< Levítico 12 >
1 Fallou mais o Senhor a Moysés, dizendo:
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Falla aos filhos d'Israel, dizendo: Se uma mulher conceber e parir um macho, será immunda sete dias, assim como nos dias da separação da sua enfermidade será immunda.
Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Аял киши һамилдар болуп оғул туғса, адәт көрүп ағриқ болған күнлиридикидәк йәттә күнгичә напак саналсун.
3 E no dia oitavo se circumcidará ao menino a carne do seu prepucio.
Сәккизинчи күни оғли болса хәтнә қилинсун.
4 Depois ficará ella trinta e tres dias no sangue da sua purificação; nenhuma coisa sancta tocará, e não virá ao sanctuario até que se cumpram os dias da sua purificação.
Аял болса шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун; паклиниш күнлири тамам болмиғичә һеч бир муқәддәс нәрсигә тәгмисун, муқәддәс җайғиму кирмисун.
5 Mas, se parir uma femea, será immunda duas semanas, como na sua separação: depois ficará sessenta e seis dias no sangue da sua purificação.
Әгәр у қиз туғса ундақта адәт күнлиридикидәк икки һәптигичә напак туруп, андин атмиш алтә күнгичә «қан паклиниш»та турсун.
6 E, quando forem cumpridos os dias da sua purificação por filho ou por filha, trará um cordeiro d'um anno por holocausto, e um pombinho ou uma rola para expiação do peccado, diante da porta da tenda da congregação, ao sacerdote,
Мәйли оғул яки қиз туғсун, қан паклиниш күнлири тамам болғандин кейин у аял көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшқа киргән қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир бачка яки пахтәкни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун.
7 O qual o offerecerá perante o Senhor, e por ella fará propiciação; e será limpa do fluxo do seu sangue: esta é a lei da que parir macho ou femea
Каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида сунуп, шу аял үчүн кафарәт кәлтүриду; шуниң билән у хунидин пак болиду. Оғул яки қиз туққан аял тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур.
8 Mas, se a sua mão não alcançar assaz para um cordeiro, então tomará duas rolas, ou dois pombinhos, um para o holocausto e outro para a propiciação do peccado: assim o sacerdote por ella fará expiação, e será limpa.
Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә, у икки пахтәк яки икки бачка кәлтүрсун; уларниң бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн, йәнә бири гуна қурбанлиғи үчүн болиду; шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; у аял пак болиду.