< 1 Coríntios 15 >

1 Tambem vos notifico, irmãos, o evangelho que já vos tenho annunciado; o qual tambem recebestes, e no qual tambem permaneceis.
Амма, и қериндашлар, мән силәргә әслидә йәткүзгән хуш хәвәрни баян қилмақчимән; силәр бу хуш хәвәрни қобул қилған вә униңда чиң туруватисиләр;
2 Pelo qual tambem sois salvos se o retiverdes tal como vol-o tenho annunciado; se não é que crêstes em vão.
мән силәргә йәткүзгән хуш хәвәр болған каламда чиң турған болсаңлар, — (ишәнгиниңлар бекарға кәтмигән болса) — силәр униң арқилиқ қутқузулуватисиләр.
3 Porque primeiramente vos entreguei o que tambem recebi: que Christo morreu por nossos peccados, segundo as Escripturas,
Чүнки мән өзүмгә аманәт қилинғанлирини әң зөрүр иш сүпитидә силәргиму тапшурдум; йәни, Тәврат-Зәбурда алдин-ала ейтилғинидәк, Мәсиһ гуналиримиз үчүн өлди;
4 E que foi sepultado, e que resuscitou ao terceiro dia, segundo as Escripturas,
У дәпнә қилинди; вә үчинчи күни йәнә Тәврат-Зәбурдә алдин-ала ейтилғинидәк тирилдүрүлди;
5 E que foi visto por Cephas, e depois pelos doze.
У Кефасқа, андин он иккиләнгә көрүнди;
6 Depois foi visto, uma vez, por mais de quinhentos irmãos, dos quaes vive ainda a maior parte, e alguns dormem já tambem.
андин У бир сорунда бәш йүздин артуқ қериндашқа көрүнди; уларниң көпинчиси бүгүнки күндә тирик, амма бәзилири өлүмдә ухлаватиду;
7 Depois foi visto por Thiago, depois por todos os apostolos.
У Яқупқа, андин расулларниң һәммисигә көрүнди;
8 E por derradeiro de todos foi visto tambem por mim, como por um abortivo.
Һәммисидин кейин У худди вақитсиз туғулған бовақтәк болған маңиму көрүнди.
9 Porque eu sou o menor dos apostolos, que não sou digno de ser chamado apostolo, porque persegui a egreja de Deus.
Чүнки мән расуллар арисидики әң төвинимән, расул дәп атилишқа лайиқ әмәсмән; чүнки мән Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанмән.
10 Mas pela graça de Deus sou o que sou; e a sua graça para comigo não foi vã, antes trabalhei muito mais do que todos elles; todavia não eu, mas a graça de Deus, que está comigo
Лекин һазир немила болсам Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ болдум; Униң маңа көрсәткән шу меһри-шәпқити бекарға кәтмиди; чүнки мән [Худаниң хизмитидә] барлиқ расуллардин бәкрәк җапалиқ ишлигәнмән; әмәлийәттә ишлигүчи мән әмәс, бәлки мән билән биллә болған Худаниң меһри-шәпқитидур.
11 Assim que seja eu ou sejam elles, assim prégamos e assim haveis crido.
Демәк, мәйли мән яки башқа [расуллар] болсун, һәммимизниң йәткүзгәнлири охшаш болуп, у дәл силәр ишинип қобул қилған хуш хәвәрдур.
12 Ora, se se préga que Christo resuscitou dos mortos, como dizem alguns d'entre vós que não ha resurreição de mortos?
Амма Мәсиһ өлгәнләр ичидин тирилдүрүлгән дәп җакаланған болса, қандақму араңлардики бәзиләр өлгәнләрниң тирилиши дегән йоқ иш, дәйду?
13 E, se não ha resurreição de mortos, tambem Christo não resuscitou.
Амма өлгәнләрниң тирилиши дегән йоқ иш болса, Мәсиһниң тирилишиму йоқ иш болған болатти.
14 E, se Christo não resuscitou, logo é vã a nossa prégação, e tambem é vã a vossa fé.
Шуниңдәк әгәр Мәсиһ өлүмдин тирилгән болмиса, җакалиған хәвиримиз беһудә болған, силәрниң етиқатиңларму беһудә болған болатти.
15 E assim somos tambem achados falsas testemunhas de Deus, pois testificamos de Deus, que resuscitou a Christo, ao qual, porém, não resuscitou, se, na verdade, os mortos não resuscitam.
