< Kaudial 21 >
1 O I kilaner lan kap o jappa kap, pwe lan maj o jappa maj jolar mia, o jolar madau.
Андин, йеңи асман вә йеңи зиминни көрдүм; чүнки бурунқи асман вә зимин өтүп кәткән еди, деңизму мәвҗут болмиди.
2 O i kilaner kanim ijou, Ierujalem kap, peidido jan lan ren Kot, kapwater due li kamod kapwater on a paud ol.
Муқәддәс шәһәрниң, йәни Худадин чиққан, худди өз жигитигә той пәрдазлирини қилип һазирланған қиздәк йеңи Йерусалимниң әрштин чүшүватқанлиқни көрдүм.
3 O i roner nil laud jan mol o majani: Kilan, tanpaj en Kot mi ren aramaj akan, o a pan kotikot re’rail, o irail pan wia japwilim a aramaj ala, o pein Kot pan kotikot re’rail.
Әрштин жуқури көтирилгән бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Мана, Худаниң макани инсанларниң арисидидур; У улар билән биллә маканлишип туриду, улар Униң хәлқи болиду. Худа Өзиму улар билән биллә туруп, уларниң Худаси болиду.
4 O a pan kotin limwi jan pil en maj ar karoj; o mela pan jolar, pil jolar maiei, o jolar janejan, madak kokolata, pwe men maj jolar mia.
У уларниң көзлиридики һәр тамчә яшни сүртиду; әнди өлүм әсла болмайду, нә матәм, нә жиға-зерә, нә қайғу-әләм болмайду, чүнки бурунқи ишлар өтүп кәтти».
5 O me kaipokedi pon mol o majani: Kilan, I pan kawilikapada meakan karoj. O a kotin majani: Intiniedi; pwe majan pukat me pun o melel!
Тәхттә Олтарғучи: — Мана, һәммини йеңи қилимән! — деди. У маңа йәнә: Буларни хатириливал! Чүнки бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур, — деди.
6 A kotin majani on ia: A pwaidar. Nai Alpa o Omeka, Tapi o Imwi. I pan ki on, me men nim pil adar, en nim jan utun pil en maur japan.
У йәнә маңа мундақ деди: — «Иш тамам болди! Мән «Алфа» вә «Омега»дурмән, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән. Уссиған һәр кимгә һаятлиқ сүйиниң булиқидин һәқсиз беримән.
7 Me pan dadaurata, a pan jojoki mepukat, o I pan wia na Kot la, o a pan wiala nai jeri.
Ғәлибә қилғучи һәр ким буларға мирасхорлуқ қилиду; Мән униң Худаси болимән, уму Мениң оғлум болиду.
8 A me majak, o jokamelele, o jaut akan o men kamela kan, o nenek kan, o wun ani kan, o me poni dikedik en ani kan, o likam kan karoj deu ar nan le, me roneronki kijiniai o jwepel, iei mela kariau. (Limnē Pyr )
Лекин қорққанчақлар, етиқатсизлар, жиркиничликләр, қатиллар, бузуқлуқ қилғучилар, сеһиргәрләр, бутпәрәсләр вә барлиқ ялғанчиларға болса, уларниң қисмити от билән гуңгут йенип туруватқан көлдур — бу болса иккинчи өлүмдур». (Limnē Pyr )
9 O tounlan amen, kijan ijimen, me dal en kalokolok iju en kaimwijokela mi re a, pwarado majani on ia: Ko don met, i pan kajale on uk li kamod, warok en Jippul o.
Ахирқи йәттә балаю-апәт билән толған йәттә чинини тутқан йәттә пәриштидин бири келип, маңа сөзләп: — Кәл! Саңа Қозиниң җориси болидиған қизни көрситип қояй, — деди.
10 Ari a kotin kalua kin ia la ren nen pon nana lapalap eu o ileile, ap kajale on ia kanim ijou lerujalem, peipeidido jan lan ren Kot;
Андин у мени Роһниң илкидә болған һалда йоған вә егиз бир таққа елип қойди. У йәрдин маңа Худадин чиққан муқәддәс шәһәр Йерусалимниң әрштин чүшүватқанлиғини көрсәтти.
11 Linaneki linan en Kot; a marain me raj on takai kajampwal, rajon iajpij linan eu,
Униңда Худаниң шан-шәриви бар еди, униң җуласи интайин қиммәтлик гөһәрниң, йешил яқуттәк ялтириған хрусталъниң җуласиға охшайтти.
12 A kel lapalap ileile mia, o wanim eijokriau, o tounlan ekriamen mi ni wanim ko, o mar akan intinidier, me mar en nain Ijrael ekriamen.
Униң чоң һәм егиз сепили бар еди; сепилниң он икки дәрвазиси болуп, дәрвазиларда он икки пәриштә туратти. Һәр бир дәрвазиниң үстигә Исраилларниң он икки қәбилисидин бириниң исми йезилған еди.
