< 1 João 3 >
1 Vêde quão grande caridade nos tem dado o Pae, que fossemos chamados filhos de Deus. Por isso o mundo nos não conhece; porque o não conhece a elle.
Қараңлар, Ата бизгә шундақ чоңқур меһир-муһәббәт көрсәткәнки, биз «Худаниң әзиз балилири» дәп аталдуқ — вә биз һәқиқәтәнму шундақ. Бу дуния шу сәвәптин бизни тонуп йәтмәйдуки, чүнки бу дуния Уни тонумиди.
2 Amados, agora somos filhos de Deus, e ainda não é manifestado o que havemos de ser. Porém sabemos que, quando se manifestar, seremos similhantes a elle; porque assim como é o veremos.
Сөйүмлүклирим, биз һазир Худаниң әзиз балилиридурмиз; кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи очуқ аян қилинмиған. Бирақ У [қайтидин] аян қилинғанда, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз; чүнки шу чағда биз Униң әйнән Өзини көримиз.
3 E qualquer que n'elle tem esta esperança, purifica-se a si mesmo, como tambem elle é puro.
Вә [Мәсиһгә] үмүт бағлиған һәр бир киши У пак болғандәк өзини паклимақта.
4 Qualquer que commette peccado, tambem commette iniquidade; porque o peccado é iniquidade.
Гуна садир қилған киши [Худаниң] қануниға хилаплиқ қилған болиду. Чүнки гуна садир қилғанлиқ [Худаниң] қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур.
5 E bem sabeis que elle se manifestou, para tirar os nossos peccados; e n'elle não ha peccado.
Һалбуки, силәр Уни гуналарни елип ташлаш үчүн дунияға келип аян қилинған вә шундақла Униңда һеч қандақ гуна йоқтур, дәп билисиләр.
6 Qualquer que permanece n'elle não pecca: qualquer que pecca não o viu nem o conheceu.
Униңда яшаватқан һәр бир киши гуна садир қилмайду; кимдәким гуна садир қилса, Уни көрмигән вә Уни тонумиған болиду.
7 Filhinhos, ninguem vos engane. Quem obra justiça é justo, assim como elle é justo.
Әзиз балилирим, һеч кимниң силәрни алдишиға йол қоймаңлар. Һәққанийлиққа әмәл қилғучи киши У һәққаний болғинидәк һәққанийдур.
8 Quem commette o peccado é do diabo; porque o diabo pecca desde o principio. Para isto o Filho de Deus se manifestou, para desfazer as obras do diabo.
Лекин гуна садир қилғучи Иблистиндур. Чүнки Иблис әлмисақтин тартип гуна садир қилип кәлмәктә. Худаниң Оғлиниң дунияда аян қилинишидики мәхсәт Иблисниң әмәллирини йоқитиштур.
9 Qualquer que é nascido de Deus não commette peccado; porque a sua semente permanece n'elle; e não-pode peccar, porque é nascido de Deus.
Худадин туғулғучи гуна садир қилмайду; Худаниң уруғи униңда орун алғачқа, у гуна садир қилиши мүмкин әмәс, чүнки у Худадин туғулғандур.
10 N'isto são manifestos os filhos de Deus, e os filhos do diabo. Qualquer que não obra justiça, e não ama a seu irmão, não é de Deus.
Худаниң балилири билән Иблисниң балилири шуниң билән пәриқлинидуки, кимдәким һәққанийлиққа әмәл қилмиса вә яки өз қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә Худадин әмәстур.
11 Porque esta é a annunciação que ouvistes desde o principio: que nos amemos uns aos outros.
Чүнки силәр дәсләптин аңлап келиватқан хәвәр мана дәл шуки, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәктур.
12 Não como Caim, que era do maligno, e matou a seu irmão. E por que causa o matou? Porque as suas obras eram más e as de seu irmão justas.
У у рәзилдин болған, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаслиғимиз керәк; у немишкә инисини қәтл қилди? Униң өзиниң қилғанлири рәзил, инисиниң қилғанлири һәққаний болғанлиғи үчүн шундақ қилған.
13 Meus irmãos, não vos maravilheis, se o mundo vos aborrece.
Шуңа, и қериндашлар, бу дуния силәрни өч көрсә, буниңға һәйран қалмаңлар.
14 Nós sabemos que já passámos da morte para a vida, porque amamos os irmãos. Quem não ama a seu irmão permanece na morte
Биз қериндашларни сөйгәнлигимиздин, өлүмдин һаятлиққа өткәнлигимизни билимиз. Өз қериндишини сөймигүчи техи өлүмдә туруватиду.
15 Qualquer que aborrece a seu irmão é homicida. E vós sabeis que nenhum homicida tem a vida eterna permanecendo n'elle. (aiōnios )
Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур вә һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр. (aiōnios )
16 Conhecemos a caridade n'isto, que elle deu a sua vida por nós, e nós devemos dar a vida pelos irmãos.
Биз шуниң билән меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини билимизки, у биз үчүн Өз җенини пида қилди; шуниңдәк бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа қәриздардурмиз.
17 Quem pois tiver bens do mundo, e vir o seu irmão necessitado e lhe cerrar as suas entranhas, como estará n'elle a caridade de Deus?
Амма кимки бу дунияда мал-мүлки туруп, қериндишиниң муһтаҗлиғини көрүп туруп, униңға көкси-қарнини ачмиса, бундақ кишидә нәдиму Худаниң меһир-муһәббити болсун?
18 Meus filhinhos, não amemos de palavra, nem de lingua, senão de obra e de verdade.
Әзиз балилирим, сөз билән вә тил билән әмәс, бәлки әмәлдә вә һәқиқәттә меһир-муһәббәт көрситәйли.
19 E n'isto conhecemos que somos da verdade, e diante d'elle asseguraremos nossos corações;
Биз шундақ ишлар билән өзимизниң һәқиқәттин болғанлиғимизни биләләймиз вә [Худаниң] алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз.
20 Que, se o nosso coração nos condemna, maior é Deus do que os nossos corações, e conhece todas as coisas.
Шундақтиму, мабада қәлбимиз бизни йәнила әйиплисә, Худа йәнила қәлбимиздин үстүн вә һәммини билгүчидур.
21 Amados, se o nosso coração nos não condemna, temos confiança para com Deus;
Сөйүмлүклирим, әгәр қәлбимиз бизни әйиплимисә, Худаниң алдида жүрәклик туримиз
22 E qualquer coisa que lhe pedirmos, d'elle a receberemos; porque guardamos os seus mandamentos, e fazemos as coisas agradaveis perante elle.
вә шундақла Униңдин немини тилисәк шуниңға еришәләймиз; чүнки биз Униң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилимиз.
23 E o seu mandamento é este: que creiamos no nome de seu Filho Jesus Christo, e nos amemos uns aos outros, como nos deu mandamento.
Вә Униң әмри шуки, униң Оғли Әйса Мәсиһниң намиға етиқат қилишимиз һәмдә Униң бизгә тапилиғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.
24 E aquelle que guarda os seus mandamentos n'elle está, e elle n'elle. E n'isto conhecemos que elle está em nós, pelo Espirito que nos tem dado.
Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши [Худада] яшайдиған вә [Худаму] униңда яшайдиған болиду. Әнди Худаниң биздә яшайдиғанлиғини билгинимиз болса, У бизгә ата қилған Роһтиндур.