қәризлири, йәни Һабилниң төкүлгән қенидин тартип таки [ибадәтханидики] қурбангаһ билән муқәддәс җай арилиғида қәтл қилинған [каһин] Зәкәрияниң төкүлгән қениғичә барлиқ қан қәризләр үчүн мошу дәвирдикиләрдин һесап елиниду. Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, буларниң һәммиси мошу дәвирдин елинидиған болиду!
51 Desde o sangue de Abel, até ao sangue de Zacarias, que foi morto entre o altar e o templo; assim, vos digo, será requerido desta geração.
52 Ai de vós, doutores da lei, que tirastes a chave da ciência; vós mesmos não entrastes, e impedistes os que entravam.
Һалиңларға вай, әй Тәврат әһлилири! Чүнки һекмәт ғәзнисиниң ачқучини елип туруп, өзүңлар униң ичигә кирмидиңлар вә кирәй дегәнләрниму киргүзмидиңлар.
53 E, dizendo-lhes estas coisas, os escribas e os fariseus começaram a aperta-lo fortemente, e a faze-lo falar acerca de muitas coisas,
У шу йәрдин чиққандин кейин, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң билән қаттиқ қаршилишип, униңға көп ишларни музакирилишишкә қистиди
54 Armando-lhe ciladas, a fim de apanharem da sua boca alguma coisa para o acusarem.
вә униң үстидин шикайәт қилишқа сөзидин бирәр әйип тепивелишқа пайлап жүрәтти.