13 Ni maj en lan wanim jilu, o ni apon wanim jilu, o ni air wanim jilu, o ni kapi wanim jilu.
Мәшриқ тәрипидә үч дәрваза, шимал тәрипидә үч дәрваза, җәнуп тәрипидә үч дәрваза вә мәғрип тәрипидә үч дәрваза бар еди.
14 Pajon en kel en kanim o me eijokriau, o mar en wanporon en Jippul o ekriamen intinidier po ar.
Шәһәрниң сепилиниң он икки һул теши болуп, уларниң үстигә он икки исим, йәни Қозиниң расулиниң исимлири пүтүклүктур.
15 Me majani on ia mepukat, men jon jokon kold mi re a, pwen jon kanim o, o a wanim akan o a kel o.
Маңа сөз қилған пәриштиниң қолида шәһәрни, униң дәрвазилири вә униң сепилини өлчәйдиған алтун қомуш өлчигүч һаса бар еди.
16 Pali en kanim pali paieu, o anet a dueta talap a; a jonki kanim men jon o, me anet a jtadien nenriakid. Anet a o tiilap o ileile duepeneta.
Шәһәр төрт часа болуп, узунлуғи билән кәңлиги охшаш еди. Пәриштә шәһәрни һаса билән өлчиди — он икки миң стадийон кәлди (узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги тәңдур).
17 A jojon kel o, ari me tipon en pa epuki paeijok paieu, duen men jon en aramaj o, me mi ren tounlan o.
У сепилниму өлчиди. Сепилниң [қелинлиғи] инсанларниң өлчәм бирлиги бойичә, йәни шу пәриштиниң өлчими бойичә бир йүз қириқ төрт җәйнәк кәлди.
18 A kel o wia kidar iajpij, a kanim o wia kidar kold eta, me rajon klaj makelekel.
Сепилниң қурулуши болса йешил яқуттин, шәһәр әйнәктәк сүзүк сап алтундин бена қилинған еди.
19 Pajon en kel en kanim o ujunakier jon en takai kajampwalia karoj. Tapin pajon takai iajpij, a kariau japir, a kajilu kaljedonia, a kapaieu jmarakd,
Шәһәр сепилиниң һуллири һәр хил қиммәтлик яқутлар билән безәлгән еди. Биринчи һул таш йешил яқут, иккинчиси көк яқут, үчинчиси һеқиқ, төртинчиси зумрәт,
20 A kalimau jardonikj, a kawonu jardij, a kaiju krijolit, a kawalu peril, a katuau topaj, a kaeijok krijopraj, a kaeijokeu iajint, a kaeijokriau ametijt.
бәшинчиси қизил һеқиқ, алтинчиси қизил қашташ, йәттинчиси сериқ квартс, сәккизинчиси сус йешил яқут, тоққузинчиси топаз, онинчиси йешил квартс, он биринчиси сөсүн яқут вә он иккинчиси пироза еди.
21 O wanim eijokriau manaman eijokriau; ari, wanim eu iei manaman eu; o al en kanim o me kold makelekel, linan due klaj.
Он икки дәрваза он икки мәрвайит еди, демәк дәрвазиларниң һәр бири бирдин мәрвайиттин ясалған еди. Шәһәрниң ғол йоли әйнәктәк сүзүк сап алтундин еди.
22 O i jota kilaner im en kaudok lole, pwe Kaun Kot, Kaun en meakaroj o Jippul iei ar im en kaudok.
Шәһәрдә һеч қандақ ибадәтхана көрмидим, чүнки Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа вә Қоза униң ибадәтханисидур.
23 O kanim jota mau on katipin de maram, pwen dakedaker, pwe linan en Kot kamaraini i, o Jippul iei arail lamp.
Шәһәрниң йорутулуши үчүн қуяшқа яки айға муһтаҗ әмәс, чүнки Худаниң шан-шәриви уни йорутқан еди, униң чириғи болса Қозидур.
24 O wei kan pan weid wei ni a linan; o nanmarki en jappa kan pan walan i ar linan.
Әлләр шәһәрдики йоруқлуқта жүриду; йәр йүзидики падишалар шанушәвкитини униң ичигә елип келиду.
25 O a wanim akan jota pan ritidi ni ran, pwe jolar pon waja o.
Униң дәрвазилири күндүздә һәргиз тақалмайду (әмәлийәттә у йәрдә кечә зади болмайду).
26 O irail pan wa don i linan o wau en wei kan,
Һәр қайси әлләрниң шанушәвкити вә һөрмәт-иззити униң ичигә елип келиниду.
27 Jota me pan pedelon on me jamin, de me kin wia jaut, de likam, a irail eta, me mar arail intinidier nan puk en maur en Jippul.
Һәр қандақ һарам нәрсә вә һәр қандақ жиркиничлик ишларни қилғучи яки ялғанчилиқ қилғучи униңға кирәлмәйду; пәқәт нами Қозиниң һаятлиқ дәптиридә йезилғанларла кирәләйду.