Һәтта бизму Худа тоғрисидики ялған гувачилар болған болаттуқ — чүнки биз Худаниң Мәсиһни өлүмдин тирилдүргәнлигигә гувалиқ бәрдуқ. Әгәр һәқиқәтән өлүмдин тирилиш болмиса, Худа Мәсиһниму өлүмдин тирилдүрмигән болатти.
16 Porque, se os mortos não resuscitam, tambem Christo não resuscitou.
Чүнки өлгәнләр қайта тирилдүрүлмисә, Мәсиһму тирилмигән болатти.
17 E, se Christo não resuscitou, é vã a vossa fé, e ainda permaneceis nos vossos peccados.
Мабада Мәсиһ тирилмигән болса, етиқатиңлар керәксиз болған, силәр техичә гуналириңларда жүрүватқан болаттиңлар,
18 E tambem os que dormiram em Christo estão perdidos.
шундақла Мәсиһтә өлүмдә ухлаватқанларму һалакәткә йүз тутқан болатти.
19 Se esperamos em Christo só n'esta vida, somos os mais miseraveis de todos os homens.
Әгәр үмүтүмизни пәқәт бу дуниядики һаятимиз үчүнла Мәсиһгә бағлиған болсақ, биз инсанлар арисидики әң бечарә адәмләрдин болған болимиз.
20 Mas agora Christo resuscitou dos mortos, e foi feito as primicias dos que dormem.
Амма әмәлийәттә, Мәсиһ өлүмдә ухлиғанлар ичидә «һосулниң тунҗа мевиси» болуп, өлүмдин тирилгәндур;
21 Porque, assim como a morte veiu por um homem, tambem a resurreição dos mortos veiu por um homem.
Чүнки бир инсан арқилиқ өлүм [аләмдә] пәйда болғинидәк, өлүмдин тирилишму бир инсан арқилиқ [аләмдә] пәйда болди.
22 Porque, assim como todos morrem em Adão, assim tambem todos serão vivificados em Christo.
Адаматимиздин болғанларниң һәммиси [униң түпәйлидин] өлүмгә мәһкүм болғанлиғиға охшаш, Мәсиһдә болғанларниң һәммиси [Униң түпәйлидин] өлүмдин һаятқа еришиду.
23 Mas cada um por sua ordem: Christo as primicias, depois os que são de Christo, na sua vinda.
Амма һәммәйлән өз нөвәт-қатарида тирилиду; тунҗа һосулниң мевиси болған Мәсиһ биринчи; иккинчиләр болса Мәсиһниң дунияға қайтип кәлгинидә өзигә тәвә болғанлар.
24 Depois virá o fim, quando tiver entregado o reino a Deus, ao Pae, e quando houver aniquilado todo o imperio, e toda a potestade e força.
Андин ахирәт болиду; шу чағда У барлиқ һөкүмранлиқни, барлиқ һоқуқ вә һәр хил күчләрни әмәлдин қалдуруп, падишалиқни Худа-Атиға тапшуриду.
25 Porque convem que reine até que haja posto a todos os inimigos debaixo de seus pés.
Чүнки У барлиқ дүшмәнләрни [мәғлуп қилип] айиғи астида қилғичә һөкүм сүрүши керәктур;
26 Ora o ultimo inimigo que será aniquilado é a morte.
әң ахирқи йоқитилидиған дүшмән болса өлүм өзидур.
27 Porque todas as coisas sujeitou debaixo de seus pés. Porém, quando diz que todas as coisas lhe estão sujeitas, claro está que exceptua aquelle que lhe sujeitou todas as coisas.
Чүнки [Зәбурда] «[Худа] пүткүл мәвҗудатни Униң айиғи астиға бойсундурған» [дәп пүтүклүктур]. Амма «пүткүл мәвҗудат Униңға бойсундурулған» дейилгинидә, рошәнки, шу «пүткүл» дегән сөз «һәммини Униңға Бойсундурғузғучи»ниң өзини ичигә алған әмәстур.
28 E, quando todas as coisas lhe estiverem sujeitas, então tambem o mesmo Filho se sujeitará áquelle que todas as coisas lhe sujeitou, para que Deus seja tudo em todos.
Амма һәммә Униңға бойсундурулғандин кейин, Оғул һәммини өзигә бойсундурғучиға бойсуниду; шуниң билән Худа һәмминиң һәммиси болиду.
29 D'outra maneira, que farão os que se baptizam pelos mortos, se absolutamente os mortos não resuscitam? Pois porque se baptizam pelos mortos?
Өлүмдин тирилиш болмиса, бәзиләрниң өлгәнләр үчүн чөмүлдүрүлүшини қандақ чүшиниш керәк? Өлгәнләр зади тирилмисә, кишиләр улар үчүн немә дәп чөмүлдүрүлиду?
