< João 19 >

1 Pilatos pois tomou então a Jesus, e o açoitou:
Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти.
2 E os soldados, tecendo uma corôa de espinhos, lh'a pozeram sobre a cabeça, e lhe vestiram uma veste de purpura.
Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға [шаһанә] сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп,
3 E diziam: Salve, Rei dos Judeos. E davam-lhe bofetadas.
униң алдиға келип: — Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди.
4 Então Pilatos saiu outra vez fóra, e disse-lhes: Eis aqui vol-o trago fóra, para que saibaes que não acho n'elle crime algum.
Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа: — Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди.
5 Saiu pois Jesus fóra, levando a corôa de espinhos e o vestido de purpura. E disse-lhes Pilatos: Eis-aqui o homem.
Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: — Қараңлар, у адәмгә! — деди.
6 Vendo-o pois os principaes dos sacerdotes e os servos, clamaram, dizendo: Crucifica-o, crucifica-o. Disse-lhes Pilatos: Tomae-o vós, e crucificae-o; porque eu nenhum crime acho n'elle.
Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди.
7 Responderam-lhe os judeos: Nós temos uma lei, e, segundo a nossa lei, deve morrer, porque se fez Filho de Deus.
Йәһудийлар униңға җававән: — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.
8 E Pilatos, quando ouviu esta palavra, mais atemorisado ficou.
Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,
9 E entrou outra vez na audiencia, e disse a Jesus: D'onde és tu? Mas Jesus não lhe deu resposta.
йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди.
10 Disse-lhe pois Pilatos: Não me fallas a mim? não sabes tu que tenho poder para te crucificar e tenho poder para te soltar?
Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди.
11 Respondeu Jesus: Nenhum poder terias contra mim, se de cima te não fosse dado; porém aquelle que me entregou a ti maior peccado tem.
Әйса җававән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.
12 Desde então Pilatos procurava soltal-o; mas os judeos clamavam, dizendo: Se soltas este, não és amigo do Cesar: qualquer que se faz rei contradiz ao Cesar.
Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падиша дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.
13 Ouvindo pois Pilatos este dito, levou a Jesus para fóra, e assentou-se no tribunal, no logar chamado Lithostrótos, e em hebraico Gabbatha.
Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди
14 E era a preparação da paschoa, e quasi á hora sexta; e disse aos judeos: Eis aqui o vosso Rei.
(у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: Мана бу силәрниң падишасиңлардур! — деди.
15 Mas elles bradaram: Tira, tira, crucifica-o. Disse-lhes Pilatos: Hei de crucificar o vosso Rei? Responderam os principaes dos sacerdotes: Não temos rei, senão o Cesar.
Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди. Пилатус уларға: — Мени падишасиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди. Баш каһинлар җававән: — Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишасимиз йоқтур! — дәп [товлашти]. Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди.
16 Então entregou-lh'o, para que fosse crucificado. E tomaram a Jesus, e o levaram.
[Ләшкәрләр] Әйсани елип маңди. У өз крестини йүдүп, «Баш сүйәк җайи» (ибраний тилида «Голгота») дегән йәргә барди.
17 E, levando elle ás costas a sua cruz, saiu para o logar chamado Caveira, que em hebraico se chama Golgotha,
18 Onde o crucificaram, e com elle outros dois, um de cada lado, e Jesus no meio.
Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди.
19 E Pilatos escreveu tambem um titulo, e pôl-o em cima da cruz; e n'elle estava escripto: JESUS NAZARENO, REI DOS JUDEOS.
Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаси» дәп йезилған еди.
20 E muitos dos judeos leram este titulo; porque o logar onde Jesus estava crucificado era proximo da cidade; e estava escripto em hebraico, grego e latim.
Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди.
21 Diziam pois os principaes sacerdotes dos judeos a Pilatos: Não escrevas, Rei dos Judeos; mas que elle disse: Sou Rei dos Judeos.
Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: — «Йәһудийларниң падишаси» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаси, дегән» дәп йезиң, — дейишти.
22 Respondeu Pilatos: O que escrevi, escrevi.
Бирақ Пилатус җававән: — Язидиғанни йезип болдум! — деди.
23 Tendo pois os soldados crucificado a Jesus, tomaram os seus vestidos, e fizeram quatro partes, para cada soldado uma parte, e a tunica. Porém a tunica, tecida toda d'alto a baixo, não tinha costura.
Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди.
24 Disseram pois uns aos outros: Não a rasguemos, mas lancemos sortes sobre ella, para vêr de quem será. Para que se cumprisse a Escriptura que diz: Dividiram entre si os meus vestidos, e sobre a minha vestidura lançaram sortes. E os soldados, pois, fizeram estas coisas.
Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.
25 E junto á cruz de Jesus estava sua mãe, e a irmã de sua mãe, Maria, mulher de Cleophas, e Maria Magdalena.
Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти.
26 Ora Jesus, vendo ali a sua mãe, e o discipulo a quem elle amava estando presente, disse a sua mãe: Mulher, eis ahi o teu filho.
Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — И ханим, мана сениң оғлуң! — деди.
27 Depois disse ao discipulo: Eis ahi tua mãe. E desde aquella hora o discipulo a recebeu em sua casa.
Андин у бу мухлисқа: — Мана сениң анаң! — деди. Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди.
28 Depois, sabendo Jesus que já todas as coisas estavam acabadas, para que a Escriptura se cumprisse, disse: Tenho sêde.
Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди.
29 Estava pois ali um vaso cheio de vinagre. E encheram de vinagre uma esponja, e, pondo-a n'um hyssope, lh'a chegaram á bocca.
У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди.
30 E, quando Jesus tomou o vinagre, disse: Está consummado. E, inclinando a cabeça, entregou o espirito.
Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин: — Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди.
31 Os judeos, pois, para que no sabbado não ficassem os corpos na cruz, porque era a preparação (pois era grande o dia de sabbado), rogaram a Pilatos que se lhes quebrassem as pernas, e fossem tirados.
У күни [өтүп кетиш һейтиниң] тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди.
32 Foram pois os soldados, e, na verdade, quebraram as pernas ao primeiro, e ao outro que com elle fôra crucificado;
Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти.
33 Mas, vindo a Jesus, e vendo-o já morto, não lhe quebraram as pernas.
Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди.
34 Porém um dos soldados lhe furou o lado com uma lança, e logo saiu sangue e agua.
Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти.
35 E aquelle que isto viu o testificou, e o seu testemunho é verdadeiro; e sabe que é verdade o que diz, para que tambem vós o creiaes.
Буни көргүчи силәрниң ишинишиңлар үчүн гувалиқ бериду; көргүчиниң гувалиғи һәқтур, у өзиниң ейтқанлирини һәқ дәп билиду.
36 Porque estas coisas aconteceram para que se cumprisse a Escriptura, que diz: Nenhum dos seus ossos será quebrado.
Бу ишларниң һәммиси муқәддәс язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» вә йәнә бир бешарәттә: «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашуруш үчүн йүз бәрди.
37 E outra vez diz a Escriptura: Verão o que traspassaram.
38 Depois d'isto, José de Arimathea (o que era discipulo de Jesus, mas occulto, por medo dos judeos) rogou a Pilatos que lhe permittisse tirar o corpo de Jesus. E Pilatos lh'o permittiu. Então foi e tirou o corpo de Jesus.
Бу ишлардин кейин, Ариматиялиқ Йүсүп Пилатустин Әйсаниң җәситини елип кетишни тәләп қилди (Йүсүп Әйсаниң мухлислиридин еди, лекин Йәһудийлардин қорққини үчүн буни мәхпий тутатти); Пилатус рухсәт бәрди, шуниң билән Йүсүп берип Әйсаниң җәситини елип кәтти.
39 E foi tambem Nicodemos (aquelle que anteriormente se dirigira de noite a Jesus), levando quasi cem arrateis d'um composto de myrrha e aloes.
Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодимму мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип, [униң] [билән биллә] кәлди.
40 Tomaram pois o corpo de Jesus e o envolveram em lençoes com as especiarias, como os judeos teem por costume preparar para o sepulchro.
Иккилән Әйсаниң җәситини Йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, канап рәхтләр билән орап кепәнлиди.
41 E havia um horto n'aquelle logar onde fôra crucificado, e no horto um sepulchro novo, em que ainda ninguem havia sido posto.
Әйса крестләнгән йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди.
42 Ali pois (por causa da preparação dos judeos, e por estar perto aquelle sepulchro), pozeram a Jesus.
Бу Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи үчүн, улар Әйсани шу йәрликкә қойди.

< João 19 >