30 Porque estamos nós tambem a toda a hora em perigo?
Бизләр немә дәп [һәр күни] һәр сааттә хәвп-хәтәргә дуч келип жүримиз?
31 Cada dia morro pela vossa gloria, a qual tenho em Christo Jesus nosso Senhor.
Рәббимиз Мәсиһ Әйсада силәрдин пәхирлинишим раст болғандәк, [и қериндашлирим], мән һәр күни өлүмгә дуч келимән.
32 Se, como homem, combati em Epheso contra as bestas, que me aproveita, se os mortos não resuscitam? Comamos e bebamos, que ámanhã morreremos.
Әгәр инсанларниң нуқтиинәзиридин ейтқанда «Әфәсус шәһиридә вәһший һайванлар билән елиштим» десәм, өлгәнләр өлүмдин тирилмисә, буниң маңа немә пайдиси? «Әтә бәрибир өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз йоллуқ болмамти?
33 Não vos enganeis: as más conversações corrompem os bons costumes.
Алданмаңлар; чүнки «Яман һәмраһлар әхлақни бузиду».
34 Vigiae justamente e não pequeis; porque alguns ainda não teem o conhecimento de Deus: digo-o para vergonha vossa.
Һәққаний болуш үчүн ойғиниңлар, гунадин қол үзүңлар; чүнки бәзилириңларда Худа тоғрилиқ хәвәр йоқтур — буни ейтсам силәр үчүн уят әмәсму?
35 Mas alguem dirá: Como resuscitarão os mortos? E com que corpo virão?
Бәлким бириси: «Өлүкләр қандақ тирилдүриләр? Улар қандақ тән билән тириләр?» — дәп сориши мүмкин.
36 Insensato! o que tu semeias não vivificará, se primeiro não morrer.
И ахмақ киши, сениң териғиниң, өлмәй туруп қайтидин тирилмәйду.
37 E, quando semeias, não semeias o corpo que ha de nascer, mas o simples grão, como de trigo, ou d'outra qualquer semente.
Һәм сениң териғиниң, өсүмлүкниң тени әмәс, бәлки униң ялаңач дени — мәсилән, буғдайниң яки башқа бирәр зираәтниң дени, халас.
38 Mas Deus dá-lhe o corpo como quer, e a cada semente o seu proprio corpo.
Вә кейин Худа Өз хаһиши бойичә униңға мәлум бир тәнни бериду; шундақла уруқ данлириниң һәр биригә өзиниң тенини ата қилиду.
39 Nem toda a carne é uma mesma carne, mas uma é a carne dos homens, e outra a carne dos animaes, e outra a dos peixes e outra a das aves.
Җаниварларниң әтлири болса бир-биригә охшимайду; инсанларниң өзигә хас әтлири бар, һайванларниң өзигә хас әтлири бар, учар-қанатларниңму бар, белиқларниңму бар.
40 E ha corpos celestes e corpos terrestres, mas uma é a gloria dos celestes e outra a dos terrestres.
Асманда җисимлар бар, йәр йүзидиму җисимлар бар; амма асмандикисиниң җула-шәриви башқичә, йәр йүзидикисиниңму башқичә болиду;
41 Uma é a gloria do sol, e outra a gloria da lua, e outra a gloria das estrellas; porque uma estrella differe em gloria d'outra estrella.
Қуяшниң шан-шәриви бир хил, айниң шәриви йәнә бир хил, юлтузларниң шан-шәриви йәнә бир хилдур; чүнки юлтузлар шан-шәрәплиридә бир-биридин пәриқлиниду.
42 Assim tambem a resurreição dos mortos. Semeia-se o corpo em corrupção; resuscitará em incorrupção.
Өлүмдин тирилиш һәм шундақтур. [Тән] чириш һалитидә терилиду, чиримас һаләттә тирилдүрүлиду;
43 Semeia-se em ignominia, resuscitará em gloria. Semeia-se em fraqueza, resuscitará com vigor.
Уятлиқ һаләттә терилиду, шан-шәрәп билән тирилдүрүлиду; аҗиз һаләттә терилиду, амма күч-қудрәт билән тирилдүрүлиду.
44 Semeia-se corpo animal, resuscitará corpo espiritual. Ha corpo animal, e ha corpo espiritual.
У тәбиәткә тәвә бир тән сүпитидә терилиду; роһқа тәвә бир тән болуп тирилдүрүлиду; әслидә тәбиәткә тәвә бир «җанлиқ» тән болған болса, әнди роһий бир тән болиду.
45 Assim está tambem escripto: O primeiro homem, Adão, foi feito em alma vivente: o ultimo Adão em espirito vivificante.
Шуңа [Тәвратта] мундақ пүтүлгәнки: «Тунҗи инсан Адәм атимиз тирик бир җан қилип яритилди»; амма «ахирқи Адәм ата» болса һаятлиқ бәргүчи Роһ болди.
46 Mas não é primeiro o espiritual, senão o animal; depois o espiritual.
Амма авал кәлгини роһий адәм әмәс, бәлки «тәбиәткә тәвә болғучи» адәм еди, кейин «роһий адәм» кәлди.
47 O primeiro homem, da terra, é terreno; o segundo homem, o Senhor, é do céu.
Дәсләпки инсан болса йәрдин, тупрақтин апиридә қилинған; иккинчи инсан болса асмандин кәлгәндур;
48 Qual o terreno, taes são tambem os terrenos; e, qual o celestial, taes tambem os celestiaes.
Тупрақтин апиридә қилинғини қандақ болған болса, [униңдин] [болған] «тупрақлиқ»ларму шундақ болиду; асмандин кәлгини қандақ болса, униңдин болған «асманлиқлар»му шундақ болиду.
49 E, assim como trouxemos a imagem do terreno, assim traremos tambem a imagem do celestial.
Бизләр «тупрақлиқ адәм» сүритидә болғинимиздәк, «асманлиқ адәм» сүритидиму болалаймиз.
50 Porém digo isto, irmãos: que a carne e o sangue não podem herdar o reino de Deus, nem a corrupção herda a incorrupção.
Амма шуни ейтимәнки, и қериндашлар, әт вә қандин төрәлгәнләр Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду; чиригүчи чиримайдиғанға варислиқ қилалмайду.
51 Eis aqui vos digo um mysterio: Na verdade, nem todos dormiremos, mas todos seremos transformados,
Мана, мән силәргә бир сирни ейтип беримән; биз һәммимизла [өлүмдә] ухлайдиғанлардин болмаймиз; бирақ һәммимиз өзгәртилимиз!
52 N'um momento, n'um abrir e fechar d'olhos, ao som da ultima trombeta; porque a trombeta soará, e os mortos resuscitarão incorruptiveis, e nós seremos transformados.
Бир дәқиқидила, көзни бир жумуп ачқичә, әң ахирқи канай челинғанда өзгәртилимиз; чүнки канай челинсила өлгәнләр чиримас һаятқа тирилдүрүлиду, шундақла өзгәртилимиз;
53 Porque convem que este corpo corruptivel se revista da incorruptibilidade, e que este corpo mortal se revista da immortalidade.
Чүнки бу чирип кәткүчи чиримас һаятни кийивелиши, бу өлгүчи өлмәсликни кийивелиши керәк;
54 E, quando este corpo corruptivel se revestir da incorruptibilidade, e este corpo mortal se revestir da immortalidade, então cumprir-se-ha a palavra que está escripta: Tragada foi a morte na victoria.
Амма чирип кәткүчи чиримас һаятни кийгәндә, бу өлгүчи өлмәсликни кийгәндә, шу чағда бу сөз әмәлгә ашурулиду: «Өлүм ғәлибә тәрипидин жутулуп йоқутулиду!».
55 Onde está, ó morte, o teu aguilhão? Onde está, ó inferno, a tua victoria? (Hadēs g86)
«Аһ, өлүм, сениң нәштириң қени?! Аһ, өлүм, сениң ғәлибәң қени?!» (Hadēs g86)
56 Ora o aguilhão da morte é o peccado, e a força do peccado é a lei
Өлүмдики нәштәр — гунадур, гунаниң күчи болса, Тәврат қануни арқилиқ намайән болиду.
57 Mas graças a Deus que nos dá a victoria por nosso Senhor Jesus Christo.
Лекин бизни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ буларниң үстидин ғәлибигә ериштүргүчи Худаға тәшәккүр!
58 Portanto, meus amados irmãos, sêde firmes e constantes, sempre abundantes na obra do Senhor, sabendo que o vosso trabalho não é vão no Senhor.
Шуниң үчүн, сөйүмлүк қериндашлирим, чиң туруп тәврәнмәс болуңлар, Рәбниң хизмитидики ишлириңлар һемишә кәң зиядиләшсун; чүнки Рәбдә болған әҗир-җапайиңлар һәргиз беһудә кәтмәйдиғанлиғини билисиләр.

< 1 Coríntios 15 >